Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • lv 4-бап, 36—49 б.
  • Немишкә һакимийәтни һөрмәтлишимиз керәк?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Немишкә һакимийәтни һөрмәтлишимиз керәк?
  • Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • НЕМИШКӘ ҺАКИМИЙӘТНИ ҺӨРМӘТЛӘШ ҚИЙИН?
  • НЕМИШКӘ ҺАКИМИЙӘТНИ ҺӨРМӘТЛИШИМИЗ КЕРӘК?
  • АИЛИДӘ ҺӨРМӘТ КӨРСИТИШ
  • ҖАМАӘТТИКИ ИЗЗӘТ-ҺӨРМӘТ
  • ДӨЛӘТЛИК ҺАКИМИЙӘТНИ ҺӨРМӘТЛӘШ
  • Җамаәттики башчилиққа болған көзқараш
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар
lv 4-бап, 36—49 б.
Аилисигә тәлим бериватқан ата

4-БАП

Немишкә һакимийәтни һөрмәтлишимиз керәк?

«Һәр түрлүк инсанларни иззәтләңлар» (ПЕТРУСНИҢ 1-ХЕТИ 2:17).

1, 2. а) Немишкә һакимийәткә һөрмәт көрситиш қийин? ә) Биз қайси соалларни муһакимә қилимиз?

СИЗ кичик балиға униңға яқмайдиған ишни қилишқа буйриғанда, өзини қандақ тутидиғанлиғини көргәнму? Бу ишниң униңға қанчилик яқмайдиғанлиғини балиниң чирай-шәклидин көрүшкә болиду. У ата-анисиниң ейтиватқанлирини аңлайду вә уларға бойсунуши керәклигини яхши чүшиниду. Бирақ шу тапта у мошундақ қилишни халимайду. Бәзи вақитларда һәммимизгә мошу балиға охшаш өзүмиз билән күришишкә тоғра келиду.

2 Һакимийәткә бойсунуш һәрқачанла асан әмәс. Сизгә йолбашчилиқ қиливатқан адәмләрни һөрмәтләш сиз үчүн қийинму? Шундақ болса, һис-туйғулириңизни чүшинишкә болиду. Биз һакимийәткә болған иззәт-һөрмәт суслишип кетип барған заманда яшаватимиз. Лекин Муқәддәс китапта һоқуқи бар адәмләрни һөрмәтлишимиз керәклиги ейтилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 24:21). Бундақ қилсақ, өзүмизни Худаниң меһир-муһәббитидә сақлиған болимиз. Биздә шундақ соаллар пәйда болуши мүмкин: Немишкә һакимийәтни һөрмәтләш бәзидә шунчилик қийин? Немишкә Йәһва Худа биздин мошуни тәләп қилиду вә бу тәләпни орунлишимизға немә ярдәм бериду? Биз һакимийәткә болған һөрмитимизни қандақ көрситәләймиз?

НЕМИШКӘ ҺАКИМИЙӘТНИ ҺӨРМӘТЛӘШ ҚИЙИН?

3, 4. Гуна вә намукәммәллик қәйәрдин башланған вә немишкә гунани мирас қилғанлиғимиз бизгә һакимийәтни һөрмәтләшкә тосқунлуқ қилиду?

3 Немишкә һоқуққа егә адәмләрни һөрмәтләш қийин? Буниң икки сәвәви бар. Биринчидин, биз һәммимиз намукәммәл, иккинчидин, һоқуққа егә адәмләрму намукәммәл. Гуна вә намукәммәллик Адәм ата билән Һава аниниң Ерәм беғида Худаниң һакимийитигә қарши исиян көтиришидин башланған. Демәк, исиянниң көтирилиши гунаға сәвәп болған. Мана шу вақиттин башлап биздә исиян көтиришкә туғма майиллиқ бар (Яритилиш 2:15—17; 3:1—7; Зәбур 51:5; Римлиқларға 5:12).

4 Гунани мирас қилғанлиғимиздин, көпчилигимиздә мәғрурлуқ вә тәкәббурлуқниң пәйда болуши асан, кичик пеиллиқни болса, риваҗландуруш һәм сақлап қелиш қийин. Узақ вақит Худаға садиқ хизмәт қиливатқанлиғимизға қаримастин, тәрса вә тәкәббур болуп қелишимиз мүмкин. Мәсилән, Йәһваниң хәлқи билән көп азап-оқубәтләрни тартқан Қораһ көпирәк һоқуққа егә болмақчи болуп, шу замандики әң мөмүн адәм Муса пәйғәмбәргә қарши исиян көтәргән (Санлар 12:3; 16:1—3). Шундақла пәқәт роһанийлар атқуридиған муқәддәс хизмәтни атқуруш үчүн, тәкәббурлиғидин Йәһва Худаниң ибадәтханисиға киргән Уззия падиша тоғрилиқ ойлап көрүң (Тарихнамә 2-язма 26:16—21). Бу адәмләр исиян көтәргәнлиги үчүн қаттиқ җазаланған. Бирақ уларниң сәлбий мисаллири биз үчүн яхши агаһландуруштур. Биз һакимийәтни һөрмәтләшкә тосалғу болидиған тәкәббурлуқ билән күришишимиз керәк.

5. Намукәммәл адәмләр қандақ қилип һоқуқини натоғра қоллиниду?

5 Буниңдин ташқири, һакимийәткә болған һөрмәтниң суслишип кетишигә һоқуққа егә намукәммәл адәмләрниң өзи сәвәпчи. Уларниң көпчилиги шәпқәтсиз вә залим болған. Умумән, инсанийәт тарихида нурғун һакимдарларниң һоқуқни қалаймиқан ишләткәнлигиниң көплигән мисаллири бар (Вәз 8:9ни оқуң). Мәсилән, Худа Шаулни падиша қилип тайинлиғанда, у кәмтәр вә яхши адәм болған. Лекин у тәкәббурлуқ билән һәсәтхорлуққа берилип, садақәтмән Давутни тәқип қилишқа башлиди (Самуилниң 1-язмиси 9:20, 21; 10:20—22; 18:7—11). Кейинирәк Давут Исраилниң тарихидики әң яхши падишаларниң бири болған, лекин уму һоқуқини натоғра қоллинип, хиттийлиқ Урияниң аялиға егә болуш үчүн, бегуна ерини шиддәтлик җәңгә әвәтип, өлүп кетишигә сәвәпчи болған (Самуилниң 2-язмиси 11:1—17). Һәқиқәтән, камилсизлиғи түпәйлидин адәмләрниң адил һөкүмранлиқ қилиши қийин болған. Лекин һоқуққа егә адәмләр Йәһва Худани һөрмәтлимигәндә, техиму яман ишларни қилиду. Бир инглиз һөкүмәт әрбаби католик чиркосиниң рәһбәрлириниң кәң көләмлик тәқиплирини тәрипләп, мундақ дегән: «Һоқуқ чириклитиш қабилийитигә егә, мутләқ һоқуқ адәмни мутләқ чирикләштүриду». Мошу ой-пикирни әстә тутуп, «Немишкә һакимийәтни һөрмәтлишимиз керәк?» дегән соални қараштурайли.

НЕМИШКӘ ҺАКИМИЙӘТНИ ҺӨРМӘТЛИШИМИЗ КЕРӘК?

6, 7. а) Йәһва Худаға болған меһир-муһәббәт бизни немигә дәвәт қилиду вә немишкә? ә) Итаәтчанлиқ өз ичигә немини алиду вә биз уни қандақ көрситәләймиз?

6 Һакимийәтни һөрмәтләшниң әң муһим сәвәви Пәрвәрдигаримизға, йенимиздики адәмгә вә һәтта өзүмизгә болған меһир-муһәббәткә асасланған. Биз Йәһвани һәммидин артуқ яхши көргәнлигимиздин, униң қәлбини хурсән қилғумиз келиду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11; Марк 12:29, 30ни оқуң). Бизгә мәлумки, Алланиң һөкүмранлиғиға, йәни униң каинатни башқуруш һоқуқиға, Ерәм бағдики исияндин башлап шәк кәлтүрүлмәктә. Адәмзатниң көпчилиги Тәңримизниң һөкүмранлиғини рәт қилип, Шәйтанниң тәрәпдари болди. Биз болсақ, Йәһваниң тәрәпдари болушқа хошал. Вәһий 4:11дики әҗайип сөзләр қәлб таримизни тәвритиду. Йәһваниң каинатқа һөкүмранлиқ қилишқа һоқуқлуқ екәнлигигә гуманимиз йоқ! Күндилик һаятимизда Худаниң һоқуқиға беқиниш арқилиқ биз униң һөкүмранлиғини етирап қилидиғанлиғимизни көрситимиз.

7 Мошундақ иззәт-һөрмәт аддий итаәтчанлиқтин көпирәк нәрсиләрни өз ичигә алиду. Биз Яратқучимизни яхши көрүмиз, шуңлашқа җан-дилимиз билән униңға итаәт қилимиз. Лекин, шәк-шүбһисиз, бәзи вақитларда Униңға итаәтчанлиқ көрситиш бәк қийин болуши мүмкин. Шу чағда биз, мошу бапниң бешида тилға елинған кичик балиға охшаш, итаәтчанлиққа үгинишимиз керәк. Бизгә мәлумки, Әйса Мәсиһ интайин қийин вәзийәтләрдиму Атисиниң ирадисини орунлиған. Шуңлашқа у Йәһваға: «Амма, мениң әмәс, бәлки сениң ирадәң болғай»,— дәп ейтқан (Луқа 22:42).

