85-һЕКАЙӘ
Әйсаниң еғилда туғулуши
БУ БОВАҚ ким биләмсиз? Шундақ, бу дәл Әйса. У техи һелила бир еғилда туғулған. Еғил, дегән мал-чарвиларни бақидиған җай. Мәрийәм Әйсани, кишиләр ешәкләр вә башқа мал-чарвиларға йәм-хәшәкләрни беридиған оқурға ятқузуп қойған еди. Бирақ, Йүсүп билән Мәрийәм немә үчүн мал-чарвилар билән биллә? Бу җай бовақ бала туғулушқа қандақму мас кәлсун!?
Шундақ, у мувапиқ җай әмәс. Амма, уларниң бу йәрдә болушиниң сәвәви: римлиқ һөкүмран, қәйсәр Авғустус, һәммә адәмни нопус тизимлитиш үчүн өзлири туғулған жутқа қайтиш буйруғи чүшәргән. Йүсүп Бәйтләһәмдә туғулған еди. У Мәрийәм билән у йәргә йетип барғанда, әтрапта улар туридиған бир өй тепилмиди. Шуңа, улар амалсиз мал-чарвилар билән биллә туруш үчүн бу җайға кәлгән еди. Дәл бу күн, Мәрийәм Әйсани туғди! Лекин сиз көрүп турғандәк, бовақ сағлам еди.
Бир қанчә падичиларниң Әйсани көрүш үчүн келиватқанлиғини көрдиңизму? Улар кечидә далада түнәп, қойлириға қаратти. Улар күчлүк нурниң әтрапни йорутувәткәнлигини көрди. Әслидә у бир периштә еди! Падичилар қорқуп кәтти. Бирақ, периштә: “Қорқмаңлар! Мән силәрни хошал қилидиған бир хуш хәвәрни йәткүзимән. Бүгүн Бәйтләһәмдә Мәсиһ туғулди. У хәлиқни қутқузиду! Силәр униң закилақлиқ һаләттә оқурға ятқузулғанлиғини көрисиләр”, деди. Бирдинла, нурғун периштәләр келип, Йәһва Худани мәдһийиләшкә башлиди. Шуниң билән, падичилар дәрһал Бәйтләһәмгә Әйсани издәп маңди. Мана һазир улар уни тапқан еди.
Немә үчүн Әйса шунчә бәк муһим? У зади ким биләмсиз? Ядиңизда барму, бу китаптики биринчи һекайидә, Йәһва Худаниң әң йеқин сирдиши һәққидә аңлиған едуқ. Худа асмандики вә йәрдики барлиқ нәрсиләрни яратқанда, тунҗа периштә ярдәм бәргән еди. Тунҗа яритилған шу периштәниң Худа билән болған мунасивити, худди ата билән оғулдәк йеқин еди. Худаниң у йеқин сирдиши дәл Әйса!
Дәрвәқә, Пәрвәрдигар Йәһва шу периштәниң һаятини асмандин Мәрийәмниң қосиғиға йөткигән. Шуниң билән, худди башқа бовақлар өз анилириниң қосиғида өсүп йетилгинигә охшаш, Мәрийәмниң қосиғида бир бовақ өсүп йетилишкә башлиған еди. Әң ахирида, Әйса Бәйтләһәмдики бир еғилда туғулди. Периштәләрниң немә үчүн шунчә бәк хошаллиққа чөмүп, Әйсаниң туғулғанлиқ хуш хәвирини кишиләргә йәткүзгәнлигини әндиғу чүшәнгәнсиз?!