10-ДӘРИС
Йәһва гувачилириниң жиғилишлириға қатнишишниң қандақ пайдиси бар?
Сиз Йәһва гувачилириниң жиғилишиға қатнишип баққанму? Техи қатнашмиған болсиңиз, биринчи қетим қатнашқанда хиҗил болуп, өзүңизни әркин һис қилмаслиғиңиз мүмкин. Бәлким, сиз: «Бу жиғилишларда немә иш қилиду? Жиғилишларға қатнишиш немә үчүн муһим вә униңға чоқум қатнишишим керәкму?»— дәп ойлишиңиз мүмкин. Башқилар билән жиғилишларға қатнишиш сизни Яратқучи Йәһваға техиму йеқинлаштуридиғанлиғи вә шәхсән сизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғи һәққидә билисиз.
1. Бирликтә жиғилип җәм болушниң муһим сәвәви немә?
Зәбур язғучиси башқилар билән жиғилип җәм болушниң муһимлиғини қандақ көрсәткәнлигигә қарап бақайли: «Чоң җамаәт ичидә туруп Саңа болған мәдһийилиримни җакалаймән» (Зәбур 22:22, КТ). Худди шуниңға охшаш, Йәһва гувачилириму бирликтә җәм болуп, шат-хорамлиққа чөмиду. Дунияниң һәммә җайлирида улар һәр һәптә Худани мәдһийиләп, нахша ейтиш вә дуа қилиш үчүн жиғилиду. Йәнә улар ибадәт қилиш үчүн, жилда нәччә қетим чоң жиғилишларға қатнишиду.
2. Жиғилишларда немини үгинисиз?
Жиғилишлиримизда Худаниң Сөзи чүшәндүрүлиду (Нәһәмия 8:8ни оқуң). Жиғилишларға қатнишип, Яратқучи Йәһва вә Униң есил пәзиләтлири һәққидә үгинәләйсиз. Униң сизгә болған меһир-муһәббити тоғрисида көпирәк билим алғансири, Униңға техиму йеқинлишисиз. Йәнә тинч-хатирҗәм яшишиңизға, Униң қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини биләләйсиз (Йәшая 48:17, 18).
3. Жиғилишлиримизда башқилар билән учришип, параңлишишниң сиз үчүн қандақ пайдиси бар?
Муқәддәс китапта мундақ нәсиһәт берилгән: «Меһир-муһәббәткә вә яхши ишларға дәвәт қилиш үчүн, бир-биримизгә диққәтчан болайли. Бәзиләр адәтләнгәндәк,... учришишлиримизни қалдурмайли» (Ибранийларға 10:24, 25). Жиғилишлиримизда сизгә һәқиқий көңүл бөлидиған кишиләрни, йәни сизгә охшаш Худа Сөзини үгинишкә қизиқидиғанларни учритисиз. Сиз Муқәддәс китаптин илһам беридиған ой-пикирләрни аңлайсиз (Римлиқларға 1:11, 12ни оқуң). Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәргән кишиләр билән тонушалайсиз. Мана булар давамлиқ жиғилип, җәм болушимизниң бәзи сәвәплиридур. Йәһва буни бәк халайду.
ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ
Йәһва гувачилири жиғилишлирида немә иш қилиду вә немә үчүн шу жиғилишларға қатнишишқа әрзийдиғанлиғи һәққидә биливелиң?
4. Йәһва гувачилириниң жиғилишлири
Биринчи әсирдә Әйсаниң әгәшкүчилири дайим җәм болуп, Йәһваға ибадәт қилған (Римлиқларға 16:3—5). Колосилиқларға 3:16ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
Әйсаниң дәсләпки әгәшкүчилири Йәһваға қандақ ибадәт қилған?
Бүгүнки күндиму Йәһва гувачилири давамлиқ жиғилип ибадәт қилиду. Уларниң жиғилишта немә иш қилидиғанлиғини билиш үчүн, бу ВИДЕОНИ көрүң. Кейин җамаәт жиғилишиниң сүрәтлиригә қарап, төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.
Жиғилишларда немә иш болидиғанлиғи билән Колосилиқларға 3:16дә оқуғанлириңиз арисида қандақ охшашлиқ барлиғиға диққәт қилдиңизму?
Бу видеода вә сүрәттә жиғилиш тоғрисида диққәт қилғанлириңиздин немини яқтурдиңиз?
Коринтлиқларға 2-хәт 9:7ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
Немә үчүн Йәһва гувачилири ибадәт жиғилишлириға кәлгәнләрдин пул жиғмайду?
Муқәддәс китап үгитиватқан Йәһва гувачиси билән бу һәптидики жиғилишларда немиләр муһакимә қилинидиғанлиғиға қарап беқиң.
Сизниңчә, жиғилишниң қайси бөлүги сиз үчүн қизиқарлиқ вә пайдилиқ болиду?
Сиз биләмсиз?
jw.org торбетидин дунияниң һәммила җайлирида өткүзүлидиған жиғилишларниң орни вә вақтини тапалайсиз.
А. Жиғилишлиримизда нутуқлар, үлгә көрситишләр вә видеолар болиду. Жиғилишлар нахша вә дуа билән башлиниду вә ахирлишиду
Ә. Жиғилишларниң бәзи бөләклиридә қатнашқучилар өз ой-пикрини баян қилиду
Б. Жиғилишларға әр-аял, чоң-кичик, һәммиси қатнишиду
В. Йәһва гувачилири ианә беришни тәләп қилип, алдиңизға кәлмәйду
5. Жиғилишларға қатнишиш үчүн күч чиқиришқа тоғра келиду
Әйса пәйғәмбәрниң аилисидикиләр һәққидә ойлап көрәйли. Улар һәр жили Насирәдин Йерусалимдики ибадәтханиға бериш үчүн, тағ йоллирини бесип, үч күн сәпәр қилиши керәк еди. Луқа 2:39—42ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Сизниңчә, бу Йерусалимға бериш сәпири асан болғанму?
Немә үчүн жиғилишларға қатнишиш үчүн күч чиқиришиңизға тоғра келиду?
Сизниңчә, шундақ қилишқа әрзәмду? Немә үчүн?
Муқәддәс китапқа асасланғанда, жиғилип Йәһваға ибадәт қилиш бәк муһим. Ибранийларға 10:24, 25ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
Немә үчүн жиғилишларға дайим қатнишишимиз керәк?
БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Ибадәт қилиш үчүн башқилар билән жиғилишниң һаҗити йоқ. Өзүңиз өйдә олтирип ибадәт қилалайсиз».
Қайси айәт яки Муқәддәс китаптики мисаллар Йәһваниң биздин немини тәләп қилидиғанлиғини көрситиду?
ХУЛАСӘ
Жиғилишларға қатнишиш Яратқучи Йәһва һәққидә көпирәк билим елишиңизға, Униң билән болған достлуғиңизни күчәйтишкә вә башқилар билән бирликтә ибадәт қилишқа ярдәм бериду.
Тәкрарлаш
Немә үчүн Йәһва бизни башқилар билән бирликтә жиғилишқа дәвәт қилиду?
Йәһва гувачилириниң жиғилишлирида немини үгинисиз?
Сизниңчә, жиғилишларға қатнишишниң қандақ пайдиси бар?
ИЗДИНИП КӨРҮҢ
Жиғилишларға бериштин әнсиригән болсиңиз, шундақ әнсиригән бир кишиниң жиғилишларни яқтуруп қалғанлиғини көрүң.
«Бизни қандақ қарши алғанлиғини һечқачан унтумаймиз!» (4:16)
Бир яш жигитниң жиғилишқа қатнишип, қандақ хошал болғанлиғи вә дайим қатнишиш үчүн немә иш қилғанлиғини көрүң.
Башқиларниң жиғилишқа қатнишиш һәққидә немә дәйдиғанлиғини билип беқиң.
«Немә үчүн җамаәт жиғилишлириға қатнишиш керәк?» (Торбәттики мақалә)
Қара җәмийәтниң әзаси болған зораван бир кишиниң Йәһва гувачилириниң бир жиғилишиға қатнашқандин кейин, һаятида қандақ өзгиришләрни қилғанлиғини көрүп беқиң.
«Мән йенимға қурал салмай, һеч йәргә барматтим» («Күзитиш мунари» 2014-жил, 1-июль)