6-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Муқәддәс китап униң муәллипи тоғрилиқ немини ейтип бериду?
«Мән саңа һазир дәйдиған мошу барлиқ сөзлиримни язмиға язғин» (ЙӘР. 30:2, КТ).
37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған
БУ МАҚАЛИДӘa
1. Сиз немишкә Муқәддәс китап үчүн миннәтдарлиқ билдүрисиз?
БИЗ Муқәддәс китап үчүн Йәһва Худаға интайин миннәтдармиз. Муқәддәс китапта биз бүгүнки күндә дуч келиватқан қийинчилиқларға оңушлуқ тәқабил туруш үчүн дана мәслиһәтләр берилгән. У йәнә бизгә кәлгүси үчүн гөзәл үмүтни бериду. Әң муһими, Йәһва Муқәддәс китап арқилиқ Өзиниң нурғун есил пәзиләтлирини ашкарә қилған. Худаниң гөзәл пәзиләтлири һәққидә чоңқур ойланғинимизда, бу қәлбимизгә чоңқур тәсир қилип, Униң билән достлуқ мунасивәт орнитиш арқилиқ Худайимизға йеқинлишишқа һәрикәт қилимиз (Зәб. 25:14).
2. Йәһва қандақ пәриқлиқ йоллар билән Өзини инсанларға ашкарилиған?
2 Йәһва Худа инсанларниң Уни тонушини халайду. Өтмүштә У чүшләр, әҗайип көрүнүшләр вә һәтта пәриштилири арқилиқ Өзини ашкарилиған (Сан. 12:6; Әлч. 10:3, 4). Амма әшу чүшләр, әҗайип көрүнүшләр яки пәриштиләр арқилиқ йәткүзүлгән хәвәрләр йезип қалдурулмиған болса, улар һәққидә тәтқиқ қилиш мүмкин болмас еди. Наһайити ениқки, Йәһва инсанларни ишлитип яздурған әшу китапни билишимизни халиған (Йәр. 30:2). «Һәқ Худаниң йоли мукәммәл» болғачқа, биз мошу алақә қилиш усулиниң әң яхши вә бизгә ярдәм берәләйдиғанлиғиға ишинәләймиз (Зәб. 18:30).
3. Муқәддәс китапниң бизниң күнимизгичә йетип келишигә Йәһва Худа қандақ капаләтлик қилған? (Йәшая 40:8)
3 Йәшая 40:8ни оқуң. Нәччә миң жиллардин буян Худаниң Сөзи садиқ әр вә аялларға тоғра йол-йоруқларни көрситип келиватиду. Бу қандақму мүмкин болған? Муқәддәс Язмилар узун заманлар илгири чирип йоқилип кетидиған материалларға йезилғачқа, бүгүнки күндә әсли Язмиларниң һечқайсиси мәвҗут әмәслигини билимиз. Амма Йәһва Худа инсанларниң уларни көчүрүп, нусха көпәйтишигә капаләтлик қилған. Гәрчә көчүрүп көпәйткүчиләр намукәммәл болсиму, улар өз ишлирида интайин еһтиятчан болған. Мәсилән, ибранийчә Муқәддәс Язмилар һәққидә бир алим мундақ язған: «Шундақ дейишкә болидуки, башқа қедимқи һечбир язма мундақ тоғра йетип келәлмигән». Шуңа шунчә узун вақит өткән, чирип кетидиған материаллар ишлитилгән вә көпәйтип көчүргүчиләр намукәммәл болған болсиму, бүгүнки күндә Муқәддәс китаптин оқуған сөзләрниң униң муәллипи Йәһваниң ой-пикирлирини йәткүзидиғанлиғиға ишинимиз.
4. Бу мақалидә немиләр һәққидә муһакимә қилимиз?
4 Һәрбир яхши һәдийә вә һәрбир мукәммәл соғиниң мәнбиси — Йәһва Худадур (Яқуп 1:17). Муқәддәс китап — Йәһва бизгә бәргән әң яхши соғилардин бири. Соға бизгә соға бәргүчи һәққидә бәзи нәрсиләрни ейтип бериду. У бизни вә еһтияҗимизни яхши билиду. Муқәддәс китапни соға қилғучиму дәл шундақ. Муқәддәс китапни оқуп издәнгинимиздә, Йәһва тоғрилиқ нурғун нәрсиләрни үгинимиз. Униң бизни қанчилик сөйидиғанлиғини вә немигә еһтияҗлиқ екәнлигимизни билидиғанлиғини үгинимиз. Бу мақалидә Муқәддәс китап Йәһваниң үч пәзилитини, йәни әқил-парасити, адалити вә сөйгүсини қандақ әкс әттүридиғанлиғини муһакимә қилимиз. Алди билән Муқәддәс китап Худаниң әқил-параситини қайси йоллар билән әкс әттүридиғанлиғини көрүп бақайли.
МУҚӘДДӘС КИТАП ХУДАНИҢ ӘҚИЛ-ПАРАСИТИНИ АШКАРӘ ҚИЛИДУ
5. Муқәддәс китапниң Худаниң даналиғини әкс әттүридиған бир йоли қайси?
5 Йәһва бизниң Униң дана мәслиһитигә муһтаҗ екәнлигимизни билиду. Униң соғиси болған Муқәддәс китап һекмәтлик сөзләр билән толған. Униңдики сөзләр кишиләргә иҗабий тәсир қилип, уларниң һаятини өзгәртиду. Муқәддәс Язмиларниң Тәврат қисми қәләмгә елинғанда, Муса пәйғәмбәр исраилларға мундақ дегән: «Чүнки бу силәр үчүн бош сөзләр әмәс, бәлки бу һаятиңлардур!» (Қ. шәр. 32:47) Әшу сөзләргә бойсунуп яшиғанлар турмушида хошаллиқ вә бәрикәтләргә еришкән (Зәб. 1:2, 3). Шунчә узун вақит өтүп кәткән болсиму, Худа Сөзиниң кишиләрниң һаятини өзгәртиш күчи йоқалмиған. Мәсилән, jw.org торбетидә «Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» намлиқ бир қатар мақалиләр бар. Шу мақалиләрдин 50тин көпирәк һәқиқий һаят тәҗрибилири һәққидә оқалайсиз (Сал. 1-х. 2:13).
6. Немә үчүн Муқәддәс китапқа охшаш йәнә бир китап йоқ дейәләймиз?
6 Худаниң Сөзигә охшаш йәнә бир китап йоқ. Немә үчүн шундақ дәймиз? Чүнки бу китапниң муәллипи Йәһва Худа Һәммигә қадир, мәңгүлүк вә тәңдашсиз әқил-парасәткә егә. Кишиләр давамлиқ оқуйдиған нурғунлиған китапларниң муәллипи өлүп кәткәндин кейин уларниң китаплирида йезилған мәслиһәтләр кейинирәк керәксиз болуп қалиду. Әксинчә, Муқәддәс китапта йезилған дана принциплар мәңгү қоллинишчан. Улар һәрқайси дәвирдә яшиған кишиләр үчүн пайдилиқ екәнлиги испатланған. Биз Муқәддәс китапни оқуғанда вә үгәнгәнлиримиз үстидә чоңқур ойланғанда, Йәһва Өзиниң муқәддәс роһини ишлитип, әшу Язмилардики нәсиһәтлирини һаятимизда қандақ қоллинишни үгинишимизгә ярдәм бериду (Зәб. 119:27; Мал. 3:16; Ибр. 4:12). Муқәддәс китапниң мәңгү тирик Муәллипи сизгә ярдәм беришкә тәшна. Бу бизни дайим Муқәддәс китапни оқушқа үндиши керәк.
Муқәддәс китап өтмүштә вә бүгүнки күндә Худаниң хәлқини қандақ иттипақлаштурған? (7, 8-абзацларға қараң)
7. Өтмүштә Муқәддәс Язмилар Худаниң хәлқини қандақ иттипақлаштурған?
7 Муқәддәс китап Худаниң әқил-параситини әкс әттүриду. Униң бир йоли — Худаниң хәлқини инақ-иттипақлаштуруш. Исраиллар Вәдә қилинған зиминға киргәндин кейин, һәр тәрәпләргә тарқилип олтирақлашқан. Бәзилири белиқчилар, йәнә бәзилири мал бақидиған чарвичилар вә башқилири йәр терийдиған деханлар болған. Вақитниң өтүшигә әгишип, әшу зиминниң бир тәрипидә яшиған исраиллар йәнә бир тәрипидә яшиған исраил қериндашлириниң қандақ һаят кәчүрүшигә қизиқмай қелиши мүмкин еди. Амма Йәһва Худа исраилларни түрлүк жиғилишлар арқилиқ җәм қилип, Униң йезип сақланған сөзлирини оқуш вә чүшәндүрүшләрни аңлашқа орунлаштурған (Қ. шәр. 31:10—13; Нәһ. 8:2, 8, 18). Миллионлиған Исраил қериндашлириниң жут-жутлардин Йерусалимға келип, топланғанлиғини көргән садақәтмән кишиниң қандақ һис-туйғуға чөмидиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Мошу йол арқилиқ Йәһва Өз хәлқиниң инақ-иттипақ болушиға ярдәм бәргән. Кейин Мәсиһ әгәшкүчилири җамаити қурулғанда, у нурғун тилда сөзләйдиған вә җамаәттики орни вә ихтисадий әһвали бир-биригә охшимайдиған әр-аялдин тәшкил тапқан. Шундақтиму улар Худа Сөзи болған Муқәддәс Язмиларни сөйгән һәм һәқ Худаға ибадәт қилишта бирликкә кәлгән. Мәсиһ әгәшкүчиси болғанлар етиқатчи қериндашлири вә җамаәт жиғилишиниң ярдимидә Худаниң Сөзини чүшинип йетәлигән (Әлч. 2:42; 8:30, 31).
8. Муқәддәс китап бүгүнки күндә Йәһваниң хәлқини қандақ инақ-иттипақлаштуриду?
8 Дана Худайимиз Муқәддәс китап арқилиқ давамлиқ Өз хәлқигә тәлим бериду вә уларни инақ-иттипақлаштуриду. Муқәддәс Язмиларда Йәһва Худа һәққидә билишимизгә тегишлик барлиқ һәқиқәтләр бар. Биз дайим җамаәт жиғилишлири вә конгрессларда җәм болуп, Муқәддәс китапни оқуш, уни чүшәндүрүш вә уни муһакимә қилишларға қулақ салимиз. Демәк, Йәһваға ибадәт қилғучилар мөрини мөригә тирәп, Униңға хизмәт қилиш мәхситимизгә йетиштә Муқәддәс китапниң интайин муһим роли бар (Зәф. 3:9).
9. Биз Муқәддәс Язмиларда йезилғанларни чүшиниш үчүн қандақ пәзиләткә муһтаҗ болимиз? (Луқа 10:21)
9 Йәһваниң әқил-параситини ашкарә қилидиған йәни бир йолни муһакимә қилип бақайли. У Муқәддәс китапниң нурғун бөләклирини пәқәтла кәмтәр адәмләр чүшинәләйдиған қилип яздурған (Луқа 10:21ни оқуң). Дунияниң һәммила җайлиридики кишиләр Муқәддәс китапни оқуйду. Бир алим шундақ дегән: «Муқәддәс китап әң көп оқулған китап болупла қалмастин, бәлки әң әстаидил көңүл қоюп оқулған китап». Амма пәқәт кәмтәр адәмләрла уни һәқиқәтән чүшиниду вә униңда йезилғанларни һаятида әмәлий қоллиниду (Кор. 2-х. 3:15, 16).
10. Муқәддәс китап Йәһва Худаниң илим-һекмитини ашкарилайдиған йәнә бир йол қайси?
10 Биз Муқәддәс китаптики Йәһваниң илим-һекмитини башқа йол билән пәриқләндүримиз. Йәһва Муқәддәс Язмилар арқилиқ бизгә бир топ сүпитидила әмәс, бәлки йәнә шәхсән һәрбиримизгә тәлим вә тәсәлли бериду. Һәммимиз Униң Сөзини оқуғанда Йәһваниң шәхсән бизгә қандақ ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини һис қилалаймиз (Йәшая 30:21). Бир қийинчилиққа йолуққанда дайим Муқәддәс китапни оқуп, дәл сиз үчүн йезилған айәтни учратқан чағлириңиз болғанму? Муқәддәс китапни миллионлиған инсанлар оқуп чүшинәләйду. У дәл сиз муһтаҗ болған учурлар билән сизгә йол көрситиду. Бундақ болушиниң бирдин-бир сәвәви — Муқәддәс китапниң Муәллипи пүткүл каинаттики даналиқниң мәнбәсидур! (Тим. 2-х. 3:16, 17)
МУҚӘДДӘС КИТАП ХУДАНИҢ АДИЛЛИҒИНИ ӘКС ӘТТҮРИДУ
11. Муқәддәс китап йезилған заманда Худа һәммигә тәң қарайдиғанлиғини қандақ көрсәткән?
11 Адиллиқ — Йәһваниң йәнә бир пәзилити (Қ. шәр. 32:4). Адиллиқ тәрәп тутмаслиқ, йәни һечбиригә ян басмаслиқ билән зич бағлинишлиқ. Йәһва һәммигә тәң қарайду (Әлч. 10:34, 35; Рим. 2:11). Муқәддәс Язмиларниң охшимайдиған тилларда йезилиши буни испатлайду. Дәсләпки 39 китапниң көпинчиси ибраний тилида йезилған болуп, әшу заманда Худа хәлқи уларни асан чүшәнгән. Бирақ милади 1-әсирдә грек тили кишиләр арисида кәң умумлашқачқа, Муқәддәс китапниң кейинки 27 китави асаслиғи грек тилида йезилған. Көргинимиздәк, Йәһва Өз Сөзини пәқәт бир тил биләнла чәклимигән. Бүгүнки күндә йәр йүзидә сәккиз миллиардқа йеқин адәм нурғун пәриқлиқ тилларда сөзләйду. Ундақта, шунчә көп кишиләр Йәһва һәққидә қандақ билим алалайду?
12. Даниял 12:4-айәтниң ахирқи күнләрдә әмәлгә ашқанлиғини көрситидиған бир йоли қайси?
12 Даниял пәйғәмбәр арқилиқ Йәһва ахирқи заманда Муқәддәс китап һәққидә тоғра билимниң ешип, зиядилишидиғанлиғини вәдә қилған. Уни нурғун кишиләр чүшинип йетиду (Даниял 12:4ни оқуң). Бу билимниң зиядә мол болушиниң йоли — Муқәддәс китап вә Муқәддәс китапқа асасланған материалларниң тәрҗимә қилиниши вә нәшир қилинип, тарқитилиши. У дуниядики әң көп тилға тәрҗимә қилинған вә тарқитилған китапқа айналған. Сода-тиҗарәт ширкәтлири нәшир қилған тәрҗимиләр бәзидә интайин қиммәт баһада сетилиду. Йәһваниң хәлқи һазирғичә Худа Сөзи болған Муқәддәс китапниң толуқ яки мәлум бир бөлигини 240тин артуқ тилда тәрҗимә қилди. Һәрқандақ киши униңға еришәләйду. Нәтиҗидә, ахир йетип келиштин бурун пүткүл милләт кишилири Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни аңлалайду (Мәт. 24:14). Адил Худайимиз мүмкинқәдәр көп кишиләрниң Униң Сөзини оқуш арқилиқ Уни тонуш пурситигә егә болушини халайду. Чүнки У һәммимизни интайин яхши көриду.
МУҚӘДДӘС КИТАП ХУДАНИҢ СӨЙГҮСИНИ ӘКС ӘТТҮРИДУ
13. Немә үчүн Муқәддәс китап Йәһваниң сөйгү-муһәббитини әкс әттүриду дәп ейталаймиз? (Йоһан 21:25)
13 Муқәддәс китап униң муәллипиниң әң есил пәзилити сөйгү-муһәббәт екәнлигини испатлайду (Йоһ. 1-х. 4:8). Мәсилән, Йәһва Худа Муқәддәс Язмиларға немиләрни яздурған вә немиләрни яздурмиғанлиғини ойлап көрүң. У Өзи билән йеқин мунасивәт орнитиш, һазир бәхитлик турмуш кәчүрүш вә келәчәктә мәңгүлүк һаятлиққа еришиш үчүн дәл биз еһтияҗлиқ һәқиқәтләрни яздурған. Бизгә чүшинип йетишимиз қийин болған көплигән тәпсилатларни бәрмигән (Йоһан 21:25ни оқуң).
14. Муқәддәс Язмилардики сөзләр Худаниң сөйгү-муһәббитини йәнә қандақ әкс әттүрүп бериду?
14 Йәһва бизни һөрмәтлигән асаста биз билән алақә орнитиш арқилиқ бизгә болған сөйгү-муһәббитини ипадилигән. У Муқәддәс китапта һаятимизни һәр җәһәттин контрол қилиш үчүн бир қаидә-түзүмләр тизимлигини яздурмиған. Әксичә, турмуштики һәқиқий вақиәләр, кишини һаяҗанға салидиған бәшарәтләр вә әмәлий қоллинишчан мәслиһәтләр арқилиқ тоғра қарарларни чиқиришимизға ярдәм бериду. Мошу йоллар билән Худаниң Сөзи бизни чиң дилимиздин Уни сөйүп, Униңға бойсунушқа үндәйду.
Йәһваниң өтмүштә Өз хизмәтчилиригә қандақ муамилә қилғанлиғи һәққидә ойлиниш немә үчүн муһим? (15-абзацқа қараң)
15. а) Йәһва Өзиниң Сөзини оқуғанларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини қандақ көрсәткән? ә) Рәсимдики кичик қиз, бир бурадәр вә яшанған қериндаш Муқәддәс китаптики қайси шәхсләр һәққидә ойлиниватиду? (Ярит. 39:1, 10—12; Пад. 2-яз. 5:1—3; Луқа 2:25—38)
15 Муқәддәс китап Йәһваниң бизгә интайин көңүл бөлидиғанлиғини қандақ ашкарилайду? Бу китап инсанларниң һис-туйғу ипадилири билән толған. Биз униңда тилға елинған шәхсләрниң һис-туйғулирини чүшинәләймиз. Чүнки уларму бизгә охшаш аддий инсан болған (Яқуп 5:17). Техиму муһими, Униң бизгә охшаш кишиләргә қандақ муамилә қилғанлиғини билгинимиздә, Йәһваниң көйүмчан, рәһим-шәпқәтлик Худа екәнлигини техиму ениқ чүшинәләймиз (Яқуп 5:11).
16. Муқәддәс китаптин хаталиқ өткүзгән шәхсләр һәққидә оқуғанда, Йәһва һәққидә немини үгинимиз? (Йәшая 55:7)
16 Йәһваниң бизгә болған сөйгү-муһәббитини Муқәддәс китап йәнә башқа бир йол билән ашкарилиған. У бизгә шундақ капаләт беридуки, Худайимиз хаталиқ өткүзгинимиздә бизни ташливәтмәйду. Исраиллар қайта-қайта Йәһваға қарши гуна өткүзгән. Бирақ улар чин көңлидин товва қилғанда Худа уларни кәчүргән (Йәшая 55:7ни оқуң). Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилириму Худаниң сөйгү-муһәббитини яхши билгән. Худаниң илһами билән Паул еғир гуна йолиға маңған, бирақ товва қилғанларға кәчүрүш вә тәсәлли беришкә дәвәт қилған (Кор. 2-х. 2:6, 7; Кор. 1-х. 5:1—5). Демәк, Йәһва Өзигә ибадәт қилғучилар хаталиқ өткүзгини үчүн, уларни рәт қилип ташливәтмигән. Әксичә, У меһрибанлиқ билән уларға ярдәм қолини сунуп, уларни түзәткән. Өзиниң қанити астиға елиш үчүн уларни чақирған. У бүгүнки күндиму өз гуналириға товва қилған барчә гунакарларға шундақ муамилә қилидиғанлиғи һәққидә вәдә бериду (Яқуп 4:8—10).
ХУДА БӘРГӘН СОҒИНИ ҚӘДИРЛӘҢ
17. Немә үчүн Муқәддәс китап интайин қиммәтлик соға?
17 Йәһва Худа бизгә әҗайип бир соғини бәргән. Немә үчүн Униң Сөзи шунчә алаһидә? Биз үгинип өткәндәк, Муқәддәс китап Худаниң әқил-парасити, адиллиғи вә сөйгү-муһәббитини ашкарилайду. Бу китап Йәһва бизниң Уни тонушимизни халайдиғанлиғини испатлайду. У Униң билән дост болушимизни халайду.
18. Йәһваниң яхши соғиси, йәни Муқәддәс китап үчүн миннәтдарлиғимизни қандақ билдүрәләймиз?
18 Биз Худаниң Сөзи, йәни у бәргән бу яхши һәдийигә һәргизму бепәрвалиқ қилмаслиғимиз керәк (Яқуп 1:17). Бу соға үчүн давамлиқ миннәтдарлиғимизни көрситәйли. Шуңа, Худаниң Сөзини оқуш вә оқуғанлиримиз һәққидә чоңқур ойлиниш арқилиқ давамлиқ Униңға миннәтдарлиқ билдүрәйли. Шундақ қилғинимизда, шу китапниң Муәллипиниң көрсәткән тиришчанлиғимизни бәрикәтләйдиғанлиғиға вә өзүмизниң Худа һәққидә билим алалайдиғанлиғимизға ишәнч қилалаймиз (Пәнд н. 2:5).
1-НАХША Йәһваниң есил пәзиләтлири
a Муқәддәс китап бизниң Йәһваға йеқинлишишимизға ярдәм бериду. Әшу Язмилардин Худаниң әқил-парасити, адиллиғи вә сөйгү-муһәббити һәққидә немини үгинәләймиз? Үгәнгәнлиримиз Худаниң Сөзигә болған чоңқур миннәтдарлиғимизни билдүрүш вә униң һәқиқәтән асмандики Атимиздин кәлгән соға екәнлигини көрүп йетишимизгә ярдәм бериду.