28-нахша
Йеңи нахша
(Зәбур 98)
1. Ейт йеңи нахша, алқишла қадир Худани.
Ейт қилған һәм қилар болған ишлирини.
У улуқ, һәйвәт, ғәлибә қилғучи Худа,
Һәққаний вә адил һөкүм чиқармақта.
ҚАЙТУРМИСИ:
Ейт, ейт, ейт,
Яңрат йеңи нахша!
Ейт, ейт, ейт,
Һәқ Падиша — Йәһва!
2. Мәдһийиләңлар Падишайимиз Йәһвани
Ейт хошал күй-нахша хас исмиға Униң.
Һәрким Худаниң қанунини дилдин сөйсун.
Нәй, ғеҗәк, канай һәм биллә җараңлисун.
ҚАЙТУРМИСИ:
Ейт, ейт, ейт,
Яңрат йеңи нахша!
Ейт, ейт, ейт,
Һәқ Падиша — Йәһва!
3. Деңиз вә униң җанлиқлири нахша ейтар,
Шатлинар йәрдики һәммә мәвҗудатлар.
Йәр шатлиқ қилип, чавак чалар дәриялар.
Оқур мәдһийә тағ, җилға вә чоққилар.
ҚАЙТУРМИСИ:
Ейт, ейт, ейт,
Яңрат йеңи нахша!
Ейт, ейт, ейт,
Һәқ Падиша — Йәһва!
(Шундақла Зәб. 96:1; 149:1; Йәшая 42:10ни қараң.)