«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири
© 2023 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
1—7 МАЙ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ТАРИХНАМӘ 2-ЯЗМА 17—19
«Башқиларға Йәһва Худаниң көзи билән қараң»
w17.03 23-б., 7-абз.
7 Әнди Асаниң оғли, Йәһошафатниң вақиәсини қараштурайли. Униңда Йәһваға яқидиған көп хисләтләр болған. У Йәһва Худаға таянғанда, көплигән яхши ишларни қилған. Лекин у қилған бәзи қарарлар яман болған. Мәсилән, у оғлиниң рәзил падиша Ахабниң қизиға өйлинишини орунлаштурған. Кейинирәк Йәһошафат падиша Мика пәйғәмбәрниң агаһландурушиға қаримастин, Ахабқа қошулуп, Сүрийәгә қарши җәңгә чиқти. Уруш вақтида сүрийәликләр Йәһошафатқа һуҗум қилип, уни өлтүрмәкчи болди (Тар. 2-яз. 18:1—32). У Йерусалимға қайтип кәлгәндә, Йәһу пәйғәмбәр униңдин: «Яман адәмгә ярдәм берип, Худавәндини яман көргүчиләрни яхши көрәмсән?»— дәп сориди (Тарихнамә 2-язма 19:1—3ни оқуң.).
w15 15/8 11, 12-б., 8, 9-абз.
8 Йәһва Худа бизни яхши көриду. У пәқәт мукәммәлсизлигимизгә әмәс, бәлки яхши тәрәплиримизни көрүп, һәтта уни издәйду (Тар. 2-яз. 16:9). Йәһва Өзини шундақ Худа сүпитидә билишимизни халайду. Йәһуда падишаси Йәһошафат билән болған бир вәзийәтни қарап көрәйли. У ақмақлиқ қилип, сүрийәликләрдин Гилеадтики Рамотни қайтурвалғуси келип, Исраил падишаси Аһаб билән җәң қилишқа келишиду. Зулум падиша Аһабни 400 сахта пәйғәмбәрләр ғәлибә қазинидиғанлиғиға ишәндүргини билән Йәһваниң һәқиқий пәйғәмбири Мика униң җәзмән мәғлуп болидиғанлиғини ейтиду. Андин Аһаб өлүп кетип, Йәһошафат болса, мөҗүзәвий түрдә өлүмдин аман қалиду. Йерусалимға кәлгәндә, Йәһва Худа униңға Һананниң оғли Йәһу арқилиқ қилған ишиға нарази болғанлиғини йәткүзиду. Шундақла мону сөзләрни ейтиду: «Сәндиму яхшилиқ тепилди» (Тар. 2-яз. 18:4, 5, 18—22, 33, 34; 19:1—3).
9 Йәһошафат һөкүмранлиқ қилған дәсләпки жиллири әмәлдарлар, лавийлар билән роһанийларға пүтүн Йәһуда шәһәрлирини арилап, Йәһваниң Қанунини хәлиққә үгитишкә тапшуруқ бәргән (Тар. 2-яз. 17:3—10). Йәһошафат әқилсиз иш қилған болсиму, Йәһва Худа униң бурун қилған яхши ишлирини унтуп қалмиди. Көргинимиздәк, Йәһва Худаға бар вуҗудимиз билән лаяқәтлик болушқа тиришсақ, мукәммәлсизлигимизгә қаримай, Униң бизгә болған меһир-муһәббити совуп кәтмәйду.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w17.03 17-б., 10, 11-абз.
10 Йәһошафат падиша «атиси Асаниң йоллирида жүрүп, улардин чиқмиди» (Тар. 2-яз. 20:31, 32). Қандақларчә? Атисиға охшаш, уму хәлиқни Йәһваға ибадәт қилишқа дәвәт қилған. Йәһошафат «Худавәндиниң қанун китавидин» тәлим бериш үчүн, Йәһуда шәһәрлиригә бирнәччә кишини әвәтти (Тар. 2-яз. 17:7—10). Йәһошафат хәлиқни «Худавәндиниң тәрипигә яндуруш» үчүн, һәтта шималий Исраил падишалиғидики Әфраим тағлириға атланди (Тар. 2-яз. 19:4). Растинла, у «Худавәндини пүтүн көңли билән издигән» падиша болди (Тар. 2-яз. 22:9).
11 Йәһва Худа бүгүнму дуния йүзидики адәмләрниң Өзи һәққидә тәлим елишини халайду вә биздә бу ишқа өз һәссимизни қошуш пурсити бар. Бу ишқа һәр айда қатнишишқа мәхсәт қоямсиз? Башқиларға Муқәддәс китаптин тәлим берип, уларниңму Йәһваға ибадәт қилишини халаттиңизму? Бу һәққидә дуа қиламсиз? Күч чиқарсиңиз, Йәһва бирси билән тәтқиқ қилиш дәрисини башлашқа ярдәм бериду. Тәтқиқ қилиш дәрисини өткүзүш үчүн бош вақтиңизни сәрип қилишқа тәйярму? Йәһошафат башқиларниң пак ибадәтни тиклишигә ярдәм беришкә тиришқан, шуниңға охшаш, бизму паалсиз җакалиғучиларға ярдәм беришкә тиришсақ болиду. Шундақла ақсақаллар җамаәттин чиқирилған, лекин бурунқи гуналирини ташлиғанларға ярдәм көрситиш үчүн, уларға йолуқушни орунлаштуруши мүмкин.
8—14 МАЙ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ТАРИХНАМӘ 2-ЯЗМА 20, 21
«Худайиңиз Йәһваға ишәнч қилиң»
w14 15/12 23-б., 8-абз.
8 Йәһошафат падишаниң вақтида Худа хәлқи әтрапидики дәһшәтлик дүшмән «зор бир қошун» билән учришип қалған (Тар. 2-яз. 20:1, 2). Хошаллиқ болидиған йери шуки, улар дүшмәнлирини өз күчи билән йеңишкә тиришмай, Йәһва Худаға таянған (Тарихнамә 2-язма 20:3, 4ни оқуң). Бирақ һәрким буни өз билгинидәк иш-һәрикәт қилмиған. Муқәддәс китапта «Йәһуда Йәһваниң алдида кичик балилири, аяллири вә оғуллири билән туратти» дәп йезилған (Тар. 2-яз. 20:13). Яш вә яшанған болушидин қәтъийнәзәр, пүткүл хәлиқ Йәһва Худадин рәһбәрлик елиши үчүн җәм болған. Йәһва уларни қоғдиған (Тар. 2-яз. 20:20—27). Бу Йәһва Худа хәлқидин өзини айрим тутмай, қийинчилиққа биргә тәқабил турушниң әҗайип яхши үлгиси.
w21.11 16-б., 7-абз.
7 Йәһва Худа Яһазийәл исимлиқ бир лавий арқилиқ Йәһошафатқа шундақ дегән: «Силәргә әвәтилгән Йәһваниң қутқузулушиға нәзәр селип қараңлар» (Тар. 2-яз. 20:13—17). Адәттә җәңдә орнидин мидирлимай ғәлибә қилиш мүмкин әмәс. Бирақ шу көрсәтмиләр инсандин әмәс, Йәһвадин кәлгән еди. Йәһошафат Йәһваға пүтүнләй ишәнч қилип, Униң ейтқанлиридәк қилған. У вә униң хәлқи дүшмәнләр билән җәңгә чиққанда, у маһир җәңчиләрни әмәс, бәлки, һечқандақ қуралланмиған мәдһийә нахшилирини ейтқучиларни қошунларниң алдиға тизип қойған. Йәһва Йәһошафатқа бәргән вәдисини орунлап, дүшмән қошунлирини йоқ қилған (Тар. 2-яз. 20:18—23).
Роһий гөһәрләрни издәйли
it «Йәһорам»
Йәһорам
Йәһорам дадиси Йәһошафатниң қилған яхши ишлиридин үлгә алмиған. Ахабниң қизи униңға сәлбий тәсир көрсәткән болуши мүмкин (П2я 8:18). Йәһором алтә иниси вә бәзи бәкзадиләрни өлтүргән, буни аз дегәндәк қол астидикиләрни сахта худаларға сәҗдә қилишқа дәвәт қилип, Йәһвадин үз өрүшкә һәрикәт қилған (Т2я 21:1—6, 11—14). Йәһоромниң һөкүмранлиғида дөләтниң ичи вә сиртидиму течлиқ болмиған (П2я 8:20—22). Илияс пәйғәмбәр Йорам падишға язған хетидә мундақ дәп агаһландурған: «Мана, Йәһва хәлқиңни, оғуллириңни, аяллириңни вә пүткүл мал-мүлкиңни һәҗәтлинәрлик уҗуқтурушқа тутиду. Өзәңни болса қаттиқ ағриққа, ички әзалириңни кесәлгә муптила қилип, бираз вақиттин кейин улар сениңдин чүшүп қалиду. Шундақ һөкүмни Пәрвәрдигар буйримақта!» (Т2я 21:12—15).
Һәммә нәрсә Илияс ейтқандәк йүз бәрди. Йәһва Худа әрәпләр вә филистиликләргә йәрни бесивелишқа вә Йәһором падишаниң аяли һәм бала-чақисини қуллуққа елип кетишкә йол қойған. Йәһва Худа Давут падиша билән Падишалиқ келишимини түзгәнлиги үчүнла, Худа Йәһором падишаниң кичик оғли Иохазниң аман қелишиға рухсәт қилған. Кейин Йәһва Худа Йәһором падишани сақаймас кесәлгә дучар қилди. Икки жилдин кейин униң үчәйлири кесәл түпәйлидин, сиртқа чиқип, аста-аста у қайтиш болиду. Бу зулум адәмниң һаяти шундақ аяқлишип, униң үчүн һечким қайғурмиған. У Давутниң шәһиридә дәпин қилинған. Амма падишалар ятидиған қәбиргә йәрләнмигән. Униң орниға оғли Ахазия падиша болди (Т2я 21:7, 16—20; 22:1; Т1я 3:10, 11).
15—21 МАЙ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ТАРИХНАМӘ 2-ЯЗМА 22—24
«Йәһва Худа җасарәтлик ишларни мукапатлайду»
w09 1/4 24-б., 1, 2-абз.
Йерусалим шәһиридики Худаниң ибадәтханисида қорқунучлуқ бир вақит болған. Сәвәви Ахазия падиша өлтүрүлгән еди. Падишаниң аписи Аталияниң қилған ишлирини тәсәввур қилиш тәс. У Ахазияниң оғуллирини, йәни өз нәвирлирини өлтүрүшни буйриған. Биләмсиз немә үчүн? Чүнки у өзи ханиш болушни халиған.
Амма бир нәвриси Йәһоашниң аман қалғанлиғини момиси Аталия билмигән еди. Бу иш қандақ йүз бәргән? Бовақниң Иехошева исимлиқ һәдиси болған. Униң йолдиши баш роһаний болғанлиқтин бовақни Йәһваниң ибадәтханисида йошуруп қоюш мүмкинчилиги болған.
w09 1/4 24-б., 3—5 абз.
Йәһоашни алтә жил бойи ибадәтханида йошурған. У шу йәрдә Йәһва Худа вә Униң қанунлири билән тонушқан. Йәһоаш йәттә яшқа толғанда роһаний Йодай уни падиша қилип тәйинләшкә һәрикәт қилған. Йодай буни қандақ әмәлгә ашурмақчи болған? Йәһоашниң момиси ханиш Аталияға немә болғанлиғини билишни халамсиз?
Йәһоядаһ Йерусалимдики алаһидә хизмәт қилған падишаларниң сақчилирини йошурун чақиртқан. У аяли билән бовақни қандақ сақлап қалғанлиғини ейтип бәргән. Йәһоядаһ сақчиларға падишаниң балисини көрсәткәндә, улар кичик балиниң қанунлуқ һөкүмран екәнлигини чүшәнгән. Кейин улар бир план түзгән.
Йәһоядаһ падиша оғлини ачиқип, униң бешиға таҗ кийгүзди. Һәммиси чавақ челип: «Падиша яшисун!»— дәп вақирашти. Сақчилар Йәһоашни һәртәрәптин қоршап, қоғдиди. Аталия хәлиқниң һәм күзәтчиләрниң авазлирини аңлап, хәлиқ алдиға чиқип, чеқириди. Йәһоядаһниң буйруғи бойичә сақчилар Аталияни өлтүрүвәтти (Падишалар 2-язма 11:1—16).
it «Дәпнә қилиш, Йәрләш»
Дәпнә қилиш, Йәрләш
Һәққаний роһаний Йәһоядаһ Давут шәһиридә падишалар билән биллә дәпнә қилиш һөрмитигә сазавәр болди. У падишаларниң әвладидин болмисиму, шундақ шан-шәрәпкә егә болған (Тар. 2-яз. 24:15, 16).
Роһий гөһәрләрни издәйли
it «Зәкәрия»
Зәкәрия
12. Зәкәрия баш роһаний Йәһоядаһниң оғли еди. Йәһоядаһ өлүп кәткәндин кейин Йәһоаш падиша Йәһваниң пәйғәмбәрлириниң нәсиһитигә қулақ селишниң орниға, яман нәсиһәткә қулақ селип һәқиқий ибадәттин үз өргән. Зәкәрия Йәһоашниң бир нәвирә ака-укиси болуп, (Т2я 22:11) хәлиқни қәтъий агаһландурған еди, амма улар товва қилишниң орниға ибадәтхана һойлисиниң алдида уни чалма-кесәк қилип өлтүргән. Зәкәрия өлүм алдида: «Йәһва барлиғини көрүватиду вә чоқум интиқам алиду»,— дәп ахирқи сөзлирини ейтқан. Бу бәшарәт төвәндикидәк әмәлгә ашқан: Сүрия Йәһудийға чоң зиян йәткүзгән вә роһаний Йәһоядаһниң оғлиниң қени үчүн, Йәһоашниң икки қули қәстлик билән уни ятқан йеридә өлтүривәткән. Муқәддәс китап тәрҗимилири Грек Септуагинта вә Латин Вульгатида Йәһоаш падиша роһаний Йәһоядаһниң оғлиниң қени үчүн өлтүрүлгәнлиги йезилған. Амма Масарет тилидики язмиларда вә Сүрия Пешитисидә «оғуллар» дәп йезилған. Чүнки у пәйғәмбәр вә баш роһаний болуш сәвәвидин, бу сөзни көплүк түрдә пайдилиниш арқилиқ Зәкәрияниң мәртивиси жуқури болғанлиғини көрситиш үчүн пайдиланған болуши мүмкин (Т2я 24:17—22, 25).
22—28 МАЙ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ТАРИХНАМӘ 2-ЯЗМА 25—27
«Йәһва Худа сизгә буниңдинму нурғун берәләйду»
it «Йәһоаш»
Йәһоаш
Йәһуда падишаси едомлиқлар билән күрәш қилиш үчүн Йәһоаш падишадин 100000 әскәр яллиған. Амма Худаниң адими уларға «өз маканиға қайтишини ейтти». Гәрчә әскәрләргә алдин-ала 100000 күмүч талант (660600 долл.) төлигән болсиму, уларни маканиға қайтуриваткәнлигигә қаттиқ ғәзәпләнгән. Сәвәви улар җәңдә көп олҗиға егә болимиз дәп ойлиған болуши мүмкин. Шуңа улар маканиға қайтқанда шималий падишалиқниң шәһәрлирини булаң-талаң қилип, Самариядин та (бәлким бәзилири шу йәрдә болған) Бәйт-Хоронғичә талан-тараҗ қилған (Т2я 25:6—10, 13).
w21.08 30-б., 16-абз.
16 Йәһва үчүн қурбанлиқларни бериң. Йәһвани хурсән қилиш үчүн бизни хошал қилидиған һәммә нәрсиләрдин ваз кечиш шәрт әмәс (Вәз 5:19,20). Әгәр биз қурбанлиқларни бериштин өзүмизни қачуруп, Йәһваға көпирәк хизмәт қилишини арқиға сүрсәк, Әйсаниң тәмсилидики бир кишигә охшаш хаталиқни өткүзүшимиз мүмкин. Шу киши раһәт-паравән турмуш кәчүрүп, Худаға сәл қариған (Луқа 12:16—21ни оқуң). Францияда яшайдиған Кристиан исимлиқ бурадәр шундақ дәйду: «Мән көпирәк вақтимни вә күчимни Йәһваға вә аиләмгә сәрип қилмиған едим». У аяли билән пионер хизмитини башлашни қарар қилған. Шу мәхситигә етиш үчүн улар өз иш орнини ташлиған. Җенини беқиш үчүн өйләрни вә ишханиларни тазилиған вә бариға қанаәт қилишни үгәнгән. Улар һаятида бәзи қолай шараиттин ваз кечип, пионерлиқ хизмәтни башлиғанлиқтин хошаллиқ тапалиғанму? Кристиан шундақ дәйду: «Һазир биз вәз хизмитимиздин қанаәт тапимиз. Муқәддәс китапни үгиниватқанларниң вә қайта йолуқушларниң Йәһва һәққидә билим алғанлирини көрүп, қәлбимиз хошаллиқа толди».
Роһий гөһәрләрни издәйли
w07 15/12 10-б., 1, 2-абз.
Уззия 16 йешида Йәһуда падишалиғиниң падишаси болған. У 50 жилдин ошуқ, йәни б.м.и 9-әсирниң ахири, 8-әсирниң бешида һөкүмранлиқ қилған. У яш вақтидин башлап, «Йәһваниң көз алдида һәққаний ишларни» қилған. Һәққаний йолда меңишқа униңға немә ярдәм бәргән? Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «У [Уззия] һәқ Худаниң көрүнүшлиригә майил болған Зәкәрияниң күнлиридә Худани издиди. У Йәһваға мураҗиәт қилған дәвридә, адил Худа униңға утуқ һәдийә қилатти» (Тарихнамә 2-язма 26:1, 4, 5).
Муқәддәс китаптики бу һекайидин Падишаниң мәслиһәтчиси Зәкәрия һәққидә көп нәрсиләрни биливалалаймиз. Зәкәрия Уззияға һәқ Худадин әйминишни үгәткән. Шуңа у падишаға яхши тәсир қилип, тоғра ишларни қилишқа дәвәт қилған. Бир китапта Зәкәрияниң «Муқәддәс Язмиларни яхши чүшинидиған, роһий йетилгән вә башқиларға билгәнлирини маһирлиқ билән йәткүзидиған адәм» болғанлиғи йезилған (“The Expositor’s Bible”). Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң бири Зәкәрия һәққидә мундақ дәйду: «У бәшарәтләрни яхши билидиған, чүшәнчиси мол, Худадин әйминидиған вә яхши адәм болған. Шундақла Зәкәрия Уззия падишиға чоң тәсир қилған».
29-МАЙ—4-ИЮНЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ТАРИХНАМӘ 2-ЯЗМА 28, 29
«Ата-аниңиз һәқиқәттә болмисиму, Йәһва Худаға хизмәт қилалайсиз»
w16.02 14-б., 8-абз.
8 Хизқия падишаниң келип чиқиши Рутниңкидин пәриқлинәтти. У Йәһва Худаға беғишланған хәлиққә тәвә болған еди. Амма көп исраиллиқлар Худаға садақәтмәнлигини сақлимиған. Хизқияниң дадиси Ахаз бәк зулум адәм болған. У Йерусалим ибадәтханисини аяқ асти қилип, хәлиқни сахта илаһларға сәҗдә қилишқа дәвәт қилған. Ахаз һәтта Хизқияниң қериндашлирини сахта илаһларға қурбанлиқ қилип, тирик көйдүрүвәткән. Раст, Хизқияниң балилиқ чеғини тәсәввур қилишму тәс (Пад. 2-яз. 16:2—4, 10—17; Тар. 2-яз. 28:1—3).
w16.02 14-б., 9—11 абз.
9 Әлвәттә Хизқия атисиниң яман ишлири түпәйлидин аччиқлинип, Худадин үз өрүши мүмкин еди. Бәлким бүгүн биз Хизқиядәк қийинчилиқларни баштин кәчүрмәйватқандимиз. Амма бәзиләр қандақту бир қийинчилиқ үчүн Йәһва Худа вә Униң тәшкилатиға аччиқлинишқа асаслиқ сәвәплирим бар дәп ойлиши мүмкин (Пәнд н. 19:3). Башқилири болса, начар аилидә чоң болғанлиқтин «калиниң бешиға кәлгән күн, мозайниңму бешиға келиду» дәп ата-анамизниң хаталиқлирини чоқум қайтилаймиз дәп ойлайду (Әзәк. 18:2, 3). Амма шундақ ойлаш тоғриму?
10 Әлвәттә, яқ. Хизқияниң мисали буни испатлап бериду. Йәһва Худаға аччиқлинишқа биздә һечқандақ сәвәп йоқ. Чүнки У һечқачан адәмләргә яманлиқ қилмайду (Аюп 34:10). Раст, ата-анилар балилириға яхши вә яман тәрәптинму тәсир қилиши мүмкин (Пәнд н. 22:6; Кол. 3:21). Амма у һәргизму инсан өсүп йетилгән муһит, униң һаят йолини бәлгүләйдиғанлиғини билдүрмәйду. Немә үчүн? Сәвәви, Йәһва Худа бизгә әҗайип соғатни, йәни таллаш әркинлиги бәргән. Шуниң үчүн яхши яки яман адәм болуш өзүмизгә бағлиқ (Қ. шәр. 30:19) Хизқия мошу соғатни қандақ пайдиланған?
11 Гәрчә Хизқия Йәһудиядики әң яман падишаниң оғли болсиму, у әң яхши адәм болуп өскән (Падишалар 2-язма 18:5, 6ни оқуң). У дадисиниң яман йолида маңмиған. Әксинчә, Йәшая, Миха, Һошиядәк Йәһва Худаниң садиқ пәйғәмбәрлириниң мәслиһәтлири билән түзитишлиригә диққәтчан болған. Хизқия пәйғәмбәрләрниң сөзлирини чоңқур тәтқиқ қилғанлиқтин, бу сөзләр униң қәлбигә тәсир қилған. Шуңа у дадисиниң қилған зулум ишлирини түп йилтизи билән йоқ қилишқа һәрикәт қилған. Мәсилән, у ибадәтханини тазилап, Худадин хәлиқниң гуналирини кәчүрүм қилишни сориған вә зиминидики барлиқ бутларни йоқ қилған (Тар. 2-яз. 29:1—11, 18—24; 31:1). Кейинирәк Ассурийә падишаси Санхериб Йерусалимға һуҗум қилмақчи болғанда, Хизқия җасурлуқ вә ишәнч көрсәткән. У Йәһва Худаға толуғи билән ишәнч қилип, хәлиқни сөзлири вә шәхсий иш-һәрикәтлири билән илһамландурған (Тар. 2-яз. 32:7, 8) Кейинирәк, Хизқия тәкәббурлишип кәткән. Бирақ у Йәһва Худаниң түзитишини қобул қилип, мөмүн болуп, товва қилған (Тар. 2-яз. 32:24—26). Хизқия өтмүштә қилған хаталиқлириниң һаятиға вә келәчигигә тәсир қилишиға йол қоймиған. У Йәһва Худаниң дости екәнлигини көрситип, бизгә әҗайип үлгә қалдурған.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w12 15/2 24, 25-б.
Йәһваниң садиқ хизмәтчиси Натан, Давутниң йәр йүзидики биринчи пак мәркизий ибадәтханини селиш планини қоллап-қувәтлигән. Амма шу вақитта Натан Йәһва Худаниң намидин ейтишниң орниға, у өз ой-пикрини билдүргән. Шу күни кәчтә Йәһва Натанни Давут падишаға берип, ибадәтханини у әмәс, бәлки униң балилириниң бири қуридиғанлиғини ейтишни буйриған. Натан Худаниң Давут билән келишим түзидиғанлиғини вә униң падишалиқ тәхти мәңгү тәврәнмәйдиғанлиғини ейтиду (Сам. 2-яз. 7:4—16).
Натанниң Ибадәтханини ким қуридиғанлиғи тоғрисидики ой-пикри Йәһва Худаниң ой-пикригә мас кәлмигән. Шундақтиму бу кәмтәр пәйғәмбәр наразилиқ билдүрмәй, әксинчә у Йәһваниң ирадисигә мас һәрикәт қилған. Худа бизни түзәткәндә, бизму Натанға охшаш һәрикәт қилайли. Шу вақиәдин кейин Натан давамлиқ пәйғәмбәр сүпитидә хизмәт қилғанлиғи Йәһваниң мақуллишидин айрилмиғанлиғини көрситиду. Шундақла, Йәһваниң илһами билән Натан вә вәлий Гад иккиси Давутқа ибадәтханида хизмәт қилиш үчүн 4000 саз әсвапларда ойнайдиғанларни уюштурушни ейтқан (Тар. 1-яз. 23:1—5; Тар. 2-яз. 29:25).
5—11 ИЮНЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ТАРИХНАМӘ 2-ЯЗМА 30, 31
«Ибадәт қилиш үчүн жиғилишниң пайдиси»
it «Хизқия»
Хизқия
Хизқия пак ибадәтни қизғинлиқ билән қоллиған. У қизғинлиғини 25 йешида тәхткә олтарғандин башлап көрсәткән. Әң алди билән у ибадәтханини ечип қайтидин өз әксигә кәлтүрди. Кейин роһаний вә лавийларни чақирип уларға: «Мениң җүригимдә Исраил Пәрвәрдигари Йәһва билән келишимни тәстиқләш хаһиши ятмақта»,— дегән. Бу садақәтмәнлик келишими болған еди. Гәрчә Қанун келишими күчкә егә болсиму, хәлиқ бу келишимгә сәл қариғанлиқтин, бу келишим Йәһудийәдә қайтидин күчкә киргүзүлгән. Хизқия зор қизғинлиқ билән лавийларни өз хизмитини атқурушиға тәйинлиди, шундақла Йәһвани мәдһийиләш үчүн сазәндиләрни вә нахша ейтқучиларни өз орниға қойди. Бу Қутқузуш мәйрими нишанлинидиған нисан ейи еди. Бирақ бу мәзгилдә ибадәтхана вә роһанийлар һәм лавийларму напак болған еди. Шуңа нисанниң 16-күнигичә ибадәтхана тазилинип, қача-қомучларни өз орниға қайтурди. Кейинирәк пүткүл Исраил хәлқиниң гуналири үчүн қурбанлиқ әкилинди. Алди билән шаһзадиләр падишалиқ, ибадәтхана вә Йәһуда хәлқи үчүн гуна қурбанлиқлирини әкәлгән, кейинирәк хәлиқ миңлиған көйдүрмә қурбанлиқлирини елип кәлгән (Т2я 29:1—36).
it «Хизқия»
Хизқия
Хәлиқ Худаниң алдида пак болмиғанлиқтин Өтүп кетиш һейтини өз вақтида нишанлалматти. Бирақ қанун бойичә напак болуп қалғанларға Өтүп кетиш һейтини бир айдин кейин өткүзүш рухсәт қилинған. Хизқия шу қанунға мас һәрикәт қилған. У Йәһудадин ташқири, Бен-Шебадин башлап Данғичә пүткүл Исраил зиминиға хәвәрчиләрни әвәткән. Амма хәлиқ әвәтилгән хәвәрчиләрни мәсхирә қилған. Шундақтиму, Ашер, Манассә һәм Зәбулун әвлатлиридин бәзилири кәмтәрлик көрситип, Йерусалимға кәлгән. Мәйрәмгә Әпрайим вә Иссакар әвлатлиридинму қатнашқан. Шундақла, Йәһва Худаға хизмәт қилидиған башқа хәлиқләрдинму көп кишиләр кәлгән еди. Шималий падишалиқта яшаватқан Худа хизмәтчилиригә бу мәйрәмгә қатнишиш қийин болған болуши мүмкин. Улар худди хәвәрчиләргә охшаш қаршилиқ вә мәсхиригә учриған болуши еһтимал. Чүнки он қәбилә падишалиғиниң әһвали начар болуп, ялған ибадәткә петип қалған вә ассурларниң һуҗумиға учриған еди (Т2я 30:1—20; Сн 9:10—13).
it «Хизқия»
Хизқия
Өтүп кетиш һейтидин кейин хәлиқ Петир нан мәйримини өткүзгән. Мәйрәмни зор хошаллиқ билән нишанлиғанлиқтин, пүткүл җамаәт йәнә йәтти күнгә узартишни қарар қилған. Һәтта шундақ хәтәрлик вақитларда Йәһваниң бәрикитигә бенаән Йерусалимда чоң хошаллиқ йүз бәрди. Сәвәви, «пүткүл Исраилниң падишаси Давутниң оғли Сулайманниң күнлиридин кейин мошундақ байрам Йерусалимда болмиған еди» (Т2я 30:21—27).
Җәм болған хәлиқниң хошаллиғи қисқа вақитлиқ һис-туйғуға асасланмиған еди. Улар пак ибадәтниң әслигә кәлтүрүлгәнлигигә һәқиқәтән хошал болған. Чүнки улар өз жутиға қайтиштин бурун «пүткүл Йәһудия, Бениамин, Әпрайим вә Манассә өлкилиридә ахириғичә һәйкәлләрни чеқип, Аштаротниң тәсвирлирини чепип, егизликләр һәм қурбан супилирини вәйран қилди» (Т2я 31:1). Исраил оғуллири Муса ясиған мис иланға сәҗдә қилған вә исриқ қурбанлиқларни әкәлгәнликтин, Хизқия буларниң һәммисини йоқ қилип яхши үлгә көрсәтти (П2я 18:4). Хизқия чоң мәйрәмдин кейин һәқиқий ибадәтниң давамлишишиға капаләтлик қилди. У роһанийларни топларға бөлүп, ибадәтханидики хизмәтлирини атқуруш үчүн уларға ғәмхорлуқ қилған. У шундақла хәлиқни Қанунға бойсунуп, роһанийлар билән лавийларға дәсләпки һосулдин вә һәрқандақ нәрсидин ондин бир қисмини өз вақтида әкелип турушқа үндигән. Хәлиқ болса падишаниң ейтқан сөзлирини чин қәлбидин орунлиған (Т2я 31:2—12).
Роһий гөһәрләрни издәйли
w18.09 6-б., 14, 15-абз.
14 Кәмтәрликни көрситишниң келәрки йоли — башқиларни зеһин қоюп тиңшаш. Яқуп 1:19да биз «аңлашқа тез» болушимиз керәклиги йезилған. Йәһва — әң яхши тиңшиғучи (Ярит. 18:32; Йәшуа 10:14). Мәсилән, Чиқиш 32:11—14тики (оқуң) сөһбәтни оқуп көрәйли. Йәһваға Мусаниң ой-пикрини билиш керәк болмисиму, У Мусаға өз ойини ейтишқа пурсәт бәргән. Сиз бурун хаталиқ өткүзгән бирсини сәвир-тақәт билән тиңшап, униң мәслиһитигә қулақ салаттиңизму? Йәһва Худа Өзигә ишәнч билдүрүп дуа қилған һәрбир адәмни сәвирчанлиқ билән тиңшайду.
15 Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Йәһва Худа Ибраһим, Раһилә, Муса, Йәшуа, Мануһ, Илияс вә Хизқиядәк аддий адәмләрни кәмтәрлик билән тиңшиған болса, мәнму шундақ қилишим керәк әмәсму? Қериндашларни тиңшап, мүмкин болғанда уларниң ой-пикирлиригә қулақ селиш арқилиқ уларға көпирәк һөрмәт көрситәләймәнму? Җамаәттә яки аиләмдә кимгә көпирәк көңүл бөләләймән? Буни қандақ қилсам болиду?» (Ярит. 30:6; Һак. 13:9; Пад. 1-яз. 17:22; Тар. 2-яз. 30:20).
12—18 ИЮНЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ТАРИХНАМӘ 2-ЯЗМА 32, 33
«Қийин вақитларда бурадәрлириңизгә тирәк болуң»
it «Ассурийә»
Ассурийә
Санхериб. Саргон IIниң оғли Санхериб һөкүмранлиғиниң 14-жили (732 б.м.и.) Йәһуда падишалиғиға һуҗум қилди (П2я 18:13; Йша 36:1). Хизқия Ассурийәниң тәсиридин азат қилиш үчүн униңға қарши чиқти. Хизқияниң дадиси Аһаз ойланмай қилған иш-һәрикәтлири түпәйлидин, Йәһуда падишиси Ассурийәниң тәсиригә чүшүп қалған (П2я 18:7). Хизқияниң бу һәрикити үчүн Санхериб Йәһудаға қарши чиқип, 46 шәһирини ишғал қилған (Йәшая 36:1, 2ни селиштуруң). Кейин у Лақишта қараргаһ тиккән вақитта, Хизқиядин 30 талант алтун йәни (11560000 долл.) вә 300 талант күмүч (1982000 долл.) тәләп қилған (П2я 18:14—16; Т2я 32:1; Йша 8:5—8ни селиштуруң). Гәрчә бу селиқ төләнгән болсиму, Санхериб Йерусалимға әлчилирини әвәтип тәслим болушни тәләп қилған (П2я 18:17—19:34; Т2я 32:2—20). Бир кечидә Йәһваниң пәриштиси 185000 әскәрни қиривәтти. Ассурниң шаһи Санхерибни кәйнигә чекиндүрүп, Нинәвийигә қайтишқа мәҗбурлиди (П2я 19:35, 36). Кейинирәк Санхерибни икки оғли өлтүрүвәтти вә униң орниға Есархадон тәхткә олтарди (П2я 19:37; Т2я 32:21, 22; Йша 37:36—38).
w13 15/11 19-б., 12-абз.
12 Йәһва Худа биз үчүн өзүмиз қилалмайдиған ишларни қилишқа һәр вақит тәйяр, амма У бизниң күчимиз йетидиған ишларни қилишимизни күтиду. Хизқия «бәглири вә һәрбийлири билән мәслиһәтлишип» «шәһәрниң тешидики қудуқларни көмүветишни қарар қилди.... [Хизқия] падиша пишиқ иш тутуп, бузулуп кәткән сепилни җөндиди, мунариларни егизәрәк көтәрди, тешида йәнә башқа тамни қопуруп,... [У] нурғун қурал-ярақ һәм қалқанларни тәйярлиди» (Тар. 2-яз. 32:3—5). Шу вақитта Йәһва Худа Өз хәлқини қоғдаш вә рәһбәрлик бериш үчүн Хизқия падишани, шаһзадиләрни вә роһий йетилгән пәйғәмбәрләрни пайдиланди.
w13 15/11 19-б., 13-абз.
13 Булақларниң көзини йепип, шәһәрниң тамлирини мәһкәм қилиш муһим болған, бирақ Хизқияниң униңдинму муһимирақ ишлири бар еди. Ғәмхорчан падичидәк адәмләрни жиғип, илһам беридиған сөзләрни ейтти: «Мәккәм һәм қәйсәр болуңлар, Ассур шаһидин қорқмаңлар вә униң билән кәлгән көпчиликтин чөчүмәңлар, чүнки биз билән болғанлар улар билән болғанлардин артуқтур! Улар билән җисманий күч, биз билән болса Худайимиз Йәһвадур!» Йәһва Худа хәлқи үчүн күришидиғанлиғини әскәрткәндә, уларниң ишәнчиси қанчилик мустәһкәмләнди! Хәлиқ Йәһуда падишаси Хизқияниң сөзлиридин тәсирлинип күчәйди. Йәһва Худа алдин-ала ейтқандәк, Хизқия падиша, униң шаһзадилири, күчлүк адәмлири, шундақла Мика билән Йәшая пәйғәмбәр хәлиқ үчүн яхши падичи болған (Тар. 2-яз. 32:7, 8; Мика 5:5, 6ни оқуң).
Роһий гөһәрләрни издәйли
w21.10 4, 5-б., 11, 12-абз.
11 Вақти кәлгәндә, Йәһва Худа Манассәниң дуалириға җавап бәргән. У Манассәниң қәлбидә дуалириға мас өзгиришләрни көргән. Шуңа Йәһва Худа Манассәниң дуасиға қулақ селип, уни кәчүргән вә падишалиқ тәхтигә қайта олтарғузған. Манассә бу пурсәтни қолдин бәрмәй, өзиниң һәқиқий товва қилғанлиғини көрсәткән. У Ахаб һечқачан қилмиған ишни қилип, өзиниң жүрүш-турушини өзгәрткән. У қизғинлиқ билән сахта ибадәткә қарши күрәш қилип, һәқиқий ибадәтни гүлләндүрүш үчүн тиришқан (Тарихнамә 2-язма 33:15,16ни оқуң). Наһайити ениқки, бу җасарәт вә иман-етиқатни тәләп қилған. Сәвәви Манассә узун жиллар өз аилисигә, қол астидики әмәлдарлириға вә хәлқигә яман үлгә болған. Бирақ һазир яшинип қалғанда, у илгири өткүзгән хаталиғи сәвәплик пәйда болған яманлиқни йоқ қилишқа тиришқан. Манассәниң нәвриси Йәшуа яхши падиша болған. Буниңдин көрәләймизки, Манассә өз нәврисигә яхши тәсир қилған болуши мүмкин (Пад. 2-яз. 22:1, 2).
12 Манассәниң үлгисидин немиләрни үгинәләймиз? У өзини төвән тутуп кәмтәр болупла қалмай, башқа ишларниму қилған. У дуа қилип, рәһим-шәпқәт тилигән. Өз һаятида өзгиришләрни қилған. У илгири өзи қилған яман ишлири сәвәплик пәйда болған қийинчилиқларни йоқ қилишқа тиришқан. Йәнә у Йәһваға ибадәт қилишқа һәрикәт қилған вә башқиларниму шундақ қилишқа дәвәт қилған. Манассәниң үлгиси һәтта қәбиһ гунакарларғиму үмүт бериду. Биз буниңдин Йәһваниң меһрибан вә кәчүрүмчан Худа екәнлигиниң күчлүк дәлил-испатини көрүмиз (Зәб. 86:5). Демәк, чин жүрәктин һәқиқий товва қилғанлар кәчүрүмгә еришәләйду.
19—25 ИЮНЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ТАРИХНАМӘ 2-ЯЗМА 34—36
«Худа Сөзиниң пайдисини толуқ көрүватамсиз?»
it «Хулда»
Хулда
Һошия ибадәтханини җөндәш вақтида баш роһаний Хилқия тапқан «Қанун китавини оқуғанда, у вәкиллирини Йәһва Худадин сораш үчүн әвәтти. Улар аял пәйғәмбәр Хулдаға келип: Худадин үз өрүп, Униңға бойсунмиғанлиқтин, хәлиққә «китапта» йезилиғандәк, балаю-апәтни, барлиқ ләнәтләрни кәлтүрүмән дегән Худаниң сөзлирини пәйғәмбәр аял уларға йәткүзди. Аял пәйғәмбәр Хулда Һошияға Худа алдида кәмтәрлик көрсәткәнлиги үчүн у балаю-апәтни көрмәйду, амма атилири билән биргә қәбирдә течлиқта ятиду дәп йәткүзди (П2я 22:8—20; Т2я 34:14—28).
w09 15/6 10-б., 20-абз.
20 Йошия падиша уюштурған түзәш ишлири вақитта, баш роһаний Хилқия «Мусаниң қоли арқилиқ берилгән Йәһваниң Қанун китавини» тепивелип, катип Шафанниң қолиға тапшурди. Шафан уни Йошияға оқуп бәрди (Тарихнамә 2-язма 34:14—18ни оқуң). Бу падишаға қандақ тәсир қилди? Падиша хәттики сөзләрни аңлиғанда, қайғуруп, кийимлирини житип, андин адәмләрни Йәһва Худаниң ирадисини билишкә буйриди. Шу чағда Йәһва Худа Олдама пәйғәмбәр арқилиқ Йәһудада йүз бериватқан диний напак ишларни әйипләйдиғанлиғини ейтти. Кейин Һошияниң бутпәрәсликни пүтүнләй йоқ қилишқа тиришқанлиғи көздин сирт қалмиған. Йәһва Худа уни бәрикәтләп, пүткүл хәлиқниң бешиға апәт кәлсиму, уни аман қалдуримән дәп вәдә қилған (Тар. 2-яз. 34:19—28). Бу вақиәдин қандақ савақ алимиз? Бизму Һошия охшаш Йәһва Худаниң рәһбәрлигигә дәрру қулақ салимиз. Шундақла һәқиқий ибадитимиздә һәқиқәттин үз өрүш яки вапасизлиқниң пәйда болғанлиғини байқисақ, бу агаһландуруш мисалини дайим есимиздә тутушимиз керәк. Һошияниң вәзийитигә охшаш бизму пак ибадәт үчүн көрсәткән қизғинлиғимизни Йәһва Худаниң көрүшигә ишәнч қилалаймиз.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w17.03 25-б., 15—17 абз.
15 Йошия падишаниң мисалидин немигә үгинәләймиз? Йошия яхши падиша болған, шундақ болсиму, у өлүмигә әкәлгән хаталиқни өткүзди (Тарихнамә 2-язма 35:20—22ни оқуң). Немә йүз бәрди? Йошия падиша Мисирниң падишаси Нәко билән һеч сәвәпсиз җәң башлиди. Әслидә, Нәко падишаниң өзи Йошияға униң билән җәң қилғуси кәлмәйдиғанлиғини ейтқан. Муқәддәс китапта Нәко падишаниң сөзлири «Худаниң ағзидин» кәлгәнлиги йезилған. Лекин Йошия униң сөзлиригә қулақ салмастин, җәңдә һалак болди. У немә сәвәптин Нәкоға қарши җәң қилди? Муқәддәс китапта буниң сәвәви чүшәндүрүлмигән
16 Йошия падиша Нәкониң сөзлири әмәлийәттә Худадин болған-болмиғанлиғиға көз йәткүзүши керәк еди. Қандақ қилип? У Йәһва Худаниң пәйғәмбири Йәрәмиядин сориши керәк еди (Тар. 2-яз. 35:23, 25). Униңдин ташқири, у вәзийәтләрни тәкшүрүши лазим еди. Әмәлийәттә, Нәко падиша Йерусалимға қарши чиқмастин, Каркемишта яшиған башқа хәлиқ билән җәң қилмақчи болған. Шундақла у Йәһва Худани вә униң хәлқини һақарәтлимәкчи болмиған. Йошия падиша қарар қилиштин бурун, буларни ой таразиға салмиған. Биз бу вақиәдин қандақ савақ алалаймиз? Қандақту бир қийинчилиққа дуч келип, қарар қилишимиз керәк болғанда, авал Йәһва Худадин рәһбәрлик соришимиз лазим.
17 Қарар қилиштин илгири биз Муқәддәс китапниң қайси принциплири ярдәм берәләйдиғанлиғини вә уларни қандақ қоллиналайдиғанлиғимиз һәққидә ойлинишимиз керәк. Бәзи вәзийәтләрдә қошумчә тәтқиқ қилиш яки ақсақалдин мәслиһәт сораш һаҗәт болуши мүмкин. У бизгә Муқәддәс китаптики башқа принципларни көрситиши мүмкин. Көз алдиңизға мундақ вәзийәтни кәлтүрүң: Қериндишимизниң ери Гувачи әмәс. У бәлгүлүк бир күни вәз хизмитигә чиқмақчи болди дәйли (Әлч. 4:20). Лекин дәл шу күни ери униң вәз қилишини халимайду. Йеқиндин бери биллә вақит өткүзмидуқ дәп, аялини бирәр йәргә апармақчи. Шуңа қериндишимиз дана қарар қилиш үчүн, Муқәддәс китапниң принциплирини қараштуриду. У Йәһваға бойсунуши керәклигини вә Әйсаниң шагиртларни тәйярлашқа буйриғанлиғини билиду (Мәт. 28:19, 20; Әлч. 5:29). Амма аялларниң әрлиригә бойсунуши керәклигини вә Худа хизмәтчилириниң әқил-парасәтлик болуши керәклигиниму унтумайду (Әфәс. 5:22—24; Флп. 4:5). Ери вәз қилишини мутләқ тохтатқанлиғини халамду яки пәқәт шу күни униң билән вақит өткүзүшини халамду? Йәһваниң хизмәтчилири сүпитидә биз дана вә Худаға яқидиған қарарлар қилишни халаймиз.
26-ИЮНЬ—2-ИЮЛЬ
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ӘЗРА 1—3
«Йәһва Худа сизни пайдилинишиға рухсәт қилиң»
w22.03 14-б., 1-абз.
ЙӘҺУДИЙЛАР қаттиқ һаяҗанға толған. Чүнки Йәһва Худа «Парс падишаһи Қорәшниң роһини қозғиши билән», онлиған жиллар турған Бабилда әсирликтә яшиған исраилларни қоюп бәргән еди. Падиша йәһудийлар өз жутиға қайтип, «Исраилниң Худаси [Йәһваниң, ЙД] өйини салсун!»— дәп җакалиған (Әзра 1:1, 3). Нәқәдәр кишини һаяҗанға салидиған пәрман! Демәк, У Өз хәлқигә бәргән зиминда пак ибадәт қилиш қайта әслигә келиду.
w17.10 21-б., 2-абз.
2 Зәкәрия Йерусалимға қайтип кәлгән исраиллиқларниң Йәһваниң хизмәтчилири екәнлигини билгән. «Худа роһини қопурған» бу кишиләр Бабилондики өйлири билән тиҗаритини қалдурди (Әзра 1:2, 3, 5). Көпинчиси һечқачан өз көзи билән көрмигән йәргә көчүш үчүн, яхши тонуйдиған йерини ташлиған. Худаниң ибадәтханисини әксигә кәлтүрүшни муһим дәп һесаплиғанлиғи шуки, улар һәтта тәхминән 1600 километрға созулған оңғул-доңғул йол билән хәвплик сәпәргә атлинишқа тәйяр болған.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w06 1/15 19-б., 1-абз.
1:3—6. Бабилда қалған бәзи исраиллиқлар охшаш, бүгүнму толуқ вақитлиқ хизмәт қилишқа яки көпирәк муһтаҗ бар йәрләрдә хизмәт қилишқа шараити яр бәрмигән Йәһва гувачилири шундақ йәрләргә берип хизмәт қилалайдиған қериндашларға ярдәм қилип, илһам берәләйду яки Падишалиқ тоғрилиқ вәз қилиш билән шагирт тәйярлаш иши үчүн ианә қилиду.