41-нахша
Йәһваға яш вақтиңдин хизмәт қил!
(Вәз 12:1)
1. Амрақ Худа силәргә, әй, яшлар!
У силәргә көп ғәмхорлуқ қилар.
Ата-ана вә достлар арқилиқ
Қилар силәргә У меһрибанлиқ.
2. Көйүмчан ата-анаңни сөйгин,
Дилни асрап, итаәтчан болғин.
Рәбни вә инсанларни хуш қилсаң,
Яңрар яшлиқта хошал күй-нахшаң!
3. Яш вақтиңда Худани яд қилғин,
Һәқни сөйүп, ишәнчтә чиң турғин!
Йәһваға беғишлисаң өзүңни,
Болар бәкму хурсән Униң көңли.
(Шундақла Зәб. 71:17; Йәр. ж. 3:27; Әфәс. 6:1—3ни қараң.)