8. а) Йәһваниң һөкүмранлиғиға беқиниш көпинчә немә билән бағлиқ вә у буниңға қандақ қарайду? ә) Мәслиһәткә қулақ селишимизға вә тәлимни қобул қилишимизға немә ярдәм бериду? («Нәсиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин» намлиқ рамкиға қараң.)

8 Әлвәттә, бүгүнки күндә Пәрвәрдигар һәрбир адәм билән алайтән сөзләшмәйду, у өзиниң хәвирини Муқәддәс китап вә йәрдики вәкиллири арқилиқ йәткүзиду. Шуңлашқа Йәһваниң һөкүмранлиғиға беқинидиғанлиғимизни у тайинлиған яки һөкүмранлиқ қилишиға йол қойған адәмләрни һөрмәтләш арқилиқ көрситәләймиз. Лекин биз мошу адәмләргә қарши чиқип, мәсилән, уларниң Муқәддәс китапниң асасида бәргән мәслиһәтлири билән тәлимлирини рәт қилсақ, биз Аллани һақарәтлигән болимиз. Исраиллиқлар Муса пәйғәмбәргә қарши чиққанда, Худа бу ишни шәхсән өзигә болған һақарәт сүпитидә қобул қилди (Санлар 14:26, 27).

9. Немишкә йенимиздики кишигә болған меһир-муһәббәт һакимийәтни һөрмәтләшкә дәвәт қилиду? Мисал кәлтүрүң.

9 Шундақла һакимийәтни йеқинимизға болған меһир-муһәббәт сәвәвидин һөрмәтләймиз. Қандақларчә? Өзүңизни җәңчи дәп тәсәввур қилиң. Көп вақитларда ғалибийәт вә һәтта армияниң мәвҗутлиғи һәрбир әскәрниң әскәрбеши билән һәмкарлишишиға, уни һөрмәт қилип, беқинғанлиғиға бағлиқ. Тәртипни бузмақчи болсиңиз, башқа җәңчиләрниму хәвп-хәтәргә қоюсиз. Әпсус, армияләр инсанларға нурғун зулум-зәһмәтләрни елип кәлмәктә. Лекин Йәһва Худаниң қошунлири болса, пәқәт яхши ишларни қилиду. Муқәддәс китапта «Сәмавий қошунларниң сәрдари Худавәндә [Йәһва, ЙД]» дегән ибарә нәччә йүз қетим учришиду (Самуилниң 1-язмиси 1:3). У көплигән күч-қудрәтлик роһий мәвҗудатларға һөкүмранлиқ қилиду. Бәзи вақитларда Худа өзиниң йәрдики хизмәтчилирини қошунлар билән селиштуриду (Зәбур 68:11; Әзәкиял 37:1—10). Әгәр биз Йәһва рәһбәрлик қилишқа тайинлиған адәмләргә қарши чиқсақ, биз билән роһий җәңгә қатнишиватқан етиқатдашлиримизни хәвп-хәтәргә қоймаймизму? Мәсиһий тайинланған ақсақалларға қарши чиққанда, җамаәттики башқа адәмләргиму зиян йәткүзүши мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 12:14, 25, 26). Кичик бала ата-анисиға қарши чиққанда, аилә әзалириниң һәммиси азап чекиду. Һәмкарлиқ роһи билән иззәт-һөрмәтни риваҗландуруп, йенимиздики кишигә болған меһир-муһәббәтни көрситәләймиз.

10, 11. Немишкә һакимийәткә һөрмәт көрситиш бизгә пайда әкелиду дәп ейтишқа болиду?

10 Шундақла һакимийәткә һөрмәтлик билән қариғинимиз өзүмиз үчүн пайдилиқ екәнлигини чүшәнгәнлигимиз итаәтчан болушқа ярдәм бериду. Йәһва һакимдарларға һөрмәт билән қарашни әмир қилғанда, бу ишниң бизгә қандақ пайда әкелидиғанлиғини пат-пат ейтиду. Мәсилән, У балиларни узақ һәм бәхитлик һаят кәчүрүш үчүн ата-анилириға бойсунушқа дәвәт қилиду (Қанун шәрһи 5:16; Әфәсликләргә 6:2, 3). Бизниң роһий җәһәттин зиян тартмаслиғимиз үчүн У җамаәттики ақсақалларни һөрмәтләшкә үндәйду (Ибранийларға 13:7, 17). Шундақла бизниң ховупсизлиғимиз үчүн дөләт һакимийәтлиригә беқинишни әмир қилиду (Римлиқларға 13:4).

11 Йәһва Худаниң немә сәвәптин биздин һакимдарларға беқинишни тәләп қилидиғанлиғини чүшәнгинимиздә, һакимийәтни һөрмәтләш йенигирәк болиду. Һаятимизниң үч муһим даирисидә қандақ қилип һакимийәткә һөрмәт көрситәләйдиғанлиғимизни қараштурайли.

