31-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
28-НАХША Йеңи нахша
Қолуңизда бариға рази болушқа үгәндиңизму?
«Һәрқандақ әһвалда мән өзәмдә бар нәрсәмгә қанаәтлинишни үгәнгән едим» (ФЛП. 4:11).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Миннәтдар һәм кәмтәр болсиңиз вә Йәһва Худаниң вәдилири тоғрилиқ дайим ойлисиңиз, һаятиңиздин техиму көп қанаәт алисиз.
1. Қолида бариға рази болуш немини билдүриду, лекин немини билдүрмәйду?
СИЗ қолуңизда бариға разиму? Йәһва Худаниң яхшилиқлирини қәдирләйдиған киши қолида бариға рази вә хошал болиду. У өзидә йоқ нәрсиләр сәвәптин көңли чүшмәйду яки аччиқланмайду. Гәрчә турмушимиздин рази болсақму, бу қандақ болса шундақ һаят кәчүридиғанлиғимизни билдүрмәйду. Мәсилән, Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилишқа интилидиған қериндаш махташқа сазавәр (Рим. 12:1; Тим. 1-х. 3:1). Амма у өзи халиған вәзипигә бирдин еришмисиму, хошаллиғини йоқатмайду.
2. Қолида бариға рази болмаслиқниң ақивети қандақ болуши мүмкин?
2 Өзүмиздә бар нәрсиләргә қанаәт қилмисақ, яман қарарларни чиқиришқа башлишимиз мүмкин. Мәсилән, қолида бар нәрсигә қанаәт қилмиған адәмләр өзигә керәк әмәс нәрсиләрни сетивелиш үчүн бешини көтәрмәй ишләйду. Ечинарлиғи, һәтта бәзи Худа хизмәтчилириму оғрилиқ тузиғиға чүшүп қалиду. Гайибир қериндашлар «мәнму әл қатари һаят кәчүргүм келиду», «қачанғичә мошундақ жүриверимән» яки «кейин қайтуруп беримәнғу» дегән ойларға алдинип, бирсиниң пулиға қол селиши мүмкин. Лекин оғрилиқ қилиш Худайимизниң намиға дағ кәлтүриду (Пәнд н. 30:9). Йәнә башқилири, өзи халиған вәзипигә еришмигәнликтин, һәтта Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтитиду (Гал. 6:9). Лекин қандақму Худаниң хизмәтчисидә шундақ ойлар пәйда болуши мүмкин? Бәлким, у бара-бара разилиғини йоқатқанду?
3. Филипиликләргә 4:11, 12-айәтләрдин қандақ савақ алалаймиз?
3 Һәммимиз рази болушни үгинәләймиз. Әлчи Паул: «Һәрқандақ әһвалда мән өзәмдә бар нәрсәмгә қанаәтлинишни үгәнгән едим»,— дәп язған (Филипиликләргә 4:11, 12ни оқуң). У бу сөзләрни түрмидә болғанда язған. Шундақ болсиму, Паул хошаллиғини йоқатмиған. У қолида бариға рази болушни үгәнгән. Паулниң үлгисидин көргинимиздәк, вәзийитимиз мәйли қандақ болсун, бизму буни үгинәләймиз. Әлвәттә, қолумизда бариға өз-өзүмиздин рази болуп кәтмәймиз. Әксичә, биз буниңға үгинишимиз керәк. Қандақларчә? Келиңлар, қолумизда бариға рази болушимизға немә ярдәм берәләйдиғанлиғини көрүп чиқайли.
МИННӘТДАР БОЛУҢ
4. Миннәтдар болуш қолумизда бариға рази болушимизға қандақ ярдәм бериду? (Салоникилиқларға 1-хәт 5:18)
4 Әгәр миннәтдар болсақ, қолумизда бариға қанаәт қилимиз (Салоникилиқларға 1-хәт 5:18ни оқуң). Мәсилән, өзүмиздә керәк нәрсиләрниң бариға шүкүр қилсақ, өзүмиздә йоқ нәрсиләр тоғрилиқ көп ойлап, әнсирәп кәтмәймиз. Йәһва Худаға миннәтдар болсақ, өзүмиз халиған башқа вәзипигә еришиш һәққидә әмәс, бизгә тапшурулған вәзипини бар күчимизни чиқирип орунлаш тоғрилиқ ойлаймиз. Миннәтдар болуш интайин муһим болғанлиқтин, Муқәддәс китап бизни дуада Худаға рәхмәт ейтишқа дәвәт қилиду. Шундақ қилсақ, биз «һәрқандақ инсаний чүшиниктин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғиға» еришимиз (Флп. 4:6, 7).
5. Исраиллар немиләр үчүн миннәтдар болуши керәк еди? (Рәсимгиму қараң.)
5 Исраил хәлқиниң мисалини алайли. Улар Мисирда йегән тамақларни сеғинип, нәччә қетим Йәһва Худаға наразилиқ билдүргән еди (Сан. 11:4—6). Раст, чөл-баявандики һаят асан болмиған. Исраилларға рази болушқа немә ярдәм берәләтти? Улар Йәһваниң қилған һәммә яхшилиқлири тоғрилиқ ойлап, Униңға рәхмәт ейтиши керәк еди. Мисирда улар қул болуп, җапалиқ ишлигән. Лекин Йәһва Худа мисирлиқларға он апәт яғдуруп, исраилларни уларниң рәһимсиз қолидин азат қилған. Мисирдин чиқиштин авал исраиллар Худаниң ярдими билән көптин-көп күмүч, алтун вә есил кийимләргә еришкән (Чиқ. 12:35, 36). Исраил хәлқи Қизил деңизға кәлгәндә, Мисир қошунлири уларни қоғлап йетивалди, шу чағда Худа мөҗүзә қилип, деңиз сүйини бөлүвәткән. Чөл баяванда болса У исраилларға һәр күни маннини бәргән. Ундақта, улар немә үчүн тамақ тоғрилиқ наразилиқ билдүргән? Гәрчә Йәһва уларға йетәрлик тамақ бәргән болсиму, улар буниң үчүн миннәтдар болмиған.
Исраил хәлқи немә үчүн нарази болуп кәткән? (5-абзацқа қараң)
6. Миннәтдар болушимизға немә ярдәм берәләйду?
6 Миннәтдар болушиңизға немә ярдәм берәләйду? Биринчидин, һәр күни өзүңизни хошал қилидиған нәрсиләр тоғрилиқ ойлинишқа вақит чиқириң. Мәсилән, күндә өзүңиз рәхмәт ейтқуңиз кәлгән икки-үч нәрсини йезип қойсиңиз болиду (Йәр. ж. 3:22, 23). Иккинчидин, башқиларниң сиз үчүн қилған яхшилиқлири үчүн рәхмәт ейтиң. Әң муһими, һәр күни Йәһва Худаға миннәтдарлиқ билдүрүң (Зәб. 75:1). Үчинчидин, достларни даналиқ билән таллаң. Әгәр достлиримиз миннәтдарлиқни билмәй, пат-пат наразилиқ билдүрсә, бизму шундақ қилип кетишимиз мүмкин (Қ. шәр. 1:26—28; Тим. 2-х. 3:1, 2, 5). Амма достлиримиз дайим рәхмәт ейтип, бизгә яхши тәсир қилса, бизму миннәтдар болимиз. Биз дайим рәхмәт ейтиш пурситини издәп турсақ, қийинчилиқлиримиз яки өзүмиздә йоқ нәрсиләр тоғрилиқ әнсирәп, көңлүмиз йерим болмайду.
7. Ачиниң рази болушиға немә ярдәм бәрди?
7 Индонезиядә яшайдиған Ачи қериндишимизниң мисалини көрүп чиқайли. У мундақ дәйду: «Растини ейтсам, COVID-19 пандемияси вақтида мән вәзийәтлиримни башқа қериндашларниң вәзийәтлири билән селиштурдум. Нәтиҗидә, қолумда бариға рази болмай кәттим» (Гал. 6:4). Униң ой-пикрини өзгәртишигә немә ярдәм бәрди? Ачи мундақ чүшәндүрди: «Мән Йәһваниң маңа һәр күни беридиған яхшилиқлириға диққәт ағдуридиған болдум. Шундақла Худа хәлқиниң арисида болғанлиқтин, еришкән бәрикәтләр тоғрилиқму ойлинишқа башлидим. Андин Йәһва Худаға дуа қилип, буларниң һәммиси үчүн рәхмәт ейттим. Бу маңа рази болушқа ярдәм бәрди». Вәзийитиңиз түпәйли өзүңизни бәхитсиз һис қилсиңиз, Ачиниң мисали сизгә қандақ ярдәм берәләйду?
КӘМТӘР БОЛУҢ
8. Баруқ қандақ тузаққа чүшүп қалған?
8 Бир қетим Йәрәмия пәйғәмбәрниң кативи Баруқ қолида бариға қанаәт қилмиған. Баруққа қийин бир вәзипә тапшурулған еди. Йәрәмия миннәтдарсиз Исраил хәлқигә Йәһва Худаниң һөкүмини йәткүзгән чағда, Баруқ униңға ярдәм бериши керәк еди. Лекин Баруқ Йәһва Худаниң тапшуруғиға көңүл бөлүшниң орниға, өзи халиған ишларға көпирәк диққәт ағдурған. Шуңа Йәһва Худа Йәрәмия арқилиқ Баруққа: «Өзәң үчүн зор бир нәрсини күтүватисән! Күтмә»,— дәп ейтқан (Йәр. 45:3—5). Башқичә ейтқанда, Йәһва униңға: «Қолуңда бариға шүкүр қилғин»,— дегән. Шу чағда Баруқ Йәһва Худаға қулақ селип, униң йеқин дости болуп қалған.
9. Коринтлиқларға 1-хәт 4:6, 7-айәтләр җамаәттики вәзипиләргә тоғра көзқарашта болушимизға қандақ ярдәм бериду? (Рәсимләргиму қараң)
9 Бәзидә бирәр қериндаш қабилийәтлик, әмгәкчан яки тәҗрибилик болғанлиқтин, җамаәттә алаһидә вәзипә қилишим керәк дәп ойлиши мүмкин. Амма бу вәзипигә башқа бирси еришиши мүмкин. Шу чағда бу қериндаш көңлини йерим қилмаслиқ үчүн немә қилалайду? У әлчи Паулниң Коринтлиқларға 1-хәт 4:6, 7-айәтләрдә (оқуң) йезилған сөзлири һәққидә чоңқур ойланса болиду. Биздә бар қабилийәтләр вә биз еришкән һәрқандақ вәзипә — Йәһва Худадин кәлгән соға. Йәһва Худа уларни бизгә биз алаһидә яки башқисидин яхширақ болғанлиғимиздин бәрмәйду. Әксичә, У бизни яхши көргәнликтин вә интайин рәһим-шәпқәтлик болғанлиқтин, бизгә бу соғини бериду (Рим. 12:3, 6; Әфәс. 2:8, 9).
Биздә бар қабилийәтләрниң һәммиси Йәһва Худаниң соғиси (9-абзацқа қараң)b
10. Кәмтәр болушни қандақ үгинәләймиз?
10 Әйса Мәсиһниң үлгиси тоғрилиқ чоңқур ойлинип, уни үлгә қилсақ, кәмтәр болушни үгинәләймиз. Әйса өзиниң Худаниң Оғли болғанлиғини вә көп һоқуққа еришидиғанлиғини билсиму, шагиртлириниң путлирини жуйған. Әлчи Йоһан мундақ язған: «Әйса Атиси һәммә нәрсини униң қолиға бәргинини вә у Худадин келип, Худаға қайтидиғанлиғини билгәчкә, . . .шагиртлириниң путлирини жуюшқа башлиди» (Йоһ. 13:3—5). Әйса «шагиртлирим путлиримни жуюши керәк» дәп ойлиса болатти. Лекин у өзиниң «Худаниң Оғли болғанлиқтин, баяшатчилиқта яшишим керәк» дәп һечқачан ойлимиған (Луқа 9:58). Әйса Мәсиһ кәмтәр вә қолида бариға мәмнун болған. У бизгә интайин яхши үлгә қалдурған (Йоһ. 13:15).
11. Кәмтәрлик Дэннисниң рази болушиға қандақ ярдәм бәрди?
11 Нидерландиядә яшайдиған Дэннис исимлиқ бурадиримиз Әйсадин үлгә елип, кәмтәр болушқа тиришиду. Лекин бу анчә оңай әмәс. У мундақ дәйду:«Бирси мән халиған вәзипигә еришкәндә, бәзидә көңлүм чүшүп кетиду, чүнки бу вәзипигә мән лайиқ дәп ойлаймән. Шундақ чағларда кәмтәрлик тоғрилиқ издиниш өткүзимән. Мән «JW Library®» программисида кәмтәрлик тоғрилиқ бәзи айәтләрни бәлгүләп қоюп, уларни тез тепип, қайта-қайта оқалаймән. Шундақла мән телефонимға кәмтәр болуш һәққидә бәзи нутуқларни көчиривелип, уларни пат-пат аңлаймәнa. Мән көз-көз қилиш үчүн әмәс, Йәһва Худаға шан-шәрәп кәлтүрүш үчүн хизмәт қилишим керәклигини чүшинип йәттим. Йәһва Худа бизниң Униң ишиға өз һәссимизни қошушимизға йол қойсиму, бу иш пәқәт Униң ярдими билән утуқлуқ болалайду». Өзүңиз халиған вәзипигә еришәлмигәнликтин көңлүңиз чүшсә, кәмтәрликни риваҗландурушқа күч чиқириң. Бу Худа билән болған достлуғиңизни күчәйтип, рази болушиңизға ярдәм бериду (Яқуп 4:6, 8).
ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ВӘДИЛИРИ ТОҒРИЛИҚ ОЙЛИНИҢ
12. Қайси вәдиләр қолумизда бариға қанаәт қилишқа ярдәм бериду? (Йәшая 65:21—25)
12 Бизни күтүватқан әҗайип келәчәк тоғрилиқ чоңқур ойлансақ, қолумизда бариға рази болуш асанирақ болиду. Йәшая китавида Йәһва Худа бизниң нурғун қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғимизни чүшинидиғанлиғини ейтиду, лекин У бу қийинчилиқларниң һәммисини йоқ қилишқа вәдә қилиду (Йәшая 65:21—25ни оқуң). Бизниң чирайлиқ өйлиримиз болиду. Ишимиздин қанаәт елип, пайдилиқ вә дәмлик таамларни йәймиз. Биз өзүмиз яки балилиримиз үчүн әнсиримәй, бехәтәр яшаймиз (Йәшая 32:17, 18; Әзәк. 34:25). Бу әҗайип вәдиләрниң һәммиси әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.
13. Биз қандақ қийинчилиқларға дуч келишимиз мүмкин вә келәчәккә болған үмүтимиз тоғрилиқ ойлиниш қандақ ярдәм бериду?
13 Немә үчүн һазир үмүтимиз тоғрилиқ ойлиниш алаһидә муһим? Һазир биз ахир заманда яшаватқанлиқтин, «адәттин ташқири қийин» синақларға дуч келимиз (Тим. 2-х. 3:1). Бу синақларға бәрдашлиқ берәлишимиз үчүн Йәһва Худа бизгә һәр күни мәслиһәт, күч-қувәт вә ярдәм бериду (Зәб. 145:14). Үмүтимиз болупму өзүмиз шу қийинчилиқларға учриғанда, ярдәм бериду. Бәлким, сиз җапалиқ ишләп, аилиңиз аран-аран күн көридиғанду? Бу сизниң дайим шундақ һаят кәчүридиғанлиғиңизни билдүрәмду? Әлвәттә, яқ. Йәһва Худа җәннәттә бизгә керәклик нәрсиләрдинму артуқ нәрсиләрни беришкә вәдә қилиду (Зәб. 9:18; 72:12—14). Бизниң күндә бәдинимиз ағриши, чүшкүнлүккә чүшишимиз яки башқа еғир ағриққа гириптар болушимиз мүмкин. Шундақ ағрип, азаплинип өтидиғанлиғиңиз пешаниңизгә йезилғанму? Әлвәттә, яқ. Йеңи дунияда Худа һәммә кесәлләрни вә өлүмни гумран қилиду (Вәһ. 21:3, 4). Үмүтимиз бар болғанлиқтин, биз һазир дуч келиватқан қийинчилиқлар сәвәвидин аччиқланмаймиз вә көңлүмизни йерим қилмаймиз. Адаләтсиз муамилигә дуч кәлсәкму, йеқинимиздин айрилсақму яки башқа яманлиққа учрисақму, биз хошал болуп қалалаймиз. Қандақларчә? Биз азаплиримизниң вақитлиқ екәнлигини билимиз вә йеңи дунияда һечбир адәм азап-оқубәт чәкмәйду (Кор. 2-х. 4:17, 18).
14. Үмүтимизни қандақ күчләндүрәләймиз?
14 Үмүт қолумизда бариға рази болушқа ярдәм бериду. Ундақта, Йәһва Худаниң вәдилири әмәлгә ашидиғанлиғиға ишинишимизгә немә ярдәм бериду? Жирақтики бир нәрсиләрни ениқ көрүш үчүн бирсигә көз әйнәк керәк болуши мүмкин. Дәл шуниңға охшаш, өзүмизни җәннәттә тәсәввур қилиш үчүн, үмүтимизни күчләндүрүшимиз лазим. Мәсилән, җан беқиш интайин қийин болғанлиқтин әнсирисәк, бу болмайдиған вә һечким гадай болмайдиған йеңи дунияни көз алдимизға кәлтүрсәк болиду. Әгәр бирәр вәзипигә еришмигәнликтин көңлүмиз йерим болса, биз мукәммәл болуп, Йәһва Худаға миңлиған жиллар давамида хизмәт қилғанда, буниң әһмийәтсиз болидиғанлиғи тоғрилиқ ойлансақ болиду (Тим. 1-х. 6:19). Һазир ғәм-әндишилиримиз чачтин тола болғанлиқтин, бәлким, келәчәктики бәрикәтләр тоғрилиқ чоңқур ойлиниш қийин болидиғанду? Лекин Йәһваниң әҗайип вәдилири тоғрилиқ қанчә көп ойлансақ, қийинчилиқлиримиз тоғрилиқ ойлимай, өзүмизни йеңи дунияда тәсәввур қилиш шунчә оңай болиду.
15. Кристаниң сөзлиридин қандақ савақ алдиңиз?
15 Үмүт Дэннисниң аяли Кристаға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп чиқайли. У мундақ дәйду: «Мән булҗуңлиримни аҗизлаштуридиған бир кесәлгә гириптар. Мән өзүм маңалмай, пәқәт чақлиқ орундуқта маңалаймән вә көпинчә каравәттә ятимән. Һәр күни азаплинимән. Йеқинда дохтур яхши болуп кәтмәйдиғанлиғимни ейтти. Лекин мән бирдин “униң келәчәккә болған үмити йоқ, мениң болса мәһкәм үмүтүм бар” дәп ойлидим. Шуңа үмүтүм мени хатирҗәм қилиду. Һазир нурғун азапларни чидашқа мәҗбур болсамму, йеңи дунияда интайин бәхитлик һаят кәчүримән».
ХУДАДИН ҚОРҚИДИҒАНЛАР ҺЕЧНЕМИГӘ МУҺТАҖ БОЛМАЙДУ
16. Немә үчүн Давут Йәһва Худадин әйминидиғанларниң «һеч нәрсиси кам» болмайдиғанлиғини ейтқан?
16 Биз бариға рази болсақму, бу һаятимизда һечқандақ қийинчилиқлар болмайду дегәнни билдүрмәйду. Мәсилән, Давут падиша кам дегәндә үч балисидин айрилған. Дүшмәнләр униңға яла чаплиған, достлири уни сетивәткән вә Саул падиша жиллар давамида униң кәйнигә чүшүп, өлтүрмәкчи болған. Бу қийинчилиқларниң һәммисигә қаримастин, Давут Худаға шүкүр қилип, мундақ дегән: «Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас» (Зәб. 34:9, 10, КТ). Чүнки Давут Йәһва Худаниң һаятидики һәммә қийинчилиқларни йоқ қилмисиму, һәрқачан униңға керәклик һәммә нәрсиләрни беридиғанлиғини билгән. Давутқа охшаш, бизму Йәһва Худа синақларда садиқ болуп қелишимизға ярдәм беридиғанлиғиға һеч гуман қилмаймиз (Зәб. 145:16). Вәзийитимиз мәйли қандақ болсиму, биз хошал вә хатирҗәм болалаймиз.
17. Сиз немә үчүн рази болушни үгинишни халайсиз?
17 Йәһва Худа қолуңизда бар нәрсиләргә рази болушиңизни халайду (Зәб. 131:1, 2). Шуңа бариға қанаәт қилишни үгинишкә тиришиң. Әгәр сиз миннәтдар һәм кәмтәр болушни үгинип, Йәһваниң вәдилири тоғрилиқ ойлансиңиз, «мән өзүмдә бар нәрсәмгә қанаәтлинишни үгәнгән едим» дәп ейталайсиз (Флп. 4:11).
54-НАХША Етиқатта чиң турайли
a Мәсилән, jw.org торбетидики «Иегова заботится о смиренных» вә «Гибели предшествует гордость» дегән әтигәнлик ибадәт программилирини көрсиңиз болиду.
b СҮРӘТТӘ: Бурадиримиз Ибадәт җайлиримизниң биридә ремонтқа қатнишиватиду, има-ишарәт тилни үгәнгән қериндишимиз районлуқ конгресста сөһбәт бериватиду вә бурадәр җамаәт учришишида нутуқ ейтиватиду.