Изаһәт
a Сөз қилиш қабилийити Йәһва Худа бизгә һәдийә қилған әҗайип соғаттур. Әпсуски, көп кишиләр бу соғатни Йәһва нийәт қилғандәк әмәс, бәлки қалаймиқан ишлитиду. Биз әхлақсизлиққа толған бу рәзил дунияда яшаватқинимизда, гәп-сөзлиримиз билән башқиларни илһамландурушқа вә Йәһва Худани мәдһийиләшкә немә ярдәм берәләйду? Вәз хизмитидә, җамаәт жиғилишлирида вә башқилар билән сөһбәтләшкәндә, гәп-сөзлиримиз билән Йәһвани қандақ хурсән қилалаймиз? Ушбу соалларға бу мақалидин җавап тапимиз.