Изаһәт
c Қайтмаслиғи. Грек сөзи удул мәнада «һәддидин ешип кетиш» яки «уйити йоқ» дәп тәрҗимә қилиниши мүмкин. Бу мисалниң контекстидики сөз турақлиқ җасарәтлик көрситишни вә өзиниңкидин қайтмаслиғини билдүриду. Әйсаниң мисалидики киши өзигә керәк нәрсини қайтмаслиқ билән сорашқа уялмиған. Әйса шагиртлириға дуада шуниңға охшаш болуши керәклигини ейтқан (Лқ 11:9, 10).