Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w24 сентябрь 19-б.
  • Оқурмәнләрниң соаллири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Оқурмәнләрниң соаллири
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Охшаш мәлумат
  • Бир өйниң үстинки қәвитидә
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Аддий өткүзүлгән Хатириләш кечисидин Падишайимиз һәққидә немини билимиз?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2019
  • Әйсаниң өлүмини хатириләш кечиси — Худаға шан-шәрәп ейтидиған мәрасим
    Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
w24 сентябрь 19-б.
Әйса Мәсиһ садиқ әлчилири билән Кәчки зияпәтни өткүзүватиду.

Оқурмәнләрниң соаллири

Әйса Кәчки зияпитини орунлаштурғанда 70 шагирти немә үчүн әлчиләрниң арисида болмиған? Улар Әйсани ташлап кәткәнму?

Әйса пәйғәмбәр Кәчлик зияпитини орунлаштурғанда, 70 шагирти униң йенида болмиған. Лекин улар Әйсани ташлап кәтти яки Әйса уларни налайиқ һесаплиған дәп ойлишимиз натоғра болиду. Шу мәрасимни орунлаштурғанда, Әйса пәқәт өз әлчилири билән биллә болушни халиған.

Әйса 12 әлчисиниму, 70 шагиртиниму яхши көргән. У шагиртлириниң арисидин 12 әр кишини таллап, уларни әлчиләр дәп атиған (Луқа 6:12—16). Әйса Җәлилийәдә болғанда, «он икки шагиртини чақирип. . . Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ вәзә қилишқа һәм кишиләрни сақайтишқа» әвәткән (Луқа 9:1—6). Кейинирәк Әйса Йәһудийәдә болғанда, «70 шагиртни тайинлап, шәһәр вә һәрқандақ җайға икки-иккидин» әвәткән (Луқа 9:51; 10:1). Буниңдин көрүшкә болидуки, Әйса пәйғәмбәрниң һәрқандақ йәрләрдә шагиртлири болған.

Әйсаниң шагиртлири болған йәһудийлар, авалқидәк өз аилилири билән Өтүп кетиш һейтини мәйрәмлигән (Чиқ. 12:6—11, 17—20). Әйсаниң өлидиған күни йеқинлишип қалғанда, у мошу мәрасимни нишанлаш үчүн әлчилири билән Йерусалимға кәлгән. Лекин у Йәһудийә, Җәлилийә вә Переядики һәммә шагиртлирини чақирмиған. Бәлким, һәзрити Әйса бу алаһидә кәчни пәқәт әлчилири билән өткүзүшни халиған. У әлчилиригә мундақ дегән: «Азап чекишимдин илгири мән мошу Қутқузулуш мәйриминиң тамиғини силәр билән йейишни интайин халидим» (Луқа 22:15).

Әйсаниң мошундақ қилишиниң муһим сәвәви болған. Пат йеқинда Әйса «пүткүл дунияниң гунасини өзигә алидиған Худаниң Қозиси» сүпитидә өлтүрүлүши керәк еди (Йоһ. 1:29). У көп жиллардин бери Худаға қурбанлиқлар әкелинидиған йәрдә, йәни Йерусалимда, өз җенини пида қилиши лазим еди. Өтүп кетиш һейти исраилларға Йәһваниң уларни Мисирдин елип чиққанлиғини әсләткән. Бирақ Әйсаниң қурбанлиғи униңдинму көп әһмийәткә егә болған. Әйса инсанийәтни гуна вә өлүмдин азат қилған еди (Кор. 1-х. 5:7, 8). Әйсаниң қурбанлиғи 12 әлчигә мәсиһий җамаәтниң һул-асаси болушиға мүмкинчилик яратти (Әфәс. 2:20—22). Йәнә муқәддәс шәһәр Йерусалим «тамлириниң һулида 12 таш[та]. . . Қозиниң 12 әлчисиниң исимлири йезилған еди» (Вәһ. 21:10—14). Шәк-шүбһисизки, Әйсаниң 12 әлчиси Худаниң ирадисини әмәлгә ашурушта муһим роль атқуриду. Шуңа, Әйса Мәсиһниң өз 12 әлчиси билән биллә ахирқи Өтүп кетиш һейтини өткүзүштин башқа, йәнә Кәчки зияпәтни өткүзгәнлиги һәйран қаларлиқ әмәс.

Әйсаниң шу Кәчки зияпитидә 70 шагирти вә башқа шагиртлири болмиған. Шундақ болсиму, бу орунлаштуруш улар үчүнму интайин әһмийәтлик болған. Садиқ болуп қалғанлар кейин муқәддәс роһ билән майланған еди вә Әйса Мәсиһ шу кәчтә әлчилири билән түзгән Падишалиқ келишиминиң бир қисми болған (Луқа 22:29, 30).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш