8-САВАҚ
Һәзрити Әйсаниң өлүми сизни немигә ериштүриду?
Һәзрити Әйса бизни мәңгү яшаш пурситигә егә қилиш үчүн өлди (Юһанна 3:16).
Әйса өлүп үч күндин кейин, бәзи аяллар униң қәбригә йоқлап барди, қәбирә бош туратти. Пәрвәрдигар Йәһва һәзрити Әйсани өлүмдин тирилдүргән еди.
Кейин, Әйса өз шагиртлириға көрүнди.
Йәһва Худа, һәқиқәтән Әйсани күч-қудрәтлик, өлмәс роһий шәхс сүпитидә өлүмдин тирилдүргән еди. Әйсаниң шагиртлири униң асманға чиқип кетиватқанлиғини көргән.
Худа һәзрити Әйсани өлүмдин тирилдүрди вә уни Худа Падишалиғиниң Падишаси қилип тайинлиди (Даниял 7:13, 14).
Әйса өз һаяти арқилиқ инсанлар үчүн төләм төлиди (Мәтта 20:28). Шу төләм сәвәплик, Худа бизгә мәңгү яшаш пурситини бәрди.
Йәһва һәзрити Әйсани йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ жүргүзидиған Падиша қилип тайинлиди. Йәр йүзидин тирилип асманға чиқип яшайдиған 144 000 садақәтмән етиқатчилар Әйса билән биллә болиду. Әйса вә 144 000 етиқатчи асмандики адил һөкүмәт, йәни Худа Падишалиғини қуриду (Вәһийләр 14:1—3).
Худа Падишалиғи йәр йүзини җәннәткә айландуриду. Уруш, җинайәт, намратлиқ вә ачарчилиқ йәнә болмайду. Барчә хәлиқ һәқиқий шат-хорам турмушқа егә болиду (Зәбур 145:16).