Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w22 июль 31-б.
  • Оқурмәнләрниң соаллири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Оқурмәнләрниң соаллири
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2022
  • Охшаш мәлумат
  • Һәқиқәт «течлиқ әмәс, бәлки қилич» әкелиду
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2017
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2022
w22 июль 31-б.

Оқурмәнләрниң соаллири

Һәзрити Әйсаниң «мени йәргә течлиқ әкәлгили кәлди дәп ойлимаңлар» дегән сөзлири немини билдүриду?

Һәзрити Әйса кишиләргә өз ара тинч-инақ өтүш һәққидә тәлим бәргән еди. Амма у бир қетим әлчилиригә мундақ дегән: «Мени йәргә течлиқ әкәлгили кәлди дәп ойлимаңлар. Мән течлиқ әмәс, бәлки қилич әкәлгили кәлдим. Чүнки мән оғлини атисидин, қизини анисидин һәм келинни қейинанисидин айриветишкә кәлдим» (Мәт. 10:34, 35). Әйса Мәсиһ немә демәкчи болған?

Мәсиһ Әйса аилә әзалирини бир-биридин айриветишни халимиған еди, амма у өзиниң тәлимлириниң бәзи аилиләрдә бөлүнүш пәйда қилидиғанлиғини биләтти. Шуңлашқа, Мәсиһниң шагирти болушни вә чөмдүрүлүшни халайдиғанлар өзлириниң чиқарған қарариниң аилисидикиләрдин бәзилирини хошал қилмайдиғанлиғини билиши керәк. Әгәр Йәһва гувачиси әмәс җүпти яки аилидики башқиларниң қаршилиғиға учриса, Мәсиһниң тәлимлиригә садиқ болуп қелиши қийинға тохтиши мүмкин.

Муқәддәс китап, Әйсаниң шагиртлирини«һәммиси билән течлиқ мунасивәттә болуңлар» дәп илһамландуриду (Рим. 12:18). Амма Әйсаниң тәлимлири бәзи аилиләр үчүн худди «қилич» кәби роль ойнайду, йәни бир аилә кишилиридин бири Әйсаниң тәлимлирини қобул қилип, уни башқилири рәт қилғанда яки қарши турғанда йүз бериду. Бундақ әһвалда, уруқ-туққанлар һәқиқәтни үгиниватқан кишиниң «дүшмәнлири» болуп қалиду (Мәт. 10:36).

Ишарәт қилип, өтүнүватқан анисидин қәтъий ишәнч билән жирақлап кетиватқан бир яш аял. «Мәңгү шат-хорам яшаң!» намлиқ китапни тутувалған яш аял.

Дин-етиқади охшимайдиған аилидә яшайдиған Йәһва гувачилири бәзидә өзлириниң Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһкә болған муһәббитини синайдиған әһвалларға дуч келиду. Мәсилән, етиқади охшимайдиған туққанлар уларни диний һейт-байрамни тәбрикләшкә үндәйду. Синаққа дуч кәлгәндә, уларға кимни хурсән қилишни қарар қилишқа тоғра келиду. Әйса мундақ дегән: «Ким атисини яки анисини мениңдин артуқ қәдирлисә, у маңа лайиқ әмәс» (Мәт. 10:37). Әлвәттә, Әйса һәқиқәтни үгиниватқанларниң униң шагирти болушқа лайиқ болуши үчүн, ата-анилирини сөйүшни тохтитиши керәклигини ейтмиған. Бәлки, у уларға һаятидики әң муһим нәрсиләр қайси екәнлигини қандақ қарар қилишни үгәткән еди. Әгәр башқа диндики аилә әзалиримиз Йәһваға ибадәт қилиш үчүн көрситиватқан тиришчанлиғимизға қарши турса, биз уларни давамлиқ яхши көримиз, амма Худаға болған сөйгү-муһәббитимизниң биринчи орунда туридиғанлиғини етирап қилимиз.

Шәк-шүбһисизки, аилимиздикиләрниң қаршилиғи көңлүмизни интайин азаплайду. Шундақтиму, Әйсаниң шагиртлири униң мону сөзини әстә сақлайду: «Кимки өзиниң азап түврүгини көтәрмисә вә маңа әгәшмисә, шагиртим болушқа лайиқ әмәс» (Мәт. 10:38, ЙД). Башқичә ейтқанда, Әйсаниң әгәшкүчилири аилисидикиләрниң қаршилиғини Мәсиһниң шагиртлири хошаллиқ билән қобул қилидиған азапларниң бир қисими дәп қарайду. Шуниң билән бир вақитта, улар яхши иш-һәрикәтлири арқилиқ башқа диндики аилә әзалириға тәсир қилип, уларниңму көзқарашлирини өзгәртип Муқәддәс китап һәқиқитини үгинишини үмүт қилиду (Пет. 1-х. 3:1, 2).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш