«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири
4—10 февраль
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | РИМЛИҚЛАРҒА 1—3
Өз вижданиңизни тәрбийиләң
Вижданиңизни қандақ пак сақлалайсиз?
6 Вижданлиқ болуш пәқәт Йәһваниң хизмәтчилиригә хас хисләтму? Әлчи Паулниң сөзлирини қараштуруп көрәйли: «Һәрдайим қануни йоқ башқа хәлиқләрниң кишилири тәбиий һалда бу қанунға мувапиқ ишларни қилса, улар гәрчә қанунсиз болсиму, өзлири өзлиригә қанундур. Улар шуни көрситиватидуки, қанунниң маһийити уларниң қәлблиридә йезилған, шуниңдәк уларниң вижданиму улар билән биллә гувалиқ бериватиду һәм өз ойлирида улар өзлирини яки әйипләйду, яки ақлайду» (Римлиқларға 2:14, 15). Һәтта Худаниң қанунлирини тамамән билмигән адәмләрму бәзи вақитларда өзиниң виждани түпәйли униң принциплириға мувапиқ иш-һәрикәт қилиши мүмкин.
Вижданиңизни қандақ пак сақлалайсиз?
8 Вижданға қариму-қарши кәлмәйдиған қарарни қобул қилиш үчүн немә қилиш керәк? Бир хил адәмләр қарар қобул қилғанда һис-туйғулириға тайиниду. Кейин улар: «Мениң көңлүм хатирҗәм»,— дәйду. Қәлбниң хаһишлири вижданимизға күчлүк тәсир қилиши мүмкин. Муқәддәс китапта: «Қәлб һәммидин алдамчи, униң даваси йоқтур. Кимму уни чүшинәлисун?»— дәп йезилған (Йәрәмия 17:9, КТ). Шуниң үчүн биз һәрқачанла қәлбимизниң хаһишлириға риайә қилмаслиғимиз керәк. Әксичә, Йәһвани немә хурсән қилидиғанлиғи һәққидә ойлишимиз керәк.
9 Әгәр биз тәрбийиләнгән вижданимизға бенаән қарар қобул қилсақ, униңда бизниң шәхсий һәвәслиримиз әмәс, бәлки Худадин әйминиш әкс әттүрүлиду. Бир мисални қараштурайли. Садиқ хизмәткар Нәһәмияниң Йерусалим турғунлиридин селиқ жиғиш һоқуқи болған. Лекин у шундақ қилмиди. Немишкә? Худаниң хәлқини езип, Йәһваниң көңлини ағритиш униң үчүн жиркиничлик болған. «Мән болсам, Худадин қорққинимдин бундақ иш қилмидим»,— деди у (Нәһәмия 5:15). Пәрвәрдигардин чин қәлбимиздин әйминиш, йәни асмандики Атимизни хапа қилип қоюштин қорқуш, биз үчүн интайин муһим. Мошундақ иззәт-еһтирамлиқ қорқунуч, қарар қобул қилишниң алдида рәһбәрликни Алланиң Сөзидин издәшкә дәвәт қилиду.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w08 15.6. 30-б., 5-абз.
Римлиқларға йезилған хәттики пайдилиқ ой-пикирләр
3:4. Адәмләрниң сөзлири Муққәдәс китапқа зит болса, биз Худаниң ирадисигә мас һәрикәт қилип, «Худа растчил» екәнлигини көрситимиз. Вәз қилиш вә шагиртларни тәйярлаш ишлириға қизғин қатнишип, башқиларға «Худа растчил» екәнлигини көз йәткүзүшигә ярдәм беримиз.
w08 15.6. 29-б., 6-абз.
Римлиқларға йезилған хәттики пайдилиқ ой-пикирләр
3:24, 25. «Әйса Мәсиһ бәргән төләм» қандақ қилип төләм берилиштин авал өтмүштә яшиғанларниң қилған гуналарни кәчүрүмгә ериштүрәлигән? Яритилиш 3:15тики Мәсиһ һәққидики дәсләпки бәшарәт б. м. 33-жили Әйса өлгәндә орунланған еди (Гал. 3:13, 16). Бирақ Йәһва әшу бәшарәтни ашкарилиғанда, Униң нәзәридә төләм берилип болғандәк һесапланған. Шуңа бу нийитиниң орунлинишиға һечнемә тосалғу болалмайду. Әйса Мәсиһниң келәчәктики төләм қурбанлиғи асасида, Йәһва Худа бу вәдигә ишәнч қилған Адәм атиниң әвлатлириниң гуналирини кәчүрәтти. Төләм қурбанлиғи түпәйли, Әйсадин бурун яшиған Худаниң хизмәтчилириму тирилиду (Әлч. 24:15).
11—17 февраль
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | РИМЛИҚЛАРҒА 4—6
Худа бизгә болған Өз меһир-муһәббитини көрсәтти
w11 15.6. 12-б., 5-абз.
Худа бизгә болған Өз меһир-муһәббитини көрсәтти
5 Бу пикир һәққидә әлчи Паул: «Шуңлашқа гуна бир адәм арқилиқ һәм гуна арқилиқ өлүм дунияға кирди һәм шундақларчә, өлүм барлиқ адәмләргә өтти, чүнки һәммиси гуна қилған болди»,— дәп ейтқан (Рим. 5:12). Бу сөзләрниң мәнасини чүшинимиз, чүнки Худа инсанийәт һаяти қандақ башланғанлиғини аян қилған. Йәһва Худа Адәм ата билән Һава анини мукәммәл қилип яратқан. Улар бизниң әҗдатлиримиз болған. Худа уларға пәқәт бирла қанун бәргән. Улар буниңға қулақ салмиған болса, өлүп кетәтти (Ярит. 2:17). Амма улар әтәй Худаниң қанунини бузуп, Йәһвани Аләмниң Егиси вә Қанун Бәргүчи сүпитидә рәт қилған. Шундақ қилип, улар һалакәткә апиридиған йолни таллиған еди (Қ. шәр. 32:4, 5).
w11 15.6. 12-б., 6-абз.
Худа бизгә болған Өз меһир-муһәббитини көрсәтти
6 Адәм ата гуна қилғандин кейин, униң балилири дунияға кәлгән. Шу сәвәптин униң балилири гунакар болуп, яман тәсиргә учриған. Әлвәттә Адәм атиниң әвлатлири Худаниң қанунлирини бузмиған. Адәм ата Худаниң қанунни бузған, лекин униң балилири шундақ қилмиған, шуңа улар Адәм атиға охшаш һөкүм қилинмиған. Униңдин башқа, шу вақитта техи Тәврат қануни йоқ еди (Ярит. 2:17). Буниңға қаримастин, Адәм атиниң әвлатлири бәрибир гунани мирас алған. Шу сәвәптин, Йәһва Худа исраиллиқларға Тәврат қанунини бәргичә, гуна вә өлүм адәмләр үстидин һөкүмранлиқ қилған еди. Бу Қанун уларниң гунакар екәнлигини ениқ көрсәткән (Римлиқларға 5:13, 14ни оқуң). Гунаниң тәсирини чүшиниш үчүн нәсилдин нәсилгә өтидиған гемофилия (қан тохтимаслиқ) кесилини көрүп чиқайли. Сиз бәлким рус падишаси Николай II билән Александраниң оғли Алексей гемофилия (қан тохтимаслиқ) кесили билән ағриғанлиғи һәққидә оқиғансиз. Шундақ аилиләрдә балилириниң һәммиси бу кесәл билән ағримайду, амма шу кесәллик уларда йошурун сақлиниду. Лекин гуна Адәм атиниң һәммә әвлатлириға өтүп, ақивәттә өлүмгә апириду. Бу қийин мәсилини һәл қилишқа боламду?
w11 15.6. 13-б., 9, 10-абз.
Худа бизгә болған Өз меһир-муһәббитини көрсәтти
9 «Һәққаний дәп җакалиниду» дегән ибарә немини билдүриду? Муқәддәс китапниң бир тәрҗимани мундақ язған: «Бу қануний аталғулуқ охшитиш. Қанунға мунасивәтлик асасий ой-пикирни чүшәндүрүштә ишлитилидиған болуп, бу адәмниң шәхсийитидики ички өзгиришни әмәс, адәмләрниң Худа билән оттурисидики мунасивәт өзгиришини көрситиду. Мошу охшитишта Худаниң соти алдиға сотлиниш үчүн әйиплинидиған киши елип келиниду. Худа шу адәмгә пайдилиқ һөкүм чиқирип, уни әйипсиз дәп һөкүм қилиду».
10 Пүткүл зиминниң һәққаний Сотчиси немигә асасән һәққаний әмәс адәмни әйипсиз дәп җақалайду? (Ярит. 18:25) Худа сөюмлүк тунҗа оғлини әветип, адәмләрниң һәққаний дәп санилишиға йол ечип бәрди. Әйса аздурулушларға, һәрхил камситишларға вә хорлашларға қаримастин, Худаниң ирадисини пүтүнләй орунлиған. У һаятиниң ахириғичә садақәтмәнлигини сақлиған (Ибр. 2:10). Әйса өз мукәммәл һаятини қурбанлиқ қилип, Адәм атиниң әвлатлирини гуна билән өлүмдин азат қилидиған төләм қурбанлиғини бәргән еди (Мәт. 20:28; Рим. 5:6—8).
Роһий гөһәрләрни издәйли
w08 15.6. 29-б., 7-абз.
Римлиқларға йезилған хәттики пайдилиқ ой-пикирләр
6:3—5. Әйса Мәсиһкә чөмдүрүлүш вә «униң өлүмигә» чөмдүрүлүш немини билдүриду? Йәһва Худа Әйсаниң әгәшкүчилирини муқәддәс роһ арқилиқ мәсиһ қилғанда, улар Әйса билән бирлишип, Мәсиһниң тениниң әзалири, йәни җамаәтни тәшкил қилған. Мәсиһ мошу җамаәтниң беши болған (Кор. 1-х. 12:12, 13, 27; Кол. 1:18). Шундақла Әйса Мәсиһниң «өлүмигә чөмдүрүлүш арқилиқ» муқәддәс роһ билән талланғанлар һаятини пида қилип яшап, йәрдә мәңгү яшаш үмүтидин ваз кечиду. Гәрчә уларниң өлүминиң әһмийити гунадин азат қилидиған төләм қурбанлиғидәк болмисиму, амма уларниң өлүми бир түрлүк қурбанлиқ дәп һесаплиниду. Талланғанлар өлүп, асманда яшаш үчүн тирилгәндә, уларниң Мәсиһниң өлүмигә чөмдүрүлүши аяқлишиду.
w14 1.6. 11-б., 1-абз.
Өлгәнләр үчүн қандақ үмүт бар?
Һәққанийсиз адәмләр тирилгәндә, өлүмидин бурун өткүзгән гуналириға қарап, һөкүм қилинамду? Яқ. Чүнки Римлиқларға 6:7дә: «Өлгән киши гунадин азат қилиниду»,— дәп йезилған. Һәққанийсиз адәмләр өз гуналири үчүн өлүп, аллиқачан қәризни төләп болған. Шу сәвәптин, улар өлүмидин авал өткүзгән гуналири үчүн әмәс, тирилгәндин кейин қилған ишлири асасида һөкүм қилиниду. Шу вақитта уларда қандақ мүмкинчилик пәйда болиду?
18—24 февраль
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | РИМЛИҚЛАРҒА 7, 8
Сиз «интизарлиқ билән» күтиватамсиз?
w12 15.7. 11-б., 17-абз.
Йәһва Худа сизни һәқиқий әркинликкә йетәклисун
17 Йәһва Өз йәрдики хизмәтчилиригә беридиған әркинлик һәққидә әлчи Паул: «Яритилған пүткүл мәвҗудат Худаниң Өз пәрзәнтлирини [оғуллирини] аян қилишини интизарлиқ билән күтмәктә»,— дәп ейтқан. Шундақла у: «Пүткүл яратма Худа оғуллириниң очуқ рошән қилинишини қизғин үмүт билән күтмәктә»,— дәп қошти (Рим. 8:19—21). «Мәвҗудат» йәрдә яшаш үмүти бар кишиләрни билдүриду. Улар Худаниң оғуллири өзлирини аян қилғанда, бәрикәтләргә еришәләйду. Худаниң оғуллири роһий шәхсләр сүпитидә тирилиду. Улар Мәсиһ билән биллә йәрни зулумдин тазилап вә «бүйүк көпчиликни» йеңи дунияға йетәкләйду (Вәһ. 7:9, 14).
w12 15.3. 23-б., 11-абз.
Үмүтиңиз хошаллиқ яратсун
11 Йәһва әвлат арқилиқ инсанийәтни «қедимий илан», йәни Иблис Шәйтандин азат қилиш үчүн үмүтимиз болушиға асас салған (Вәһ. 12:9; Ярит. 3:15). Әйса әвлатниң асасий қисми болған (Гал. 3:16). Әйсаниң өлүми вә тирилиши инсанийәтни гуна вә өлүмниң қуллуғидин азат қилиду. Буни билишимиз үмүтимизгә тәврәнмәйдиған асас салиду. Бу үмүтниң орунлиниши «Худаниң Өз пәрзәнтлирини [оғуллирини] аян» қилиниши билән бағлиқ. Асманда яшаш мукапитини алған майланғанлар әвлатниң иккинчи қисми болиду. Улар Әйса билән биллә зулум дунияни вәйран қилғанда, өзлирини аян қилиду (Вәһ. 2:26, 27). Бу бүйүк апәттин чиққан башқа қойларға аман қелишиға мүмкинчилик бериду (Вәһ. 7:9, 10, 14).
w12 15.3. 23-б., 12-абз.
Үмүтиңиз хошаллиқ яратсун
12 Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи мәвҗудатқа, йәни адәмләргә арам бериду. Шу вақитта Худаниң оғуллири өзлирини башқа тәрәптин аян қилиду. Улар Әйса билән биргә роһанийлар болуп, инсанийәткә Әйсаниң төләм қурбанлиғи әкелидиған бәрикәтләргә еришишкә ярдәм бериду. Мәвҗудат асмандики падишалиқниң қол астида болуп, гуна вә өлүмниң қуллиғидин азат болушқа башлайду. Худаға бойсунидиған кишиләр аста-аста «чириклишиш қуллуғидин қутулиду». Әгәр улар Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи қол астида вә ахирқи синақта садиқ болуп қалса, уларниң исимлири «һаят түртигигә» йезилиду (Вәһ. 20:7, 8, 11, 12). Раст, бу әҗайип үмүт!
Роһий гөһәрләрни издәйли
Есиңиздә барму?
«Тәнгә хас ой-пикирләр» билән«роһий ой-пикирләр» арисида қандақ пәриқ бар? (Рим. 8:6)
Тәнгә хас ой-пикирләрдә болидиған кишиләр, өз тениниң һәвәслирини қанаәтләндүрүшнила ойлайду вә пәқәт шу тоғрисида сөзлишиду һәм уларға булардин башқа һечнемә хошаллиқ әкәлмәйду. Роһий нәрсиләр һәққидә ойлайдиған кишиләр, Худа вә Униң ой-пикирлирини биринчи орунға қойиду. Шундақ мәсиһийләрниң һаятиға муқәддәс роһ тәсир қилиду. Тәнгә хас ой-пикирләр өлүмни, роһий ой-пикирләр һаятлиқни һәм течлиқни билдүриду.
w09. 15.11. 7-б., 20-абз.
Дуаимиз өзүмиз һәққидә немини көрситиду?
20 Бәзи вақитларда биз шәхсий дуада немә ейтидиғанлиғимизни билмәй қелишимиз мүмкин. Паул: «Дуа қилишни билмәймиз, лекин роһ өзи биз үчүн ейтилмиған товлашлиримиз билән биллә васитичилиқ қилиду. Амма жүрәкләрни Тәкшүргүчи роһниң немини көздә тутуватқинини билиду, чүнки роһ муқәддәсләр үчүн Худаниң ирадисиға мувапиқ васитичилиқ қилиду»,— дегән (Рим. 8:26, 27). Йәһва Худа хизмәтчилириниң дуалири Муқәддәс китапта йезилиши үчүн йетәкчилик қилған. Бу йезилған дуаларни оқуғанда, Йәһва Худа уларни өз қәлбимиздин чиққан дуалиримиздәк қобул қилип, бизгә җавап бериду. Йәһва Худа бизни һәм Муқәддәс китапта йезилған дуаларниң мәнасини яхши чүшиниду. Муқәддәс роһ биз үчүн мураҗиәт қилғанда, Йәһва бизниң дуалиримизға җавап бериду. Бирақ Муқәддәс китапни яхширақ чүшәнгәнсири, биз немә һәққидә дуа қилиш керәклиги дәрру ядимизға келиду.
25-февраль — 3-март
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | РИМЛИҚЛАРҒА 9—11
Зәйтун дәриғи һәққидики мисал
w11 15.5. 23-б., 13-абз.
Худаниң даналиғи чоңқур
13 Әлчи Паул Ибраһим нәсилигә тәвә болидиғанларни символлуқ зәйтун дәриғиниң шахлири билән селиштурған (Рим. 11:21). Шу зәйтун дәриғи Ибраһим билән түзүлгән әһдигә нисбәтән, Худаниң нийити әмәлгә ашидиғанлиғини көрситиду. Бу дәрәқниң йилтизи муқәддәс болуп, роһий Исраилға һаят беридиған Йәһвани тәсвирләйду (Йәшая 10:20; Рим. 11:16). Ғол болса, Ибраһим нәсилиниң асасий бөлүги сүпитидә Әйсани билдүриду. Шахларниң һәммиси Ибраһимниң нәсилиниң қалған бөлүгини көрситиду.
w11 15.5. 24-б., 15-абз.
Худаниң даналиғи чоңқур
15 Ундақта Йәһва Худа Өз нийитини әмәлгә ашуруш үчүн немә қилған? Әлчи Паулниң ейтишичә, явайи зәйтун дәриғиниң шахлири, бағдики зәйтун дәриғиниң сундурулған шахлириниң орниға уланған (Римлиқларға 11:17, 18ни оқуң). Шундақ қилип, Муқәддәс роһ билән талланған һәр түрлүк хәлиқләрдин чиққан мәсиһийләр, шу жүмлидин Римдики җамаәттин бәзиләр, көчмә мәнада символлуқ зәйтун дәриғигә уланған. Шуңа, улар Ибраһим әвладиниң қисми болуп қалди. Башта улар явайи зәйтун дәриғиниң шахлириға охшиған. Шу сәвәптин, уларниң бу алаһидә келишимниң бир қисми болушқа имканийити болмиған. Амма Йәһва Худа уларға символлуқ йәһудийлар болушқа йол ачқан (Рим. 2:28, 29).
w11 15.5. 25-б., 19-абз.
Худаниң даналиғи чоңқур
19 Дәрһәқиқәт, Йәһваниң «Худаниң Исраилға» болған нийити әҗайип усулда әмәлгә ашмақта (Гал. 6:16). Әлчи Паул: «Пүтүн Исраил қутқузулиду»,— дәп ейтқан (Рим. 11:26). «Пүтүн Исраил», йәни символлуқ исраиллиқлар, бәлгүләнгән вақитта падишалар вә роһанийлар сүпитидә асманда хизмәт атқуриду. Йәһва Худаниң нийитини һечнемә бузалмайду.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w13 15.6. 25-б., 5-абз.
Сиз Йәһваниң шәкилләндүрүшигә йол бериң
5 Адәмләр Улуқ Сапалчи Йәһваниң шәкилләндүрүшигә қарши чиқса, У Өз күчини қандақ ишлитиду? Ойлап көрүң, әгәр лай сапалчиниң көзлигән мәхситигә мас кәлмисә, у униң билән немә қилиду? Сапалчи бу лайдин башқа қача ясайду яки уни ташлайду. Лайдин һечнемә ясалмиса, адәттә сапалчи өзи әйипкар болиду. Бирақ бизниң Сапалчи Йәһва Худа билән һечқачан ундақ болмайду (Қ. шәр. 32:4). Шу сәвәптин адәм Йәһваниң шәкилләндүрүшигә йол бәрмисә, у өзи әйипкар болиду. Йәһва сапалчиға охшаш, адәмләрни шәкилләндүргәндә, уларниң инкас қайтуришиға қарап, һәрқандақ усулларни ишлитиду. Шундақ өзгиришләргә тоғра инкас қайтуридиған адәмләрдин Йәһва яхши пайдилиқ қачиларни ясайду. Мәсилән, майланған мәсиһийләр — «рәһимлик қачилар». Чүнки улар Худаниң шәкилләндүрүшигә йол қоюп, алаһидә ишлитилидиған қачиға айлиниду. Амма Худаға қәтъий қарши чиққанлар «һалак қилишқа тәйяр қилинған ғәзәп қачиларға» айлиниду (Рим. 9:19—23).
it Қизғинлиқ
Натоғра қизғинлиқ. Адәм чин жүрәктин кизғинлиқни көрситип, хаталишип қелиши яки Худани хурсән қилмай қелиши мүмкин. Биринчи әсирдики көплигән йәһудийлар шундақ әһвалға чүшкән. Улар Тәврат қанунини орунлиғач, һәққанийлиққа еришмәкчи болған. Лекин Паул уларниң тоғра билими болмиғанлиқтин, қизғинлиғиниң натоғра болғанлиғини ейтқан. Шу сәвәптин, улар Худадин келидиған һәқиқий һәққанийлиқни қобул қилмиған. Шундақ һәққанийлиққа еришиш үчүн вә қанун ләнитидин азат болуш үчүн уларға адишип қалғанлиғини чүшиниши һәм Худаға Әйса арқилиқ йеқинлишиши керәк еди (Рм 10:1—10). Шундақ қизғин адәмләрдин бири Тарсустин чиққан Савл болған еди. У йәһудий дининиң қизғин тәрәпдари болғач, «җамаитини чөлдәритип, әшәддий тәқиплигинимни аңлиғансиләр». У Тәврат қануниниң ушшақ-чүшәкләрни орунлап, нуқсансиз екәнлигини көрсәткән (Гл 1:13, 14; Фп 3:6). Бирақ униң йәһудий динға болған қизғинлиғи натоғра еди. Амма Йәһва Паулниң сәмимий жүригигә қарап уни һәқ йолға башлап, униңға Мәсиһ арқилиқ мол меһрибанлиқни көрсәткән (Т1х 1:12, 13).