АИЛИДӘ ҺӨРМӘТ КӨРСИТИШ

12. Йәһва Худа әр һәм атиға аилидә қандақ вәзипә бәргән вә әр мошу вәзипини қандақ атқуруши керәк?

12 Аилиниң Асасчиси — Йәһва. Тәртипниң Худаси болғанлиқтин, у аилидә течлиқ вә тәртип һөкүм сүрүшини халайду (Коринтлиқларға 1-хәт 14:33). Пәрвәрдигар әр һәм атиға аилиниң беши болуш һоқуқини бәрди. Мәсиһниң җамаәткә башчилиқ қилишиға тәқлит қилиш арқилиқ әр өзиниң Беши Әйсаға һөрмәт көрситиду (Әфәсликләргә 5:23). Шундақ екән, әр өзиниң вәзипилиридин баш тартмастин, уларни җүръәтлик билән атқуруши керәк. У залим яки қопал болмастин, көйүмчан, меһрибан вә пәм-парасәтлик болуши лазим. Әр униң аилидики һоқуқи чәкләнгәнлигини әстә тутуши керәк: униң һоқуқи һечқачан Худаниң һоқуқидин үстүн турмайду.

Мәсиһий ата башчилиқ қилишта Әйсаға тәқлит қилиду

13. Қандақларчә аял һәм ана аилисидә өз вәзиписини Худаға йеқимлиқ һалда атқуралайду?

13 Аял яки ана ериниң ярдәмчиси вә мәдәткари. Униңму аилидә һоқуқи бар, сәвәви Муқәддәс китапта: «Анаңниң сөз-нәсиһитидин айрилма»,— дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 1:8). Әлвәттә, аялниң һоқуқи чәкләнгән, чүнки у ериға беқиниду. Мәсиһий аял ериға аилиниң беши болуш вәзиписини атқурушқа ярдәм берип, униң һоқуқини һөрмәтләйду. У ерини камситмайду һәм униң үстидин башчилиқ қилишқа вә башчилиқ қилиш һоқуқини егиләвелишқа тиришмайду. Әксичә, аяли уни барлиқ ишларда қоллап-қувәтләйду. Ериниң қарарлири көңлигә яқмиғанда, у өз пикрини һөрмәт билән ейталайду, бирақ йәнила ериға беқиниду. Әгәр ери мәсиһий болмиса, у һәрхил қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин, лекин өзиниң үлгилик жүрүш-туруши билән, бәлким, йолдишини һәқиқәткә келишкә дәвәт қилалайду (Петрусниң 1-хети 3:1ни оқуң).

Өйни патқақ қилған балисини меһрибанлиқ билән түзәватқан ата

14. Балилар Пәрвәрдигарни вә ата-анилирини қандақ хурсән қилалайду?

14 Балилар ата-анисиға қулақ салса, Йәһваниң қәлбини хурсән қилиду. Ата-анисиғиму һөрмәт көрситип, шатлиқ әкелиду (Пәнд-нәсиһәтләр 10:1). Пәқәт атиси яки аниси билән яшаватқан балиларму атиси яки аниси уларниң қоллап-қувәтлишигә вә ярдимигә муһтаҗ екәнлигини билип, уларға бойсунуши керәк. Аилә әзалириниң һәммиси Худа бәргән вәзипиләрни атқуруватқан аилиләрдә хатирҗәмлик вә шатлиқ һөкүм сүриду. Бу аилиниң асасини салған Йәһвани улуқлайду (Әфәсликләргә 3:14, 15).

ҖАМАӘТТИКИ ИЗЗӘТ-ҺӨРМӘТ

15. а) Йәһваниң һакимийитини һөрмәтләйдиғанлиғимизни җамаәттә қандақ көрситәләймиз? ә) Қайси принциплар җавапкәр бурадәрләргә бойсунушимизға ярдәм берәләйду? («Өзлиригә рәһбәрлик алидиғанларға итаәтчан болуңлар» намлиқ рамкиға қараң.)

15 Алла Әйса Мәсиһни җамаәтниң башчиси қилип тайинлиған (Колосилиқларға 1:13). Өз новитидә, Әйса «садиқ һәм әқил-парасәтлик қулға» Худаниң йәрдики хәлқиниң роһий еһтияҗлирини тәминләшни тапшурған (Мәтта 24:45—47). «Садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» — Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңиши. Биринчи әсирдики мәсиһийләрниң җамаәтлиригә охшаш, бүгүнки күндики ақсақалларму мәслиһәт билән рәһбәрликни беваситә Рәһбәрлик кеңәштин яки униң вәкиллири арқилиқ, мәсилән, сәйяр назарәтчиләр арқилиқ алиду. Ақсақалларниң һакимийитини һөрмәтләш арқилиқ һәрқайсимиз Худаға бойсунуватқанлиғимизни көрситимиз (Салоникилиқларға 1-хәт 5:12; Ибранийларға 13:17ни оқуң).

16. Қайси мәнада ақсақаллар муқәддәс роһ билән тайинлиниду?

16 Ақсақаллар билән хизмәт ярдәмчиләр намукәммәл. Уларниңму бизгә охшаш камчилиқлири бар. Шундақ болсиму ақсақаллар — җамаәтниң роһий җәһәттин күчлүк болушиға ярдәмлишиш үчүн инсанлар сүпитидә берилгән һәдийәләр (Әфәсликләргә 4:8). Ақсақаллар муқәддәс роһ арқилиқ тайинлиниду (Әлчиләр 20:28). Немишкә мошундақ дейишкә болиду? Чүнки, әң алди билән, улар Худаниң илһамландурулған Сөзидә йезилған тәләпләргә мувапиқ болуши керәк (Тимотийға 1-хәт 3:1—7, 12; Титқа 1:5—9). Ақсақаллар бирәр бурадәрниң Муқәддәс китаптики тәләпләргә мувапиқ болуш-болмаслиғини қараштурғанда, дуа қилип, Йәһвадин муқәддәс роһниң рәһбәрлигини сорайду.

17. Немишкә мәсиһий аял бәзи җамаәт вәзипилирини атқурғанда, бешиға яғлиқ салиду?

17 Бәзидә җамаәттә вәзилик хизмәт учришишлирини өткүзүштәк адәттә бурадәрләргә берилидиған вәзипиләрни атқуридиған ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчиләр йоқ болуши мүмкин. Мошундақ әһвалларда бу вәзипиләрни башқа чөмдүрүлгән бурадәрләр атқурса болиду. Әгәр шундақ бурадәрләр болмиса, бу вәзипиләрни лаяқәтлик қериндашлар атқурса болиду. Лекин чөмдүрүлгән бурадәрниң вәзиписини қериндаш орунлиғанда, у бешиға яғлиқ салидуa (Коринтлиқларға 1-хәт 11:3—10). Бу тәләп аялларни камситмайду. Әксичә, у аилидә вә җамаәттә Йәһва орунлаштурған башчилиққа һөрмәт көрситишкә мүмкинчилик бериду.

ДӨЛӘТЛИК ҺАКИМИЙӘТНИ ҺӨРМӘТЛӘШ

18, 19. а). Римлиқларға 13:1—7дә берилгән принципларни қандақ чүшәндүрүп берәттиңиз? ә) Дөләтлик һакимийәтни һөрмәтләйдиғанлиғимизни қандақ көрситимиз?

18 Һәқиқий мәсиһийләр Римлиқларға 13:1—7гичә (оқуң) берилгән принципларға пак виждан билән әмәл қилиду. Мошу үзүндидики «жуқуриқи һакимийәтләр» дегән ибарә дөләтлик һакимийәтләрни билдүриду. Йәһва Худа мошу һакимийәтләрниң моҗут болуп турушиға йол қойидикән, улар бәлгүлүк мөлчәрдә тәртип орнитиду вә хәлиққә һаҗәтлик хизмәт көрситип, муһим ишларни атқуриду. Биз қанунларни орунлаш арқилиқ мошу һакимийәтләргә һөрмәт көрситимиз. Мәсилән, биз барлиқ селиқларни төләймиз, һакимийәт биздин тәләп қилидиған һөҗҗәтләрни дурус толдуримиз вә бизниң аилимизгә, хизмитимизгә яки мал-мүлкимизгә мунасивәтлик барлиқ қанунларни орунлаймиз. Лекин дөләт һакимийәтлири биздин Худаниң қанунини бузушни тәләп қилса, әлчиләрниң «Биз һөкүмран сүпитидә инсанларға әмәс, бәлки Худаға беқинишимиз керәк» дегән сөзлирини қайтилап, уларға беқинмаймиз (Әлчиләр 5:28, 29). («Кимниң һакимийитигә бойсунушум керәк?» намлиқ рамкиға қараң.)

КИМНИҢ ҺАКИМИЙИТИГӘ БОЙСУНУШУМ КЕРӘК?

Принцип: «Пәрвәрдигар бизниң Ниҗаткар-сотчимиздур, Пәрвәрдигар бизниң Қанун бәргүчимиздур, Пәрвәрдигар бизниң Падишайимиздур» (Йәшая 33:22).

Мулаһизә қилиш үчүн соаллар:

  • Әгәр мениңдин Йәһваниң өлчәмлирини бузушни тәләп қилинса, немә қилаттим? (Мәтта 22:37—39; 26:52; Йоһан 18:36).

  • Әгәр Йәһваниң әмирлирини орунлишим мәнъий қилинса, немә қилаттим? (Әлчиләр 5:27—29; Ибранийларға 10:24, 25).

  • Һакимийити барларға бойсунушимға немә ярдәм бериду? (Римлиқларға 13:1—4; Коринтлиқларға 1-хәт 11:3; Әфәсликләргә 6:1—3).

19 Шуниң билән дөләт һакимийәтлирини һөрмәтләйдиғанлиғимиз жүрүш-турушимиздин көрүниду. Бәзидә дөләт хизмәтчилири билән беваситә алақә қилишимизға тоғра келиду. Әлчи Паул Һирод Агрипа падиша вә һөкүмран Фест қатарлиқ әмәлдарлар билән мунасивәт қилған. Гәрчә бу кишиләрниң җиддий камчилиқлири болсиму, Паул уларға һөрмәт билән мураҗиәт қилған (Әлчиләр 26:2, 25). Паулға тәқлит қилип, һөкүмәт хизмәтчиси билән, мәйли у дөләт әмәлдари болсун, мәйли аддий сақчи болсун, һөрмәтлик сөзлишимиз. Мәктәптә яш мәсиһийләр муәллимләргә, мәктәп рәһбәрлиригә һәм башқа ишчиларға иззәт-һөрмәт көрситишкә тиришиду. Әлвәттә, биз етиқадимизни қоллайдиғанларғила әмәс, бәлки Йәһва гувачилирини яқтурмайдиғанларғиму һөрмәт көрситимиз. Йәһваға етиқат қилмайдиғанлар бизниң уларға болған иззәт-һөрмитимизни һис қилиши керәк (Римлиқларға 12:17, 18ни оқуң; Петрусниң 1-хети 3:15).

20, 21. Һакимийәтни һөрмәт қилғанлиғимиз қандақ бәрикәтләрни әкелиду?

20 Башқиларға ихлас билән һөрмәт көрситәйли. Әлчи Петрус: «Һәр түрлүк инсанларни иззәтләңлар»,— дегән (Петрусниң 1-хети 2:17). Сәмимий һөрмәт көрсәткәнлигимиз адәмләргә қаттиқ тәсир қилиши мүмкин. Есиңларда болсун, бу хисләт һазир камдин-кам учришиду. Адәмләрни һөрмәт қилсақ, Әйсаниң: «Шундақла силәрниң йоруғуңларму адәмләр алдида шундақ йорусунки, улар силәрниң яхши ишлириңларни көрүп, асмандики Атаңларни мәдһийилисун»,— дегән әмрини орунлаймиз (Мәтта 5:16).

21 Роһий зулмәттә яшаватқан қәлби пак адәмләр роһий йоруқлуққа интилиду. Шуниң үчүн биз аилидә, җамаәттә вә башқа җайларда һөрмәт көрсәткинимиздә, бәлким, кимду-бирси биз билән йоруқлуқта жүрүшни халайдиған болиду. Бу нәқәдәр әҗайип үмүт! Һәтта шундақ иш йүз бәрмисиму, буниңға ишәнчимиз камил: адәмләргә болған иззәт-һөрмитимиз Йәһва Худани хурсән қилиду вә униң меһир-муһәббитидә қелишимизға ярдәм бериду. Буниңдин артуқ мукапатниң болуши мүмкинму?!

a Бу принципни қоллинишниң бирнәччә мисали қошумчиниң «Қачан вә немә үчүн бешиға яғлиқ селиш керәк?» намлиқ мақалисидә қараштурулиду.

«НӘСИҺӘТНИ АҢЛИҒИН, ТӘРБИЙӘНИ ҚОБУЛ ҚИЛҒИН»

Шәйтанниң исиянкар вә явуз роһи дунияға сиңип кәткән. Муқәддәс китапта Шәйтан «һаваниң һакимийити билән буйриғучи» дәп атилиду вә униң роһи «һазир беқинмаслиқниң пәрзәнтлиридә һәрикәт қиливатқанлиғи» ейтилиду (Әфәсликләргә 2:2). Бүгүнки күндә нурғун адәмләр башқиларниң һакимийитигә тамамән бойсунмай яшашни халайду. Әпсус, һәтта мәсиһий җамаәттики гайибир адәмләрму мустәқиллиқ роһиға гириптар болған. Мәсилән, ақсақал меһрибанлиқ билән әхлақсиз вә рәһим-шәпқәтсиз көңүл ечишлардин агаһландуруши мүмкин, лекин кимду-бирси бу агаһландурушқа риайә қилмаслиғи яки уни ғәзәплинип рәт қилиши мүмкин. Һәрқайсимиз Пәнд-нәсиһәтләрдики: «Нәсиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин, ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән»,— дегән сөзләргә әмәл қилишимиз керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 19:20).

Бу ишта бизгә немә ярдәм бериду? Адәмләрниң мәслиһәтни яки тәлим-тәрбийәни немишкә рәт қилидиғанлиғиниң кәң тарқалған үч сәвәвини вә Муқәддәс китапниң буниңға нисбәтән көзқаришини қараштурайли.

  • «Маңа бу мәслиһәт орунсиздәк көрүниду». Бәлким, берилгән мәслиһәт бизниң шараитимизға анчә тоғра кәлмәйду вә мәслиһәт бәргүчи ишниң маһийитини толуқ чүшәнмәйду дәп ойлишимиз мүмкин. Еһтимал, бу мәслиһәтни бирдинла рәт қилғумиз келиду (Ибранийларға 12:5). Һәммимиз намукәммәл болғанлиқтин, көзқаришимизни өзгәрткинимиз тоғра болар? (Пәнд-нәсиһәтләр 19:3). Мүмкин, мәслиһәт һәқиқәтән орунлуқ болғанду? Нәқ мошуниңға диққәт ағдурушимиз керәк. Худаниң Сөзи бизгә: «Алған тәрбийәңни чиң тут, қолуңдин кәткүзмигин, уни убдан аманәт қилғин, чүнки у сениң һаятиңдур»,— дәп мәслиһәт бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 4:13).

  • «Маңа мәслиһәтниң қандақ берилгәнлиги яқмайду». Һәқиқәтән, Худаниң Сөзидә мәслиһәтни қандақ бериш керәклигигә алаһидә диққәт қилиниду (Галатилиқларға 6:1). Муқәддәс китапта шундақла: «Һәммиси гуна қилди һәм Пәрвәрдигарниң шөһритидин мәһрум болди»,— дейилгән (Римлиқларға 3:23). Пәқәт камил адәмла мукәммәл мәслиһәт берәләйду (Яқуп 3:2) Амма Йәһва бизгә мәслиһәт бериш үчүн мукәммәлсиз адәмләрни пайдилиниду. Шуңлашқа мәслиһәтниң қандақ берилгәнлигигә артуқчә көңүл бөлмәслик дана болиду. Әксичә, мәслиһәтниң өзигә диққәт ағдуруп, уни әмәлийәттә қандақ қоллиниш керәклиги тоғрилиқ дуа қилип мулаһизә қилишимиз керәк.

  • «Униң маңа мәслиһәт беришигә һоқуқи йоқ!» Әгәр камчилиқлири түпәйлидин бир адәмниң бизгә мәслиһәт беришигә һоқуқи йоқ дәп ойлисақ, жуқурида көрситилгән ойлар һәққидә ойлинип көрүшимиз һаҗәт. Шуниңға охшаш, әгәр йешимиз, тәҗрибимиз вә җамаәттики вәзипилиримиз түпәйлидин биз мәслиһәткә муһтаҗ әмәс дәп ойлисақ, у чағда ой-пикримизни өзгәрткинимиз дурус болиду. Қедимий Исраилда падиша муһим вәзипиләрни атқурған, лекин у пәйғәмбәрләрниң, роһанийларниң вә башқиму пухраларниң мәслиһәтлиригә қулақ селиши керәк еди (Самуилниң 2-язмиси 12:1—13; Тарихнамә 2-язма 26:16—20). Бүгүнки күндә Худаниң тәшкилатида мәслиһәт бериш үчүн намукәммәл әр кишиләр тайинлиниду вә йетилгән мәсиһийләр бу мәслиһәтләрни ихлас билән қобул қилиду вә қоллиниду. Тәҗрибимиз билән вәзипилиримиз башқиларға қариғанда көпирәк болса, мәслиһәтләрни пәм-парасәтлик вә кәмтәрлик билән қобул қилип, қоллиништа техиму тиришип үлгә көрситишимиз керәк (Тимотийға 1-хәт 3:2, 3; Титқа 3:2).

Һәммимизниң мәслиһәтләргә муһтаҗ екәнлигимиз айдин ениқ. Шуниң үчүн, мәслиһәтләрни ихлас билән қобул қилип, итаәтчанлиқ билән қоллинишқа вә мошу бебаһа һәдийә үчүн Йәһваға чин жүрәктин миннәтдар болушқа майил болайли. Дәрһәқиқәт, мәслиһәтләр — Пәрвәрдигарниң бизгә болған меһир-муһәббитиниң ярқин ипадисидур. Биз болсақ Униң меһир-муһәббитидә қелишни халаймиз (Ибранийларға 12:6—11).

«ӨЗЛИРИГӘ РӘҺБӘРЛИК АЛИДИҒАНЛАРҒА ИТАӘТЧАН БОЛУҢЛАР»

Қедимий заманларда Исраил хәлқидә бәлгүлүк тәртип орнитиш зөрүрийити пәйда болди. Муса пәйғәмбәр хәтәрлик чөл-баяванда башлап кетип барған миллионлиған адәмләрни ялғуз өзи башқуралматти. У немә қилди? «Муса һәммә Исраилдин қабилийәтлик әр кишиләрни таллап, уларни хәлиқниң үстидин миңбеши, йүзбеши, әлликбеши һәм онбеши қилип қойди» (Чиқиш 18:25).

Бүгүнки күндики мәсиһийләр җамаитидиму бәлгүлүк тәртип болуши керәк. Шуңлашқа вәзилик хизмәт топида назарәтчи, җамаәттә болса ақсақаллар бар; бирнәччә җамаәткә наһийилик назарәтчи ғәмхорлуқ қилиду; мәмликәттә мәмликәт комитети яки Филиалниң комитети иш елип бариду. Мошундақ тәртип арқилиқ падичи вәзиписини атқуруватқан һәрбир бурадәр өзигә тапшурулған Худаниң қойлириға йетәрлик дәриҗидә көңүл бөләләйду. Бу падичилар Йәһва билән Әйса Мәсиһкә һесават бериду (Әлчиләр 20:28).

Шуңа һәрбиримиздин бу тәртипкә итаәтчан болуш вә беқиниш тәләп қилиниду. Биз биринчи әсирдә рәһбәрлик қилған бурадәрләрни һөрмәтлимигән Диотрепқа охшап қелишни халимаймиз (Йоһанниң 3-хети 9, 10). Әксичә, әлчи Паулниң: «Араңларда өзлиригә рәһбәрлик алидиғанларға итаәтчан болуп, беқиниңлар, чүнки улар һесават бәргүчиләр болуп, силәрниң җанлириңлар һәққидә тохтимай ғәмхорлуқ қилмақта; буни улар уһ тартмай, хурсәнлик билән қилсун, болмиса бу силәргә зиян елип келиду»,— дегән сөзлиригә қулақ селишни халаймиз (Ибранийларға 13:17). Бәзибирлири рәһбәрлик қилғучиларниң қарарлири көңлигә яққанда, итаәтчанлиқ көрситиду. Лекин шу қарар билән келишмигәндә яки униң қобул қилинғанлиғиниң сәвәплирини чүшәнмигәндә, беқиништин баш тартиду. Шуни әстә сақлишимиз керәкки, итаәтчан болуш һәтта биз халимиған вақиттиму бойсунушни билдүриду. Һәрбиримиз өзүмиздин: «Мән рәһбәрлик қилидиғанларниң сөзигә киримәнму вә уларға беқинимәнму?»— дәп соришимиз керәк.

Әлвәттә, Худаниң Сөзидә җамаәттә қилинидиған ишларниң һәммиси барлиқ тәпсилатлири билән чүшәндүрүлмәйду. Лекин Муқәддәс китапта: «Пәқәт һәммә нәрсә тәртиплик һәм тәшкиллик һалда өтсун»,— дәп ейтилиду (Коринтлиқларға 1-хәт 14:40). Рәһбәрлик кеңәш бу принципқа риайә қилип, җамаәт ишлириниң тәртиплик һәм уюштурулған һалда атқурулуши үчүн йолбашчилиқ һәм көрсәтмиләрни бериду. Җамаәттики ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчиләр болса, мундақ рәһбәрликкә тәйярлиқ билән риайә қилип, итаәтчан болушниң үлгисини көрситиду. Шундақла улар өз новитидә назарәтчилик вәзиписи берилгән бурадәрләргә «беқинишқа тәйяр» болуп, «әқил-парасәтликни» көрситиду (Яқуп 3:17). Шуниң үчүн һәрбир топта, җамаәттә, наһийидә вә мәмликәттә иттипақ вә тәртипни сақлап, «бәхитлик Худаға» шан-шәрәп елип келидиған етиқатдашлар бар (Коринтлиқларға 1-хәт 14:33; Тимотийға 1-хәт 1:11).

Шундақла итаәтсизлик роһиниң немишкә зиян кәлтүридиғанлиғи Паулниң Ибранийларға 13:17дә йезилған сөзлиридә тәкитлиниду. Мошу сәвәптин мәсъул бурадәрләр өзлириниң вәзиписини «уһ тартип» атқуриду. Җамаәттә кимду-бирси һәмкарлишиштин баш тартип, исиянкар роһ көрсәтсә, мәсъул бурадәрләр үчүн муқәддәс хизмәт еғир жүккә айлинип қелиши мүмкин. Өз новитидә бу әһвал «силәргә», йәни пүтүн җамаәткә, зиян кәлтүриду. Әлвәттә, адәм Худаниң тәртивигә беқиништин баш тартса, башқиму зиян кәлтүрүлиду. Мәсиһийниң тәкәббурлуғи бойсунушқа тосалғу болса, бу униң әрштики Атиси билән болған мунасивитигә сәлбий тәсир қилип, роһий һалитигә зиян йәткүзиду (Зәбур 138:6). Келиңлар, һәммимиз бойсунуп, итаәтчан болушқа қәтъий бәл бағлайли.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш