Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • th 19-дәрис, 22-б.
  • Қәлбкә тәсир қилғидәк сөзләш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Қәлбкә тәсир қилғидәк сөзләш
  • Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Охшаш мәлумат
  • Қизғинлиқни ипадиләш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Әмәлий пайдисини ениқ көрситиш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Иҗабий сөзләрни ишлитиш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Мулайимлиқ вә һисдашлиқ көрситиш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
Көпирәк мәлумат
Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
th 19-дәрис, 22-б.

19-ДӘРИС

Қәлбкә тәсир қилғидәк сөзләш

Кәлтүрүлгән айәт

Пәнд-нәсиһәтләр 3:1

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларниң үгәнгәнлири үчүн миннәтдарлиқ билдүрүшигә вә шуларни өз һаятида қоллинишиға ярдәм бериш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Тиңшиғучиларниң өз нийәтлирини тәкшүрүшигә ярдәм бериш. Ойландуридиған соалларни қоюп, тиңшиғучиларниң өз һис-туйғулирини тәкшүрүшигә ярдәм бериң.

  • Тоғра нийәтни йетилдүрүшкә дәвәт қилиш. Тиңшиғучиларни немә үчүн яхши иш қилиш һәққидә чоңқурирақ ойлинишқа үндәң. Уларни тоғра нийәтни, йәни Йәһваға, башқиларға вә үгәнгән Муққәдәс китап тәлимлиригә болған сөйгү-муһәббәтни йетилдүрүшкә дәвәт қилиң. Уларға әқил үгәтмәй, Муқәддәс китаптики даналиқни өзлири көрүп йетишигә ярдәм бериң. Нутуқ яки сөһбәт ахирида, тиңшиғучиларни хиҗаләт қилмаң яки әйипкар һис қилдурмаң, әксичә уларға илһам-мәдәт берип, уларни техиму яхширақ һәрикәт қилишқа үндәң.

  • Кишиләрниң диққитини Йәһваға қаритиш. Муқәддәс китапниң тәлимлири, қаидә-принциплири вә буйруқлири Худаниң пәзиләтлирини һәм бизгә болған меһир-муһәббитини қандақ әкс әттүридиғанлиғини тәкитләң. Тиңшиғучиларниң Йәһваниң һис-туйғулирини нәзәргә елиш вә Уни хурсән қилиш арзу-истәклирини йетилдүрүшигә ярдәм бериң.

    Әмәлий қоллинидиған ой-пикирләр

    Тиңшиғучиларниң қәлбигә тәсир қилиш үчүн Худаниң Сөзини ишлитиң. Йәһва Өзи кишиләрни җәлип қилидиғанлиғини унтумаң.

ВӘЗ ХИЗМИТИДӘ

Мүмкин болса, тиңшиғучиниң немигә ишинидиғанлиғини билиш үчүн соал қоюң. Униң һәқиқий һис-туйғулирини ашкарилайдиған бәлгүләргә, йәни чирай ипадиси вә аваз аһаңиға диққәт қилиң. Амма сәвирчан болуң. Авал уларниң ишәнчисигә еришиң, шундила улар сизгә ич-бағрини төкүп бериду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш