ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 3, 4
Әйсаниң самарийәлик аялға гувалиқ бериши
Әйсаға нарәсмий гувалиқ беришкә немә ярдәм бәрди?
4:7: Әйса сөһбәтни Падишалиқ һәққидә яки өзини Мәсиһ сүпитидә тонуштуруш билән әмәс, ичидиған су сораштин башлиди
4:9: У самарийәлик аялниң миллитигә қарап, алдин-ала хуласә чиқармиди
4:9, 12: Аял сөзни башқа яққа елип қачқанда, Әйса өзиниң башлиған мавзусини сипайилиқ билән давамлаштурди (cf-U 77-б., 3-абз.)
4:10: Әйса у аялниң күндилик һаятида учришидиған мисал билән башлиди
4:16—19: Гәрчә аял әхлақсиз һаят кәчүрсиму, Әйса униңға һөрмәт билән муамилә қилди
Бу вақиә нарәсмий гувалиқ беришниң муһимлиғини қандақ көрситиду?