Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w25 апрель 26—31 б.
  • Яш бурадәрләр, Марк вә Тимотийдин үлгә елиңлар

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Яш бурадәрләр, Марк вә Тимотийдин үлгә елиңлар
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • МАРКҚА ОХШАШ, ХИЗМӘТТӘ КҮЧИҢИЗНИ АЙИМАҢ
  • ТИМОТИЙҒА ОХШАШ, БАШҚИЛАРҒА ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИҢ
  • ПАУЛНИҢ НӘСИҺИТИ СИЗГӘ ЯРДӘМ БӘРӘЛӘЙДУ
  • БАШҚИЛАРҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШ БӘРИКӘТЛӘРГӘ ЕРИШТҮРИДУ
  • Йәһва Худаға тайинидиғанлиғимизни көрситидиған қарарлар
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2023)
  • Бурадәрләр, хизмәт ярдәмчиси болуш мәхситиңлар барму?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Йәһваниң тирик Худа екәнлигини унтумаң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Вәз хизмәттә хошаллиқ тепиң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
Көпирәк мәлумат
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
w25 апрель 26—31 б.

18-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

45-НАХША Алға бас!

Яш бурадәрләр, Марк вә Тимотийдин үлгә елиңлар

«Маркни өзәң билән елип кәл, чүнки у маңа хизмәт үчүн пайдилиқтур» (ТИМ. 2-Х. 4:11).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Яш бурадәрләргә көпирәк хизмәт қилиш үчүн Марк вә Тимотийниң үлгиси қандақ ярдәм берәләйду?

1, 2. Марк билән Тимотийниң Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилишиға немә кашила болуши мүмкин еди?

ЯШ БУРАДӘРЛӘР, силәр Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилип, җамаәттики қериндашларға техиму күч чиқирип ярдәм беришни халаттиңларму? Шундақ қилишиңлардин һеч гуман қилмаймиз. Башқиларға хизмәт қилишқа тәйяр болған, шунчилик көп яш бурадәрлиримизниң бар екәнлиги немә дегән яхши! (Зәб. 110:3) Лекин көпирәк хизмәт қилиш оңай болмаслиғи мүмкин. «Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилсам, буниңдин кейин һаятимда немә иш йүз беридиғанлиғини билмәймәнғу» дәп әнсирәмсиз? «Бу тапшуруқ қолумдин кәлмәйду» дәп ойлап, униңдин баш тартқан чеғиңиз болғанму? Шундақ болса, сиз ялғуз әмәс.

2 Марк билән Тимотийму шундақ һис-туйғуда болған. Лекин улар өзгиришләрдин вә тапшуруқлардин қорқсиму, бәрибир Худаға көпирәк хизмәт қилишни қарар қилған. Паул билән Барнаба Маркни улар билән миссионерлиқ сәпәргә чақирғанда, бәлким, у аписи билән шараити яхши өйдә яшиған (Әлч. 12:12, 13, 25). Буниңға қаримастин, Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилиш үчүн Марк өйини ташлап кәткән. Авал у Антакиягә көчүп барған. Кейин Паул вә Барнаба билән биллә башқа жирақ йәрләргә барған (Әлч. 13:1—5). Шуниңға охшаш, Паул Тимотийни униң билән биллә вәз қилишқа чақирғанда, у ата-аниси билән турған болуши мүмкин. Тимотий яш болғанлиқтин, «Паул билән биллә хизмәт қилиш қолумдин кәлмәйду» дәп ойлиғанду? (Коринтлиқларға 1-хәт 16:10, 11; 1 вә Тимотийға 1-хәт 4:12ни селиштуруң) Амма у Паулниң тәкливини қобул қилип, хизмәттә нурғун бәрикәтлиригә еришкән (Әлч. 16:3—5).

3. а) Әлчи Паул Маркни вә Тимотийни немә үчүн яхши көргән? (Тимотийға 2-хәт 4:6, 9, 11) (Рәсимләргиму қараң.) ә) Бу мақалидә қандақ соалларни көрүп чиқимиз?

3 Марк билән Тимотий яш вақтидин тартип җамаәттики һәр түрлүк муһим тапшуруқларни орунлашни үгәнгән. Әлчи Паул бу яш бурадәрләрни интайин қәдирлигән вә өзиниң йеқин арида өлтүрүлидиғанлиғини билгәндә, уларни йениға келишкә тәклип қилған (Тимотийға 2-хәт 4:6, 9, 11ни оқуң). Паул немә үчүн Марк билән Тимотийни яхши көргән вә уларға ишәнгән? Яш бурадәрләр улардин қандақ үлгә алалайду? Паулниң атилиқ нәсиһити яш бурадәрләргә қандақ ярдәм берәләйду?

Коллаж: 1. Марк Паул вә Барнабаға тамақ вә су тәйярлаватиду. 2. Тимотий бир топ ақсақалларниң алдида хәт оқуватиду.

Марк вә Тимотий яш чеғида җавапкарлиқни өз зиммисигә алғанлиғи Паулни қайил қилған (3-абзацқа қараң)b


МАРКҚА ОХШАШ, ХИЗМӘТТӘ КҮЧИҢИЗНИ АЙИМАҢ

4, 5. Марк башқиларға хизмәт қилишқа тәйяр екәнлигини қандақ көрсәткән?

4 Башқиларға хизмәт қилиш, уларға ярдәм бериш үчүн күч чиқиришни вә һәтта қийин болғандиму, давамлиқ ярдәм беришни билдүриду. Марк башқиларға хизмәт қилишқа дайим тәйяр болуп, бизгә яхши үлгә қалдурған. Әлчи Паул Маркни иккинчи миссионерлиқ сәпиригә алмиғанда, Маркниң көңли йерим болғанду? (Әлч. 15:37, 38) Марк буниңға хапа болуп, җамаәттики қериндашларға хизмәт қилишни тохтаттиму? Яқ.

5 Марк акиси Барнаба билән башқа йәрдә хизмәт қилишқа барған. Тәхминән 11 жилдин кейин Паул Римда қамақта болғанда, Марк униңға ярдәм бәргән (Флм. 23, 24). Әмәлийәттә, Паул Маркниң уни қоллап-қувәтлигәнлигини интайин қәдирлигән вә Маркниң униңға зор тәсәлли болғанлиғини ейтқан (Кол. 4:10, 11).

6. Марк йетилгән бурадәрләр билән арилишиштин кандақ пайда алған? (Изаһәткә қараң.)

6 Марк роһий җәһәттин йетилгән бурадәрләр билән арилишиштин көп пайда алған. Паул билән Римда бираз вақит өткүзгәндин кейин Марк әлчи Петрус билән һәмкарлишиш үчүн Бабилға барған. Уларниң достлуғи шунчилик қоюқлишип, Петрус уни «оғлум Марк» дәп атиған (Пет. 1-х. 5:13). Улар биллә хизмәт қилғанда, Петрус Маркқа Әйса Мәсиһниң һаяти вә хизмити тоғрилиқ қизиқарлиқ вақиәләрни ейтип бәргән болуши мүмкин. Бу вақиәләр Марк баян қилған хуш хәвәрдә йезилғанa.

7. Син Ву исимлиқ яш бурадиримиз Маркни қандақ үлгә қилди? (Рәсимгиму қараң.)

7 Марк Йәһва Худаға хизмәт қилиш билән бәнт болуп, йетилгән бурадәрләр билән йеқин мунасивәттә болған. Сиз уни қандақ үлгә қилалайсиз? Бәлким, сиз хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал болуп, көпирәк хизмәт қилишни халайдиғансиз. Лекин сизни техи тәйинлимигән болса, қолуңизни чүшәрмәң. Буниң орниға, Йәһваға вә башқиларға хизмәт қилишниң башқа мүмкинчиликлирини издәң. Һазир ақсақал болуп хизмәт қиливатқан Син Ву бурадиримизниң мисалини көрәйли. Яш чеғида у өзини башқа яш бурадәрләр билән селиштурған. Улар униңдин бурун җамаәттики вәзипиләргә еришкән. Шуңа Син Ву буниңдин рәнҗип, кейин бу тоғрилиқ ақсақаллар билән сөзләшкән. Бир ақсақал униңға: «Башқилар сениң қилған яхши ишлириңни көрмисиму, қериндашларға қолуңдин келишичә яхшилиқ қилғин»,— дәп мәслиһәт бәрди. Син Ву бу мәслиһәткә қулақ селип, яшанғанларни вә башқа қериндашларни учришишларға апиришқа башлиди. У шу вақитни әсләп, мундақ дәйду: «Мән башқиларға ярдәм беришниң һәқиқәтән немини билдүридиғанлиғини чүшинип йәттим. Етиқатдашларға ярдәм берип, буниңдин көп хошаллиқ алдим».

Яш бурадәр яшанған бурадәрни җамаәт учришишиға машинисида елип кетип бариду.

Немишкә яш бурадәрләр көп жиллар Йәһва Худаға хизмәт қилған бурадәрләр билән вақит өткүзүши муһим? (7-абзацқа қараң)


ТИМОТИЙҒА ОХШАШ, БАШҚИЛАРҒА ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИҢ

8. Әлчи Паул немә үчүн Тимотийни шериги сүпитидә таллиған? (Филипиликләргә 2:19—22)

8 Паул қаршилиққа дуч кәлгән шәһәрләргә қайтип бериш үчүн, җасарәтлик бурадәрләрниң ярдимигә муһтаҗ болған. Авал у Силас дегән тәҗрибилик бурадәрни шериги болушқа таллиған (Әлч. 15:22, 40). Кейин у яш Тимотийни улар билән биллә хизмәт қилишқа чақирған. Немә үчүн? Чүнки җамаәттики бурадәрләр у тоғрилиқ яхши нәрсиләрни ейтқан (Әлч. 16:1, 2). У шундақла чин жүрәктин қериндашларниң ғемини йегән (Филипиликләргә 2:19—22ни оқуң).

9. Тимотий етиқатдашларға болған меһир-муһәббитини қандақ көрсәткән?

9 Тимотий Паул билән хизмәт қилишни башлиғанда, башқиларниң мәнпәитини өзиниңкидин жуқури қоюдиғанлиғини көрсәткән. Шу сәвәптин, Паул Бериядин кәткәндә, Тимотийниң кейин қериндашларға яхши ғәмхорлуқ қилалайдиғанлиғиға ишәнгән (Әлч. 17:13, 14). Шу вақитта Тимотий Бериядә қалған Силастин көп нәрсиләрни үгәнгәнлиги сөзсиз. Амма кейинирәк Паул Тимотийни Салоникидики қериндашларға тәсәлли берип, уларни мустәһкәмләш үчүн әвәткән еди (Сал. 1-х. 3:2). Кейинки 15 жил арилиғида Тимотий азап чәккәнләргә ичи ағрип, жиғлиғанлар билән биллә жиғлашни үгәнгән (Рим. 12:15; Тим. 2-х. 1:4). Яш бурадәр болсиңиз, Тимотийдин қандақ үлгә алалайсиз?

10. Ву Джей башқиларға көңүл бөлүшни қандақ үгәнди?

10 Ву Джей бурадиримиз башқиларға көңүл бөлүшни үгәнди. Яш болғанда, униңға яшанған бурадәр-қериндашлар билән параңлишиш қийин болди. Шуңа у учришишларда улар билән саламлишипла кетип қалатти. Бир ақсақал Ву Джейға «қериндашниң сизгә қайси тәрипи яқидиғанлиғини ейтип, сөз башлисиңиз болиду» дегән мәслиһәтни бәргән. Шундақла уни башқиларни немә қизиқтуридиғанлиғи тоғрилиқ ойлинишқа дәвәт қилған. Ву Джей бу мәслиһәтни әмәлийәттә қоллинип көрди. У һазир ақсақал болуп хизмәт қиливатиду. Ву Джей мундақ дәйду: «Һазир маңа һәрқандақ яштики адәмләр билән сөзлишиш бурунқидәк қийин әмәс. Мән башқиларниң ғәм-әндишилирини яхширақ чүшәнгәнлигимдин хошалмән. Мән етиқатдашларниң немигә муһтаҗ екәнлигини билип, уларға убданирақ ярдәм берәләймән».

11. Яш бурадәрләр җамаәттики қериндашларға қандақ көңүл бөләләйду? (Рәсимгиму қараң)

11 Яш бурадәрләр, силәрму башқиларға көңүл бөлүшини үгинәләйсиләр. Җамаәт учришишлирида һәр түрлүк адәмләр — яшлар биләнму, яшанғанлар биләнму — сөзлишишкә тиришиң. Уларниң әһвалини сорап, зәң қоюп тиңшаң. Шундақ қилип, уларға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғиңизни биливалисиз. Мәсилән, йеши чоң әр-аял «JW Library®» программисини ишлитишни билмәйдиғанду яки уларниң вәз хизмитигә чиқидиған шериги йоқту. Сиз уларға электронлуқ қурулумини қоллинишқа ярдәм берәләмсиз? Йә болмиса, улар билән биллә вәз қилаламсиз? Қериндашларға шундақ ярдәм бәрсиңиз, җамаәттикиләргә яхши үлгә көрситисиз.

Яшанған бурадәр өй егисигә сөзләватқанда, яш бурадәр қолида планшетни тутуп, видео көрситиватиду.

Яш бурадәрләр җамаәттикиләргә көп ярдәм қилалайду (11-абзацқа қараң)


ПАУЛНИҢ НӘСИҺИТИ СИЗГӘ ЯРДӘМ БӘРӘЛӘЙДУ

12. Паулниң Тимотийға бәргән мәслиһити яш бурадәрләргә қандақ ярдәм берәләйду?

12 Паул Тимотийниң хошал һаят кәчүрүп, Худаға җан-дили билән хизмәт қилишиға ярдәм беридиған мәслиһәтни бәргән (Тим. 1-х. 1:18; Тим. 2-х. 4:5). Яш бурадәр болсиңиз, Паулниң мәслиһити сизгиму ярдәм берәләйду. Буниң үчүн Паулниң Тимотийға язған хәтлирини, улар худди сизгә йезилғандәк, оқуп чиқиң. Шу чағда өз һаятиңизда қоллиналайдиған мәслиһәтни тапалайсиз. Шу мәслиһәтләрниң бирнәччисини көрүп чиқайли.

13. Худаға вападар болушимизға немә ярдәм берәләйду?

13 «Худаға вапа болушқа интилип, буниңда мәшиқләнгин» (Тим. 1-х. 4:7). Паул Тимотийға Худаға вападар болуп, Униң жүригини хошал қилидиған ишларни қилишқа дәвәт қилған. Лекин Йәһваға садиқ болуп, Уни яхши көрүш үчүн көп күч селишимиз керәк. «Мәшиқлиниш» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи адәттә мусабиқигә тәйярлиниш үчүн җиддий мәшиқләнгән адәмгә қарита ишлитилгән. Мусабиқидә йеңиш үчүн у диққитини һечнемигә чачмай, мәхситигә көз тикиши муһим болған. Бизму Йәһва Худа билән дост болушимизға ярдәм беридиған адәтләрни риваҗландурушимиз керәк.

14. Муқәддәс китапни қандақ мәхсәт билән оқушимиз керәк? Мисал кәлтуруң.

14 Муқәддәс китапни һәр күни оқуш адитини риваҗландуруп, мәхситиңиз Худаға техиму йеқин болуш екәнлигини унтумаң. Мәсилән, Әйса Мәсиһниң қешиға кәлгән бай яш жигитниң мисалидин Йәһва Худа тоғрилиқ немигә үгәндиңиз? (Марк 10:17—22) Яш жигит Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә ишәнсиму, униң әгәшкүчиси болушқа ишәнчиси йәтмигән. Бу жигитниң ишәнчиси аҗиз болғанлиғиға қаримастин, Әйса униңға меһрибанлиқ билән қарап сөзлигән. Шүбһисизки, Әйса униң бәхитлик һаят кәчүрүшни халиған. Шундақ қилип, Әйса шу жигиткә Йәһва Худаға охшаш меһир-муһәббәт көрсәткән (Йоһ. 14:9). Бу мисал вә өз вәзипиңиз тоғрилиқ чоңқур ойлинип, өзүңиздин мундақ сорисиңиз болиду: «Мән Йәһва Худа билән техиму йеқин мунасивәттә болуш вә башқиларға көпирәк хизмәт қилиш үчүн немә қилалаймән?»

15. Яш бурадәр немә үчүн башқиларға үлгә көрситиши керәк? Мисал кәлтүрүң. (Тимотийға 1-хәт 4:12, 13)

15 «Садиқлар үчүн. . . үлгә-ибрәт болғин» (Тим. 1-х. 4:12, 13ни оқуң). Паул Тимотийни яхши оқуш вә тәлим беришни үгинишкә дәвәт қилған. Лекин у униң йәнә меһир-муһәббәт, паклиқ вә ишәнчтәк яхши хисләтләрни риваҗландурушиниму халиған. Чүнки адәмниң гәп-сөзлиригә қариғанда, қилған ишлири муһимирақ. Мәсилән, сизгә техиму қизғин вәз қилиш тоғрилиқ нутуқ ейтишни тапшурди дәйли. Әгәр сиз вәз хизмитигә бар күчиңизни селип қатнашсиңиз, сәхнидә нутуқни уялмай ейталайсиз. Тиңшиғучилириңиз сизниң вәз хизмитидә үлгә көрситиватқанлиғиңизни көрсә, ейтқанлириңизни қоллинишқа тиришиду (Тим. 1-х. 3:13).

16. а) Яшлар башқиларға қайси тәрәптин үлгә көрситәләйду? ә) Яш бурадәр гәп-сөзлиридә қандақларчә үлгә болалайду?

16 Тимотийға 1-хәт 4:12дә Паул яш бурадәрниң үлгә болалайдиған бәш тәрәпни тилға алиду. Шәхсий үгинишиңиздә һәрбири тоғрилиқ көпирәк үгәнсиңиз болиду. Мәсилән, сиз гәп-сөзлириңиздә үлгә көрситишни халайсиз дәйли. Башқиларға илһам бериш үчүн немә ейтсам болиду дәп ойлинип беқиң. Әгәр техичә ата-аниңиз билән яшисиңиз, улар сиз үчүн қиливатқан һәммә яхшилиқлири үчүн пат-пат рәхмәт ейтип турамсиз? Җамаәт учришишидин кейин қериндашқа сизгә униң тапшуруғида немә йеқип қалғанлиғини ейтамсиз? Гәп-сөзлириңиздә үлгә көрситишкә күч чиқарсиңиз, роһий утуқлириңиз һәммисигә рошән болиду (Тим. 1-х. 4:15).

17. Яш бурадәрниң роһий мәхсәтлиригә йетишигә немә ярдәм берәләйду? (Тимотийға 2-хәт 2:22)

17 «Яшлиққа хас арзу-һәвәсләрдин қач, әксичә. . . һәққанийлиққа интилғин» (Тимотийға 2-хәт 2:22ни оқуң). Әлчи Паул Тимотийни диққитини чечип, көпирәк хизмәт қилишқа тосалғу болидиған вә Йәһва Худа билән болған достлуқ мунасивитини аҗизлаштуридиған һәрқандақ иштин нери турушқа дәвәт қилған. Бәлким, сиз оюн-тамашиға көп вақит чиқирип, ахирида Йәһваға көпирәк хизмәт қилишиңизға вақтиңиз қалмайдиғанду? Мәсилән, мән спортқа, интернетқа вә видео оюнларға қанчә вақит сәрип қилимән дәп ойлинип беқиң. Сиз шу вақитниң бирәр қисмини Йәһва Худа вә башқиларға хизмәт қилиш үчүн бөләләмсиз? Бәлким, сиз Ибадәт өйини асрап-күтүш ишлириға ярдәм берәләйдиғансиз яки аммивий орунларда вәз қилалайдиғансиз? Шундақ иш-паалийәтләргә қатнашсиңиз, йеңи достларни тапалайсиз вә улар сизниң роһий мәхсәтләргә йетишиңизгә ярдәм берәләйду.

БАШҚИЛАРҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШ БӘРИКӘТЛӘРГӘ ЕРИШТҮРИДУ

18. Немә үчүн Марк вә Тимотийниң һаяти мәналиқ болған?

18 Марк вә Тимотий башқиларға хизмәт қилиш үчүн нурғун өзгиришләрни қилип, һаяти интайин мәналиқ өткән (Әлч. 20:35). Мәсилән, Марк қериндашларға ярдәм бериш үчүн жирақ йәрләргә барған. Шундақла у Әйсаниң һаяти вә хизмитидики қизиқарлиқ вақиәләр тоғрилиқ китап язған. Тимотий Паулға йеңи җамаәтләрни тәшкил қилишқа вә етиқатдашларни илһамландурушқа ярдәм бәргән. Ениқки, Йәһва Худа Марк вә Тимотий көрсәткән тәйярлиқ роһидин интайин хошал болған.

19. Яш бурадәрләр немә үчүн Паулниң Тимотийға бәргән нәсиһитигә қулақ селиши керәк вә буниң нәтиҗиси қандақ болиду?

19 Паулниң хетидин униң Тимотийни интайин яхши көргәнлиги ениқ. Яшлар, бу хәтләрдин Йәһва Худаниң силәрни қаттиқ яхши көрүдиғанлиғиму көрүниду. У силәрниң бәхитлик һаят кәчүрүшиңларни халайду. Шуңа Паулниң атилиқ нәсиһитигә қулақ селип, башқиларға көпирәк хизмәт қилиш арзусини риваҗландуруңлар. Шундақ қилсаңлар, һаятиңлар һазирниң өзидә мәналиқ болуп, келәчәктики «һәқиқий һаятлиқни мәккәм» туталайсиләр (Тим. 1-х. 6:18, 19).

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Сиз Маркниң үлгисидин немини үгәндиңиз?

  • Сиз Тимотийниң башқиларға чин дилидин көңүл бөлгәнлигидин қандақ үлгә алалайсиз?

  • Яш бурадәргә Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилишқа Паулниң мәслиһити қандақ ярдәм берәләйду?

1-НАХША Йәһваниң есил пәзиләтлири

a Петрус өзиниң һис-туйғулиридин уялмиған. Шуңа у Маркқа Әйсаниң гәп-сөзлири, иш-һәрикәтлири вә һис-туйғулири тоғрилиқ һаяҗанлиқ билән ейтип бәргән. Шуниң үчүн Марк өз китавида Әйсаниң һиссияти вә иш-һәрикәтлири тоғрилиқ пат-пат язған (Марк 3:5; 7:34; 8:12).

b СҮРӘТТӘ: Паул вә Барнаба миссионерлиқ сәпәрдә болғанда, Марк уларға ғәмхорлуқ қилған. Тимотий җамаәтни йоқлап кәлгәндә, бурадәрләрни илһамландурған.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш