Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w24 сентябрь 2—7 б.
  • «Сөзниң орунлиғучилири болуңлар»

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • «Сөзниң орунлиғучилири болуңлар»
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ХУДА СӨЗИНИ ОҚУШ ҮЧҮН ВАҚИТ ЧИҚИРИҢ
  • ОҚУҒАНЛИРИҢИЗ ҮСТИДИН ЧОҢҚУР ОЙЛИНИҢ
  • ҚОЛ ЙӘТКҮЗӘЛӘЙДИҒАН МӘХСӘТЛӘРНИ ҚОЮҢ
  • ХУДАНИҢ СӨЗИ СИЗГӘ ТӘСИР ҚИЛСУН
  • Муқәддәс китапни һәр күни оқуп, даналиқни издәйли
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2023)
  • Һәммини билмәйдиғанлиғиңизни кәмтәрлик билән етирап қилиң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Йәһва Худаға тайинидиғанлиғимизни көрситидиған қарарлар
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2023)
  • Вәз хизмәттә хошаллиқ тепиң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
Көпирәк мәлумат
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
w24 сентябрь 2—7 б.

36-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси

«Сөзниң орунлиғучилири болуңлар»

«Аңлиғучилар болупла қалмай, сөзниң орунлиғучилири болуңлар» (ЯҚУП 1:22).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Бу мақалә бизни Худа Сөзини күндә оқушқила әмәс, оқуғанлиримиз тоғрилиқ чоңқур ойлинип, шу билимни күндилик турмушта қоллинишимизға дәвәт қилиду.

1, 2. Худаниң хизмәтчилири немә үчүн бәхитлик? (Яқуп 1:22—25)

ЙӘҺВА ХУДА вә Униң сөйүмлүк Оғли бизниң бәхитлик болушимизни халайду. Зәбур 119:2-айәттә мундақ йезилған: «Униң нәсиһәтлирини сақлап, Уни пүткүл вуҗуди билән издигәнләр һәқиқәтән бәхитликтур». Әйса Мәсиһ бизни мундақ дәп ишәндүргән: «Тәңриниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилидиғанлар бәхитликтур!» (Луқа 11:28)

2 Йәһва Худаниң хизмәтчилири бәхитлик. Немә үчүн? Буниң нурғун сәвәплири бар. Уларниң бири — биз Худаниң Сөзини дайим оқуймиз вә үгәнгәнлиримизни турмушимизда қоллинишқа һәрикәт қилимиз (Яқуп 1:22—25ни оқуң).

3. Худа Сөзидин оқуғанлиримизни әмәлийәттә қоллинишниң қандақ пайдиси бар?

3 Худаниң Сөзидә йезилғанларни орунлашниң көп пайдиси бар. Мәсилән, шундақ қилип биз Йәһва Худаниң көңлини хурсән қилалаймиз (Вәз 12:13). Шундақла Муқәддәс китаптики принципларни һаятимизда қоллансақ, аилимиз, достлиримиз һәм етиқатдашлиримиз билән мунасивитимиз йеқин вә мәһкәм болиду. Буни өзүңизму көрүватқансиз. Шундақла Худаниң Сөзидә йезилғанларни орунлисақ, мошу дуниядики адәмләр дуч келидиған нурғун қийинчилиқлардин нери болимиз. Биз Давут падишаниң сөзлиригә қошулимиз. У Йәһваниң қанунлири, буйруқлири вә һөкүмлири тоғрисида: «Уларға әмәл қилишта — бүйүк мукапат»,— дегән (Зәб. 19:7—11).

4. Немә үчүн Худа Сөзидә йезилғанларни әмәлийәттә қоллиниш дайим асан әмәс?

4 Һәқиқәтән, һәммимиз үчүн Худа Сөзидә йезилғанларни әмәлийәттә қоллиниш һемишәм асан болмайду. Җан беқиш үчүн җапалиқ ишлишимиз керәк. Бирақ Йәһва Худаниң биздин немини күтидиғанлиғини чүшәнгимиз кәлсә, Муқәддәс китапни оқушқа алайтән вақит чиқиришимиз керәк. Шуниң үчүн, Муқәддәс китапни дайим оқушқа ярдәм беридиған бәзи мәслиһәтләрни көрүп чиқайли. Униңдин башқа, биз оқуғанлиримиз үстидин чоңқур ойлинишқа вә уларни күндилик турмушимизда қоллинишқа ярдәм беридиған нәрсиләрни муһакимә қилайли.

ХУДА СӨЗИНИ ОҚУШ ҮЧҮН ВАҚИТ ЧИҚИРИҢ

5. Қайси вәзипиләр вақтимизни алиду?

5 Көпинчә Худа хизмәтчилириниң вақти интайин аз. Чүнки һәммимизниң муһим вәзипилири бар. Мәсилән, нурғунлиримиз җан беқиш үчүн ишләймиз (Тим. 1-х. 5:8). Нурғун етиқатдашлиримиз ағриватқан яки яшанған уруқ-туққанлириға қарайду. Шундақла өз саламәтлигимизни асрашқиму вақит керәк. Униңдин ташқири, җамаәттә вәзипилиримиз бар. Әң муһим вәзипимиз — қизғин вәз қилиш. Шунчә көп вәзипилириңиз болсиму, Муқәддәс китапни дайим оқуш, оқуғанлиримиз үстидин чоңқур ойлиниш вә әмәлийәттә қоллинишқа вақитни қандақ тапалайсиз?

6. Муқәддәс китап оқушни һаятимизда биринчи орунға қандақ қоялаймиз? (Рәсимгиму қараң.)

6 Худа хизмәтчилири үчүн әң муһим ишларниң бири — Муқәддәс китапни оқуш. Шуңлашқа бу һаятимизда әң муһим орунда болуши керәк (Флп. 1:10). Зәбурниң биринчи бабида қандақ адәмниң бәхитлик болалайдиғанлиғи һәққидә: «У Йәһваниң қанунлиридин сөйүнәр, кечә-күндүз уни оқуп чоңқур ойлинар»,— дәп йезилған (Зәб. 1:1, 2, ЙД). Ениқки, шундақ оқуш үчүн алайтән вақит чиқириш керәк. Муқәддәс китапни қайси вақитта оқуғинимиз яхши? Һәрбиримиз өзүмизгә қолайлиқ вақитни таллишимиз зөрүр. Әң муһими, бу Муқәддәс китапни һәр күни оқушқа пурсәт яритидиған вақит болуши керәк. Виктор исимлиқ бурадәр мундақ дәйду: «Мән Муқәддәс китапни әтигәндә оқушни яхши көримән. Әтигән турушни яхши көрмисәмму, шу вақитта диққитимни чачидиған ишлар азирақ, шуңа зәң қоюп оқалаймән». Бәлким, сизгиму әтигәндә оқуш қолайлиқту. «Мән үчүн Муқәддәс китапни оқуш қайси вақитта қолайлиқ?»— дәп ойлинип көрүң.

Қериндишимиз қизи ухлаватқанда, Муқәддәс китапни оқуватиду.

Сиз үчүн Муқәддәс китапни оқушниң әң яхши вақти қачан? Һәр күни шу вақитта оқуш қолайлиқму? (6-абзацқа қараң)


ОҚУҒАНЛИРИҢИЗ ҮСТИДИН ЧОҢҚУР ОЙЛИНИҢ

7, 8. Оқуғанлиримизниң толуқ пайдисини көрүшкә немә тосалғу болуши мүмкин? Мисал кәлтүрүң.

7 Бүгүнки күндә биз нурғун мәлумат оқуймиз, лекин оқуғанлиримизни сиңдүрүп үлгирәлмәймиз. Бир нәрсини оқуп, көп өтмәй уни есиңизгә алалмиған вақтиңиз болғанму? Һәммимиздә шундақ болған. Әпсуски, бәзидә Муқәддәс китапни оқуғанда шундақ болуп қалиду. Биз күнигә бирнәччә бапни оқушни мәхсәт қилдуқ дәйли. Бу махташқа сазавәр, чүнки биз мәхсәт қоюп, униңға интилишимиз тоғра (Кор. 1-х. 9:26). Бирақ Худа Сөзини оқушниң толуқ пайдисини көрүш үчүн уни оқушниң өзи йетәрлик әмәс.

8 Бир мисал кәлтүрәйли. Өсүмлүкләр өсүши үчүн ямғур керәк. Бирақ қисқа вақит ичидә ямғур челәктәк қуйса, йәргә сиңип үлгирәлмәйду, пайдисиму болмайду. Әксинчә, ямғур симилдап яғса, йәргә сиңип, өсүмлүкләргә пайдиси болиду. Бизму Муқәддәс китапни алдирап оқусақ, оқуғанлиримиз тоғрилиқ ойлинишқа үлгирәлмәймиз. Шу чағда үгәнгәнлиримиз есимиздә қалмай, һаятимиздиму қоллиналмаймиз (Яқуп 1:24).

Бурадәр Муқәддәс китапни оқуватиду. Коллаж: 1. Қаттиқ ямғур өсүмлүкләрни йәргә бесивәтти. 2. Симилдап яққан ямғур йәргә сиңип, өсүмлүкләр гүллиниватиду.

Суниң йәргә сиңиши үчүн вақит керәк. Шундақла бизниңму Муқәддәс китаптин оқуғанлиримиз үстидә ойлинип, әмәлийәттә қоллинишимиз үчүн вақит керәк (8-абзацқа қараң)


9. Муқәддәс китапни алдирап оқуватқанлиғиңизни байқисиңиз, немә қилсиңиз болиду?

9 Муқәддәс китапни алдирап-салдирап оқуған вақтиңиз болғанму? Ундақта немә қилишиңиз керәк? Алдиримай оқушқа тиришиң. Оқуватқанда яки оқуп болғандин кейин, оқуғанлириңиз тоғрилиқ ойлинишқа бираз вақит чиқириң. Бу анчә қийин әмәс. Чоңқур ойлиналишиңиз үчүн Муқәддәс китапни оқушқа узағирақ вақит бөлүп көрүң, яки болмиса бирнәччә айәтләрни оқуп, қалған вақитта улар үстидин мулаһизә қилиң. Виктор йәнә мундақ дәйду: «Мән көп оқумаймән, бәзидә һәтта бирла бапни оқуймән. Буни әтигәндә қилғанлиқтин, оқуғанлирим тоғрилиқ күн давамида ойлинип жүримән». Мәйли қайси усулни таллаң, әң муһими Муқәддәс китапни оқуғанда чоңқур ойлинип, алдиримай оқуң (Зәб. 119:97) («Ойлиниш үчүн соаллар» дегән рамкиға қараң.).

Ойлиниш үчүн соаллар

Муқәддәс китапни оқуватқанда төвәндики соалларниң бири яки бирнәччиси һәққидә ойлансиңиз, көпирәк пайда алалайсиз:

  • Йәһва Худа тоғрилиқ немини биливалдим?

  • Бу айәтләр Муқәддәс китаптики асасий мавзуни чүшинишимгә қандақ ярдәм бериду?

  • Оқуғанлиримни күндилик турмушта қандақ қоллансам болиду?

  • Башқиларға ярдәм бериш үчүн бу айәтләрни қандақ ишләтсәм болиду?

10. Оқуғанлириңизни қандақ қоллансиңиз болидиғанлиғи тоғрисида мисал кәлтүрүң (Салоникилиқларға 1-хәт 5:17, 18).

10 Муқәддәс китапни қачан вә қанчә вақит оқусиңизму, әң муһими, билгәнлириңизни һаятиңизда қандақ қоллинишни ойлаштуруң. Муқәддәс китапниң бир үзүндисини оқуғандин кейин: «Бу мәлуматни һазир яки келәчәктә қандақ қоллансам болиду?» дәп ойлиниң. Мәсилән, сиз Салоникилиқларға 1-хәт 5:17, 18ни (оқуң) оқудиңиз дәйли. Бу икки айәтни оқуп чиққандин кейин өзүңиздин: «Мән пат-пат дуа қилимәнму? Дуалирим чин жүрәктин чиқамду?»— дәп сорап көрүң. Буниңдин башқа, немиләр үчүн миннәтдар екәнлигиңиз тоғрилиқ ойлансиңиз болиду. Бәлким, Йәһва Худаға ениқ үч нәрсә үчүн рәхмәт ейталайсиз. Шундақ қилип пәқәт үч минут вақтиңизни чиқирип, Худа Сөзиниң аңлиғучиси вә орунлиғучиси болалайсиз. Вақит өтүп сиз Йәһваниң техиму яхши хизмәтчиси болисиз. Лекин яхшилинишиңиз керәк болған тәрәпләр чачтин тола болсичу? Шу чағда немә қилсиңиз болиду?

ҚОЛ ЙӘТКҮЗӘЛӘЙДИҒАН МӘХСӘТЛӘРНИ ҚОЮҢ

11. Немә үчүн бәзидә көңлүңиз чүшүп кетиши мүмкин? Мисал кәлтүрүң.

11 Муқәддәс китапни оқуп, өзүңиздә қанчилик өзгиришләрни қилиш керәклигини чүшәнгәндә, қолуңизни ташлаветишиңиз мүмкин. Мәсилән, бүгүн Муқәддәс китаптин адәмләрниң чирайиға қарап айримаслиқ тоғрисида оқудиңиз дәйли (Яқуп 2:1—8). Шу чағда бу тәрәптин яхшилинишиңиз керәклигини байқап, өзгиришкә қарар қилидиғансиз. Яхши болди! Андин әтиси тилни тизгинләшниң муһимлиғи тоғрилиқ оқуйсиз (Яқуп 3:1—12). Сиз бәзидә ойланмай сөзләп қойидиғанлиғиңизни чүшинип, әнди башқиларни илһамландуридиған нәрсиләр тоғрилиқ сөзләшкә бәл бағлайсиз. Өгүнликкә бу дуниядики адәмләр билән дост болмаслиқ һәққидә оқуйсиз (Яқуп 4:4—12). Шу чағда: «Бош вақтимда немә оқуп, немә көрүп, немә аңлаватқинимға техиму көпирәк көңүл бөлүшүм керәк екән»,— дәйсиз. Төртинчи күни «өзгәртишим керәк тәрәпләр интайин көп, қайси бирини қилимән» дәп көңлиңиз чүшүп кетиши мүмкин.

12. Муқәддәс китапни оқуп, өзгиришиңиз керәклигини көрсиңиз, немә үчүн көңлүңиз йерим болмаслиғи керәк? (Изаһәткиму қараң.)

12 Өзгәртидиған тәрәплириңиз нурғун екәнлигини көрүп қалсиңиз, көңлүңиз йерим болмисун. Әксинчә, буни чүшәнгәнлигиңиз, кәмтәр вә нийити яхши адәм екәнлигиңизни көрситиду. Кичик пеил вә өзини тоғра баһалайдиған адәм Муқәддәс китапни оқуғанда, қайси тәрәптин өзгириш керәклигини көрүшкә тиришидуa. Есиңиздә болсунки, «йеңи шәхскә» кийиниш үчүн вақит вә күч чиқиришиңиз муһим (Кол. 3:10). Худа Сөзидә йезилғанларни давамлиқ орунлишиңизға немә ярдәм бериду?

13. Қандақ қилип қол йәткүзәләйдиған мәхсәтләрни қоялайсиз? (Рәсимгиму қараң.)

13 Һәммисини бирдинла қоллинимән демәй, кичик пеиллиқ көрситип, пәқәт қол йәткүзәләйдиған мәхсәтләрни қоюң (Пәнд н. 11:2). Бәлким, мундақ қилип көрсиңиз болиду: авал өзгәртишни халайдиған тәрәплириңизни йезип қоюң. Андин бир-иккисини таллап, башқилирини кейингә қалдуруп қоюң. Ундақта, немидин башлисиңиз болиду?

Коллаж: 1. Қериндаш шәхсий издиниш өткүзгинидә, ой-пикирлирини қәғәзгә йезиватиду. 2. У шу қәғәзни тахтайға есип қойди. Шу қәғәздә «Бу һәптә: кәмтәрлик, Пәнд-нәсиһәтләр 15:1»,— дәп йезилған.

Муқәддәс китаптин оқуған мәслиһәтләрниң һәммисигә әмәл қилишқа тиришишниң орниға, бир-иккисини қоллинишқа мәхсәт қоюң (13, 14-абзацларға қараң)


14. Қандақ мәхсәтләрдин башлишиңиз мүмкин?

14 Қол йәткүзүшкә асанирақ болған мәхсәтләрдин башлисиңиз болиду. Яки болмиса, көпирәк өзгәртиш керәк тәрәптин башлайдиғансиз. Немидин башлайдиғанлиғиңиз ениқ болғанда, әдәбиятлиримизниң ярдимидә издиниш өткүзүң. Буниң үчүн «Күзитиш мунари материаллар көрсәткүчи» яки «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчи» қатарлиқ қуралларни ишләтсиңиз болиду. Мәхситиңиз һәққидә Йәһва Худаға дуа қилип, униңға қол йәткүзүш арзу-истигиңизни күчәйтип, күч-қувәт беришини сораң (Флп. 2:13). Андин үгәнгәнлириңизни әмәлийәттә қоллинишқа тиришиң. Бир мәхсәткә йәткәндә, башқа мәхсәтләргиму қол йәткүзүш арзу-истигиңиз пәйда болиду. Буниңдин башқа, мәлум бир җәһәттә өзгәрсиңиз, һаятниң башқиму тәрәплиридә өзгириш оңайирақ болиду.

ХУДАНИҢ СӨЗИ СИЗГӘ ТӘСИР ҚИЛСУН

15. Худа хизмәтчилири Муқәддәс китапни оқуйдиған көпинчә кишиләрдин қандақ пәриқлиниду? (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13)

15 Бәзи адәмләр Муқәддәс китапни толуғи билән оқуп чиқтим дәйду. Лекин улар Муқәддәс китапқа һәқиқәтән ишинәмду? Билгәнлирини һаятида қоллинип, өзгиришкә тиришамду? Әпсуски, нурғунлири ундақ қилмайду. Йәһва Худаниң хәлқи шундақ адәмләргә һәргиз охшимайду! Биринчи әсирдики мәсиһийләргә охшаш, бизму Муқәддәс китапниң Худа Сөзи екәнлигини етирап қилимиз. Буниңдин башқа, униңдики мәслиһәтләрни әмәлийәттә қоллинишқа тиришимиз (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13ни оқуң).

16. Сөзни орунлиғучи болушимизға немә ярдәм берәләйду?

16 Худа Сөзини оқуп, униңда йезилғанларни қоллиниш дайим оңай болмайду. Бәзидә оқушқа вақит тапалмай қалимиз, бәзидә алдирап-салдирап оқуп, чоңқур ойланмай қалимиз. Йәнә қанчилик өзгиришләрни қилиш керәклигини ойлиғанда, роһумиз чүшүп кетиши мүмкин. Қандақ қийинчилиқлар болмисун, Йәһва Худаниң ярдими билән биз һәммини йеңәләймиз. Шуңа Худаниң ярдимини қобул қилип, унтуғақ тиңшиғучи болмай, Сөзни орунлиғучи болайли. Шәк-шүбһисизки, Худаниң Сөзини қанчә көп оқуп, үгәнгәнлиримизни һаятимизда қоллансақ, шунчә көп хошаллиққа еришимиз (Яқуп 1:25).

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Муқәддәс китапни оқуш үчүн вақит чиқиришқа немә ярдәм бериду?

  • Оқуғанлиримизниң үстидин чоңқур ойлинишқа немә ярдәм бериду?

  • Оқуғанлиримизни әмәлийәттә қоллинишқа немә ярдәм бериду?

37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған

a Jw.org торбетидики «Тәңдашлириңизниң ой-пикри. Муқәддәс китапни оқуш» дегән видеони көрүң.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш