Изаһәт
a Әзәкиял 37:1—14 вә Вәһий 11:7—12 айәтләрдиму 1919-жилида пак ибадәтни қайта әслигә кәлтүрүлүши тилға елинған. Әзәкиял пәйғәмбәр муқәддәс роһ билән майланған барлиқ етиқатчилар узун бир мәзгил әсирликкә чүшүп, әркинликкә чиққандин кейин пак ибадәт әслигә кәлтүридиғанлиғини бәшарәт қилған. Вәһий китавида болса муқәддәс роһ билән майланған йетәкчиликни өз үстигә алған кичик бир топ бурадәрләр адаләтсизлик билән түрмигә ташлинип, қисқа бир мәзгил мәҗбурий вәз хизмити тохтиғандин кейин роһий җәһәттин қайта туғулуши яки җанлиниши бәшарәт қилинған. 1919-жили улар «садиқ вә әқил-парасәтлик қул» болуп тәйинләнгән (Мәт. 24:45).