Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w18 февраль 31-б.—32-б., 6-абз.
  • Оқурмәнләрниң соаллири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Оқурмәнләрниң соаллири
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2018
  • Охшаш мәлумат
  • Худани хурсән қилишни халайдиған кишиләр дана қарарларни чиқириду
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2018
w18 февраль 31-б.—32-б., 6-абз.
Яқуп Әсавниң тунҗилиқ һоқуқини алған

Яқуп Әсавниң тунҗилиқ һоқуқини алғанлиқтин Мәсиһниң әҗдади болдиму?

Оқурмәнләрниң соаллири

Қедимий Исраилда әр кишиниң Мәсиһниң әҗдади болуш үчүн тунҗа оғул болуши шәрт болғанму?

Бурун биз Ибранийларға 12:16ға асаслинип, мундақ көзқарашта болдуқ. Бу айәттә Әсавниң «муқәддәс нәрсини қәдирлимигәнлиги» вә Яқупқа «бир тәхсә тамақ үчүн өз тунҗилиғини беривәткәнлиги» йезилған. Шуңа, Яқуп Әсавниң «тунҗилиғини» алғанда, буниңға Мәсиһниң әҗдади болуш имтиязиму киргән дәп ойлидуқ (Мәтта 1:2, 16; Луқа 3:23, 34).

Амма Муқәддәс китаптики башқа вақиәләрни пухта тәтқиқ қилғанда, әр кишиниң Мәсиһниң әҗдади болуш үчүн тунҗа оғул болуши шәрт болмиғанлиғини көрдуқ. Келиң, буниң бәзи дәлиллирини қараштурайли.

Яқупниң Лиядин туғулған тунҗа оғли Рубән болди. Раһиләдин туғулған биринчи оғли болса Йүсүп еди. Рубән әхлақсизлиқ қилғанда, тунҗилиқ һоқуқидин айрилип, бу һоқуқ Йүсүпкә берилди (Яритилиш 29:31—35; 30:22—25; 35:22—26; 49:22—26; Тарихнамә 1-язма 5:1, 2). Лекин Мәсиһ Рубәнниңму, Йүсүпниңму әвлади болмиған. У Яқуп билән Лияниң төртинчи оғли Йәһуданиң қәбилисидин чиққан (Яритилиш 49:10).

Луқа 3:32дә Мәсиһниң башқа бәш әҗдади тилға елинған. Уларниң һәрбири тунҗа оғул болған охшайду. Мәсилән, Боаз Обәдниң, Обәд болса Йишайниң атиси болған (Рут 4:17, 20—22; Тарихнамә 1-язма 2:10—12).

Йишайниң оғли Давут болса, тунҗа болмиди. У сәккиз оғулниң кәнҗиси болған. Шундақ болсиму, у Мәсиһниң әҗдади болди (Самуилниң 1-язмиси 16:10, 11; 17:12; Мәтта 1:5, 6). Давутниң оғли Сулайманму тунҗа оғул болмисиму, Мәсиһниң әҗдади болған (Самуилниң 2-язмиси 3:2—5).

Бу тунҗилиқ һоқуқи муһим дәп һесапланмиғанлиғини билдүрмәйду. Тунҗа оғул башқа қериндашлирида болмиған имтиязларға еришкән. Атисидин кейин тунҗа оғул аилиниң башчиси болуп, һәммә мирасниң икки һәссиси униңға бериләтти (Яритилиш 43:33; Қанун шәрһи 21:17; Йәшуа 17:1).

Бирақ тунҗилиқ һоқуқи бир оғулдин йәнә бир оғулға өтүши мүмкин еди. Ибраһим оғли Исмаилни аилисидин жирақ йәргә әвәткәндә, тунҗилиқ һоқуқи Исһаққа өткән (Яритилиш 21:14—21; 22:2). Жуқурида ейтилғандәк, Рубәнниң тунҗилиқ һоқуқи Йүсүпкә өтти.

Ундақта Ибранийларға 12:16дә Паул немә ейтқуси кәлди? Бу айәттә мундақ йезилған: «Һәм араңларда һечбири зинахор, Әсавтәк бир тәхсә тамақ үчүн өз тунҗилиғини беривәткән, һәм муқәддәс нәрсини қәдирлимәйдиған болмисун».

Бу йәрдә Паул Мәсиһниң әҗдатлири һәққидә ейтмиған. Әксичә, у мәсиһийләрни агаһландурған. Паул уларға «аяқлириңларға түз йолларни ясаңлар», шу чағда «һечким Худаниң инайитидин мәһрум қалмайду» дегән. Ечинарлиғи шуки, әгәр улар җинсий әхлақсизлиқ қилса, Худаниң инайитидин айрилатти (Ибранийларға 12:12—16). Шу чағда улар «муқәддәс нәрсини қәдирлимәй», өз һәвәслирини қанаәтләндүрүшни халиған Әсавқа охшиған болатти.

Шу замандики урп-адәт бойичә, тунҗа оғул сүпитидә Әсавниң Йәһваға бәзидә қурбанлиқни әкелиш имтиязи болған (Яритилиш 8:20, 21; 12:7, 8; Аюп 1:4, 5). Лекин Әсав һәвәслирини биринчи орунға қоюп, бир қача тамақ үчүн өзиниң тунҗилиқ һоқуқидин айрилди. Бәлким у Йәһва Ибраһимниң әвлади һәққидә бәшарәт қилинған азаптин қечишни халиди (Яритилиш 15:13). Шундақла у ялған илаһларға ибадәт қилидиған икки аял алғанда, ата-анисини қайғуға селип, муқәддәс нәрсиләрни қәдирлимигәнлигини көрсәтти (Яритилиш 26:34, 35). У һәқиқий Худаға ибадәт қилған аялға өйләнгән Яқуптин қанчилик пәриқләнгән! (Яритилиш 28:6, 7; 29:10—12, 18).

Әйса ятқан оқурниң йенидики Йүсүп билән Мәрийәм

Муқәддәс китаптики вақиәләрдин Әйсаниң әҗдатлири тоғрисида немигә үгинәләймиз? Уларниң бәзилири тунҗа оғул болса, башқилири болмиди. Йәһудийлар буни чүшәнгән һәм етирап қилған. Буни нәдин билимиз? Чүнки улар Мәсиһниң Йишайниң кәнҗә оғли Давутниң әвлади болғанлиғиға ишәнгән (Мәтта 22:42).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш