4-нахша
Худа алдида яхши нам-атақ тикләш
(Вәз 7:1)
1. Бир өмүр, һәр күн, тәйярмиз һәрқачан
Рәбкә бойсунуп, биз тикләшкә пак нам.
Тоғра иш қилсақ биз Йәһваниң алдида,
Болар Униң көңли шат-хорам.
2. Нам-атақ издәп инсан арисидин,
Арман қилмаңлар махташ вә хошамәт.
Чүнки сахта шулар, дост тутсақ уларни,
Көрмәсмиз Худадин шапаәт.
3. Худадин мундақ тиләймиз: «Исмимни
Мәңгүгә пүткин һаят дәптиригә».
Тайинип Йәһваға, қоғдап һәқиқәтни,
Тикләйли яхши нам мәңгүгә.
(Шундақла Ярит. 11:4; Пәнд н. 22:1; Мал. 3:16; Вәһ. 20:15ни қараң.)