10-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
5-НАХША Мәсиһ — бизниң үлгимиз
Суға чөмдүрүлгәндин кейин давамлиқ Әйсаға әгишип меңиң
«Әгәр кимду-ким мениң кәйнимдин меңишни халиса, өзидин ваз кәчсун, өзиниң азап түврүгини алсун вә уни күндин күнгә көтәргәч дайим маңа әгәшсун» (ЛУҚА 9:23).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Бу мақалә һәммимизниң өзүмизни беғишлаш зади немини билдүридиғанлиғи тоғрисида чоңқур ойлинип көрүшимизгә ярдәм берәләйду. Болупму йеқинда чөмдүрүлгән қериндашлиримизниң садақәтмәнлигини сақлашни үгинишигә ярдәм бериду.
1, 2. Чөмдүрүлүштин кейин һаятиңиз қандақ яхшилиниду?
ЧӨМДҮРҮЛҮШТИН өтүп, Йәһваниң аилисиниң бир әзаси болуш һәқиқәтән кишини интайин хошал қилиду. Бу алаһидә шан-шәрәпкә еришкәнләр Зәбур язғучиси Давутниң мону сөзлиригә қошулиду: «Сән таллиған һәм Өзәңгә йеқинлаштурған кишилириң нәқәдәр бәхитликтур!» (Зәб. 65:4)
2 Йәһва һәммила кишини Өзиниң һойлисиға киришкә тәклип қилмайду. Алдинқи мақалидә муһакимә қилғинимиздәк, У Өзи билән йеқин мунасивәттә болушни халайдиғанлиғини испатлайдиған кишиләргә йеқинлишиду (Яқуп 4:8). Өзүңизни Йәһваға беғишлап чөмдүрүлсиңиз, алаһидә йол билән Йәһваға техиму йеқинлишисиз. Шуниңдин кейин Йәһваниң «силәргә бәрикәтләрни мол төкимән» дегән сөзиниң һәқиқәтән растлиғини шәхсән өз бешиңиздин өткүзисиз (Мал. 3:10; Йәр. 17:7, 8).
3. Өзини беғишлап, чөмдүрүлүштин өткән Мәсиһ әгәшкүчилириниң қандақ чоң җавапкарлиғи бар? (Вәз 5:4, 5)
3 Суға чөмдүрүлүш пәқәтла бир башлиниш. Сиз бу қәдәмни басқандин кейин пүтүн күчиңиз билән өзүңизни беғишлиғанда, бәргән қәсимиңизгә садиқ яшишиңиз лазим. Һәтта езиқтурушларға яки қийинчилиқларға дуч кәлгәндиму шундақ қилишиңиз керәк (Вәз 5:4, 5ни оқуң). Әйсаниң әгәшкүчиси болған екәнсиз униң үлгисигә әгишип, буйруқлириға күчиңизниң йетишичә бойсунушиңиз керәк (Мәт. 28:19, 20; Пет. 1-х. 2:21). Бу мақалә сизниң шундақ қилишиңизға ярдәм бериду.
ҚИЙИНЧИЛИҚЛАРҒА ВӘ ЕЗИҚТУРУШЛАРҒА ҚАРИМАЙ, ДАВАМЛИҚ ӘЙСАҒА ӘГИШИП МЕҢИҢ
4. Қайси мәнада Әйсаниң әгәшкүчилири «азап түвригини» көтүрүп меңиши керәк? (Луқа 9:23)
4 Суға чөмдүрүлгәндин кейин ғәм-әндишисиз һаят кәчүрәлмәйсиз. Әмәлийәттә Әйсаму буни ениқ тәкитләп, өз әгәшкүчилири чоқум «өзиниң азап түвригини. . . күндин күнгә» көтирип меңиши керәклигини ейтқан (Луқа 9:23ни оқуң). Ундақта, Әйса әгәшкүчилириниң һәрдайим азап-оқубәт чекидиғанлиғини ейтқанму? Яқ. У ундақ демәкчи болған әмәс. Әйса пәқәт улар бәрикәтләргә еришип қалмай йәнә қийинчилиқларғиму дуч келидиғанлиғини тәкитләп өткән. Бу қийинчилиқларниң бәзилири бәлким интайин азаплиқ болуши мүмкин (Тим. 2-х. 3:12).
5. Қурбанлиқларни бәргән кишиләргә Әйса қандақ бәрикәтләр һәққидә вәдә қилған?
5 Бәлким сиз аллиқачан аилә әзалириңизниң қаршилиғиға дуч кәлгән яки Худа Падишалиғини биринчи орунға қоюш үчүн бәзи қурбанлиқларға берип, маддий нәрсиләрни қоғлишиштин ваз кәчкән болушиңиз мүмкин (Мәт. 6:33). Әгәр шундақ болса, Йәһва сизниң көрсәткән садақәтмәнлигиңизгә чоқум диққәт қилидиғанлиғиға ишиниң (Ибр. 6:10). Бәлким, сиз Әйсаниң мону сөзиниң һәқиқәт екәнлигини өз бешиңиздин өткүзгәнсиз: «Кимду-ким мени һәм хуш хәвәрни дәп, өйидин яки қериндашлиридин, яки ата-анисидин, яки балилиридин, яки етиз-зиминлиридин ваз кәчкән болса, уларниң барлиғи һазирниң өзидә, мошу заманда, тәқипләр билән биригә йүз һәссә артуғирақ өйләргә һәм қериндашларға, һәм балиларға, һәм етиз-зиминларға, келәчәктики дуния қурулумида болса, мәңгү һаятқа егә болиду» (Марк 10:29, 30). Сиз еришкән бәрикәтләр сиз бәргән қурбанлиқлардин көптур (Зәб. 37:4).
6. Немә үчүн чөмдүрүлүштин кейин давамлиқ «тәнниң һәвәслиригә» қарши күрәш қилишимиз лазим?
6 Сиз йәнила «тәнниң һәвәслири», йәни арзу-һәвәслиригә қарши күрәш қилишиңиз керәк (Йоһ. 1-х. 2:16). Чүнки сиз Адәм атиниң намукәммәл әвлади. Бәзи чағларда сиз өзүңизни әлчи Паулдәк һис қилишиңиз мүмкин. У мундақ дәп язған: «Ички адимим бойичә Худа қанунидин бәһирлинимән, бирақ әзалиримда әқлимниң қануниға қарши чиқидиған башқа қанунни көримән. Бу қанун мени әзалиримда моҗут болған гуна қануниниң мәһбуси қилиду» (Рим. 7:22, 23). Гунакар хаһишиңизға қарши күрәш қилғанда, үмүтсизлинишиңиз мүмкин. Шундақ вақитларда Йәһваға бәргән вәдиңиз тоғрилиқ ойлиниш, езиқтурушқа қарши туруш ирадиңизни техиму күчәйтиду. Әмәлийәттә, сиз синақларға дуч кәлгәндә, өзүңизни беғишлаш қәсимиңиз һаятиңизни асанлаштуриду. Қандақ қилип?
7. Өзүңизни Йәһваға беғишлаш Униңға садиқ болушиңизға қандақ ярдәм бериду?
7 Йәһваға өзүңизни беғишлиғанда, сиз өзүңиздин ваз кәчкән. Йәни сиз Йәһвани хурсән қилмайдиған шәхсий арзу-истәк яки мәхсәтлириңизгә яқ дейишни қарар қилған едиңиз (Мәт. 16:24). Шуңа синаққа дуч кәлгәндә, немә қилиш тоғрисида көп ойлашқа вақит сәрип қилишниң һаҗити йоқ. Сиз Йәһваға садиқ болуштин башқа, һәрқандақ таллашларниң йолини аллиқачан йепивәткән. Сиз Йәһвани хурсән қилишта чиң турисиз. Бундақ қилсиңиз Аюпни үлгә қилған болисиз. Аюп гәрчә нурғун қийинчилиқларни баштин өткүзгән болсиму, қәтъийлик билән шундақ дегән: «Өлүп кәткичә нуқсанлиғимни зади тартқузмаймән!»— дегән (Аюп 27:5).
8. Өзүңизни беғишлиғанда, қилған дуайиңиз тоғрилиқ чоңқур ойлиниш аздурулушларға қарши турушиңизға қандақ ярдәм бериду?
8 Өзүңизни Йәһваға беғишлиғанда, қилған дуайиңиз һәққидә ойлансиңиз, һәрқандақ езиқтурушларға қарши туруш үчүн күчкә еришәләйсиз. Мәсилән, сиз башқиларниң һәмраси билән көз қаш ойнитип, романтик һис-туйғуларда боламсиз? Әлвәттә яқ. Сиз Йәһваға вәдә бәргәндә, бундақ яман ишларға яқ дегән. Әгәр намувапиқ һис-туйғуларниң күчийишигә йол бәрмисиңиз, кейинирәк шуларни ой-пикириңиздин чиқирип ташлаш үчүн қийналмайсиз. «Қанунсизлар йолиға қәдәм» басмай, «униңдин [қечип], нери өтүп» кетиң (Пәнд н. 4:14, 15).
9. Өзүңизни беғишлиғанда қилған дуайиңиз тоғрилиқ чоңқур ойлиниш һаятиңизда Худани биринчи орунға қоюшиңизға қандақ ярдәм бериду?
9 Әгәр һәрдайим җамаәт ибадәт жиғилишиға қатнишишимизға тосалғу болидиған ишқа тәклип қилинсақчу? Сиз немә қилидиғанлиғиңизни билисиз. Өзүңизни Йәһваға беғишлиғанда, аллиқачан бундақ иш тәкливигә «яқ» дәйдиғанлиңизни вәдә қилған. Шуңа сиз бундақ иш тәкливини қобул қилмайсиз, кейин йәнә Йәһва Худани һаятиңизда биринчи орунға қоюшниң йолини издәп олтармайсиз. Әйсаниң мисалини ойлап көрүң. У Атиси Йәһвани хурсән қилмайдиған ишни қилмаслиқни қәтъий қарар қилған. Биз шу тоғрисида ойлиниш арқилиқ Уни хурсән қилмайдиған һәрқандақ ишни дәрһал вә қәтъий рәт қилимиз (Мәт. 4:10; Йоһ. 8:29).
10. Чөмдүрүлгәндин кейин сизниң давамлиқ Әйса Мәсиһкә әгишип меңишиңизға Йәһва Худа қандақ ярдәм бериду?
10 Һәқиқәт шуки, синақлар вә езиқтурушлар Әйсаға әгишиш қарариңизниң қанчилик қәтъий көрситиш үчүн пурсәт яритип бериду. Шуниңға ишиниңки, Йәһва Худа сизниң Әйса Мәсиһкә әгишип меңишиңизға ярдәм бериду. Муқәддәс китапта мундақ дейилгән: «Худа садиқтур вә У силәрниң күчүңлардин артуқ аздурулушуңларға йол қоймайду, бәлки аздурулуш вақтида силәр көтирәлишиңлар үчүн, чиқиш йолини бериду» (Кор. 1-х. 10:13).
ӘЙСАҒА ДАВАМЛИҚ ӘГИШИП МАҢАЛАЙСИЗ
11. Әйсаға әгишип меңишниң әң яхши усуллиридин бири қайси? (Рәсимгиму қараң.)
11 Һәзрити Әйса қизғинлиқ билән Йәһваға хизмәт қилған вә дуа арқилиқ Униң билән йеқин мунасивәтни сақлиған (Луқа 6:12). Әмәлийәттә, сиз суға чөмдүрүлгәндин кейин Әйсаға әгишишниң әң яхши усуллиридин бири — давамлиқ сизни Йәһваға йеқинлаштуридиған ишларни қилиш. Муқәддәс китапта мундақ дейилгән: «Қайси дәриҗидә илгирилигән болушимиздин қәтъийнәзәр, әйни тәртип бойичә давамлиқ илгириләйли» (Флп. 3:16, ЙД). Әтрапиңизда Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилиш үчүн өзигә мәхсәт қойған вә мәхситигә йәткән қериндашлар болуши мүмкин. Мәсилән, улар Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә оқуған яки вәз ейтқучиларға еһтияҗлиқ бир йәргә көчүп барған болуши мүмкин. Әгәр шараитиңиз яр бәрсә, сизму өзүңизгә шундақ мәхсәтни қоюң вә шу мәхситиңизгә йетиш үчүн пүтүн күчиңиз билән тиришиң. Йәһваниң хәлқи Униңға көпирәк хизмәт қилишниң йоллирини издәйду (Әлч. 16:9). Әгәр һазирчә шундақ қилалмисиңизчу? Һәргиз өзүңизни шундақ мәхсәтләргә йәткәнләр билән селиштурмаң. Әң муһими, чидамчанлиқ билән давамлиқ алдиға қарап меңиң (Мәт. 10:22). Есиңиздә болсунки, сиз қабилийитиңиз вә шараитиңизға мувапиқ қолуңиздин келишичә, Йәһваға хизмәт қилғиниңизда Униң көңлини интайин хурсән қилисиз. Шу арқилиқ суға чөмдүрүлгәндин кейин давамлиқ Әйсаға әгишип маңалайсиз (Зәб. 26:1).
Чөмдүрүлүштин өткәндин кейин Йәһва билән йеқин мунасивәттә болуш үчүн роһий мәхсәтләрни қоюң (11-абзацқа қараң)
12, 13. Әгәр қизғинлиғимиз совушқа башлиса, немә қилалаймиз? (Коринтлиқларға 1-хәт 9:16, 17) («Жүгрәшни давамлаштуруң» намлиқ рамкиға қараң.)
12 Әгәр суға чөмдүрүлүп бираз вақит өткәндин кейин бәзидә ич-ичиңиздин дуа қилмайватқандәк яки вәз хизмитини бир көнүп қалған адәттәк һис қилсиңизчу? Муқәддәс китап оқуштин буруңкидәк хошаллиқ тапалмайватқан болсиңизчу? Шундақ әһвалда Йәһва маңа муқәддәс роһини әвәтмәйдиған болди дәп ойлимаң. Биз намукәммәл болғач, һис-туйғулиримиз бәзидә егиз-пәс болуп өзгирип туриду. Қизғинлиғимиз төвәнләп қалғанда, әлчи Паул һәққидә ойлап көрүң. У пүтүн күчи билән Әйса Мәсиһни үлгә қилған, амма бәзидә өзиниң башқа вақитлардикидәк роһи көтирәнгү болалмайдиғанлиғини билгән (Коринтлиқларға 1-хәт 9:16, 17ни оқуң). У мундақ дегән: «Әгәр ихтиярсиз қилсамму, бәрибир маңа башқуруш жүкләнгән». Башқичә ейтқандәк, Паул қандақ һис-туйғуда болушидин қәтъийнәзәр у өз хизмитини давамлаштурушқа қәтъий бәл бағлиған.
13 Сизму намукәммәл һис-туйғулириңизниң сизни тизгинлишигә һәргиз йол қоймаң. Қандақ һис-туйғуда болушиңиздин қәтъийнәзәр тоғра иш қилишқа бәл бағлаң. Әгәр тоғра ишни қилишни қәтъий давамлаштурсиңиз, вақитниң өтүшигә әгишип, һис-туйғулириңиз өзгириши мүмкин. Шундақ өзгириш болғанға қәдәр, шәхсий тәтқиқ қилиш, дуа қилиш, җамаәт жиғилишлириға қатнишиш вә вәз қилиш адитиңизни давамлаштуруң. Шундақ қилсиңиз, Әйсаға әгишип маңалайсиз вә етиқатчи қериндашлириңизға илһам-мәдәт берәләйсиз (Сал. 1-х. 5:11).
«ТӘКШҮРӘП, СИНАП КӨРҮҢЛАР»
14. Немә үчүн өзүмизни пат-пат тәкшүрүшимиз керәк? (Коринтлиқларға 2-хәт 13:5)
14 Суға чөмдүрүлгәндин кейин пат-пат өзүңизни тәкшүрүп туруш бәк муһим (Коринтлиқларға 2-хәт 13:5ни оқуң). Арилап-арилап күндилик турмуш адитиңизни тәкшүрүп туруш сиз үчүн пайдилиқ: Һәр күни дуа қиламсиз? Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип оқуватамсиз? Ибадәт жиғилишлири вә вәз хизмитигә қатнишиватамсиз? Техиму яхширақ қилиш вә униң пайдиси тоғрисида издинип көрүң. Мәсилән, өз-өзүңиздин мундақ сорап көрсиңиз болиду: «Мән Муқәддәс китапниң асасий тәлимлирини башқиларға чүшәндүрүп берәләймәнму? Вәз хизмәтни техиму хошал-хорам қилишниң йоллири барму? Ичимни төкүп тәпсилийирәк дуа қилимәнму? Дуалирим Йәһваға чин қәлбимдин ишинидиғанлиғимни көрситәмду? Һәрдайим ибадәт жиғилишлириға қатнишимәнму? Жиғилишларға диққитимни қаритип, техиму яхши җавап бериш үчүн немә қилсам болиду?»
15, 16. Езиқтурушқа қарши туруш һәққидә бир бурадәрниң мисалидин немини үгинимиз?
15 Униңдин башқа, сиз чоқум сәмимийлик билән өзүңизниң аҗизлиқ тәрәплирини тәкшүрүп көрүшиңиз керәк. Роберт исимлиқ бир бурадәр мошу һәққидә өз кәчүрмишини әсләп мундақ дәйду: «Мән 20 яш вақтимда йерим күн ишләйдиған бир ишқа кирдим. Бир күни иштин кейин иш орнидики бир хизмәтдишим мени өйигә тәклип қилди. У өйидә адәм йоқлиғини вә ялғуз қелип көңлүмизни хуш қилидиғанлиғимизни ейтти. Дәсләптә мән пәқәт бирнәччә баһанә-сәвәп көрсәттим, кейин униң тәкливини рәт қилдим вә сәвәвини чүшәндүрдүм». Роберт бу езиқтурушқа баш әгмәй тоғра иш қилған. Уни махташқа әрзийду. Кейин у әшу вақиә һәққидә қайта ойланғанда, өзиниң башқичә җавап қайтуралайдиғанлиғини көрүп йәткән. У мундақ дәйду: «Мән хизмәтдишимниң тәкливини қәтъийлик билән Йүсүп Потифарниң аялиниң тәкливини рәт қилғандәк дәрһал рәт қилмидим (Ярит. 39:7—9). У қизни рәт қилиш мән үчүн бәк қийинға тохтиғанлиғидин интайин һәйран болдум. Бу вақиә маңа Йәһва билән достлуғимни күчәйтишим керәклигини ениқ көрситип бәрди».
16 Робертқа охшаш өзүңизни тәкшүрүп беқиң, чоқум буниң пайдисини көрәләйсиз. Һәтта езиқтурушқа қарши турушта ғәлибә қилған болсиңизму, өзүңиздин шундақ сорап беқиң: «Яқ дейишим үчүн қанчилик вақит кәтти?» Әгәр техиму яхширақ қилишқа тегишлик тәрәпләрниң барлиғини байқисиңиз, өзүңиздин үмүтсизләнмәң. Һазир бу аҗизлиғиңизни тонуп йетәлигиңиз үчүн хошал болуң. Аҗизлиғиңизни тилға елип, Йәһваға дуа қилиң вә әмәлий Униң әхлақ өлчәм-қаидилиригә мас яшаш ирадиңизни күчәйтиш үчүн зөрүр қәдәмләрни ташлаң (Зәб. 139:23, 24).
17. Роберт Йәһва Худаниң исми қандақ улуқлиди?
17 Робертниң бешидин өткүзгән иштин йәнә бир нәрсини үгинәләймиз. У мундақ дәйду: «Мән хизмәтдишимниң тәкливини рәт қилғандин кейин у маңа: “Сиз синақтин өттүңиз”,— деди. Роберт қизниң немә демәкчи болғанлиғини сориғанда, у чүшәндүрүп илгири өзиниң бир достиниң Йәһва гувачиси болғанлиғини вә шу дости униңға: “Яш гувачилар иккийүзлимчилик һаят кәчүриду вә улар пурсәт кәлгәндә, оғурлуқчә Муқәддәс китапта мәнъий қилинған ишларни қилиду”,— дәп ейтқан. Шуңа у хизмитдишим мени синап беқишни қарар қилған екән. Бу сөзләрни аңлиғандин кейин Йәһваниң исмиға дағ тәккүзмигәнлигимдин интайин хошал болдум».
18. Суға чөмдүрүлгәндин кейин немә қилишқа қәтъий бәл бағлидиңиз? («Сизгә тәвсийә қилинған мақалиләр» намлиқ рамкиға қараң.)
18 Өзүңизни Йәһваға беғишлап суға чөмдүрүлсиңиз, һәрқандақ вәзийәттә Униң исмини муқәддәс қилишни халайдиғанлиғиңизни көрситисиз. Шуниңға қәтъий ишиниңки, мәйли қандақ синақлар яки аздурулушларға дуч кәлмәң, Йәһва Худа уларниң һәммисини билиду вә Униңға садиқ қелиш үчүн көрсәткән тиришчанлиғиңизни бәрикәтләйду. У Өз муқәддәс роһи арқилиқ сизгә күч-қувәт берәләйдиғанлиғиға ишиниң (Луқа 11:11—13). Йәһва Худаниң ярдими билән сиз чөмдүрүлгәндин кейин давамлиқ Әйса Мәсиһкә әгишип маңалайсиз.
ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?
Қайси мәнада Мәсиһ әгәшкүчилири һәр күни «өзиниң азап түвригини» көтирип жүриду?
Суға чөмдүрүлгәндин кейин давамлиқ Әйсаға әгишиш үчүн немә қилалайсиз?
Өзүңизни беғишлаш қәсимиңиз үстидә чоңқур ойлиниш садақәтмәнлигиңизни сақлашқа қандақ ярдәм берәләйду?
6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси