Изаһәт
a Йәһва бизниң әң йеқин достумиз. Униң билән болған достлуқ мунасивитимизни интайин қәдирләймиз вә Уни техиму яхширақ тонушни халаймиз. Әлвәттә, бирини яхширақ тонуш үчүн вақит вә күч кетиду. Демәк, Йәһва билән достлуғимизни күчәйтиш үчүнму вақит билән күч чиқиришимизға тоғра келиду. Көпинчимизниң турмуши һәқиқәтән алдирашчилиқта өтүватиду. Ундақта, биз асмандики Атимизға йеқинлишиш үчүн вақтимизни қандақ орунлаштуралаймиз? Бундақ қилишниң биз үчүн қандақ пайдиси бар? Бу соалларға мошу мақалидин җавап тапимиз?