Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Қачан вә немә үчүн бешиға яғлиқ селиш керәк?
    Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар
    • қабилийәтлик вә тәҗрибилик болсиму, уларниң тәйярлиқ билән Униң һакимийитигә беқинидиғанлиғини пәриштиләр байқайду. Нәтиҗидә, мошундақ мәсиһий аяллар пәриштиләрдин жуқури дәриҗидә, асманда Мәсиһ билән һөкүмранлиқ қилиду. Пәриштиләр үчүн қандақ яхши үлгә десиңизчу! Байқиғинимиздәк, барлиқ қериндашлар алаһидә шан-шәрәпкә еришкән вә миллионлиған садиқ пәриштиләрниң алдида кәмтәрлик билән қулақ селиши арқилиқ садақәтмәнлигини һәм бойсунудиғанлиғини көрситәләйду!

  • Байрақни шәрәпләш, сайламда аваз бериш вә гражданлиқ хизмәт
    Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар
    • ҚОШУМЧӘ

      Байрақни шәрәпләш, сайламда аваз бериш вә гражданлиқ хизмәт

      Байрақни шәрәпләш. Йәһва гувачилири байраққа тазим қилиш яки уни шәрәпләш (бу чағда адәттә гимн ейтилиду) арқилиқ қутқузулушни Худадин әмәс, бәлки һөкүмәт яки сәясий рәһбәрләрдин күтүшни билдүриду һәм буни диний мәрасим дәп һесаплайду (Йәшая 43:11; Коринтлиқларға 1-хәт 10:14; Йоһанниң 1-хети 5:21). Шундақ рәһбәрләрниң бири қедимий Бабилонниң падишаси Небоқаднәсар болған. Өзиниң шанини вә диний қизғинлиғини көрситиш үчүн қудрәтлик падиша барлиқ пухралирини музыкни аңлиғанда шу ан һәйкәлгә сәҗдә қилишни буйриди, бу — шу заманниң гимни болған. Амма үч ибраний жигит Шадрак, Мишак вә Әбәднего өлүм җазаси алдида турсиму, сәҗдә қилишни рәт қилди (Даниял, 3-бап).

      Тарихчи Карлтон Хейес бизниң әсирдә «байрақ — милләтчилик дининиң сәҗдә қилинидиған асасий символи екәнлигини» ейтқан. «Байрақни елип өткәндә әр кишиләр баш кийимини йешиду, шаирлар шеирларни қуриду, балилар болса гимн ейтиду». Униң дегини бойичә, милләтчиликниң «улуқ күнлири» яки мәйрәмлири болуп, мәсилән, АҚШта 4-июль Мустәқиллиқ күни нишанлиниду. Шундақла милләтчиликниң «әвлиялири вә қәһриманлири» һәм «ибадәтханилири» яки «сәҗдә қилиш җайлири» бар. Бразилиядә өткән аммивий мәрасимда бир мәртивилик һәрбий әмәлдар: «Вәтәнгә сәҗдә қилғандәк... байрақниму шәрәпләп, униңға сәҗдә қилиду»,— дәп ейтти. «Америка қамусида» ейтилғандәк, «байрақ чапрасқа охшаш хасийәтлик».

      Тилға елинған қамусқа бенаән, миллий гимнлар вәтәнпәрвәрлик роһни ипадиләп, илаһий рәһбәрликни сораш һәм хәлиқ яки униң рәһбәрлирини һимайә қилиш һәққидики мураҗиәтләрни өз ичигә алиду. Шуңа Йәһва гувачилириниң байрақни шәрәпләш вә мәмликәтлик гимнни орунлашни диний мәрасим дәп һесаплиши орунлуқ. АҚШ мәктәплиридики Йәһва гувачилириниң балилириниң байрақни шәрәпләш вә вәтәнпәрвәр болуш һәққидә қәсәм ичишни рәт қилишиға нисбәтән бир китапта төвәндикиләр йезилған: «Алий сот өзиниң бирнәччә қарарида бу күндилик мәрасимларниң һәқиқәтән динға бағлиқ екәнлигини тәкитлиди» («The American Character»).

      Гәрчә Йәһва гувачилири Муқәддәс китапқа асасланмиған мәрасимларға қатнашмисиму, иштирак қилидиғанларниң қарарини һөрмәтләйду. Шундақла улар мәмликәтлик байрақни рәмз сүпитидә һөрмәт қилип, һөкүмәтни «жуқуриқи һакимийәт» вә «Худаниң хизмәтчиси» дәп һесаплайду (Римлиқларға 13:1—4). Шуңа Йәһва гувачилири «падишалар вә барлиқ мәртивилик әмәлдарлар үчүн» дуа қилиңлар дегән чақириққа қулақ салиду. Бизниң шундақ қилишимизниң сәвәви — аман-есән һаят кәчүрүп, Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қилиш (Тимотийға 1-хәт 2:2).

      Сәясәтлик сайламда аваз бериш. Һәқиқий мәсиһийләр башқиларниң сайламда аваз бериш һоқуқини һөрмәтләйду. Улар сайламға вә сайламда талланған һакимийәткә қарши чиқмайду. Лекин хәлиқниң сәясий ишлирида қәтъий бетәрәпликни сақлайду (Мәтта 22:21; Петрусниң 1-хети 3:16). Йәһва гувачиси аваз бериш тәләп қилинидиған дөләттә яшиса яки аваз бәрмәйдиғанларға қаршилиқ көрситилидиған вәзийәтләргә учриса, қандақ қилса болиду? Шадрак, Мишак вә Әбәднего Дура түзләңлигигә барғинидәк, мәсиһий, виждани әйиплимисә, аваз беридиған бөлмигә кириши мүмкин. Амма у бетәрәпликни сақлайдиғанлиғиға ишәшлик болуши керәк. У төвәндики алтә принципни әстә тутуши лазим:

      1. Әйсаниң әгәшкүчилири «бу дуниядин әмәс» (Йоһан 15:19).

      2. Йәһва гувачилири — Мәсиһниң вә униң Падишалиғиниң вәкиллири (Йоһан 18:36; Коринтлиқларға 2-хәт 5:20).

      3. Мәсиһийләрниң етиқади бир болуп, уларни Мәсиһниң меһир-муһәббити бирләштүриду (Коринтлиқларға 1-хәт 1:10; Колосилиқларға 3:14).

      4. Әмәлдарларни сайлиғанлар уларниң иш-һәрикәтлиригә шерик болиду (Самуилниң 1-язмиси 8:5, 10—18; 1; Тимотийға 1-хәт 5:22дики сөзләрдә қандақ принцип бар екәнлигигә диққәт қилиң).

      5. Йәһва исраиллиқларниң падишани тәләп қилғанлиғини Өзини рәт қилғанлиғиниң бәлгүси дәп қараштурди (Самуилниң 1-язмиси 8:7).

      6. Мәсиһийләр сәясәтчиләргә үмүт қилидиған адәмләргә Худа Падишалиғи һәққидә ейтқанда, уларда сөз әркинлиги болуши керәк (Мәтта 24:14; 28:19, 20; Ибранийларға 10:35).

      Гражданлиқ хизмәт. Бәзи мәмликәтләр һәрбий хизмәтни рәт қилғанлардин бәлгүлүк бир вақит давамида гражданлиқ хизмәтни атқурушини тәләп қилиду. Бу мәсилигә дуч кәлгинимиздә, мошу һәққидә дуа қилип, еһтимал йетилгән мәсиһий билән мәслиһәтлишип, билгәнлиримизгә асаслинип, вижданимизға мувапиқ қарар қобул қилишимиз лазим (Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—5; Филипиликләргә 4:5).

      Худа Сөзи биздин «һөкүмәткә бойсунушни вә һоқуқдарларниң гепигә киришни, һәрқандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр болушни,... пәм-парасәтлик болушни» тәләп қилиду (Титқа 3:1, 2). Мошуни әстә тутуп өзүмизгә төвәндики соалларни қойсақ болиду: «Әгәр мән гражданлиқ хизмәткә келишсәм, бетәрәплик сақлалаймәнму? Бу ялған динниң ишлириға арилишип кетишимгә сәвәп болуп қалмамду?» (Мика 4:3, 5; Коринтлиқларға 2-хәт 6:16, 17). «Бу хизмәт мениң җамаәттики вәзипилиримни орунлашқа тосалғу болуп, һәтта уларни тохтитип қоюшимға сәвәп болуп қалмамду?» (Мәтта 28:19, 20; Әфәсликләргә 6:4; Ибранийларға 10:24, 25). «Шундақла бу хизмәтни атқурғанда, иш җәдвилим роһий ишларға көпирәк қатнишишқа, бәлким толуқ вақитлиқ хизмәт қилишимға мүмкинчилик берәмду?» (Ибранийларға 6:11, 12).

      Әгәр виждани тәрбийиләнгән мәсиһий түрмидә олтуруштин көрә гражданлиқ хизмәтни атқурушни қарар қилса, етиқатдашлири униң қарарини һөрмәтлиши керәк (Римлиқларға 14:10). Әгәр у гражданлиқ хизмәтни атқурушқа келишәлмисә, башқилар униң бу қарариниму һөрмәтлиши керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 10:29; Коринтлиқларға 2-хәт 1:24).

  • Қан фракциялири вә хирургиялик процедурилар
    Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар
    • ҚОШУМЧӘ

      Қан фракциялири вә хирургиялик процедурилар

      Қан фракциялири. Фракцияләр қанниң асасий төрт тәркивий қисмидин — қизил қан данчилири (эритроцитлар), ақ қан данчилири (лейкоцитлар), қан пластинкилири (тромбоцитлар), қан ширнисидин (плазмидин) — бөлүнүп елиниду. Мәсилән, қизил қан данчилириниң тәркивидә гемоглобин ақсили бар. Адәм яки җаниварниң қан ақсилидин тәйярланған дора-дәрмәкләр қан азлиқ кесилиниң еғир түри билән ағрийдиған яки көп қан йоқатқан бемарларни давалаш үчүн қоллинилиду.

      90 пайиз судин ибарәт болған қан ширнисиниң тәркивигә һәр түрлүк гормонлар, беорганик тузлар, ферментлар, шундақла минераллар билән қәнт вә башқа озуқлуқ маддилар кириду. Плазмиға шундақла қан уюш амиллири, кесәл билән күришишкә ярдәм беридиған антиҗисимлар вә альбуминға охшаш ақсиллар кириду. Бәзи бемарларға дохтурлар шу ағриққа иммунитети бар адәмләрниң қан ширнисидин елинған гамма-глобулинни қуйиду. Бәзи жуқумлуқ ағриқларни вә хәвплик ишшиқларни давалаш үчүн ақ қан данчилиридин елинған интерферонлар билән интерлейкинлар ишлитилиду.

      Мәсиһийләрниң мошундақ давалаш усулиға келишиши тоғра боламду? Муқәддәс китапта бу һәққидә ениқ һечнәрсә ейтилмиған, шу сәвәптин һәрким Худаниң алдида өз вижданиға мувапиқ қарар қилиши керәк. Бәзилири исраиллиқларға берилгән қанунға бенаән, тәндин чиққан қанни «йәргә төкүш»

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш