88-һЕКАЙӘ
Йәһия пәйғәмбәрниң Әйсани чөмүлдүрүши
ҚАРАҢ, кәптәр келип бу кишиниң бешиға қонуватиду. Бу киши Әйса. Һазир у 30 яшлар әтрапида. Униң билән биргә турған киши Йәһия пәйғәмбәр. Биз Йәһия тоғрисида бәзи нәрсини үгәнгән. Мәрийәм туққини Елизабетни йоқлап барғанда, Елизабетниң қосиғидики бовақ хошаллиғидин сәкрәп кәткәнлиги, ядиңизда барму? Шу техи туғулмиған бовақ Йәһия еди. Ундақта, һазир Йәһия пәйғәмбәр билән Әйса немә иш қиливатиду?
Йәһия пәйғәмбәр техи һазирла Әйсани Иордан дәриясида суға чөктүргән еди. Кишиләр мошу усулда чөмүлдүрүлиду. Авал, киши пүтүнләй суға чөкүрүлүп, андин судин йөләп турғузулиду. Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни шундақ суға чөмүлдүргини үчүн, у чөмүлдүргүчи Йәһия, дәп аталған еди. Лекин, Йәһия пәйғәмбәр немә үчүн Әйсани чөмүлдүргән?
Әмәлиятта, Йәһия пәйғәмбәрниң шундақ қилишидики сәвәп, Әйса өзи келип, униңдин чөмүлдүрүшни тәләп қилған еди. Кишиләр Йәһия пәйғәмбәрниң қешиға берип суға чөмүлдүрүлүп, өзиниң барлиқ қилған яман ишлири үчүн товва қилатти. Бирақ, Әйса товва қилишқа тегишлик яман иш қилғанму? Яқ, у һеч қандақ яман иш қилмиған. Чүнки, у асмандин чүшкән. Шуңа, у башқа бир сәвәптин, Йәһиядин чөмүлдүрүшни тәләп қилған еди. Ундақта, зади немә сәвәптин, бирликтә қарап бақайли.
Әйса, Йәһия пәйғәмбәрниң қешиға келиштин илгири, у бир яғашчи еди. У яғачтин үстәл, орундуқ вә башқиларни ясатти. Мәрийәмниң ери Йүсүп бир яғашчи болуп, Әйсаға яғашчилиқ қилишни үгәткән еди. Бирақ, Йәһва Әйсани йәр йүзигә яғашчи болушқа әвәтмигән еди. Йәһва Худа Әйсаға алаһидә бир хизмәтни тапшурған. Мана Әйсаниң шу ишни башлайдиған вақти кәлди. Шуңа, әнди у Худаниң ирадисини орунлашни башлимақчи болғанлиғини көрситиш үчүн, Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни тәләп қилди. Худа буниңдин хурсән болдиму?
У мошу иштин бәк хурсән болди. Әйса судин чиққанда, асмандин: “Мән униңдин хурсәнмән”, дегән аваз аңланди. Шуниң билән бир вақитта, қаримаққа асман йерилип, бир кәптәр учуп келип униң үстигә қонди. Амма, у һәқиқий кәптәр әмәс, пәқәт кәптәргә охшатти. У әмәлиятта Худаниң муқәддәс роһи еди.
Әнди Әйса пәйғәмбәр ойлинишқа тегишлик нурғун ишлар бар еди. Шуңа у 40 күн тинич адәм бармас чәт җайларға кәтти. Шәйтан униң қешиға кәлди. У үч қетим, Әйса пәйғәмбәрни Йәһва Худаниң қануниға қарши ишларни қилишқа аздурушқа урунди. Бирақ, у Әйсани аздуралмиди.
Шуниңдин кейин, Әйса пәйғәмбәр қайтип келип, әң дәслипидә униң әгәшкүчилири, йәни шагирти болған бәзи кишиләр билән көрүшти. Уларниң арисидики бир нәччисиниң исимлири болса, Әндәр, Петрус (Симун, дәпму аталған), Филип, Натанйәл (Бартоломай, дәп аталған). Әйса вә униң бу йеңи шагиртлири Җәлилийә өлкисигә барди. Улар Җәлилийәдә болғанда, Натанйәлниң жути Кана йезисида азирақ туруп қалди. Шу йәрдә, һәзрити Әйса бир той мәрикисигә қатнашти вә у тунҗа мөҗүзини көрсәтти. Қандақ мөҗүзә екәнлигини биләмсиз? У суни шарапқа айландурған еди.