Изаһәт
c Қанун келишими бойичә, бошанған аялдин Худаға гуна қурбанлиғини әкелиш тәләп қилинатти (Лавийлар 12:1—8). Бу тәләп исраиллиқларға адәмләр балилириға гунани мирас қалдуридиғанлиғини әслитип, пәрзәнтниң туғулушиға тоғра көзқарашта болушқа ярдәм бәргән. Шуниң билән мәзкүр тәләп, еһтимал, туғулған күнни нишанлаш билән мунасивәтлик бутпәрәс урп-адәтләрдин жирақ болушқа дәвәт қилған (Зәбур 51:5).