Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • rk 7-сав., 18—19 б.
  • Худаниң Өз пәйғәмбәрлири арқилиқ қилған вәдиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Худаниң Өз пәйғәмбәрлири арқилиқ қилған вәдиси
  • Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
  • Охшаш мәлумат
  • 5 Муқәддәс китапниң хәвири
    Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • Даниял пәйғәмбәрниң Мәсиһниң келиши тоғрисида ейтқан бешарити
    Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?
Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
rk 7-сав., 18—19 б.

7-ПАРЧӘ

Худаниң Өз пәйғәмбәрлири арқилиқ қилған вәдиси

ҚЕДИМКИ заманда пәйғәмбәрләр Худаға садақәтмәнлигини көрсәткән. Улар Яратқучиниң вәдилиригә ишәнгән вә өмүр бойи шу вәдиләргә мәһкәм бағлинип яшиған. Шу вәдиләр немиләрни өз ичигә алған?

Адәм ата билән Һава ана Ерәм бағда исиян көтәргәндин кейин Йәһва Худа дәрһал иланниң бешини йәнчийдиған бирини тәйинлигән. Шу тәйинләнгән бири «һелиқи қәдимки илан, Иблис вә Шәйтан дәп аталған чоң» әҗдиһани мәңгүгә йоқ қилиду (Яритилиш 3:14, 15; Вәһий 12:9, 12, ЙД). Ким шу тәйинләнгән бири болиду?

Шу тунҗа бәшарәт берилип, тәхминән 2000 жил өткәндин кейин, Йәһва Худа Ибраһим пәйғәмбәргә вәдә қилип, тәйинләнгән шу киши униң әвлатлириниң бири сүпитидә келидиғанлиғини ейтқан. Худа Ибраһим пәйғәмбәргә: «Сениң нәслиң арқилиқ йәр йүзидики барчә милләтләр бәрикәтлиниду, чүнки сән Мениң сөзлиримгә қулақ салдиң»,— дегән (Яритилиш 22:18, ЙД).

Миладидин илгирики 1473-жилида, Худа Муса пәйғәмбәргә шу «нәсил» яки әвлат тоғрисида көпирәк хәвәр бәргән. Муса пәйғәмбәр исраилларға: «Худайиң Йәһва силәр үчүн өз бурадәрлириң ичидин мәндәк бир пәйғәмбәрни таллайду. Униң сөзлиригә қулақ селиңлар!»— дегән еди (Қанун шәрһи 18:15, ЙД). Шуңа Мусаға охшаш келидиған пәйғәмбәр Ибраһимниң әвлатлири арисидин дунияға келиду.

Шу пәйғәмбәр Давут падишаниңму әвлади болуп, у өзи наһайити улуқ бир падиша болатти. Пәрвәрдигар Давут падишаға вәдә берип: «Сәндин кейин сениң нәслиңдин болған, өз оғлуңни орнуңға тикләймән вә униң падишалиқни мустәһкәм қилимән»,— дегән (Самуилниң 2-язмиси 7:12, 13, ЙД). Худа Давутниң мошу әвладини «Тинчлиқниң шаһзадиси» дәп атилидиғанлиғини көрситип, йәнә: «Униң һөкүмранлиғи күчийиду, Давутниң тәхтидә вә униң падишалиғида тинчлиқниң чеки болмайду, падишалиғини һазирдин әбәткичә адаләт вә һәққанийлиқ арқилиқ мустәһкәм тикләйду»,— дегән (Йәшая 9:6, 7, ЙД). Дәрвәқә, шу һәққаний һөкүмран пүткүл йәр йүзидә тинчлиқ вә адиллиқни әслигә кәлтүриду. Амма бу һөкүмран қачан келиду?

Ибраһим, Муса, Давут, Әйса, иланниң бешини йәнчийдиған вәдә қилинған нәсил

Вәдә қилинған «нәсил»... Ибраһимниң нәсли, Мусаға охшаш пәйғәмбәр, Давутниң нәслидин, милади 29-жилда келиду, иланниң, йәни Шәйтанниң бешини йәнчийду

Вақит өтүп, пәриштә Җәбраил Худаниң пәйғәмбири Даниялға: «Шуни билишиң вә чүшинишиң керәкки, Йерусалимни йеңибаштин әслигә кәлтүрүп бена қилиш җакаланғандин тартип, һөкүмранлиқ қилғучи Мәсиһ мәйданға чиққичә, йәттә һәптә вә атмиш икки һәптә өтиду»,— дегән (Даниял 9:25, ЙД). Мошу 69 һәптә 7 жил бир бирлик қилинған 69 жил һәптиси болуп, җәми 483 жил болған. Миладидин илгирики 455-жилдин башлап таки милади 29-жилғичә давам әткәнa.

Узун жиллар күткән «нәсил», йәни Мусаға охшаш пәйғәмбәр растинла милади 29-жилда Мәсиһ сүпитидә кәлгәнму? Бирликтә көрүп бақайли.

a Йәһва гувачилири нәшир қилған «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапниң 255-бәтниң 2-изаһитигә қараң.

Сиз қандақ җавап берисиз?

  • Вәдә қилинған Ибраһим пәйғәмбәрниң «нәсли» Шәйтанни қандақ бир тәрәп қилиду?

  • Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ немини вәдә қилған?

  • Давут пәйғәмбәр шу «нәсил», йәни әвлат һәққидә қандақ мәлуматқа егә болған?

  • Пәриштә Җәбраил Даниял пәйғәмбәргә қандақ хәвәр йәткүзгән?

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш