Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • th 2-дәрис, 5-б.
  • Тәбиий сөзләш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Тәбиий сөзләш
  • Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Охшаш мәлумат
  • Қизғинлиқни ипадиләш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Ишәнч билән сөзләш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Мулайимлиқ вә һисдашлиқ көрситиш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Қәлбкә тәсир қилғидәк сөзләш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
Көпирәк мәлумат
Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
th 2-дәрис, 5-б.

2-ДӘРИС

Тәбиий сөзләш

Кәлтүрүлгән айәт

Коринтлиқларға 2-хәт 2:17

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Гәп қилғанда сөзләр тәбиий вә сәмимий болсун. Тиңшиғучилар уларға көңүл бөлүватқанлиғиңизни һис қилалисун.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Дуа қилип, әстаидил тәйярлиқ қилиш. Диққитиңизни өзүңизгә әмәс, ейтмақчи болған мәзмунға қаритиш үчүн дуа қилип, Йәһвадин ярдәм сораң. Ейтмақчи болған асасий ой-пикирни әстә мәһкәм сақлаң. Ой-пикриңизни сөзму сөз ядлап бәрмәй, өз сөзүңиз билән тәбиий ипадиләң.

    Әмәлий қоллинидиған ой-пикирләр

    Әгәр Муқәддәс китаптин яки башқа материаллардин оқуп бәрмәкчи болсиңиз, раван оқуш үчүн авал шу мәзмун билән пишшиқ тонушуп чиқиң. Бирнәччә адәмниң сөзлирини оқушқа тоғра кәлгәндә, һиссиятлиқ, амма бәкму ашурувәтмәй оқуң.

  • Чин жүрәктин сөзләш. Тиңшиғучиларниң ейтмақчи болған ой-пикриңизни аңлиши немә үчүн зөрүрлигини ойлап көрүң. Диққитиңизни шуларға қаритиң. Туруш һалитиңиз, има-ишаритиңиз вә чирай ипадилириңиздин сәмимий вә достанә сөз қиливатқанлиғиңиз көрүнсун.

    Әмәлий қоллинидиған ой-пикирләр

    Тәбиий сөзләш — еғизимға кәлди, дәпла ойланмай сөз қилишни билдүрмәйду. Сөз қилғанда ениқ, тоғра грамматика қаидилиригә мас сөзләң. Шундила сөзиңизниң җени болиду.

  • Тиңшиғучиларға қарап сөз қилиш. Әгәр көзигә қарап сөзләш кишиләрни рәнҗитмисә, сөзлигәндә көзүңүзни үзмәң. Нутуқ ейтқанда тиңшиғучиларниң һәммисигә бирақла көз жүгәртмәй, бир қетим бирсигә қарисиңиз, йәнә бир қетим башқисиға қараң.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш