86-һЕКАЙӘ
Бир юлтузниң кишиләргә йол башлиши
ӘВУ КИШИ қоли билән көрситиватқан чақнап турған юлтузни көрдиңизму? Улар Йерусалимдин айрилған чағда, асманда юлтуз пәйда болған еди. Бу кишиләр шәриқтин кәлгән болуп, юлтузлар тоғрисида тәтқиқ қилип үгинәтти. Улар мошу йеңи юлтузниң йол башлап, уларни муһим бир шәхс билән көрүштүрүш үчүн елип баридиғанлиғиға ишинәтти.
Улар Йерусалимға йетип барғанда, кишиләрдин: “Йәһудийларниң Падишаси болидиған бовақ қәйәрдә?”, дәп сориди. “Йәһудийлар” болса исраилларниң йәнә бир исми. Улар: “Биз шәриқтә балиниң юлтузини көрдуқ. Шуңа, униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ”, дейишти.
Шу вақитта, Йерусалимда падишалиқ қиливатқан Һирод, буни аңлап хапа болди. У башқа бириниң өзиниң падишалиқ орнини еливелишини халиматти. Шуңа, Һирод алий роһанийларни чақиртип келип, улардин: “Вәдә қилинған Падиша қәйәрдә туғулиду?”, дәп сориди. Улар җавап берип: “Муқәддәс Китап, Бәйтләһәм дәйду”, деди.
Шуңа, Һирод шәриқтин кәлгән кишиләрни чақиртип: “Берип балини көңүл қоюп издәңлар. Тапқан һаман маңа хәвәр қилиңлар, мәнму берип сәҗдә қилип келәй”, деди. Амма, Һирод әмәлиятта балини тепип өлтүрмәкчи еди!
Шәриқтин кәлгән кишиләр йолға чиқти. Юлтуз уларға йол башлап, Бәйтләһәмдики бала турған җайниң үстигә келип тохтиди. У кишиләр өйгә кирип, Мәрийәм билән кичик Әйсани көрди. Улар соғатлирини чиқирип, Әйсаға бәрди. Бирақ, Йәһва Худа кейин шәриқтин кәлгән кишиләрниң чүшидә, уларни Һирод падишаниң қешиға бармаслиққа агаһландурди. Шуңа, улар башқа бир йол билән өз дөлитигә қайтип кәтти.
Һирод шәриқтин кәлгән кишиләрниң аллиқачан өйигә қайтип кәткәнлигини билип, қаттиқ ғәзәпләнди. Шуңа, у Бәйтләһәмдики барлиқ икки яш вә униңдин кичик оғул балиларни өлтүрүшкә буйруқ чүшәрди. Лекин, Йәһва Йүсүпни чүшидә алдин агаһландурған еди. Шуңа, Йүсүп аилисидикиләр билән Мисирға кәтти. Кейин, Йүсүп Һиродниң өлгәнлигидин хәвәр тепип, у Мәрийәм вә Әйсани елип Насирәдики өйигә қайтип кәлди. Әйса у йәрдә чоң болди.
Сизчә, бу йеңи юлтузни чақнатқан ким? Есиңиздиму, шәриқтин кәлгән кишиләр юлтузни көргәндин кейин, авал Йерусалимға барған. Иблис Шәйтан Әйсани өлтүрмәкчи болған, һәм у Йерусалимдики падиша Һиродниңму уни өлтүрмәкчи болғанлиғини биләтти. Шуңа наһайити ениқки, шу юлтузни бәк чақнатқан—Шәйтан.