Rui Almeida Fotografia/Moment via Getty Images
СӘГӘК ТУРУҢЛАР!
Сәясий зораванлиқ — Муқәддәс китап немә дәйду?
Һөкүмәт хадимлириға қарши зораванлиқлар кәң қанат яймақта.
Сәясий зораванлиқ немишкә көпийиватиду? Буниң ахири келәмду? Муқәддәс китап немә дәйду?
Сәясий бөлгүнчиликләр тоғрилиқ бәшарәт қилинған
Муқәддәс китап биз яшаватқан «ахир заманда» зораванлиқ билән келишмәслик туғдуридиған һәрхил қариму-қарши көзқарашлар болидиғанлиғини алдин ала бәшарәт қилған.
«Ахирқи күнләрдә адәттин ташқири қийин вақитлар болиду. Инсанлар... миннәтдарсиз, садиқсиз,... җаһил,... вәһши,... сатқун, мәнмән, мәғрур» болиду (Тимотийға 2-хәт 3:1—4).
Униңдин башқа Муқәддәс Язмиларда бизниң дәвримиздә исиянлар вә сәясий топилаңлар қатарлиқ қалаймиқанчилиқлар болидиғанлиғи алдин ала бәшарәт қилинған (Луқа 21:9). Бирақ сәясий зораванлиқ билән бөлгүнчиликләр мәңгү боливәрмәйду.
Сәясий зораванлиқ йоқ болиду
Муқәддәс китапта Худа барлиқ инсаний һөкүмәтләрниң орниға Өзиниң асмандики һөкүмитини тикләйдиғанлиғи йезилған.
«Асмандики Худа... бир падишалиқни тикләйду. Бу падишалиқ... пүтүн [башқа] падишалиқларни йоқитип һалак қилиду вә ялғуз өзи мәңгү қалиду» (Даниял 2:44, ЙД).
Худаниң Падишалиғи инсанларниң бешини қошуп, инақ-иттипақлаштуриду вә пүтүн дунияда течлиқни орнитиду.
Бу Падишалиқниң Падишаси һәмдә Течлиқниң шаһзадиси дәпму аталған Әйса пәйғәмбәр течлиқниң чеки болмайдиғанлиғиға капаләт бериду (Йәшая 9:6, 7).
Һәтта бүгүнки күндиму Худа Падишалиғиға бойсунидиғанлар өз ара тинч-инақ өтүшни үгиниватиду. Нәтиҗидә, Муқәддәс китапта ейтилғандәк: «Улар қиличлирини соқиларға, нәйзилирини оғақларға соқуветиду. Хәлиқ хәлиқкә қилич көтәрмәйду вә улар һәтта урушишни үгәнмәйду» (Йәшая 2:3, 4).
Бу һәққидә көпирәк билим елиш үчүн «Худа Падишалиғи қандақ ишларни қилиду?» намлиқ мақалини оқуң вә «Худа Падишалиғи дегән немә?» намлиқ видеони көрүң