Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • mwbr18 октябрь 1—7 б.
  • «Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • «Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири
  • «Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири (2018)
  • Кичик мавзулар
  • 1—7 октябрь
  • 8—14 октябрь
  • 15—21 октябрь
  • 22—28 октябрь
  • 29-октябрь — 4-ноябрь
«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири (2018)
mwbr18 октябрь 1—7 б.

«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири

1—7 октябрь

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 9, 10

«Әйса өзиниң қойлириға ғәмхорлуқ қилиду»

nwtsty, рәсим

Қора

Қойларни жиртқуч һайванлар вә оғрилардин қоғдаш үчүн қора ясатти. Қойчилар қойлирини кечиси қорада бехәтәрликтә сақлатти. Қедимий заманда қоралар һәрхил болған. Мәсилән, бирлири чедирсиз, бәзилири йоған вә кичик, башқилири болса, таштин һәм бир ишик билән ясилатти (Сн 32:16; С1я 24:3; Зф 2:6). Йоһан қорада ишик бар екәнлигини ейтқан вә уни күзәтчи күзәт қилған (Йоһ 10:1, 3). Күзәтчи қойларни қоғдаш үчүн кечиси бирнәччә падини күзитип чиқиши мүмкин. Әтигәнлиги күзәтчи қойчиларға ишикни ечип берәтти. Һәрбир қойчи өз падисидики қойлирини чақирғанда, қойлири өз егисини үнидин тонуп, кәйнидин маңатти (Йоһ 10:3—5). Бу мисал арқилиқ Әйса шагиртлириға қандақ ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көрсәткән (Йоһ 10:7—14).

w11 15.5. 7, 8-б., 5-абз.

Мәсиһий аилиләр, «сәгәк болуңлар»

5 Әйсаниң үлгисидин аилә беши немигә үгинәләйдиғанлиғини көрүп чиқайли. Падичи билән қойларниң арисидики мунасивәт билим вә ишәнчкә асасланған. Падичи өзиниң қойлири тоғрилиқ һәммини билиду вә қойлириму падичисини яхши билиду һәм униңға ишәнч қилиду. Қойлар падичисини тиңшап, униң үнигә қулақ салиду. Әйса: «Қойлиримни билимән, қойлиримму мени билиду»,— дегән. У җамаәттикиләрни сиртидинла билип қоймайду. Бу йәрдики «билиш» дегән грек сөзи «шәхсән билиш, йеқин тонуш» дегән мәнани билдүриду. Әлвәттә, меһрибан падичи қойлириниң һәрбирини шәхсән тонуйду. У қойлириниң шәхсий еһтияҗлирини, аҗиз вә күчлүк тәрәплирини яхши билиду. Бизниң Падичимиз Әйсаниң нәзәридин һечнәрсә сирт қалмайду. Қойлар болса, уни яхши билиду вә униңға толуқ ишәнч қилиду.

cf 124-б., 17-абз.

«Мисалсиз улар билән сөзлимәтти»

17 Джордж Смит өзиниң «Муқәддәс йәрниң тарихий географияси» дегән китавида шәхсий тәтқиқ қилғанлиғини язған: «Бәзидә йәһудийә қудуқлириниң йенида дәм елип олтарғинимизда, үч яки төрт падичи өз падилири билән шу йәргә келәтти. Падилар бири-бири билән арилишип кетәтти, биз падичилар қойлирини қандақ аҗиритивалидекин дәп һәйран болаттуқ. Қойлири су ичип, қийғитип, сәкришип ойнап болғандин кейин, қойчилар вадиниң ян-йеқиға тарқиғанда, һәрбир қойчи өзигә тегишлик алаһидә авази билән қойлирини чақиратти. Андин қойлири падидин бөлүнүп, өз падичисиниң кәйнидин қандақ кәлгән болса, шундақ кетәтти». Әйса тиңшиғучиларға муһим ойни йәткүзүш үчүн, буниңдинму яхши мисал тапалмиған болар еди. Әгәр биз Әйсаниң тәлимлирини қобул қилип, униңға қулақ салсақ, яхши падичиниң ғәмхорлиғини сезимиз.

nwtsty, Йоһ 10:16 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Елип келиш. Яки «йетәкләш». Бу йәрдики аго дегән грек тилидики пеил мәтингә бағлиқ «бир йәргә елип келиш» яки «йетәкләш» дегән мәнани билдүриду. Б.м. тәхминән 200-жили йезилған грек қолязмисида көпинчә «жиғиш» дегән мәнани билдүридиған синаго дегән грек сөзи қоллинилған. Меһрибан падичиға охшаш, Әйса бу қорадики қойлирини (Луқа 12:32дә «кичик пада» дәп аталған) вә башқа қойлирини жиғип, йетәкләп, һимайә қилиду вә озуқландуриду. Улар бир падичиниң қол астида бир пада болиду. Бу мисал арқилиқ Әйсаниң әгәшкүчилириниң арисида болидиған инақлиқ тәсвирләнгән.

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Йоһ 9:38 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Тазим қилди. Яки «униңға тазим қилип, егилип, һөрмәт көрсәтти». Проскинео дегән грек пеили илаһларға ибадәт қилишқа қарита қолланғанда, бу сөзни «ибадәт қилиш» дәп тәрҗимә қилиду (Мт 4:10; Лқ 4:8). Туғулушидин қарғу болған киши көзи ечилип сақайғандин кейин, Әйсани Худаниң вәкили сүпитидә қобул қилип, егилип тазим қилған. У Әйсани Худа яки илаһ сүпитидә әмәс, алдин-ала ейтилған «инсан Оғли», Худадин кәлгән һөкүмранлиққа егә болған Мәсиһ сүпитидә қобул қилған (Йоһ 9:35). Ибраний Язмилардики тилға елинған адәмләр пәйғәмбәрләрни, падишаларни яки Худаниң башқа вәкиллирини учраштурғанда тазим қилатти. Шуңа уларға охшаш бу қарғу кишиму Әйсаға тазим қилған (С1я 25:23, 24; С2я 14:4—7; П1я 1:16; П2я 4:36, 37). Көпинчә вәзийәтләрдә адәмләр Худа Өз оғлиға рази екәнлигини көргәндә, Әйсаға тазим қилған.

nwtsty, Йоһ 10:22 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Беғишлаш мәйрими. Ханукка (ханукка) дәп аталған бу мәйрәмниң ибраний нами «тәнтәнилик ечилиш, беғишлаш» дегәнни билдүриду. Бу мәйрәм қиш вақтида күн узурушқа йеқинлашқанда, кислев ейиниң 25-күнидин башлап 8 күнгичә созулған. Бу мәйрәм б.м.и. 165-жили өткүзүлгән Йерусалимдики ибадәтханиниң қайта беғишлинишини хатириләш үчүн нишанланған (Ә қошумчиси, 19-бөлүмгә қараң). Сүрийә падишаси Антиох IV Эпифан йәһудийларниң Худаси Йәһвани өч көргәнликтин, Униң ибадәтханисини булғап қойди. Мәсилән, бурун күндилик көйдүрмә қурбанлиқ қилинидиған чоң қурбангаһниң үстигә Антиох башқа қурбангаһни қурған. Антиох Йәһваниң ибадәтханисини пүтүнләй булғаш үчүн, б.м.и. 168-жили, кислев ейиниң 25-күни қурбангаһта чошқини қурбанлиқ қилип, униңдин тәйярланған шорпини ибадәтханиниң һәммә йеригә сәпкән. Униңдин ташқири, у ибадәтханиниң дәрвазилирини көйдүрүп, роһанийларниң бөлмилирини бузуп, алтун қурбангаһни, нан қойидиған җозини вә алтун шамданни елип кәткән. Андин кейин Йәһваниң ибадәтханисини Олимпниң сахта илаһи Зевсқа беғишлиған. Икки жилдин кейин Йәһуда Маккавей Йерусалим шәһирини вә ибадәтханини қайта қолиға алған. Антиох Зевс илаһқа беғишланған жиркиничлик қурбанлиқ қилди. Дәл үч жил өткәндин кейин, ибадәтхана тазилинип, б.м.и. 165-жили кислев ейиниң 25-күни қайтидин Йәһваға беғишланған. Шуниң үчүн, Йәһваға беғишланған көйдүрмә қурбанлиқлирини қайтидин күндә қурбанлиқ қилишқа башлиған. Язмиларда Йәһваниң Йәһуда Маккавейға ғәлибә қазинишқа ярдәм бәргәнлиги вә униңға ибадәтханини өз әксигә кәлтүрүшкә көрсәтмә бәргәнлиги һәққидә һечбир йәрдә йезилмиған. Амма, Йәһва ибадәткә тегишлик бәлгүлүк мәхсәтлирини әмәлгә ашуруш үчүн парслиқ Қорәшкә охшаш ят әлләрдин болған адәмләрни пайдиланған вақиәләрму болған (Йша 45:1). Ундақта, Йәһва Өз ирадисини орунлаш үчүн, Униңға беғишланған хәлиқтин чиққан Йәһуда Маккавейни пайдиланғанлиғи мүмкин. Язмиларға бенаән, Мәсиһкә, униң хизмитигә вә қурбанлиғиға тегишлик пәйғәмбәрлик сөзләр орунлиниши үчүн, ибадәтхана туруши вә униңда хизмәт қилиниши керәк еди. Униңдин ташқири, Мәсиһ инсанийәт үчүн өз җенини пида қилмиғичә, лавийлар қурбанлиқларни қилип туруши керәк еди (Дн 9:27; Йоһ 2:17; Иб 9:11—14). Мәсиһниң әгәшкүчилиригә Беғишлаш мәйримини нишанлашқа буйруқ берилмигән (Кл 2:16, 17). Бирақ Әйса вә униң шагиртлири бу мәйрәмни өткүзгәнлиги үчүн һечкимни әйиплигәнлиги һәққидә һеч йәрдә йезилмиған.

8—14 октябрь

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 11, 12

«Әйсаниң рәһимлигидин үлгә елиң»

nwtsty, Йоһ 11:24, 25 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири

Билимән,... туриду. Марта Әйса келәчәктики тирилиш тоғрисида ейтиватиду дәп ойлиған. Униң бу тәлимгә ишәнгәнлиги диққәткә сазавәр. Сәвәви у яшиған вақитта бәзибир дин рәһбәрлири, йәни садуқийлар өлгәнләрниң тирилиши һәққидики тәлимни, гәрчә бу тәлим Муқәддәс китапта йезилған болсиму рәт қилған (Дн 12:13; Мк 12:18). Пәрисийләр болса җанниң өлмәйдиғанлиғиға ишәнгән. Марта Әйсаниң келәчәктә тирилиш болиду дәп үгәткәнлигини вә һәтта адәмләрни тирилдүргәнлигини әстә тутатти. Лекин Лазарниң башқа адәмләрдин пәриқлиниши — уларниң өлгинигә бирнәччә күн болмиған еди.

Мән тирилиш вә һаятдурмән. Әйсаниң өлүми вә тирилиши өлгән адәмләрниң тирилишигә йол ачқан. Йәһва Әйсани тирилдүргәндин кейин униңға адәмләрни тирилдүрүштин башқа мәңгү һаят беришкә мүмкинчилик бәргән. Вһ 1:18дә Әйса өзини «һаят» дәп атиған, шундақла униңда өлүм вә қәбирниң ачқучлири бар екәнлиги йезилған. Шуңа Әйса тирик адәмләргиму, өлгәнләргиму үмүт бериду. Әйса қәбирләрни ечип, өлгәнләргә, йә униң билән биллә асманда һөкүмранлиқ қилиши үчүн, йә асмандики Падишалиқниң һөкүмранлиғи астида йәрдә яшаш үчүн һаят беридиғанлиғини вәдә қилған (Йоһ 5:28, 29; Пт2х 3:13).

nwtsty, Йоһ 11:33—35 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири

Жиға-зар қилиш. Яки «жиғлаш». «Жиға-зар қилиш» дегән грек сөзи өпкә-өпкисини басалмай жиғилғанға тегишлик ейтилиду. Бу пеилни Әйса Йерусалимниң йеқин арида вәйран болидиғанлиғини ейтқанда қолланған (Лқ 19:41).

Товлап, һаяҗанлинип. Түп нусхисида бу икки сөзниң биллә ишлитилгәнлиги мошу вәзийәттә Әйсаниң күчлүк һис-туйғулирини тәстиқләйду. «Товлаш» дәп тәрҗимә қилинған грек тилидики пеил (эмбримаомаи) адәттә күчлүк һис-туйғуни билдүриду. Лекин мәтиндә бу сөз Әйсаниң шунчилик ичи ағриғанлиғини вә көңли қаттиқ азаплинишқа башлиғанлиғини көрситиду. «Һаяҗанлинип» дәп тәрҗимә қилинған грек тилидики сөз (тарассо) удул мәнада тәрҗимә қилинғанда беарамлиқ дегәнни билдүриду. Бир алимниң ейтишичә, бу мәтиндики сөз кимду бирсиниң «ичи ағриши, паракәндә болуши вә қаттиқ қайғурушини» билдүриду. Мошу сөз Йоһ 13:21дә Әйса Йәһуданиң сатқунлуқ қилидиғанлиғини ойлиғанда, у қандақ һис-туйғуда болғанлиғини тәсвирләш үчүн қоллинилған (Йоһ 11:35).

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Йоһ 11:49 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Алий роһаний. Исраил мустәқил хәлиқ болған вақитта алий роһаний өз вәзиписини һаятиниң ахирғичә орунлатти (Сн 35:25). Бирақ Исраил Рим қол астида болғанда, Рим һөкүмранлириниң алий роһанийни тәйинләш яки хизмәттин бошитиш һоқуқи болған. Римлиқлар тәйинләнгән Қаяпа чевәр дипломат болғанлиқтин, алдинқи алий роһанийларниң һәммисигә қариғанда, узағирақ хизмәт қилған еди. У б.м. 18-жили тәйинлинип, б.м. 36-жилғичә хизмәт қилған. Әлчи Йоһан шу жили, йәни б.м. 33-жили Қаяпа алий роһаний болғанлиғини ейтип, Әйса өлтүрүлгәндә, алаһидә жили Қаяпаниң алий роһанийниң вәзиписини атқурғанлиғини ейтқанду (Қаяпаниң өйи қайси йәрдә болуши мүмкин болғанлиғини билиш үчүн Ә қошумчисиниң 16-бөлүмигә қараң).

nwtsty, Йоһ 12:42 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири

Башлиқлар. «Башлиқлар» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи йәһудийларниң жуқарқи соти, Алий кеңәшниң әзалириға тегишлик қоллинилиши мүмкин. Бу сөз Йоһ 3:1дә мошу сот әзалириниң бири болған Никодимға тегишлик қоллинилған.

Ибадәтханидин қоғлап чиқириветилиши. Яки «ибадәтханидин чиқириветилиш; ибадәтханиға беришқа мәнъий қилиш». Грек тилидики апосинагогос дегән сүпәт пәқәт Йоһ 12:42 вә 16:2дә учришиду. Адәттә ибадәтханидин чиқириветилгән адәмгә жуттин чиқирилған адәмгә қариғандәк қарап, уни көзгә илмай, йеқин йолиматти. Буниң ақивети униң аилисигә маддий җәһәттин еғирчилиқ туғдуратти. Адәттә хәлиққә билим бериш үчүн қоллинилидиған ибадәтханиларда, йәрлик сот ишлириму жүргүзиләтти. Шу сотчилар кимду-бирсини уруп-соқуп җазалашқа вә жутидин чиқириветишқа қарар чиқиралатти.

15—21 октябрь

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 13, 14

«Мән силәргә үлгә көрсәттим»

nwtsty, Йоһ 13:5 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Шагиртлириниң путлирини жуюш. Қедимий Исраилда сәндәл кийиш кәң тарқалған еди. Сәндәл адәттә тапандин кәңирәк вә узунирақ болатти, путниң үзигә, өкчисигә вә ошуғиға бағлинатти, шуңа йолда сәяһәтчиниң пути чаң-топидин паскина болуп кетәтти. Шу сәвәптин, адәт бойичә, адәм өйгә сәндәлини йешип кирәтти. Өй егиси меһмандостлиғини көрситип, меһманниң путини жуюп, ғәмхорлуқ қилатти. Муқәддәс китапта шундақ вақиәләр көп йезилған (Яр 18:4, 5; 24:32; С1я 25:41; Лқ 7:37, 38, 44). Бу адәтни қоллинип, Әйса шагиртлириниң путини жуюп, уларни кәмтәр болушқа вә бир-биригә хизмәт қилишқа үгәткән.

nwtsty, Йоһ 13:12—14 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Керәк. Яки «шәрт болмақ». Бу йәрдә қолланған грек тилидики пеил көпинчә пул мәсилисигә тегишлик қоллинилип, асасән «кимду-бирсигә қәриз болуш» дегән мәнани билдүриду (Мт 18:28, 30, 34; Лқ 16:5, 7). Бу айәттә вә башқа мәтинләрдә бу сөз җавапкар болуш яки бир нәрсә қилиш керәклигини билдүриду (Й1х 3:16; 4:11; Й3х 8).

w99 1.3. 31-б., 1-абз.

Әң улуқ адәм кәмтәрлик билән хизмәт қилған

Әйса шагиртлириниң путлирини жуюп, кәмтәрликниң әң яхши үлгисини қалдурди. Мәсиһийләр өзлирини башқилардин үстүн қоймаслиғи һәм улаға башқилар дайим хизмәт қилиши керәк дәп ойлимаслиғи лазим. Шундақла улар аброй-атаққа интилмаслиғи керәк. Әксинчә, улар Әйсадин үлгә елиши лазим, сәвәви у «униңға хизмәт қилсун дәп кәлмиди, лекин өзи хизмәт қилип, көплири үчүн җенини төләмгә пида қилғили кәлгән» (Мәтта 20:28). Һә, Әйсаниң әгәшкүчилири бир-бири үчүн төвән дәриҗилик, һәтта анчә шәрәплик болмиған ишларни чин жүрәктин қилиши керәк.

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Йоһ 14:6 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Мән — йол, һәқиқәт вә һаятлиқтур. Әйса — йол, чүнки Худаға пәқәт Әйса арқилиқ дуада йеқинлишалаймиз. Әйса «йол» болғачқа, Худа билән дост болушқа ярдәм бериду (Йоһ 16:23; Рм 5:8). Әйса — һәқиқәт. Сәвәви у һәқиқәткә мас сөзләп, һәқиқәткә мас яшиған. Шундақла у алдин-ала ейтилған көплигән пәйғәмбәрлик сөзләрни орунлап, Худаниң нийитини әмәлгә ашурушта асасий роль атқурған (Йоһ 1:14; Вһ 19:10). Пәйғәмбәрлик сөзләр «униң арқилиқ “һә” болди [орунланди]» (К2х 1:20). Әйса — һаят. Сәвәви төләм арқилиқ у инсанийәткә «һәқиқий һаятқа», йәни «мәңгү һаятқа» еришишкә йол ачти (Т1х 6:12, 19; Әф 1:7; Й1х 1:7). Униңдин ташқири, Әйса йәрдә җәннәттә мәңгү яшаш үмүти билән тирилидиған адәмләр үчүн «һаят» болиду (Йоһ 5:28, 29).

nwtsty, Йоһ 14:12 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Буниңдинму зор ишлар. Әйса бу йәрдә шагиртлириниң ишлири өзи қилған ишлардин зор болидиғанлиғини ейтмиған. Әксинчә, у шагиртлириниң вәз қилиш вә тәлим бериш паалийити униңкигә қариғанда кәң көләмдә әмәлгә ашидиғанлиғини кәмтәрлик билән ейтқан. Әйсаниң әгәшкүчилири көпирәк адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзүп, униңға қариғанда кәңирәк көләмдә һәм узағирақ вақит давамида хизмәт қилиду. Әйсаниң сөзлиридин униң әгәшкүчилири бу ишни давамлаштуридиғанлиғиға ишәнчиси камил болғанлиғини көрситиду.

22—28 октябрь

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 15—17

«Бу дунияға мәнсүп әмәссиләр»

nwtsty, Йоһ 15:19 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Дуния. Бу мәтиндә космос дегән грек сөзи Худаниң хизмәтчилири болмиған адәмләрни, йәни Худадин жирақлишип кәткән адаләтсиз инсан җәмийитини билдүриду. Әйсаниң әгәшкүчилири бу дунияға мәнсүп әмәс екәнлигини Инҗил язғучилиридин пәқәт Йоһан тилға алған. Әйса садақәтмән шагиртлири билән ахирқи қетим Худаға дуа қилғанда, бу сөзлири икки қетимдин көпирәк тәкрарланған (Йоһ 17:14, 16).

nwtsty, Йоһ 15:21 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Мениң исмим үчүн. Муқәддәс китапта «исим» дегән сөз бәзидә адәмниң өзини, униң абройини вә ким екәнлигини өз ичигә алиду. Әйсаниң исми бу айәттә Атиси бәргән һоқуқ вә дәриҗини билдүриду (Мт 28:18; Фп 2:9, 10; Иб 1:3, 4). Әйса: «мени Әвәткүчини улар тонумайду»,— дегән сөзлири билән дуниядики адәмләр шагиртлириға қарши чиқидиғанлиғиниң сәвәвини чүшәндүргән. Бу адәмләр Худани тонуп-билсә, Әйсаниң исми немини билдүридиғанлиғини чүшинәләтти (Әлч 4:12). Әйсаниң исми у Худа тәйинлигән Һакимдар, падишаларниң Падишаси сүпитидики дәриҗисини билдүриду. Униңға бойсунуш арқилиқ һәммә адәмләр һаятқа еришәләйду (Йоһ 17:3; Вһ 19:11—16; Зб 2:7—12).

it-U«Мужество»

Җасурлуқ

Һәрбир мәсиһийгә дунияниң өчмәнлигигә дуч келиватқиниға қаримай, Худаға қарши чиқиватқан дунияниң көзқариши вә ишлири билән булғунуп қалмаслиғи һәм Йәһва Худаға садақәтмәнлигини сақлап қелиши үчүн җасурлуқ керәк. Әйса Мәсиһ өз әгәшкүчилиригә: «Дунияда силәрни дәрт-әләмләр күтүватиду, лекин җасур болуңлар! Мән дунияни йәңдим»,— дәп ейтқан (Йоһ 16:33). Худаниң Оғли бу дунияниң тәсиригә берилмәй, бу дуниядики адәмләрдин пәриқлинип, ғәлибә қазанди. Бу дунияни ғәлибә қазанған вә нуқсансиз болған Әйса Мәсиһниң әң яхши үлгиси бу дуниядин нери турушқа тиришиватқан адәмләргә җасур болушқа ярдәм бериду (Йоһ 17:16).

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Йоһ 17:21—23 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири

Бирликтә. Әйса өз әгәшкүчилири билән «бирликтә» болуш һәққидә дуа қилған. «Бирликтә» болуш — у Атиси билән һәмкарлашқандәк әгәшкүчилири билән һәмкарлишиши вә бир мәхсәткә интилиши керәклигини билдүриду (Йоһ 17:22). Паул К1х 3:6—9да шундақ бирлик һәққидә ейтқан. Мәсиһийләр өз-ара вә Худа билән һәмкарлишиду (К1х 3:8гә қараң).

Мукәммәл бирликтә болуш. Бу айәттә Әйса мукәммәл бирликни Атисиниң меһир-муһәббити билән бағлиқ екәнлигини көрсәткән. Әйсаниң бу сөзлири Кл 3:14тики «меһир-муһәббәт...— бирликниң мукәммәл риштилиридур» дегән сөзләргә мас келиду. Лекин мукәммәл бирлик нисбий. Бу адәмләрниң шәхсий алаһидиликлири, қабилийәтлири, адәтлири вә виждани охшаш болуши керкәлигини билдүрмәйду. Әксинчә, Әйсаниң әгәшкүчилириниң паалийити, ишәнч-етиқади вә тәлимлири маслашқанлиғини билдүриду (Рм 15:5, 6; К1х 1:10; Әф 4:3; Фп 1:27).

nwtsty, Йоһ 17:24, [ЙД], үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Дунияниң асаси селиништин бурун. «Асаси селиниш» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи Иб 11:11дә «һамилдар болуш» дәп берилиду вә «әвлат» дегән сөз билән биллә қоллинилиду. Йоһ 17:24 бу грек сөзи «дунияниң асаси селиниш» дәп тәрҗимә қилинип, Адәм ата вә Һава аниниң балилириниң туғулуши һәққидә ейтилған. Әйса «дунияниң асаси селиниш» дегән ибарини Һабил билән бағлаштурған. Чунки Һабил адәмләрниң арисида төләмгә биринчи лайиқ адәм болған. Униң исми «һаят түртигигә киргүзүлгән» болуши еһтимал (Лқ 11:50, 51, ЙД; Вһ 17:8). Әйсаниң дуасидики бу сөзләр Худа Өзиниң йеганә Оғлини, Адәм ата вә Һава аниниң пәрзәнт көрүштин авал яхши көргәнлигини тәстиқләйду.

29-октябрь — 4-ноябрь

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 18, 19

«Әйса һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән»

nwtsty, Йоһ 18:37 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири

Гувалиқ бериш. Грек Язмилардики «гувалиқ бериш» (мартирео) вә «гувалиқ» (мартириа, мартис) дәп тәрҗимә қилинған сөзләр кәң мәнада қоллинилған. Бу икки ибарә өз көзи билән көргән яки шәхсән өзи билгән мәлуматлар һәққидә гувалиқ бериш дегән мәнада ишлитилиду. Шундақла улар «җакалимақ, тәстиқләш, бирәр нәрсә һәққидә гувалиқ беришни» өз ичигә алиду. Әйса өзи ишәнгән һәқиқәт тоғрисида гувалиқ берипла қоймай, униңға мас һаят кәчүрүп, Атиси ейтқан вәдиләрни вә пәйғәмбәрлик сөзләрни орунлиған (К2х 1:20). Худа Падишалиғи вә Униң һөкүмранлиғи һәққидики нийити алдин-ала тәпсилий ейтилған. Әйса қурбанлиққа апиридиған йәрдики һаяти давамида у өзи һәққидә йезилған һәммә пәйғәмбәрлик сөзләрни орунлиған. Шундақла, шу пәйғәмбәрлик сөзләргә, «көләңгә», йәни Қанун келишимидики пәйғәмбәрлик образларму киргән (Кл 2:16, 17; Иб 10:1). Шуңа Әйса өз сөзи вә иш-һәрикәтлири арқилиқ һәқиқәт тоғрилиқ гувалиқ бәрди дәп хуласә чиқарсақ болиду.

Һәқиқәт. Әйса пүтүн һәқиқәт тоғрисида әмәс, Худаниң нийитигә тегишлик һәқиқәт тоғрисида ейтқан. Худаниң нийити — «Давут оғли» Әйсани Алий роһаний вә Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә тәйинләш (Мт 1:1). Әйсаниң дунияға инсан болуп келишиниң асасий сәвәви — Падишалиқ тоғрилиқ һәқиқәтни җакалаш. Давут туғулған Йәһудийәдики Бәйтләһәм шәһиридә, Әйсаниң туғулушидин авал вә кейин пәриштиләр дәл шу Худаниң нийити һәққидә ейтқан (Лқ 1:32, 33; 2:10—14).

nwtsty, Йоһ 18:38а үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири

Һәқиқәт дегән немә? Пилат өз соали билән Әйса дәл шу вақитта ейтқан «һәқиқәтни» әмәс, пүтүн һәқиқәтни сориған болуши керәк (Йоһ 18:37). Әгәр у һәқиқәткә қизиққан болса, Әйса униңға җавап берәтти. Лекин Пилат гуман вә мәсқирә қилип, җавап тәләп қилмай: «Һәқиқәт дәмсән? У немә? Йоқ нәрсини ейтмиғина!» — дәп соал қойған болуши мүмкин. Пилат Әйсаниң җававини күтмәй, сиртта турған йәһудийларниң қешиға чиқип кәтти.

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Йоһ 19:30 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Җан үзди. Яки «өлди». Бәзилириниң ойичә, «җан үзди» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи Әйса һәммини әмәлгә ашурғанлиқтин, һаяти үчүн күрәш қилишни өз ихтияри билән тохтатти. Һәтта у тәйярлиқ билән «җенини пида» қилди (Йша 53:12; Йоһ 10:11).

nwtsty, Йоһ 19:31 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Шу шәнбә күни улуқ күн болған. Өтүп кетиш һейтидин кейин, 15-нисан күни, қайси күнгә тоғра келишидин қәтъийнәзәр, дайим Шәнбә күни дәп һесаплинатти (Лв 23:5—7). Бу алаһидә Шәнбә күни адәттики Шәнбә күнигә тоғра кәлгәндә, бу күн «улуқ» Шәнбә күни болған (Йәһудийларниң һәптидики йәттинчи күни — җүмә күни күн патқанда башлинип, Шәнбә күни күн патқичә давамлашқан). Әйса җүмә күни өлгәндин кейинки Шәнбә күни улуқ Шәнбә күнигә тоғра кәлгән. Б.м. 29—35 жил арилиғида пәқәт б.м. 33-жилниң 14-нисан күни җүмә күнигә тоғра кәлгән. Шуниң үчүн Әйса б.м. 33-жили 14-нисанда өлгән дәп хуласә чиқиришқа болиду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш