17-ДӘРИС
Чүшинишлик сөзләш
Коринтлиқларға 1-хәт 14:9
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларниң чүшиниши үчүн ениқ сөзләш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
Пухта тәйярлиқ қилиш. Мавзуни өзүңиз ениқ чүшиниң, шундила уни тиңшиғучиларға аддий сөзләр билән чүшәндүрәләйсиз.
Қисқа җүмлиләрни вә аддий ибариләрни ишлитиш. Узун җүмлиләрни ишләтсиңиз болиду, амма асасий ой-пикирни қисқа сөз-ибарә вә җүмлиләр билән йәткүзүң.
Натонуш сөзләрни чүшәндүрүш. Тиңшиғучиларға натонуш сөзләрни азирақ ишлитишкә тиришиң. Әгәр натонуш сөз-ибариләрни, мәсилән, Муқәддәс китаптики шәхсләр, қедимий урп-адәтләр яки өлчәм бирликлирини ишлитишкә тоғра кәлсә, уларни чоқум чүшәндүрүп бериң.