Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • rk 1-сав., 3-б.
  • Яратқучимиз бизгә көңүл бөләмду?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Яратқучимиз бизгә көңүл бөләмду?
  • Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
  • Охшаш мәлумат
  • Һәқиқий иман-етиқат дегән немә?
    Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
  • Пәрзәнт дунияға кәлгәндә
    Аилиңиз бәхит-саадәткә еришәләйду
  • Һәқиқий иман-етиқатлиқ киши екәнлигиңизни көрситиң!
    Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
  • Йәһва Худаниң вәдилиригә ишәнч бағлаң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2016
Көпирәк мәлумат
Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
rk 1-сав., 3-б.

1-ПАРЧӘ

Яратқучимиз бизгә көңүл бөләмду?

БҮГҮНКИ КҮНДӘ дунияниң җай-җайлиридики урушлар, тәбиий апәтләр, кесәллик, намратлиқ, чириклик вә башқа рәзилликләр миллионлиған кишиләрни азап-оқубәткә дучар қилмақта. Бәлким, сизму күндилик турмушниң ғәм-әндишилиригә патқансиз. Ундақта, ким бизгә көңүл бөлүп, ярдәм қолини сунар?

Бир ана балисини тутуп туриду

Худаниң меһир-муһәббити аниниң балисиға болған отлуқ меһридинму күчлүктур

Шуниңға ишинәләймизки, Яратқучимиз бизгә көңүл бөлиду. Муқәддәс Язмиларда Худа мундақ дегән: «Ана өзи емитиватқан бовиқини унтуяламду? Өз қосиғидин туққан оғлиға рәһим қилмай тураламду? Һәтта улар унтуған болсиму, Мән сени унтуялмаймән»a.

Пәрвәрдигарниң шундақ сөзлирини аңлап, көңлиңиз тәсәлли тапмамду? Худаниң меһир-муһәббити, һәтта аниниң балисиға болған отлуқ меһридинму күчлүктур. Худа бизни һәргиз ташлимайду! Униңдин ташқири, У бизгә аллиқачан ярдәм қолини сунған. Қандақ қилип? У бизгә бәхит-саадәтлик турмушниң ачқучини бәргән. Бу ачқуч — һәқиқий иман-етиқат.

Чин иман-етиқат сизни хошал-хорамлиққа ериштүриду. Шундақ етиқат нурғунлиған қийинчилиқлардин хали болушиңизға, һәтта хали болуш тәс болған мәсилиләрни лайиғида бир тәрәп қилишиңизға ярдәм бериду. Йәнә сизни Аллаға йеқинлаштуруп, қәлбиңизни вә ой-пикриңизни тинчландуриду. Һәқиқий иман-етиқат йолида меңиш гөзәл келәчәккә, йәни җәннәттики мәңгүлүк һаятлиққа йетәкләйду!

Бирақ һәқиқий иман-етиқат дегән немә? Уни қандақ йетилдүрәләйсиз?

a Муқәддәс Китапниң Йәшая 49:15 [KT]-айәткә қараң.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш