«Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири
7—13 НОЯБРЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПАДИШАЛАР 2-ЯЗМА 5, 6
«Қорқма, чүнки биз билән болғанлар улардин ешип чүшиду»
it «Елиша»
Исраил падишаси Йәһорам һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә, Сүрийә падишаси Исраилға туюқсиз һуҗум қилишни тәйярлиған. Амма Елиша пәйғәмбәр Бенадад II падишаниң планини бир нәччә қетим бузған. У Йәһорам падишаға сүрийәликләрниң һәрбир қәдимини ейтип бәргән. Авал Бенадад униң әскәрлириниң арисида сатқун бар дәп ойлиған. Мошу мәсилини һәл қилишқа тиришқанда, у Дотан шәһиригә әскәрлирини әвәтип, Елишани тутувелишини буйриған. Шәһәр атлиқ әскәрләр вә җәң һарвулар билән қоршалған еди. Елишаниң қули қорқуп кетиду, лекин Елиша пәйғәмбәр Худа униң көзини ашсун дәп дуа қилиду, шу чағда «у пүткүл тағниң үстидә болған отлуқ атлар билән җәң һарвуларни көрди» (П2я 6:8—19).
w13 15/8 30-б., 2-абз.
Гәрчә дүшмәнләр Дотан шәһирини қоршавалған болсиму, Елиша пәйғәмбәр хатирҗәм болуп қалған. Чүнки униң Йәһва Худаға болған ишәнчиси мәһкәм еди. Бизгиму шундақ мәһкәм ишәнч керәк. Шуңлашқа, дуада Йәһва Худадин муқәддәс роһни сорайли. Шундақ қилип, биз ишәнчимизни вә башқа хисләтләрни көрситәләймиз (Луқа 11:13; Гал. 5:22, 23).
it «Қарғулуқ»
Сүрийәлик әскәрләрниң қарғу болуп қелиши, ениқки психика тәрәптин қарғу болған еди. Әгәр әскәрләр удул мәнада қарғу болуп қалған болса, уларни қолидин тутуп елип чиқиш керәк еди. Лекин Муқәддәс китапта Елиша пәйғәмбәр уларға «бу силәр издигән йол әмәс вә силәр издигән шәһәр әмәс; мениң кәйнимдин әгишиңлар», дегән. Шундақ қарғулуқ тоғрилиқ У. Джеймс психолог мундақ язған: «Адәм көрүватқан нәрсиләрниң мәнасини чүшиниш қабилийитидин айрилиду. Психика тәрәптин ейтқанда, әскәрләр көрүш сәзгүси вә улар көрүватқан нәрсиләрниң немини билдүридиғанлиғиниң арисидики бағлинишини йоқатқан». Сүрийәлик әскәрләр Самарийәгә кәлгәндә, Йәһва Худа уларниң көзлирини ачти (П2я 6:18—20).
Роһий гөһәрләрни издәйли
w05 1/8 9-б., 2-абз.
5:15, 16: Немишкә Елиша пәйғәмбәр әскәр беши Нааманниң соғисини алмиди? Елиша пәйғәмбәр әскәр беши Нааманни өзиниң күчи билән әмәс, Йәһва Худаниң күчи билән сақайтқанлиғини етирап қилған, шу сәвәптин у соғини алмиған. Худа тәйинлигән вәзипини өз пайдиси үчүн қоллиниш униң үчүн әқилгә сиғмайдиған бир нәрсә болған еди.
14—20 НОЯБРЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПАДИШАЛАР 2-ЯЗМА 7, 8
«Йәһва Худа күтүлмигән ишларни қилалайду»
it «Елиша»
Елиша пәйғәмбәр Йәһорам падишани әтиси молчилиқ болиду дәп ишәндүргән. Падишаниң әмәлдари бу пәйғәмбәрлик сөзләрниң үстидин күлгән. Шу чағда Елиша униңға: «Мана, сиз өз көзүң билән көрисиз, амма йемәйсиз» дегән. Йәһва Худа шундақ қилған еди, сүрийәлик әскәрләр вараң-чуруң аңлиғандәк болған. Шуңа уларға зор бирләшкән әскәрләр һуҗум қиливатқандәк көрүнди. Улар лагерини вә бар озуқ-түлүкни ташлап қечишқа башлайду. Буни аңлиған падиша әмәлдариға Самарийә дәрвазисини күзитишни буйруйду. Амма ач қалған исраиллар сүрийәликләрниң лагериға жүгүргәндә, падишаниң әмәлдарини дәсәп өлтүрүветиду. Шундақ қилип, у тамақларни көриду, лекин йейәлмәй қалиду (П2я 6:24—7:20).
Роһий гөһәрләрни издәйли
it «Чирақ»
Давут әвладидин чиққан падишалар. Йәһва Худа Давут падишани Исраилниң тәхтигә олтарғузған. У Худаниң рәһбәрлигигә риайә қилип хәлиқни даналиқ билән башқурған. Шуңа уни «Исраилниң чириғи» дәп атиған (С2я 21:17). Йәһва Худа Давут билән падишалиқ тоғрисида келишим түзүп, мундақ вәдә қилған: «Тәхтиң әбәт мустәһкәм болиду!» (С2я 7:11—16). Демәк, Давутниң оғли Сулайман әвладидин чиққан һөкүмранлар Исраилға «чирақ» еди (П1я 11:36; 15:4; П2я 8:19; Т2я 21:7).
21—27 НОЯБРЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПАДИШАЛАР 2-ЯЗМА 9, 10
«У җасарәт, җүръәтлик вә қизғинлиқ билән һәрикәт қилған»
w11 15/11 3-б., 2-абз.
Исраил хәлқиниң әһвали мүшкүл болғанда Тәңри Йәһва Йәһуға алаһидә тапшуруқ бәргән. Шу вақитта пүтүн хәлиқ зулум ханиш Изәбәлниң қол астида болған. Изәбәл Ахабниң тул аяли вә тәхттә олтарған Йорам падишаниң аписи еди (П2я 9:22; П1я 18:4, 13). Изәбәл ханиш сахта илаһ Баалға чоқунушини илгири сүргүзгән, Йәһва Худаға болған ибадәткә қарши чиқип, униң пәйғәмбәрлирини өлтүривәткән, бузуқчилиқлири вә җадугәрлиги билән хәлиқни бузған.
w11 15/11 4-б., 2, 3-абз.
Йорам падиша Йәһуни көруп, униңдин: «Йәһу, течлиқ билән кәлгәнсән?»— дәп сориған. У болса: «Немә течлиқ болуши мүмкин, сениң анаң Изәбәл паһишилиқ қилип, көплигән җадугәрликләрни қиливатса?»— дәп вақириған. Бу сөзләрни аңлиған Йорам сәрсанигә чүшүп, бурулуп қачай дегәндә, Йәһу дәрру оқ-яни атқанда, Йорамнниң жүрүгини тешип чиққан. Шундақ қилип, у ат һарвусиға жиқилип чүшкән. Гәрчә Ахазия қечип қутулған болсиму, кейин Йәһу уни тепивелип өлтүрүвәткән (П2я 9:22—24, 27).
Зулум ханиш Изәбәл өлүши керәк еди. Йәһу уни «ләнити аял» дәп атиған. Йәһу Йизриәл шәһиригә киргәндә, өз падиша сарийиниң деризисидин қарап турған Изәбәлни көрүп қалған. Көп сөз қилмайла, Йәһу әмәлдарларға Изәбәлни деризидин ташлаветишни буйруған. Исраилни гунаға патурған шу аялни Йәһуниң атлири дәссәп өлтүрүвәткән. Шуниңдин кейин Йәһу зулум Ахабниң башқиму уруқ-туққанлирини өлтүргән (П2я 9:30—34; 10:1—14).
w11 15/11 5-б., 3, 4-абз.
Йәһуниң көп қан төккәнлиги раст. Йәһу Исраил хәлқини Изәбәл билән униң аилисиниң хорлиғидин азат қилған.Мошундақ ишни пәқәт батур, җүръәтлик вә қизғин адәмла қилалайду.
Бүгүнки күндиму мәсиһийләр учришидиған вәзийәтләрдә Йәһуға охшаш хисләтләрни көрситиш тәләп қилинидиғанлиғи айдин ениқ. Мәсилән, биз Йәһва өч көридиған ишларни қилишқа езиқтурулғанда, немә қилишимиз керәк? Биз улардин бирдинла баш тартишимиз лазим. Шундақ қилип, пак ибадәткә болған қизғинлиқни батурлуқ билән көрситишимиз зөрүр. Йәһва Худаға садақәтмәнлигимиз синалғанда, шундақ һәрикәт қилишимиз керәк.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w11 15/11 5-б., 6, 7-абз.
Йәһва Худа билән болған мунасивитимизгә сәл қаримаслиғимиз лазим. Һәр күни Худаға болған садақәтмәнлигимизни мустәһкәмләш үчүн, Униң Сөзини тәтқиқ қилип, чоңқур ойлинишимиз вә асмандики Атимизға чин жүрәктин дуа қилишимиз керәк. Пүтүн вуҗудимиз билән Йәһва Худаниң қанунлирини орунлашқа тиришайли (К1х 10:12).
28-НОЯБРЬ—4-ДЕКАБРЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПАДИШАЛАР 2-ЯЗМА 11, 12
«Һакавур вә рәзил аял җазаланған»
it «Аталия»
Аниси Изәбәлгә охшаш Аталия 8-жил падишалиқ қиливатқан йолдиши Йәһорамни Йәһва Худаниң алдида рәзил ишларни қилишқа дәвәт қилған (П1я 21:25; Т2я 21:4—6). Униңдин ташқири, анисиға охшаш Аталия нурғунлиған әйипсиз адәмләрниң қенини төккән. Униң рәзил оғли падиша Аһазия өлүп, бир жилдин кейин у падишаниң әвладини йоқ қилған. Лекин пәқәт Йәһош тирик қалған, чүнки уни алий роһаний билән аяли йошуруп қойған. Андин Аталия өзини ханиш сүпитидә тәйинләп, б.м.и. 905—899 жилларда алтә жил һөкүмранлиқ қилған (Т2я 22:11, 12). Униң оғуллири Йәһваниң ибадәтханисини булаңчилиқ қилип, беғишланған барлиқ нәрсини Баал үчүн пайдиланған (Т2я 24:7).
it «Аталия»
Йәһоаш йәттә яшқа киргәндә, Худадин әйминидиған алий роһаний Йәһоядаһ, балини йошурған җайидин елип чиққан. Униңға тәхткә варислиқ қилди дәп, падиша таҗисини кийгүзгән. Бу вараң-чуруңни аңлиған Аталия, ибадәтханиға қарап жүгригән вә болуватқан вақиәни көрүп: «Асийлиқ, асийлиқ!»— дәп вақирған. Алий роһаний Йәһоядаһ Аталияни ибадәтханидин елип чиқишни буйриған. У падиша сарийиниң «ат дәрвазисида» өлтүрүлгән еди. У рәзил Ахабниң өй-ичидикилириниң ахирқиси болған болуши мүмкин (П2я 11:1—20; Т2я 22:1—23:21). Мошу сөзләрниң һәрбири тоғра болуп чиққан: «Әнди шуни билиңларки, Йәһваниң Ахаб өйи үстидин ейтқан һечбир Йәһваниң сөзи орунланмай, йәргә чүшмәйду» (П2я 10:10, 11; П1я 21:20—24).
Роһий гөһәрләрни издәйли
it «Йәһоаш»
Кейинирәк Алий роһаний Йәһоядаһ Йәһоаш падишаға атиси вә устази болғанда, падиша гүлләп яшиған. Йәһоаш падиша 21 йешида икки аяллиқ болған. Бирсиниң исми Йеһоаддан. Бу аял униңға оғул, қизларни туғуп бәргән. Шуңа Мәсиһкә йетәкләйдиған падишаларниң әвлади пүтүнләй әслигә кәлтүрүлгән еди (П2я 12:1—3; Т2я 24:1—3; 25:1).
5—11 ДЕКАБРЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПАДИШАЛАР 2-ЯЗМА 13—15
«Чин жүрәктин көрсәткән тиришчанлиқ мол бәрикәт елип келиду»
w10 15/4 26-б., 11-абз.
11 Елиша пәйғәмбәр Йәһоаш падишаға оқ-ялирини елип, йәргә ур деди. Йәһоаш пәқәт үч қетимла йәргә урди. Елиша пәйғәмбәр униңға ачиқланди, сәвәви әгәр у бәш яки алтә қетим урған болса, сүрийәликләрни ахириғичә йеңивалатти. У анчә тиришчанлиқ көрсәтмигәнликтин, ахирғичә муваппәқийәтлик болалмиди (Падишалар 2-язма 13:14—19).
w13 1/11 11-б., 5, 6-абз.
Йәһва Худа бизгә Өзиниң қанчилик мәрт вә меһир-муһәббәтлик екәнлигини көрситидиған мукапатни, йәни йәр йүзидә болидиған җәннәттә мәңгүлүк һаятни беридиғанлиғини вәдә қилған (Вәһий 21:3, 4). Һазирниң өзидиму Йәһва Худани әстаидил издигәнләр мол бәрикәтләргә еришип кәлмәктә. Худаниң муқәддәс роһи вә даналиғи арқилиқ улар әһмийәтлик һаят кәчүрүшидин һузурлиниду (Зәбур 144:15; Мәтта 5:3).
Роһий гөһәрләрни издәйли
w05 1/8 11-б., 3-абз.
13:20, 21: Бу мөҗүзә өлүп кәткән адәмниң сүйәклирини муқәддәс дәп қараш керәклигини билдүрәмду? Яқ, билдүрәйду. Муқәддәс китап Елиша пәйғәмбәрниң сүйәклири муқәддәс болған дәп көрсәтмәйду. Елиша пәйғәмбәр һаят болғанда, Йәһва Худаниң күч-қудрити арқилиқ көрсәткән мөҗүзилиригә охшаш бу мөҗүзиму Худаниң күчи арқилиқ мүмкин болған.
12—18 ДЕКАБРЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПАДИШАЛАР 2-ЯЗМА 16, 17
«Йәһва Худаниң сәвир-тақитиниң чеки бар»
it «Шалманәсәр»
Исраилни бойсундурған. Тәхминән б.м.и. 740 жиллири Исраил падишаси Һошия һөкүмранлиқ қилғанда, Ассурийә падишаси Шалманәсәр V Палестина зиминиға һуҗум қилған (П2я 17:1—3). Лекин кейинирәк Һошия селиқ төлимәй, Ассурийә падишасиға қарши Мисир падишаси билән тил бириктүргән. Шуниң үчүн Шалманәсәр Һошияни зинданға солап қойған, андин үч жил Самарийәни қоршавда тутқан. Шуниңдин кейин бу мәһкәм шәһәр тамамән ғулиған, Исраил хәлқи болса, сүргүнгә елип кетилгән еди (П2я 17:4—6; 18:9—12; Һш 7:11ни селиштуруң; Әзк 23:4—10).
it «Тутқун»
Шималидики он қәбилилик Исраил падишалиғи билән җәнуптики икки қәбилилик Йәһуда падишалиғиниң турғунлири тутқунға елинғанлиғиниң сәвәви — уларниң һәқиқий Худа Йәһваға ибадәт қилиштин ваз кечип, ялған илаһларға чоқунушқа башлиғанлиғи болған (Қ.ш 28:15, 62—68; П2я 17:7—18; 21:10—15). Йәһва Худа Өз пәйғәмбәрлирини давамлиқ әвәтип, һәр иккилисини әскәртип турған болсиму, амма бу нәтиҗисиз еди (П2я 17:13). Он қәбилилик Исраил падишалиғиниң падишалириниң һечқайсиси Исраилниң биринчи падишаси Йеробоам орнатқан ялған ибадәтни ахирғичә йоқ қилмиған. Исраилниң «сиңлиси» дәп атилидиған җәнуптики Йәһуда падишалиғи Йәһва Худаниң ениқ агаһландурушиға писәң қилмиған, тутқунға елинған Исраилниң падишалиғиниң мисалидин һеч нәрсә үгәнмигән еди (Йр 3:6—10).
Роһий гөһәрләрни издәйли
it «Самарийәликләр»
«Самарийәликләр» дегән сөз Муқәддәс китапта тунҗа қетим б.м.и. 740-жили он қәбилә болған Самарийә падишалиғи қолға елинғандин кейин, тилға елинған. Шундақла бу нам билән тутқунға елиништин авал шималий падишалиқниң турғунлири аталған (П2я 17:29). Вақит өтүп Самарийәдә қалғанларниң әвлади вә шундақла ассурийәликләр шу йәргә көчүргәнләр «самарийәликләр» дәпму атилишқа башлиған еди. Ениқки бәзи самарийәликләр арилаш некадин туғулған. Кейинирәк «самарийәликләр» дегән сөз бу миллити яки сәйяси әмәс, диний көзқарашни билдүрүшни башлиған. Қедимий Сихем вә Самарийәдә кәң тарқалған бу сектиниң тәлимлири Йәһудийниң тәлимлири билән мутләқ башқичә болған (Йоһ 4:9).
19—25 ДЕКАБРЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПАДИШАЛАР 2-ЯЗМА 18, 19
«Дүшмәнлиримиз бизни қандақ аҗизлаштурушқа тиришиду?»
w05 1/8 11-б., 5-абз.
18: 19—21, 25: Хизқия Мисир билән иттипақ түзгәнму? Яқ, Рабшақниң әйиплиши, шундақла «мән Йәһваниң ирадиси билән кәлдим» дегини ялған болған. Садиқ болған Хизқия падиша пәқәт Йәһва Худаға таянған.
w10 15/7 13-б., 3-абз.
Рабшақ гуман пәйдә қилиши үчүн һийлә-микир қолланған. У мундақ деди: «[Йәһваниң]... егизликлирини вә қурбангаһлирини Хизқия елип ташлимидиму?...» Йәһва Өзи маңа: “Әву зиминға берип, уни вәйран қиливәт, демидиму?”» (П2я 18:22, 25). Рабшақниң Йәһва Худа йәһудийларға нарази болғанлиқтин уларға ярдәм қилмайду дәп ейтқуси кәлгән. Лекин бу мутләқ ундақ әмәс еди. Йәһва Худа әксинчә, пак ибадәтни қайта тиклигән Хизқия падиша билән йәһудийларға рази болған (П2я 18:3—7).
w13 15/11 19-б., 14-абз.
14 Ассурийә падишаси Санхериб өз әскәрлири билән Йерусалимниң ғәрбий-җәнуптики Лахиш шәһиригә келип, шу йәрдә лагерь тиккән. Шу йәрдә Санхериб падишаси шәһәр турғунлири баш егиши кәрәк дәп буйруқ берип, үч вәкилини әвәткән еди. Падишаниң Рабшақ дегән баш вәкили һәрхил һийлә-микирни пайдиланған. У хәлиқ билән ибраний тилда сөзлишип, өзүңларниң Хизқия падишайиңларни тиңшимай, ассурийәликләргә берилиңлар дәп көндүрүшкә тиришқан. Шундақла у уларға хатирҗәм һаят кәчүридиған йәргә көчисиләр дәп ейтип, ялған вәдә бәргән (Падишалар 2-язма 18:31, 32ни оқуң). Андин Рабшақ башқа хәлиқләрниң худалири қутулдуруп қалмиғанға охшаш, Йәһва Худаму йәһудийларни ассурийәликләрниң қолидин қутулдуруп қалалмайдиғанлиғини ейтқан. Амма хәлиқ әқли билән иш тутуп, униң ялған әйиплишигә һеч җавап қайтурмиған. Бүгүнки күндиму Йәһва гувачилири дәл шундақ қилиду (Падишалар 2-язма 18:35, 36ни оқуң).
yb74-U 177-б., 1-қисим
СС нацист әскәрлири қериндашларға һөҗҗәткә қол қойдуруши үчүн пат-пат әң яман қувлуқларни қоллинатти. Бирақ бир қизиғи, қол қойғузивалғандин кейин, адәмни бурунқидин бетәр хорлатти. Карл Киршт буни испатлап мундақ дәйду: «Йәһва Гувачилири җаза лагерлирида башқиларға қариғанда, көпирәк зиянкәшликкә учриған. Шундақ қилип, СС нацист әскәрлири уларни һөҗҗәткә қол қоюшиға көндүрәләймиз дәп ойлиған. Қайта-қайта улар буни тәләп қилған. Йәһва Гувачилириниң бәзибирлири қол қойди, амма көпинчә әһвалда улар азат қилинишиғичә бир жилдин көпирәк вақит күтишигә тоғра кәлгән еди. Мошу вақит ичидә әскәрләр мошу қол қойғанларни иккиүзлүкләр вә қорқақлар дәп көпчиликниң алдида хорлиған вә лагеридин кетишидин авал бурадәрлириниң қешида “тәнтәнилик” билән меңишқа мәҗбурлиған».
Роһий гөһәрләрни издәйли
it «Археология»
Муқәддәс китапқа бенаән, Ассурийә падишаси Санхерибниң икки оғли Адраммәләк билән Шаресәр өз атисини өлтүргән. Санхерибниң тәхтигә оғли Есархадон олтарған (П2я 19:36, 37). Лекин Бабил тарихнамисида Тебет ейиниң 20-күни, қозғилаң болған чағда Санхерибни оғуллириниң бири өлтүргәнлиги йезилған. Шундақла б.м.и. үчинчи әсирдә яшиған бабиллиқ роһаний Берос вә б.м.и алтинчи әсирдә яшиған Бабиллиқ падиша Набонидму Санхерибни пәқәт бир оғли өлтүрүп кәткәнлигини тәстиқләйду. Амма Есархадонниң қолязмиси шуни көрситидуки, униң икки қериндиши өз дадисиға сатқунлуқ қилип уни өлтүргән. Бу тоғрисида Ф. Биберфельд мундақ дәйду: «Бабилниң тарихнамиси, Берос билән Набонид хаталашқан. Пәқәт Муқәддәс китаптики баянат тоғра болуп чиққан екән. Бабил-ассурийәлик тарихтики бу вақиәгә кәлсәк, бабилниң мәнбәлиригә қариғанда, Есархадонниң язмилири тоғра болуп чиқти. Бу Муқәддәс китап әнъәнилиригә зит келидиған һазирқи заманивий мәнбәлириниму баһалаш үчүн интайин муһим һәқиқәт».
26-ДЕКАБРЬ—1-ЯНВАРЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПАДИШАЛАР 2-ЯЗМА 20, 21
«Йәһва Худани һәрикәт қилишқа дәвәт қилидиған дуа»
ip-1 394-б., 23-абз.
23 Санхериб падиша биринчи қетим Йәһуда зиминиға һуҗум қилғанда, Хизқия падиша еғир кесәлгә гириптар болуп қалған. Йәшая пәйғәмбәр униңға «сән өлисән» дәп ейтқан (Йәшая 38:1). 39 яшлиқ падиша һәйран болуп қалиду. У пәқәт саламәтлигинила әмәс, хәлиқниң келәчиги тоғрилиқму әнсиригән. Йерусалимға вә Йәһудаға Ассурийә бесип кириши хәтәр ичидә болған. Әгәр Хизқия өлүп қалса, әскәрләрни җәңгә ким елип бариду? У чағда Хизқияниң тәхтигә олтиридиған оғли техи болмиған. Хизқия қаттиқ дуа-тилавәт қилип, Йәһва Худадин униңға рәһим-шәпқәт қилишини өтүниду (Йәшая 38:2, 3).
w17.03 19-б., 16-абз.
16 Кейинирәк Хизқия еғир кесәлгә гириптар болуп, өлүм ағзида болди. Шу қийин вақитта у Йәһваға ялвуруп, униң алдида садақәтмән жүргәнлигини әскә елишини өтүнди (Падишалар 2-язма 20:1—3ни оқуң). Йәһва Худа Хизқияниң дуасини аңлап, уни сақайтти. Муқәддәс китаптин билгинимиздәк, бүгүнки күндә Худа бизни мөҗүзәвий һалда сақайтмайду яки һаятимизни узартмайду. Амма Хизқияға охшаш бизму Йәһваниң ярдимигә тайиналаймиз. Биз Йәһваға: «Әй Худавәндә, саңа ялвуримәнки, мениң сениң алдиңда қандақ садақәтлик билән туруп, садиқ көңүл билән жүрүп нәзәриңдә яхши болғанни қилғинимни яд қилғин»,— дәп ейталаймиз. Һәтта ағрип қалғиниңиздиму, Йәһва сизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишәнчиңиз камилму? (Зәбур 41:3).
g01 22/7 13-б., 4-абз.
Қедимий заманларда Худа ишәнчиси мәһкәм болғанларниң дуасиға удул яки бәзидә мөҗүзәвий түридә җавап берәтти. Мәсилән, Хизқия падиша өлүм алдида ятқанлиғини билгәндә, Худадин уни қутулдуруп қелишини ялвуруп сориған. Худа униңға җававән: «Мән сениң дуайиңни аңлидим һәм көз яшлириңни көрдүм. Мана, Мән сени сақайтимән» (Падишалар 2-язма 20:1—6). Худа башқа садақәтмән әр кишиләр вә аял кишиләргиму ярдәм қилған (Самуилниң 1-язмиси 1:1—20; Даниял 10:2—12; Әлчиләр 4:24—31; 10:1—7).
Роһий гөһәрләрни издәйли
it «Тик өлчигүч жип»
Тик өлчигүч жипни бена қурғанда яки уни өрүветишкә тоғра кәлгәндә қоллинатти. Шундақла Йәһва Худа Йерусалимниң һакавур турғунлириға «Мән Самарийәни өлчигән тана вә Аһабниң җәмәтини тәкшүргән тик өлчигүч» жипни қоллинимән дәп агаһландурған. Худа Самарийәни вә Аһабниң өйини өлчәп чиқип, уларниң әхлақий әһвали начар екәнлигини көргән. Шуңа уларни йоқ қилишқа тоғра кәлгән (П2я 21:10—13; 10:11). Рәзил махтанчақлар вә Йерусалимдики һакимдарлар Йәһва Худаниң ирадиси вә келидиған апәт тоғрисида Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин ала агаһландурған еди: «Мән адаләтни өлчәм таниси қилимән, һәққанийлиқни болса тик өлчигүч жип қилимән» (Йша 28:14—19).