Таллаш әркинлиги соғисини қәдирләң
«Йәһва Худа — Роһ, Йәһваниң роһи болған җайда әркинлик бардур» (КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 3:17).
НАХШИЛАР: 31, 32
1, 2. а) Таллаш әркинлигигә тегишлик қандақ һәр түрлүк пикирләр бар? ә) Муқәддәс китапта таллаш әркинлигимиз һәққидә немә ейтилиду вә биз қайси соалларни қараштуримиз?
ШӘХСИЙ қарар қилишқа тоғра кәлгәндә бир аял достиға: «Бешимни ағритқим кәлмәйду, немә қилишим керәклигини ейтип бәрсиңизла болди. Мән үчүн шу оңайирақ»,— деди. Бу аял Яратқучи бәргән баһалиқ соғини, йәни таллаш әркинлигини, қоллинишниң орниға, қандақ йол тутушни бирси дәп бәргинини халиған. Сизчу? Сиз қарарларни өзүңиз қиламсиз яки сиз үчүн уни башқа бирси қилғинини халамсиз? Сизниң таллаш әркинлигигә нисбәтән көзқаришиңиз қандақ?
2 Адәмләрниң таллаш әркинлиги һәққидики көзқариши һәр түрлүк. Бәзилириниң ойичә, Худа пешанимизгә һәммисини алдин-ала йезип қойғанлиқтин, биздә әмәлийәттә, таллаш әркинлиги йоқ. Башқилири болса, таллаш әркинлиги пәқәт чәксиз әркинликкә еришкән чағда болуши мүмкин дәйду. Амма Муқәддәс китапқа бенаән, биз өзүмиз қарар қилиш қабилийити вә таллаш әркинлиги билән яритилдуқ (Йәшуа 24:15ни оқуң). Шундақла Муқәддәс китапта төвәндики соалларниң җавави бар: Бизниң таллаш әркинлигимиз чәкләнгәнму? Таллаш әркинлигимизни қарар чиқарғанда қандақ қоллинишимиз керәк? Қарар қилғанда Йәһвани қанчилик яхши көридиғанлиғимиз қандақ көрүниду? Башқиларниң қарарлирини һөрмәтләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?
ЙӘҺВАДИН ҺӘМ ӘЙСАДИН ҚАНДАҚ САВАҚ АЛАЛАЙМИЗ?
3. Йәһва чәксиз әркинлигини қандақ қоллиниду?
3 Йәһваниң әркинлиги чәксиз вә биз униң әркинлигини қандақ қолланғанлиғидин савақ алалаймиз. Мәсилән, Йәһва Худа Исраил хәлқини өз хәлқи, алаһидә мүлки сүпитидә таллиди (Қанун шәрһи 7:6—8). Мундақ қилишиниң сәвәви — У дости Ибраһимға бәргән вәдисини орунлашни халиған (Яритилиш 22:15—18). Шуниң билән Йәһва әркинлигини қолланғанда, һәрдайим меһир-муһәббәт вә адаләтни көрситиду. Буни исраиллиқлар итаәтсизлик қилғанда, уларни қандақ түзәткәнлигидин көрәләймиз. Улар чин жүрәктин товва қилғанда, Йәһва уларға меһир-муһәббәт вә рәһимликни көрсәткән. У: «Мән уларниң “арқиға чекинишлирини” сақайтимән, Мән уларни чин көңлүмдин халап сөйимән, чүнки Мениң ғәзивим униңдин янди»,— дегән (Һошия 14:4). Әркинлигини башқиларға ярдәм бериш үчүн қоллиниш арқилиқ Йәһва бизгә әҗайип үлгә көрсәтти!
Әйса йәргә келиштин авал Шәйтанниң исияниға қошулмай, Йәһваға садиқ болуп қелишни таллиған
4, 5. а) Худа бәргән таллаш әркинлигигә биринчи болуп еришкән ким һәм у бу соғини қандақ пайдиланди? ә) Һәрбиримиз қайси соал һәққидә ойлинишимиз керәк?
4 Йәһва пәриштиләрни вә адәмләрни яратқанда, уларға таллаш әркинлигини әта қилди. Униң тунҗа яратмиси — Әйса. Худа уни өзигә охшаш яритип, униңға таллаш әркинлигини бәрди (Колосилиқларға 1:15). Әйса бу соғини қандақ пайдиланди? Йәргә келиштин авал, у Шәйтан вә униң исияниға қошулмай, Йәһваға садиқ болуп қелишни таллиған. Йәрдә болған вақтида у Шәйтанниң езиқтурушлирини рәт қилған (Мәтта 4:10). Өлүми алдидики кәчтә Әйса асмандики Атисини Униң ирадисини орунлашни халиғанлиғиға ишәндүргән. У дуасида мундақ деди: «Атам, әгәр халисаң, мәндин бу қәдәһни нери қилғайсән. Амма, мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң болғай» (Луқа 22:42). Әйсаға тәқлит қилип, таллаш әркинлигимизни Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрүш вә униң ирадисини орунлаш үчүн пайдилинишимиз һәқиқәтән мүмкинму?
5 Һә, мүмкин! Сәвәви бизму Худаниң образи бойичә яритилған (Яритилиш 1:26). Шундақ болсиму, биздә Йәһва Худаниңкидәк чәксиз әркинлик йоқ. Худа Сөзидә Йәһваниң әркинлигимизни чәкләп, бу чәкләрдин чиқмаслиғимизни күтидиғанлиғи чүшәндүрүлгән. Мәсилән, аилидә аяллар әрлиригә, балилар болса, ата-анилириға бойсунуши керәк (Әфәсликләргә 5:22; 6:1). Мундақ чәклимиләр таллаш әркинлигимизни қоллинишимизға қандақ тәсир қилиду? Бизниң мәңгү келәчигимиз бу соалниң җававиға бағлиқ.
ТАЛЛАШ ӘРКИНЛИГИНИҢ ТОҒРА ВӘ НАТОҒРА ҚОЛЛИНИЛИШИ
6. Әркинлигимиз чәкләнгәнлигиниң орунлуқ екәнлигини чүшәндүридиған мисал кәлтүрүң.
6 Әркинлигимиз чәкләнгән болса, уни һәқиқий әркинлик дәп аташқа боламду? Һә, болиду, чүнки чәклимиләр бизни һимайә қилиду. Мәсилән, биз жирақтики бир шәһәргә йолға чиқтуқ дәйли. Әнди һечбир йол қаидилири йоқ һәм ким қәйәргә вә қандақ илдамлиқ билән маңғуси кәлсә, шундақ меңиватқанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Шундақ йолда маңған болсиңиз, өзүңизни бехәтәр һис қилаттиңизму? Әлвәттә, яқ. Чәклимиләр һәммисиниң һәқиқий әркинликниң пайдисини көрүши үчүн һаҗәт. Келиң, Худа бәлгүлигән чәкләр бизгә қандақ пайда елип келидиғанлиғини көрситидиған Муқәддәс китаптики бирнәччә мисални қараштурайли.
7. а) Адәм ата вә һайванлар арисида қандақ пәриқ болған? ә) Адәм ата таллаш әркинлигини қандақ қолланғанлиғини ейтип бериң.
7 Йәһва биринчи инсан, Адәм атини, яратқанда, униңғиму пәриштиләргә бәргән соғини, йәни таллаш әркинлигини, бәрди. Бирақ һайванларда таллаш әркинлиги йоқ. Адәм ата таллаш әркинлигини қандақ тоғра қолланған? У һайванларға нам қоюштин бәһриләнгән. Худа «уларни инсан қандақ атайдиғинини көрүш үчүн, униң алдиға кәлтүрди». Адәм ата һайванларни диққәт билән назарәт қилғандин кейин, һәрбиригә мәналиқ нам қойди. Йәһва Худа униң қарарини өзгәрткини йоқ. Әксичә, «инсан һәрбир тирик җанни қандақ атиса, униң нами шундақ болди» (Яритилиш 2:19).
8. Адәм ата таллаш әркинлигини қандақ натоғра қолланди вә буниң ақивети қандақ болди?
8 Йәһва Худа Адәм атиға: «Әвлат көрүп көпийиңлар, йәр йүзини толдуруңлар, уни асраңлар вә деңиз белиқлириниң, асмандики учарқанатларниң, йәр йүзидә жүридиған һәрқандақ җаниварниң үстидин һөкүмранлиқ қилиңлар»,— дәп пүткүл йәр йүзини җәннәткә айландуруш тапшуриғини бәрди (Яритилиш 1:28). Лекин у мәнъий қилинған мевини йәп, Йәһва бәлгүлигән чәклимиләрни рәт қилди. Адәм ата таллаш әркинлигини натоғра қолланғанлиқтин, инсанлар миңлиған жиллар давамида азап чәкмәктә (Римлиқларға 5:12). Адәм ата қилған қарарниң җиддий ақиветини һечқачан унтумайли. Бу бизни таллаш әркинлигимизни тоғра һәм Йәһва бәлгүлигән чәкләр даирисидә қоллинишқа дәвәт қилиду.
Исраиллиқлар Худаниң хәлқи болушни һәм у бәлгүлигән чәклимиләрни қобул қилишни таллиди
9. Йәһва Исраил хәлқигә қандақ таллашни бәрди вә улар немә қилишни вәдә бәрди?
9 Инсанларниң һәммиси Адәм ата билән Һава анидин мукәммәлсизлик вә өлүмни мирас қилди. Буниңға қаримастин, биздә таллаш әркинлигимизни қоллиниш һоқуқи бар. Бу Худаниң Исраил хәлқигә қандақ муамилә қилғанлиғидин көриниду. Йәһва Худа уларға униң алаһидә мүлки болуш пурситини бәрди (Чиқиш 19:3—6). Улар Худаниң хәлқи болушни һәм у бәлгүлигән чәклимиләрни қобул қилишни таллиди. Хәлиқ: «Йәһва Рәб ейтқандәк, һәммә нәрсини қилимиз»,— деди (Чиқиш 19:8). Әпсуски, кейинирәк исраиллиқлар Худаға бәргән сөзидә турмиди. Бу биз үчүн муһим савақ. Таллаш әркинлигимизни һәрдайим қәдирләп, Йәһва билән йеқин мунасивәттә болушни һәм униң қанунлирини орунлашни давамлаштурайли (Коринтлиқларға 1-хәт 10:11).
10. Ибранийлар 11-баптики қайси мисаллар намукәммәл инсан таллаш әркинлигини Худаға шан-шәрәп кәлтүрүш үчүн қоллиналайдиғанлиғини испатлайду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
10 Ибранийлар китавиниң 11-бабида Йәһваниң чәклимилирини һөрмәтлигән Худаға садиқ 16 әр вә аялниң исимлири йезилған. Нәтиҗидә улар көп бәрикәтләргә еришти вә келәчәккә болған әҗайип үмүткә егә болди. Мәсилән, Нуһниң ишәнчиси мәһкәм болған вә у аилиси вә кәлгүси әвлатниң һаятини сақлап қелиш үчүн кемә селип, Худаниң рәһбәрлигигә қулақ салған (Ибранийларға 11:7). Ибраһим билән Сарә болса, Худаға тәйярлиқ билән бойсунуп, вәдә қилинған йәргә барди. Һәтта Ур шәһиригә «қайтиш имканийити» болсиму, улар «әвзәлгә» интилип, Йәһваниң вәдилиригә нәзәр тиккән (Ибранийларға 11:8, 13, 15, 16). Муса Мисирниң һәммә байлиғидин ваз кечип, «Худа хәлқиниң қисмитини таллап, гуна билән вақитлиқ һузурлиништин көрә, вәһшиләрчә мунасивәтни тартишни әвзәл көрди» (Ибранийларға 11:24—26). Худаниң шу садиқ хизмәтчилириниң етиқадиға тәқлит қилип, таллаш әркинлигимизни Йәһваниң ирадисини орунлаш үчүн қоллинип, бу соғини қәдирләйдиғанлиғимизни көрситәйли.
11. а) Таллаш әркинлиги ериштүридиған зор бәрикәтләрниң бири немә? ә) Сизни таллаш әркинлигиңизни тоғра қоллинишқа немә дәвәт қилиду?
11 Биз үчүн башқа бирси қарар қилса, асанирақ болатти дәп ойлишимиз мүмкин, лекин у чағда биз таллаш әркинлиги беридиған зор бир бәрикәттин қуруқ қалаттуқ. У қандақ бәрикәт? У тоғрисида Қанун шәрһи 30:19, 20дә (оқуң) йезилған. 19-айәттә исраиллиқларниң таллаш алдида болғанлиғини оқуймиз. 20-айәттә Йәһваниң хәлиққә Униңға болған меһир-муһәббити қанчилик чоңқур болғанлиғини көрситишигә пурсәт бәргәнлиги йезилған. Бизму Йәһваға ибадәт қилишни таллалаймиз. Униңдин ташқири, биздиму таллаш әркинлигимизни Йәһвани шәрәпләш үчүн қоллиниш һәм униңға болған меһир-муһәббитимизниң қанчилик чоңқур екәнлигини көрситиш пурсити бар.
ТАЛЛАШ ӘРКИНЛИГИМИЗНИ НАТОҒРА ИШЛӘТМӘЙЛИ
12. Таллаш әркинлигимиз билән немә қилмаслиғимиз керәк?
12 Сиз достуңизға қиммәт бир соғини бәрдиңиз дәйли. У соғиңизни әхләткә ташлиса яки техиму ямини, бу соғини башқа бирсигә зиян кәлтүрүш үчүн ишләтсә, сиз өзүңизни қандақ һис қилаттиңиз? Бәлким, көңлүңиз йерим болидиғанду. Йәһва Худа бизгә таллаш әркинлигини соға қилди. Шуңа әркинлигимизни натоғра қолланғанлиғимизни яки уни башқиларға зиян кәлтүрүш үчүн ишләткәнлигимизни көргәндә, Йәһваниң жүриги ағрийду. Муқәддәс китапта «ахирқи күнләрдә» адәмләрниң «миннәтдарсиз» болидиғанлиғи йезилған (Тимотийға 2-хәт 3:1, 2). Шуңа бу әҗайип соғини қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? Әркинлигимизни хата ишлитиштин қандақ нери болалаймиз?
13. Мәсиһийләр үчүн өз әркинлигини натоғра пайдилиништин нери болушниң бир усули қандақ?
13 Һәммимизниң дост, кийим вә ташқи көрүнүш билән оюн-тамашимизниң қандақ болидиғанлиғини таллаш әркинлигимиз бар. Лекин әркинлигимизни баһанә қилип, Худаға яқмайдиған яки бизни бу дуниядикиләргә охшаш қилидиған қарарларни қилишимиз мүмкин (Петрусниң 1-хети 2:16ни оқуң). Әркинлигимизни натоғра иш қилиш үчүн қоллинишниң орниға, «һәммә нәрсини Яратқучиниң шәрипигә қилиш» пурсити сүпитидә қоллинишимиз керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 10:31; Галатилиқларға 5:13).
14. Немишкә таллаш әркинлигимизни қолланғанда Йәһваға тайинишимиз керәк?
14 Йәһва: «Һәмҗәмәт-ниҗаткариң Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: “Өзүңгә пайда болсун дәп саңа үгәткүчи, саңа тегишлик болған йолда сени йетәклигүчи мән болсам Пәрвәрдигар Худайиңдурмән”»,— дәп ейтқан (Йәшая 48:17). Шуңа Йәһваға тайинип, бизни һимайә қилиш үчүн орнатқан чәклимиләрни қобул қилғанлиғимиз тоғра. «Билимәнки, әй Пәрвәрдигар, адәмниң өз йолини бекитиши өз қолида әмәстур, меңиватқан адәмниң өзидә қәдәмлирини халиғанчә ташлаш қудрити болмастур» дегән сөзләрниң һәқ екәнлигини кәмтәрлик билән етирап қилимиз (Йәрәмия 10:23). Адәм атиму, вапасиз исраиллиқларму, Йәһва қойған чәклимиләрни рәт қилип, өз әқлигә тайинишни таллиди. Уларниң яман мисалидин өзүмизгә савақ алайли. Өз әқлимизгә тайинишниң орниға, Йәһваға «чин қәлбимиз билән тайинайли» (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5).
БАШҚИЛАРНИҢ ТАЛЛАШ ӘРКИНЛИГИНИ ҺӨРМӘТЛӘШ
15. Галатилиқларға 6:5тә йезилған принциптин қандақ савақ алимиз?
15 Башқиларниңму шәхсий қарар қилиш әркинлигини һөрмәтлишимиз керәк. Немишкә? Һәммимиздә таллаш әркинлиги болғанлиқтин, икки мәсиһийниң һәрдайим охшаш қарар қилиши натайин. Бу жүрүш-туруш һәм ибадәт мәсилилиригиму тегишлик. Галатилиқларға 6:5тики (оқуң) принципни әстә тутайли. Һәрбир мәсиһий қилған қарарлириға өзи җавапкар екәнлигини чүшәнсәк, башқиларниң таллаш әркинлигини қоллиниш һоқуқини һөрмәтләймиз.
Биз шәхсий қарар қилимиз, лекин башқиларни өзүмизниңкигә охшаш қарар қилишқа мәҗбурлимаймиз (15-абзацқа қараң)
16, 17. а) Таллаш әркинлиги Коринт җамаитидә қандақ қийинчилиқ туғдурди? ә) Әлчи Паул бу мәсилини һәл қилишқа қандақ ярдәм бәрди вә биз буниңдин қандақ савақ алимиз?
16 Бурадәр-қериндашлиримизниң таллаш әркинлигини һөрмәтләш керәклигини тәкитләйдиған Муқәддәс китаптики бир мисални қараштурайли. Коринт җамаитидики мәсиһийләр бутларға қурбан қилинған, лекин кейин базарда сетилған гөшни йейиш һәққидә талаш-тартиш қилған. Бутлар һеч әһмийәтсиз екәнлигини билгәнликтин, бәзи мәсиһийләрниң виждани бу гөшни йейишкә йол қоятти. Амма бурун бутларға чоқунған мәсиһийләр үчүн бу гөшни истимал қилиш бутпәрәсликкә тәң еди (Коринтлиқларға 1-хәт 8:4, 7). Бу һәтта җамаәттә бөлгүнчилик пәйда қилалайдиған җиддий мәсилә болған. Паул җамаәткә бу мәсилини һәл қилишқа қандақ ярдәм бәрди?
17 Биринчидин, Паул икки топқа тамақниң уларниң Йәһва билән мунасивитини мустәһкәмлимәйдиғанлиғини ейтти (Коринтлиқларға 1-хәт 8:8). Кейинирәк, Паул таллаш һоқуқиниң аҗизларниң вижданиға зиян кәлтүрүшигә йол қоймаслиғидин агаһландурди (Коринтлиқларға 1-хәт 8:9). Андин кейин, виждани сәзгүр болғанларға бу гөшни йегәнләрни һөкүм қилмаслиққа ейтти (Коринтлиқларға 1-хәт 10:25, 29, 30). Демәк, ибадәткә тегишлик мундақ җиддий мәсилиләрдә һәрбир мәсиһий шәхсий қарар қилиши керәк еди. Ундақта, бурадәр-қериндашлиримизниң анчә җиддий әмәс мәсилиләрдә шәхсий қарар қилиш әркинлигини һөрмәтлишимиз керәк әмәсму? (Коринтлиқларға 1-хәт 10:32, 33).
18. Таллаш әркинлигини қәдирләйдиғанлиғиңизни қандақ көрситәләйсиз?
18 Йәһва Худа бизгә һәқиқий әркинликни елип келидиған таллаш әркинлигини соға қилди (Коринтлиқларға 2-хәт 3:17). Йәһваға болған меһир-муһәббитимиз қанчилик чоңқур екәнлигини көрситишимизгә мүмкинчилик беридиған бу соғини нәқәдәр баһалаймиз. Шуңа, Йәһвани мәдһийиләйдиған қарарларни қобул қилип, башқиларниң бу қиммәтлик соғини қандақ қоллинидиғанлиғини қарар қилиш һоқуқини һөрмәтләйли.