Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 89-һекайә
  • Әйсаниң ибадәтханини тазилап чиқиши

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Әйсаниң ибадәтханини тазилап чиқиши
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Сиз биләмсиз?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2017
Муқәддәс Китап һекайилири
my 89-һекайә
Jesus chases the money changers out of the temple and overturns their tables

89-һЕКАЙӘ

Әйсаниң ибадәтханини тазилап чиқиши

ҚАРАҢА, Әйса пәйғәмбәр қаттиқ аччиқланған охшайду, шундақму? У немә үчүн шунчә бәк аччиқланғанду, биләмсиз? Чүнки, у Йерусалимдики Худаниң ибадәтханисида бу ачкөз адәмләрни көрди. Улар бу йәргә Йәһваға ибадәт қилишқа кәлгән хәлиқләрдин көпирәк пайда елишқа урунған еди.

Әву кичик мозай вә қойлар һәм кәптәрләрни көрдиңизму? Улар бу җан-җаниварларни дәл ибадәтхана һойлисида сетивататти. Немә үчүн биләмсиз? Чүнки, исраиллар Йәһва Худаға һайванларни вә қушларни қурванлиқ қилиши керәк еди.

Худаниң қанунида, исраиллар арисида һәр қандақ бир киши хата иш қилғанда, у чоқум Худаға қурванлиқ кәлтүрүши лазим еди. Униңдин башқа чағлардиму, исраиллар Йәһва Худаға қурванлиқ қилиши керәк еди. Бирақ, исраиллар Йәһваға қурванлиқ қилиш үчүн қәйәрдин қуш вә һайванларни тапиду?

Бәзи исраилларниң өзлириниң қушлири вә мал-чарвилири бар еди. Шуңа, улар қурванлиқ кәлтүрәләтти. Амма, нурғун исраилларниң өзиниң ундақ қушлири яки мал-чарвилири йоқ еди. Һәм бәзилири Йерусалимдин бәк жирақ җайларда яшатти. Улар җан-җаниварлиридин бирәрини ибадәтханиға елип келәлмәтти. Шуңа, улар бу йәргә келип, мал-чарвилар яки қушларни сетивелиши лазим еди. Бирақ, бу ачкөз адәмләр улардин бәкму көп пайда алатти. Улар кишиләрни алдатти. Буниңдин сирт, улар һәргизму ибадәтхана ичидә шундақ қилмаслиғи керәк еди.

Бу Әйса пәйғәмбәрни бәкму ғәзәпләндүргән еди. Шуңа, у шу кишиләрниң үстәллирини өрүп, үстәл үстидики тәңгә пуллирини чечивәтти. У ағамчини қамча қилип, барлиқ мал-чарвиларни ибадәтханидин қоғлап чиқарди. У кәптәр сатқучиларға буйруқ қилип: “Уларни бу йәрдин елип чиқип кәт, Худаниң өйини көп пул тапидиған базарға айландурушма!”, деди.

Бәзи шагиртлар Әйса пәйғәмбәр билән Йерусалимдики ибадәтханида биллә еди. Улар Әйса пәйғәмбәрниң қилған ишлирини көрүп һаң-таң туруп қелишти. Шуниң билән, улар Муқәддәс Китапта йезилған бу сөзләрни есиға елишти: “Униң Худаниң өйи үчүн көрсәткән муһәббити худди көйүватқан отниң өзидур”.

Әйса Мәсиһ Йерусалимда Өтүп кетиш һейти өткүзгән чағда, нурғун мөҗүзиләрни көрсәтти. Андин кейин, һәзрити Әйса Йәһудийә өлкисидин чиқип, Җәлилийәгә қайтип маңди. Бирақ, у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтти. У йәрдә немә иш йүз бәрди. Бирликтә көрүп бақайли.

Юһанна 2:13—25; 4:3, 4.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш