Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • th 8-дәрис, 11-б.
  • Мисалларни ишлитип тәлим бериш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Мисалларни ишлитип тәлим бериш
  • Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Охшаш мәлумат
  • Асасий ойларни мисал билән чүшәндүрүң
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2021)
Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
th 8-дәрис, 11-б.

8-ДӘРИС

Мисалларни ишлитип тәлим бериш

Кәлтүрүлгән айәт

Мәтта 13:34, 35

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Мисаллар арқилиқ тәлим бериш маһаритини өстүрүш. Тиңшиғучиларни қизиқтуридиған аддий мисалларни ишлитип, асасий ой-пикирни йәткүзүш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Аддий мисалларни таллаш. Әйсаниң тәлим бериш усулини үлгә қилип, чоңқур ой-пикир яки мурәккәп тәлимләрни һәммигә мәлум аддий мисалларни яки сөзләрни ишлитип чүшәндүрүң. Кәлтүрүлгән мисал билән асасий ой-пикир оттурисидики бағлинишни тиңшиғучиларниң көрүп йетишигә көз йәткүзүң. Мисалларға мунасивәтсиз ушшақ-чүшшәк тәпсилатларни қошмаң. Болмиса, улар асасий ой-пикиргә диққитини қариталмаслиғи мүмкин.

    Әмәлий қоллинидиған ой-пикирләр

    Күзитишкә яки байқашқа маһир болуң. Әтрапиңиздики иш вақиәләргә яки нәрсиләргә диққәт ағдуруң, Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятларни оқуң вә тәҗрибилик қериндашлардин мәслиһәт сораң. Мисаллар билән тәлим бериш маһаритини өстүрүшкә ярдәм беридиған тәмсилләрни йезивелиң вә сақлап қоюң.

  • Мисал таллиғанда тиңшиғучиларни нәзәрдә тутуш. Тиңшиғучиларниң иш-паалийәтлири вә қизиқишлири билән мунасивәтлик мисалларни таллаң. Таллиған мисалиңиз тиңшиғучиларни хиҗаләт қилмисун яки рәнҗитип қоймисун.

  • Асасий ой-пикирни йәткүзүш. Мисални чүшәндүргәндә ушшақ-чүшшәк тәпсилатларни әмәс, асасий ой-пикирни тәкитләң. Тиңшиғучиларниң пәқәт шу мисалнила әмәс, бәлки шу мисал билән бағлинишлиқ асасий ой-пикирни әстә сақлишиға көңүл бөлүң.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш