Изаһәт
a Биз намукәммәл болғач, бәлким қериндашлиримизниң көңлини ағритидиған ишларни яки гәп-сөзләрни қилимиз. Шундақ вақитларда немә қилсақ болиду? Мунасивитимизни яхшилашқа қолумиздин келишичә һәрикәт қилимизму? Дәрһал кәчүрүм сораймизму? Улар рәнҗигән болса, «у өзиниң иши, мән немә қилай әмди», дәп ойлаймизму? Яки башқиларниң иши вә гәп-сөзлиридин асанла рәнҗиймизму? Йә болмиса, өзүмизни ақлашқа урунуп, «миҗәз-хулқум шундақ», дәймизму яки «бу бир аҗизлиғим», дәп қарап, өзгириш керәклигини етирап қилимизму?