Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w24 декабрь 31-б.
  • Есиңиздә барму?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Есиңиздә барму?
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Охшаш мәлумат
  • Оқурмәнләрниң соаллири
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Агаһландурушларға қулақ саламсиз?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • 1-қисим
    Мәңгү шат-хорам яшаң! Муқәддәс Язмилар һәққидә билим ашуруш
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
w24 декабрь 31-б.

Есиңиздә барму?

Сиз мошу жилдики «Күзитиш мунари» журналлирини көңүл қоюп оқудиңизму? Төвәндики соалларға җавап берип көрүң:

Йәһва Худа аялларға муамилә қилишта қандақ үлгә қалдурған?

Йәһва аялларға үз-хәтир қилмайду вә әрләрни аяллардин артуқ көрмәйду. У аялларға қулақ селип, уларниң һис-туйғулириға вә ғәм-әндишилиригә көңүл бөлиду. Йәһва аялларға ишәнч қилип, Өз ирадисини орунлаш үчүн уларға көплигән ишларни тапшуриду (w24.01 15, 16-бәтләр).

Әлчи Паулниң Әфәсликләргә 5:7-айәттики «уларға шерик болмаңлар» дегән сөзлирини қандақ қоллансақ болиду?

Әлчи Паул бизни давамлиқ Худаниң өлчәмлирини чиң тутуш арзу-истигимизни аҗизлаштуридиған кишиләр билән арилашмаслиққа агаһландурған. Бу шундақ кишиләр билән вақит өткүзүп, барди-кәлди қилмаслиқни яки иҗтимаий торлирида сөһбәтләшмәсликни өз ичигә алиду (w24.03 22, 23-бәтләр).

Қандақ ялған-явдақ әпсаниләрдин сақлинишимиз керәк?

Арам ойи йоқ дост-ярәнлиримиз яки натонуш кишиләр тәкшүрүлмигән учурларни әвәтиши мүмкин. Йәнә һәқиқәттин үз өргән кишиләр хуш хәвәргә қизиқидиғандәк болуп, гәп-сөзләр ейтиши еһтимал. Шундақ вақитларда пәхәс болушимиз лазим (w24.04 12-бәт).

Йәһва Худаниң Сулайман падишаға, вәйран қилинған Содом вә Гоморрадики кишиләргә вә Топан сүйидә өлүп кәткән адәмләргә кәлгүсидә қандақ һөкүм чиқиридиғанлиғи һәққидә бизгә немә мәлум вә намәлум?

Биз Йәһваниң уларни мәңгүгә һалак қилған-қилмиғанлиғини ениқ билмәймиз. Бирақ ениқ билидиғанлиғимиз, Йәһва Худа һәммини билиду вә У рәһим-шәпқәтлик (w24.05 3, 4-бәтләр).

Худаниң «Қорам таш» екәнлиги бизни немигә ишәндүриду? (Қ. шәр. 32:4)

Биз Йәһва Худадин панагаһ издәләймиз. У ишәнчлик, демәк, дайим Өз вәдисидә туриду. Униңдин башқа, Йәһва — өзгәрмәс Худадур, йәни Униң пәзиләтлири вә ирадиси өзгәрмәйду (w24.06 26—28 бәтләр).

Йеңи җамаәткә көнүшкә немә ярдәм берәләйду?

Өтмүштә Өз хизмәтчилиригә ярдәм бәргән Йәһва Худаға ишәнч бағлаң. Йеңи җамаәт билән бурунқи җамаитиңизни селиштуруштин сақлиниң. Йеңи җамаәттики иш-паалийәтләргә қизғинлиқ билән қатнишиң вә йеңи достларни тепишқа тиришиң (w24.07 26—28 бәтләр).

Мәтта 25-бапта йезилған үч мисалдин қандақ савақларни алимиз?

Қойлар билән өшкиләр тоғрилиқ мисалдин садақәтмән болуп қелишниң муһимлиғини үгинимиз. Әқиллиқ вә әқилсиз қизлар тоғрилиқ мисал тәйяр болуп, сәгәк туруш керәклигимизни үгитиду. Талантлар тоғрилиқ мисал болса, тиришчанлиқ билән әмгәк қилишниң муһимлиғини тәкитләйду (w24.09 20—24 бәтләр).

Сулайман қурған ибадәтханиниң айвани қанчилик егиз болған?

Бәзи қедимий язмиларда Тарихнамә 2-язма 3:4-айәттә ибадәтханиниң егизлиги 120 җәйнәк (53 метр) болғанлиғи йезилған. Бирақ башқа ишәнчлик қолязмиларда униң егизлиги 20 җәйнәк, йәни 9 метр болған дейилгән. Ибадәтханиниң тамлири қелин болмиғанлиғиға қариғанда, айванниң егизлиги 9 метр болуши әқилгә мувапиқ (w24.10 31-бәт).

Хизмәт ярдәмчисиниң «бир аяллиқ» болуш керәклиги немини билдүриду? (Тим. 1-х. 3:12)

Бу дегинимиз, униң пәқәт бир аяли болуши керәк вә у җинсий әхлақсизлиқ қилмаслиғи керәк. Йәнә у башқа аялға орунсиз көңүл бөлүштин нери болуши лазим (w24.11 19-бәт).

Немишкә Йоһан 6:53тә йезилған сөзләр Хатириләш мәрасимиға мунасивити йоқ дәп ейталаймиз?

Йоһан 6:53тә Әйсаниң тенини йәп, қенини ичиш керәк дәп йезилған. Әйса бу сөзләрни милади 32-жили, Җәлилийәдә ишәнчиси аҗиз болған йәһудийларға қарита ейтқан. Хатириләш мәрасими болса, бир жилдин кейин Йерусалимда орнитилған еди. Әйсаниң шу чағда ейтқан сөзлири келәчәктә униң билән биллә асманда һөкүмранлиқ қилидиған шагиртлириға қарита ейтилған еди (w24.12 10, 11-бәтләр).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш