Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • rk 12-сав., 28—29 б.
  • Һәқиқий иман-етиқатлиқ киши екәнлигиңизни көрситиң!

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Һәқиқий иман-етиқатлиқ киши екәнлигиңизни көрситиң!
  • Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
  • Охшаш мәлумат
  • Һәқиқий иман-етиқат дегән немә?
    Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
  • Йәһва Худаниң вәдилиригә ишәнч бағлаң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2016
  • Етиқат бизни күчлүк қилиду
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2019
Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
rk 12-сав., 28—29 б.

12-ПАРЧӘ

Һәқиқий иман-етиқатлиқ киши екәнлигиңизни көрситиң!

ХУДА Өз хизмәтчилириниң иман-етиқади синақларға дуч келидиғанлиғи һәққидә агаһландурған. Муқәддәс китап: «Һошияр вә сәгәк болуңлар. Дүшминиңлар Иблис бирәвсини жутуветәй дәп, ширдәк ғарилдап издәп жүриду»,— дәйду (Петрусниң 1-хети 5:8). Шәйтан қандақ қилип сизни иман-етиқат йолидин яндурушқа урунуши мүмкин?

Бир киши Муқәддәс китапни оқуватиду, йәнә бир адәм уни рәт қиливатиду

Сиз шуниңдәк қаршилиққа дуч кәлгәнму?

Шәйтан башқилар, һәтта өз йеқин кишилиримиз арқилиқ бизни Муқәддәс китапни оқумаслиққа қистиши мүмкин. Мошу тоғрисида Әйса пәйғәмбәр: «Адәмниң дүшмәнлири өз аилисидики кишиләр болиду»,— дәп алдин ейтқан (Мәтта 10:36, ЙД). Бәлким шу яхши нийәтлик уруқ-туққанлириңиз Муқәддәс китапта һәқиқәтниң барлиғидин хәвәрсиз болуши яки башқиларниң сөз-чөчәклиридин қорқуши мүмкин. Бирақ Муқәддәс китап: «Инсанлардин қорқуш кишигә тузақ болар, бирақ Йәһваға ишәнгән киши қоғдилинар»,— дәйду (Пәнд-нәсиһәтләр 29:25, ЙД). Әгәр сиз инсанни хуш қилиш үчүн Муқәддәс Язмиларни үгинишни тохтатсиңиз, Худа хуш боларму? Әлвәттә, яқ! Һәқиқий иман-етиқат йолида маңғинимизда, Худа бизгә ярдәм бериду. «Биз болсақ, һалак болушиға чекинидиғанлардин әмәс, бәлки җенимизни тирик сақлап қелиш үчүн етиқадимиз барлардин» (Ибранийларға 10:39).

Илгири тилға елип өткән Думасниң бешидин өткүзгән кәчүрмишлирини әсләп көрсәк, дәсләптә аяли униң иман-етиқадини заңлиқ қилған. Бирақ у кейин еригә қошулуп, бирликтә Муқәддәс Язмиларни үгәнгән. Шуниңға охшаш, әгәр сиз тоғра йолда меңишни давамлаштурсиңиз, сиз бәлким достлириңиз вә йеқин кишилириңизгә тәсир қилип, уларму үгиниши мүмкин. Нурғун болуп өткән вақиәләрдә бәзи қарши чиққучилар һәқ иман-етиқат йолида маңғучиниң «сөзсизла иманға дәвәт» қилинип, һәқиқәтни издәшкә башлиған. Дәрвәқә, Муқәддәс Язмиларниң «улар силәрниң пак пәзиләтлириңлар билән чоңқур һөрмитиңларни көрүп туриду» дегән сөзлири һәқиқәттур (Петрусниң 1-хети 3:1, 2, ЙД).

Шәйтан йәнә кишиләрни Муқәддәс Язмиларни үгиништин тосаш мәхситидә, уларни наһайити бәнт дегән ой-хиялға кәлтүрүшкә уруниду. У сизни турмуштин бесим һис қилишқа, йәни һәрхил ғәм-әндишиләрни қилип, мал-дуния қоғлишишқа езиқтуруши мүмкин. Сәвәви һемишәм шундақ ой-хиялларни қилиш Худаниң Сөзини боғуветиду. Нәтиҗидә болса, иман-етиқадиңиз «һосулсиз қалиду» (Марк 4:19, ЙД). Пәқәт бурниниң учинила көрмәй, әксичә жирақларға нәзәр селиш керәк! Муқәддәс Язмилар: «Мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн, Сән йеганә һәқ Худани вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуш керәк»,— дәйду (Йоһан 17:3, ЙД). Шуңа җәннәттики мәңгүлүк һаятлиққа еришиш үчүн давамлиқ Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ тоғрисида үгиниш һәқиқәтән зөрүр!

Бир киши дуа қиливатиду

Худадин ярдәм тиләп дуа қилиң

Мисирда падиша ордисида чоң болған Муса пәйғәмбәрни ойлап көрсәк, униң мал-дуния, шан-шөһрәт вә һоқуқ-әмәлләрни қоғлишиш пурсити бар еди. Амма Муса «вақтинчә гуналиқ ишлардин һузур-һалавәт елишниң орниға, Худа хәлқи билән биллә җапа-мәшәққәт чекишни таллиди». Немә үчүн? «Чүнки у көзгә көрүнмәс Затни көрүп турғандәк давамлиқ чидап турди». У иман-етиқатта чиң турған (Ибранийларға 11:24, 25, 27, ЙД). Муса Йәһва Худани биринчи орунға қоюп, өзиниң арзу-һәвәслирини қоғлашмиғач, Худа уни мол бәрикәтләргә егә қилған. Әгәр сизму шундақ қилсиңиз, У сизниму бәрикәтләйду.

Шәйтан һәрхил йоллар билән сизгә һуҗум қилишқа урунуши мүмкин. Бирақ униң олҗисиға айлинип қелиштин сақлиналайсиз. Чүнки Муқәддәс китап бизни илһамландуруп: «Иблисқа қарши туруңлар һәм у силәрдин қачиду»,— дәйду (Яқуп 4:7). Ундақта, Шәйтанға қандақ қарши туралайсиз?

Муқәддәс Язмиларни үгинишни давамлаштуруң. Худаниң сөзлирини һәр күни оқуш, Униң тәлимлирини үгиниш, нәсиһәтлирини әмәлий турмушта ишлитиш арқилиқ сиз «Пәрвәрдигардин болған барлиқ қурал-ярақни» елип, Шәйтанниң һуҗумлириға қарши туралайсиз (Әфәсликләргә 6:13).

Һәқиқий иман-етиқатлиқ кишиләр билән алақә қилиң. Муқәддәс Язмиларни оқуп үгинидиған вә үгәнгәнлирини өз турмушида әмәлий қоллинидиған кишиләрни издәп тепиң. Шундақ кишиләр «меһир-муһәббәт вә яхши ишлар қилишқа үндәш үчүн» бир-бирини илһамландуриду. Улар сизниң иман-етиқатта өсүп йетилишиңиз үчүн ярдәм бериду (Ибранийларға 10:24, 25, ЙД).

Пәриқлиқ яштики достлар өз-ара алақә қиливатиду

Иман-етиқатлиқ кишиләр билән алақә қилиң

Йәһваға йеқинлишиң. Ишәнч билән Худа Йәһвадин ярдәм сорап дуа қилиң. Худаниң сизгә ярдәм беришни халайдиғанлиғини һәргиз унтумаң. Худа Сөзи: «Пүткүл ғәм-тәшвишлириңларни Униңға тапшуруңлар, чүнки У силәргә ғәмхорлуқ қилмақта»,— дәп бизгә илһам бериду (Петрусниң 1-хети 5:6, 7). «Худа садиқтур вә У силәрни бәрдашлиқ берәлмәйдиған аздурулушқа дучар қилмайду. Әксичә, аздурулушқа учриғанда бәрдашлиқ берәлишиңлар үчүн чиқиш йолини көрситип бериду» (Коринтлиқларға 1-хәт 10:13, ЙД).

Шәйтан әгәр киши қийинчилиқларға дуч кәлсә, у иман-етиқат йолидин йенип, давамлиқ Йәһваға ибадәт қилиштин ваз кечиду дәп Яратқучини һақарәтләйду. Бирақ сиз Шәйтанниң бир ялғанчи екәнлигини испатлалайсиз! Худа бизгә: «Дана болсаң көңлүмни хошал қиларсән, шундақ болсаң мени әйиплигүчигә җавап берәләймән»,— дәйду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11, ЙД). Шундақ екән, өзүңизниң һәқиқий иман-етиқатлиқ киши екәнлигиңизни көрситиң!

Сиз қандақ җавап берисиз?

  • Шәйтан қандақ қилип сизни иман-етиқат йолидин яндурушқа урунуши мүмкин?

  • Муса пәйғәмбәр өзиниң һәқиқий иман-етиқадини қандақ көрсәткән?

  • Иман-етиқадиңиз синаққа дуч кәлгәндә, қандақ бәрдашлиқ берәләйсиз?

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш