Муқәддәс Китап һекайилири һәққидә муһакимә қилип үгиниш үчүн берилгән соаллар
1-һекайә
Худаниң яритишни башлиши
Барлиқ яхши нәрсиләр қәйәрдин кәлгән? Бир қанчисини ейтип берәләмсиз?
Худа тунҗа болуп немини яратти?
Немә үчүн тунҗа периштә бәкму алаһидә болған?
Рәсимгә қарап, дәсләптә йәр шари қандақ һаләттә еди? Ейтип бериң?
Йәр шариниң инсанлар вә җан-җаниварларниң яшишиға мас келиши үчүн, Худа немиләрни тәйярлиди?
Қошумчә соаллар:
Йәрәмия 10:12-айәтни оқуң.
Худаниң яратқан мәвҗудатлири, бизгә Яратқучи һәққидә немиләрни ейтип бериду? (Йәшая 40:26; Римлиқлар 11:33)
Колосилиқлар 1:15—17-айәтләрни оқуң.
Яритиш хизмитидә, Әйса қандақ муһим роль ойниған? Буни билгән екәнмиз, Әйсаға қандақ көз қарашта болушимиз лазим? (Колосилиқлар 1:15—17)
Яритилиш 1:1—10-айәтләрни оқуң.
Йәр шари қандақ пәйда болди? (Яритилиш 1:1)
Яритилиш башлинип тунҗа күни немә иш йүз бәрди? (Яритилиш 1:3—5)
Яритилишниң 2-күни немә иш йүз бәргәнлигини ейтип бериң? (Яритилиш 1:7, 8)
2-һекайә
Чирайлиқ бағ
Худа йәр шарини бизгә макан қилип тәйярлаш үчүн немә ишларни қилди?
Рәсимгә қарап, Йәһва Худа яратқан һәр хил җан-җаниварларниң исмини ейтип, уларни тәсвирләп бериң?
Ерәм бағ, немә үчүн бәк алаһидә?
Худа пүткүл йәр шариниң қандақ болушини арзу қилди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 1:11—25-айәтләрни оқуң.
Яритилишниң 3-күнидә, Худа немиләрни яратти? (Яритилиш 1:12)
Яритилишниң 4-күнидә, немә иш йүз бәрди? (Яритилиш 1:16)
Бәшинчи, алтинчи яритилиш күнидә, Худа қандақ җан-җаниварларни яратти? (Яритилиш 1:20, 21, 25)
Яритилиш 2:8, 9-айәтләрни оқуң.
Худа бағда қайси икки түп алаһидә дәрәқни өстүрди? Мошу икки түп дәрәқ немигә вәкиллик қилған?
3-һекайә
Тунҗа әр билән аял
3-һекайидики бу рәсим билән, 2-һекайидики рәсимдә қандақ пәриқ бар?
Тунҗа әрни ким яратти? У әрниң исми немә?
Худа Адәм атиға қандақ хизмәт тапшурди?
Немә үчүн, Худа Адәм атини қаттиқ ухлитивәтти?
Адәм билән Һава қанчилик узун яшалатти? Йәһва уларниң немә иш қилишини арзу қилди?
Қошумчә соаллар:
Зәбур 83:18-айәтни оқуң.
Алланиң исми немә? Униң йәр йүзи үстигә қандақ һоқуқи бар? (Йәрәмия 16:21; Даниял 4:17)
Яритилиш 1:26—31-айәтләрни оқуң.
Яритилишниң 6-күнидә, Худа қандақ алаһидә җанни яратти? Униң башқа җан-җаниварлардин қандақ пәриқи бар? (Яритилиш 1:26)
Йәһва, инсанлар билән җан-җаниварларниң йейиши үчүн немиләрни бәрди? (Яритилиш 1:30)
Яритилиш 2:7—25-айәтләрни оқуң.
Адәм ата җан-җаниварларға исим қоюш үчүн немә иш қилиши керәк еди? (Яритилиш 2:19)
Яритилиш 2:24-айәт, Йәһваниң некаға, айрилип яшашқа вә аҗришишқа қандақ көз қарашта болидиғанлиғини чүшинишимизгә қандақ ярдәм бериду? (Мәтта 19:4—6, 9)
4-һекайә
Немә үчүн улар маканидин һайдап чиқирилди?
Рәсимгә қарисиңиз, Адәм билән Һаваға немә болди?
Немә үчүн, Йәһва уларни җазалиди?
Илан Һаваға немә деди?
Ким иланни Һаваға сөз қилдурған еди?
Адәм билән Һава, немә үчүн җәннәт маканидин һайдап чиқирилди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 2:16, 17; 3:1—13, 24-айәтләрни оқуң.
Илан Һаваға сөз қилғанда, Йәһваға қандақ төһмәт қилди? (Яритилиш 3:1—5; 1-Юһанна 5:3)
Һаваниң қилған иши бизгә қандақ агаһландуруш бериду? (Филипиликләр 4:8; Яқуп 1:14, 15; 1-Юһанна 2:16)
Адәм билән Һава өзлири қилған ишниң җавапкәрлигидин қачқанлиғини қандақ көрсәтти? (Яритилиш 3:12, 13)
Ерәм бағниң шәриқ тәрипигә қоюлған керуб, дәп атилидиған периштәләр, Худаниң һөкүмранлиқ һоқуқини қандақ қоғдиди? (Яритилиш 3:24)
Вәһийләр 12:9-айәтни оқуң.
Шәйтан инсанларни Худаниң һөкүмранлиғиға қарши чиқишқа қутритишта, қандақ мувәппәқийәтләргә еришип кәлди? (1-Юһанна 5:19)
5-һекайә
Җапа-мәшәқәтлик турмушниң башлиниши
Ерәм бағниң сиртида, Адәм билән Һава қандақ һаят кәчүрди?
Адәм ата билән Һава аниға немә иш болушқа башлиди? Немә үчүн?
Немә үчүн Адәм ата билән Һава аниниң пәрзәнтлири қериди вә өлди?
Әгәр Адәм билән Һава, Йәһваға итаәтчан болған болса, улар вә уларниң пәрзәнтлири қандақ турмуш кәчүргән болатти?
Һава аниниң итаәтсизлиги өзигә қандақ азап елип кәлди?
Адәм ата билән Һава аниниң дәсләпки икки оғлиниң исимлири немә?
Рәсимдики башқа балилар кимләр?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 3:16—23; 4:1, 2-айәтләрни оқуң.
Йәрниң ләнәткә учриши, Адәм атиниң турмушиға қандақ тәсир қилди? (Яритилиш 3:17—19; Римлиқлар 8:20, 22)
Һава дегән исимниң мәнаси “һаятлиқ”, немә үчүн уни бу исим билән аташ бәкму мувапиқ? (Яритилиш 3:20)
Һәтта Адәм билән Һава гуна өткәзгәндин кейин, Йәһва уларға қандақ ғәмхорлуқ қилди? (Яритилиш 3:7, 21)
Вәһийләр 21:3, 4-айәтләрни оқуң.
Неминиң йоқ қилинғанлиғини көрүшни үмүт қилисиз?
6-һекайә
Яхши оғул вә яман оғул
Қабил билән Һабил немә иш қилди?
Қабил билән Һабил Йәһваға қандақ соғатларни елип кәлди?
Йәһва немә үчүн Һабилниң соғитидин хурсән болди? Қабилниң соғитидин немә үчүн хурсән болмиди?
Қабил қандақ киши? Йәһва уни түзүтүш үчүн немә иш қилди?
Қабил далада иниси билән ялғуз қалған вақитта, немә иш қилди?
Қабил инисини өлтүргәндин кейин, униңға немә болғанлиғини ейтип бериң?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 4:2—26-айәтләрни оқуң.
Қабилниң хәтәрлик көз қарашта болуватқанлиғини, Йәһва қандақ тәсвирлиди? (Яритилиш 4:7)
Қабил көңлидики нийитини қандақ ашкарә қилди? (Яритилиш 4:9)
Йәһва бегуна қан төкүлүшкә қандақ көз қарашта? (Яритилиш 4:10; Йәшая 26:21)
1-Юһанна 3:11, 12-айәтләрни оқуң.
Немә үчүн Қабил аччиқланди? Мошу иштин, бүгүнки күндә қандақ саваққа егә болалаймиз? (Яритилиш 4:4, 5; Пәнди-нәсиһәт 14:30; 28:22)
Муқәддәс Китап, гәрчә аилимиздикиләрниң һәммиси Йәһваға ибадәт қилишимизға қарши чиқсиму, йәнила Йәһваға садақәтмәнликни сақлайдиғанлиғимизни қандақ көрситиду? (Зәбур 27:10; Мәтта 10:21, 22)
Юһанна 11:25-айәтни оқуң.
Өлүмгә қаримай, һәқиқәт йолида чиң турғанларға, Йәһва қандақ капаләт бериду? (Юһанна 5:24)
7-һекайә
Җасарәтлик киши
Һанух башқилардин қандақ пәриқ қилатти?
Немә үчүн Һанух яшиған заманда кишиләр шунчә көп яман ишларни қилған?
Кишиләр қандақ яман ишларни қиливатиду? (рәсимгә қараң)
Немә үчүн Һанух җасарәтлик болуши керәк?
Шу заманларда кишиләр қанчилик узун яшиған? Лекин, Һанух қанчилик яшиди?
Һанух өлгәндин кейин немә иш болди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 5:21—24, 27-айәтләрни оқуң.
Һанухниң Йәһва билән мунасивити қандақ?
Муқәддәс Китапқа асасланғанда, яшап өткән инсанларниң арисида әң узун өмүр сүргән ким? У қанчә яшта өлүп кәткән? (Яритилиш 5:27)
Яритилиш 6:5-айәтни оқуң.
Һанух өлгәндин кейин, йәр йүзиниң әһвали қандақ яман һаләткә чүшүп қалди? Шу чағдики һаләтни һазирқи дәвримизгә қандақ селиштурушқа болиду? (2-Тимотий 3:13)
Луқа 3:23, 37-айәтләрни оқуң.
Һанух ‘Худа билән йеқин яшап’, қандақ бәрикәтләргә еришти? (Яритилиш 5:22)
Йәһуда 14, 15-айәтни оқуң.
Бүгүнки күндә һәқ Худаға ибадәт қилғучилар болған биз, кәлгүсидә болидиған Армагедон уруши һәққидә кишиләрни агаһландурғанда, Һанухниң җасаритини қандақ үлгә қилалаймиз? (2-Тимотий 4:2; Ибранийлар 13:6)
8-һекайә
Йәр йүзидики һәйвәтлик адәмләр
Худаниң бәзи пәриштәлири Шәйтанниң сөзигә қулақ селип, нәтиҗидә немә иш йүз бәрди?
Немә үчүн бәзи периштәләр асмандики хизмәт орнидин айрилип, йәр йүзигә чүшти?
Пәриштәләрниң йәр йүзигә чүшүп, инсан қияпитигә кириши немә үчүн хата?
Пәриштәләрдин туғулған балилар қандақ пәриқ қилатти?
Бу рәсимгә қарисиңиз, пәриштәләрниң балилири чоң болуп ғайәт йоған адәмләргә айланғанда, немә иш қилди?
Һанухтин кейин, йәр йүзидә яшиған яхши адәм ким? Немә үчүн Худа униңдин хурсән болди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 6:1—8-айәтләрни оқуң.
Яритилиш 6:6-айәткә асасланғанда, сөз-һәрикәтлиримиз Йәһваниң һис-туйғулириға қандақ тәсир көрситәләйду? (Зәбур 78:40, 41; Пәнди-нәсиһәт 27:11)
Йәһуда 6-айәтни оқуң.
Нуһниң заманидики “өз орунлирини ташлап кәткән” пәриштәләр, бүгүнки күндә бизгә немини әслитиду? (1-Коринтлиқлар 3:5—9; 2-Петрус 2:4, 9, 10, БҖ)
9-һекайә
Нуһниң кемә ясиши
Нуһниң аилисидә қанчә җан бар? Униң үч оғлиниң исми немә?
Худа Нуһни қандақ ғәлитә ишни қилишқа буйриди? Немә үчүн?
Нуһ кемә ясаш һәққидә ейтқанда, униң әтрапидики хошнилири қандақ инкас қайтурди?
Худа җан-җаниварларни қандақ қилиш һәққидә Нуһқа немә деди?
Худа кемә ишигини йепивәткәндин кейин, Нуһ вә униң аилисидикиләр немә иш қилди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 6:9—22-айәтләрни оқуң.
Нуһ немә сәвәптин, һәқ Худаниң алаһидә хизмәтчиси болди? (Яритилиш 6:9, 22)
Йәһваниң зораванлиққа болған көз қариши қандақ? Бу бизниң оюн-тамашиларни таллишимизға қандақ тәсир қилиши керәк? (Яритилиш 6:11, 12; Зәбур 11:5)
Йәһваниң тәшкилати тәрипидин көрсәтмиләр берилгәндә, Нуһни өзимизгә қандақ үлгә қилалаймиз? (Яритилиш 6:22; 1-Юһанна 5:3)
Яритилиш 7:1—9-айәтләрни оқуң.
Худаниң көз алдида намукәммәл киши Нуһниң һәққаний саналғанлиғи, бүгүнки күндә бизни қандақ илһамландуриду? (Яритилиш 7:1; Пәнди-нәсиһәт 10:16; Йәшая 26:7)
10-һекайә
Топан сүйи
Ямғур йеғишқа башлиғанда, немә үчүн һеч ким кемә ичигә кирәлмиди?
Йәһва қанчә кечә-күндүз ямғур яғдурди? Су қанчилик егиз көтирилди?
Йәр йүзини су қаплашқа башлиғанда, кемигә немә болди?
Һәйвәтлик адәмләр кәлкүн сүйидә һаят қалдиму? Уларниң дадилириға немә болди?
Бәш айдин кейин, кемигә немә болди?
Немә үчүн Нуһ бир қарғини кемә сиртиға қоюп бәрди?
Нуһ йәр йүзини қаплиған суниң тарқилип кәткәнлигини қандақ билди?
Нуһ вә униң аилисидикиләр кемә ичидә бир жилдин көпирәк турғандин кейин, Йәһва Нуһқа немә деди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 7:10—24-айәтләрни оқуң.
Йәр йүзидики һаятлиқ қайси дәриҗидә йоқ қилинди? (Яритилиш 7:23)
Йәр йүзини қанчилик узун вақит, кәлкүн сүйи басти? (Яритилиш 7:24)
Яритилиш 8:1—17-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң йәр шари үчүн дәсләптә қилған мәхситиниң өзгәрмигәнлигини, Яритилиш 8:17-айәт қандақ көрситиду? (Яритилиш 1:22)
2-Петрус 2:5-айәтни оқуң.
Қаршилашқучи пәриштәләр асманға қайтип чиққинида, улар қандақ һөкүм қилинди? (Йәһуда 6)
Нуһ вә униң аилисидикиләр тоғрисидики вақиә, Йәһваниң өз хәлиқини қутқузушқа қадир екәнлигигә болған ишәнчимизни қандақ күчәйтиду? (Ибранийлар 11:7)
11-һекайә
Тунҗа һасан-һүсән
Рәсимдә көрситилгәндәк, Нуһ кемидин чиққандин кейин, тунҗа болуп немә иш қилған?
Топан сүйидин кейин, Худа Нуһ вә униң аилисидикиләрни немә иш қилишқа буйриди?
Худа қандақ вәдә бәрди?
Һасан-һүсәнни көргинимиздә, у немини есимизға салиду?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 8:18—22-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә, Йәһва “мәмнун” болидиған қурванлиқни қандақ тәғдим қилалаймиз? (Яритилиш 8:21; Ибранийлар 13:15, 16)
Йәһва инсан қәлбини күзитип қандақ хуласигә кәлди? Немә үчүн биз еһтиятчан болушимиз керәк? (Яритилиш 8:21; Мәтта 15:18, 19)
Яритилиш 9:9—17-айәтләрни оқуң.
Йәһва йәр йүзидики барлиқ җанлиқлар билән қандақ әһдә түзди? (Яритилиш 9:10, 11)
Һасан-һүсән әһдиси қанчә узун вақит күчкә егә? (Яритилиш 9:16)
12-һекайә
Инсанларниң зор мунара ясиши
Нимрод ким? Худа Нимродқа қандақ көз қарашта болди?
Рәсимгә қараң, немә үчүн кишиләр хиш ясаватиду?
Немә үчүн, Йәһва мунара ясаш ишини яқтурмиди?
Худа қандақ қилип мунара ясашни тохтатти?
У шәһәр немә дәп аталди? У исимниң мәнаси немә?
Худа кишиләрниң тиллирини қалаймиқанлаштурувәткәндин кейин, немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
Пәнди-нәсиһәт 3:31-айәтни оқуң.
Нимрод өзиниң қандақ тәбиәтлик киши екәнлигини ашкарилиди? Бу бизгә қандақ агаһландуруш бериду? (Зәбур 11:5)
Яритилиш 11:1—9-айәтләрни оқуң.
Уларниң мунара ясаштики мәхсити немә? Немә үчүн мунара ясаш қурулушиниң мәғлуп болуши ениқ еди? (Яритилиш 11:4; Пәнди-нәсиһәт 16:18; Юһанна 5:44)
13-һекайә
Худаниң дости — Ибраһим
Ур шәһиридә қандақ адәмләр яшиған?
Рәсимдики киши ким, у қачан туғулған вә қәйәрдә яшиған?
Худа Ибраһимни немә иш қилишқа буйриди?
Немә үчүн Ибраһим Худаниң дости, дәп аталди?
Ибраһим Ур шәһиридин айрилғанда, кимләр униң билән биллә маңди?
Ибраһим Қанан зиминиға кәлгәндә, Худа Ибраһимға немә деди?
Ибраһим 99 яшқа киргәндә, Йәһва Ибраһимға қандақ вәдә бәрди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 11:27—32-айәтләрни оқуң.
Ибраһим билән Лутниң уруқ-туққанчилиқ мунасивити қандақ? (Яритилиш 11:27)
Гәрчә Тәраһ аилисидикиләр билән Қанан зиминиға көчүшкә атлинип һәссә қошқан болсиму, әмәлиятта болса бу көчүшкә Ибраһимниң сәпәрвәрлик қилғанлиғини қандақ билимиз? Немә үчүн у шундақ қилди? (Яритилиш 11:31; Әлчиләр 7:2—4)
Яритилиш 12:1—7-айәтләрни оқуң.
Ибраһим Қанан зиминиға кәлгәндин кейин, Йәһва Худа Ибраһим билән түзгән әһдигә қошумчә қилип, немини вәдә қилди? (Яритилиш 12:7)
Яритилиш 17:1—8, 15—17-айәтләрни оқуң.
99 яшқа киргәндә, Ибраһимниң исми немигә өзгәртилди? Немә үчүн? (Яритилиш 17:5)
Йәһва Сарәгә кәлгүсидә қандақ бәхит ата қилишни вәдә қилди? (Яритилиш 17:15, 16)
Яритилиш 18:9—19-айәтләрни оқуң.
Яритилиш 18:19-айәттә, ата болғучиларға қандақ мәсъулийәт тапшурулған? (Қанун шәрһи 6:6, 7; Әфәсликләр 6:4)
Сарәниң қайси иши, Йәһвадин һеч немини йошуруп болалмайдиғанлиғимизни көрситиду? (Яритилиш 18:12, 15; Зәбур 44:21)
14-һекайә
Худаниң Ибраһимниң ишәнчини синиши
Худа Ибраһимға немини вәдә қилған? Худа вәдисини қандақ орунлиди?
Рәсимгә қараң, Худа Ибраһимниң ишәнчини қандақ синиди?
Гәрчә Ибраһим, немә үчүн Худаниң шундақ қилишқа буйруғанлиғини чүшәнмигән болсиму, у йәнила немә иш қилди?
Ибраһим оғлини өлтүрүш үчүн қолиға пичақ алғанда, немә иш йүз бәрди?
Ибраһимниң Худаға болған иман-етиқати қанчилик күчлүк?
Худа Ибраһимға қурванлиқ қилишқа немини бәрди? Қандақ бәрди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 21:1—7-айәтләрни оқуң.
Немә үчүн Ибраһим оғли туғулуп сәккизинчи күни униң хәтнисини қилди? (Яритилиш 17:10—12; 21:4)
Яритилиш 22:1—18-айәтләрни оқуң.
Исһақ атиси Ибраһимға бойсунғанлиғини қандақ көрсәтти? Мошу вақиә кәлгүсидики қайси муһим әһмийәтлик иш һәққидә бешарәт бәрди? (Яритилиш 22:7—9; 1-Коринтлиқлар 5:7; Филипиликләр 2:8, 9)
15-һекайә
Лутниң аялиниң кәйнигә қариши
Ибраһим билән Лут немә үчүн айрилип кәтти?
Немә үчүн Лут Содом шәһиридә яшашни таллиди?
Содом шәһиридикиләр қандақ кишиләр еди?
Икки периштә Лутни немә дәп агаһландурди?
Немә үчүн Лутниң аяли таш туз түврүккә айлинип қалди?
Лутниң аяли һәққидики мошу иштин биз қандақ саваққа егә болалаймиз?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 13:5—13-айәтләрни оқуң.
Ибраһимниң икки киши оттурисидики мәсилиләрни һәл қилиш уссулидин, немини үгинәләймиз? (Яритилиш 13:8, 9; Римлиқлар 12:10; Филипиликләр 2:3, 4)
Яритилиш 18:20—33-айәтләрни оқуң.
Йәһва билән Ибраһимниң қилишқан гәп-сөзлири, немә үчүн Йәһва вә Әйсаниң адиллиқ билән һөкүм қилидиғанлиғиға болған ишәнчимизни шуриду? (Яритилиш 18:25, 26; Мәтта 25:31—33)
Яритилиш 19:1—29-айәтләрни оқуң.
Муқәддәс Китаптики мошу вақиәгә асасланғанда, охшаш җинислиқларниң җинсий алақә қилишиға Худа қандақ көз қарашта? (Яритилиш 19:5, 13; Лавийлар 20:13)
Худаниң көрсәтмилиригә, Ибраһим вә Лутниң инкас қайтуришида қандақ пәриқ бар? Буниңдин биз немини үгинәләймиз? (Яритилиш 19:15, 16, 19, 20; 22:3)
Луқа 17:28—32-айәтләрни оқуң.
Лутниң аяли мал-дунияға нисбәтән қандақ көз қарашта болған? Бу бизгә қандақ агаһландуруш бериду? (Луқа 12:15; 17:31, 32; Мәтта 6:19—21, 25)
2-Петрус 2:6—8-айәтләрни оқуң.
Лутни үлгә қилсақ, Худадин жирақлашқан бу дунияға қандақ көз қарашта болушимиз керәк? (Һәзқиял 9:4; 1-Юһанна 2:15—17)
16-һекайә
Исһақниң яхши бир қизға өйлиниши
Рәсимдики әву әр билән аял кимләр?
Ибраһим оғлиға яхши бир қизни аяллиққа елип бериш үчүн немә иш қилди? Немә үчүн?
Ибраһимниң чакириниң дуасиға қандақ җавап қайтти?
Рибәқадин Исһақ билән той қилишқа қошулидиған яки қошулмайдиғанлиғини сориғанда, Рибәқа қандақ җавап бәрди?
Немә үчүн Исһақниң хошаллиғи қайта башланди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 24:1—67-айәтләрни оқуң.
Рибәқа Ибраһимниң чакири билән қудуқ бешида көрүшкәндә, қандақ яхши пәзиләтләрни намайән қилди? (Яритилиш 24:17—20; Пәнди-нәсиһәт 31:17, 31)
Ибраһимниң Исһақ үчүн қилған орунлаштуруши, бүгүнки күндики Әйсаниң әгәшкүчилиригә қандақ яхши үлгә болалайду? (Яритилиш 24:37, 38; 1-Коринтлиқлар 7:39; 2-Коринтлиқлар 6:14)
Немә үчүн биз Исһаққа охшаш чоңқур ойлиниш үчүн вақит чиқиришимиз керәк? (Яритилиш 24:63; Зәбур 77:12; Филипиликләр 4:8)
17-һекайә
Мүҗәз-хулқи охшимайдиған қош гезәк оғул
Әсав билән Яқуп кимләр? Уларниң оттурисида қандақ пәриқ бар?
Бовиси Ибраһим өлгәндә, Әсав билән Яқуп қанчә яшларда еди?
Әсав қилған қайси иш, ата-анисиниң көңлини бәкму беарам қилди?
Немә үчүн Әсав иниси Яқупқа қаттиқ аччиқланди?
Исһақ оғли Яқупқа немә дәп нәсиһәт бәрди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 25:5—11, 20—34-айәтләрни оқуң.
Йәһва Рибәқаниң икки оғли һәққидә қандақ бешарәт бәрди? (Яритилиш 25:23)
Тунҗа оғуллуқ һоқуқиға нисбәтән Яқуп билән Әсав оттурисида қандақ чоң пәриқ бар еди? (Яритилиш 25:31—34)
Яритилиш 26:34, 35; 27:1—46; 28:1—5-айәтләрни оқуң.
Әсавниң Худа билән болған мунасивитини қәдирлимигәнлиги қандақ ашкарә болди? (Яритилиш 26:34, 35; 27:46)
Яқупниң Худаниң бәрикәтлишигә еришиши үчүн, Исһақ Яқупни немә иш қилишқа буйриди? (Яритилиш 28:1—4)
Ибранийлар 12:16, 17-айәтләрни оқуң.
Әсавниң мисали, муқәддәс нәрсиләргә сәл қариғанларниң қандақ ақивәткә қалидиғанлиғини көрситиду?
18-һекайә
Яқупниң Һаранға келиши
Рәсимдики әву яш аял ким? Яқуп униң үчүн немә иш қилип бәрди?
Раһилә билән той қилиш үчүн Яқуп немә иш қилишқа қошулди?
Раһилә билән Яқуп той қилидиған вақит йетип кәлгәндә, Лабан немә иш қилди?
Раһиләни аяллиққа елиш үчүн Яқуп немә иш қилишқа қошулди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 29:1—30-айәтләрни оқуң.
Һәтта Лабан Яқупни алдиған болсиму, Яқуп өзиниң алий җанаб пәзилитини қандақ көрсәтти? Биз буниңдин немини үгинәләймиз? (Яритилиш 25:27; 29:26—28; Мәтта 5:37)
Яқупниң мисали, сөйгү-муһәббәт билән мәстанә болуш оттурисидики пәриқни қандақ көрсәтти? (Яритилиш 29:18, 20, 30; Шеирларниң шеири 8:6)
Қайси төрт аял Яқупқа оғулларни һәдийә қилди? (Яритилиш 29:23, 24, 28, 29)
19-һекайә
Яқупниң чоң аилиси
Леяһ Яқупқа һәдийә қилған алтә оғулниң исимлири немә?
Леяһниң хизмәткари Зилпа Яқупқа туғуп бәргән икки оғулниң исимлири немә?
Раһиләниң хизмәткари Билһа Яқупқа туғуп бәргән икки оғулниң исми немә?
Раһилә Яқупқа туғуп бәргән икки оғулниң исимлири немә? Иккинчи оғул туғулғанда немә иш йүз бәрди?
Рәсимгә асасланғанда, Яқупниң қанчә оғуллири бар? Улардин қайси хәлиқ келип чиққан?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 29:32—35; 30:1—26; 35:16—19-айәтләрни оқуң.
Яқупниң оғуллириниң исимлиридин көрүвелишқа болидуки, қедимий заманда ибраний оғул бовақларға адәттә немигә асаслинип исим қойған?
Яритилиш 37:35-айәтни оқуң.
Муқәддәс Китапта пәқәтла Динаниң исми тилға елинған болсиму, Яқупниң йәнә башқа қизлириму болғанлиғини қандақ билимиз? (Яритилиш 37:34, 35)
20-һекайә
Динаниң аваричилиққа йолуқуши
Немә үчүн Ибраһим билән Исһақ балилириниң Қананлиқ кишиләр билән той қилишини халимиған еди?
Яқуп қизиниң Қананлиқ қизлар билән дост болушиға қошулғанму?
Рәсимдә, Динаға қарап турған әву киши ким? У қандақ яман ишни қилди?
Динаниң акилири Шимон билән Лавий йүз бәргән ишларни аңлиғандин кейин, немә иш қилишти?
Яқуп, Шимон билән Лавийниң қилған ишини қолледиму?
Аилидикиләрниң барлиқ аваричилиғи қандақ башланған еди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 34:1—31-айәтләрни оқуң.
Динаниң Қананлиқ қизлар билән көрүшкили бериши тунҗа қетимму? Чүшәндүрүң? (Яритилиш 34:1, ЙД: Леяһниң Яқупқа туғуп бәргән қизи Дина дайим шу йәрлик қизлар билән көрүшкили чиқатти)
Динаниң қизлиқ иппитини йоқитишиға, немә үчүн униң өзиниңму қисмән җавапкәрлиги бар? (Галатиялиқлар 6:7)
Бүгүнки күндә, яшлар қандақ қилип Динаниң мисалини агаһландурғучи сүпитидә қәлбидә мәккәм сақлиғанлиғини көрситәләйду? (Пәнди-нәсиһәт 13:20; 1-Коринтлиқлар 15:33; 1-Юһанна 5:19)
21-һекайә
Акилириниң Йүсүпни өч көрүши
Йүсүпниң акилири немә үчүн униңға һәсәт қилишти? Һәм улар немә иш қилди?
Йүсүпниң акилири Йүсүпни қандақ қилмақчи болди? Амма, Рубен немә деди?
Исмаиллиқ содигәрләр кәлгәндә, немә иш йүз бәрди?
Дадисиниң Йүсүпни өлүпту, дәп ойлиши үчүн Йүсүпниң акилири немә иш қилди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 37:1—35-айәтләрни оқуң.
Етиқатчилар әгәр җамаәттә бириниң гуна қилғанлиғини билсә, Йүсүпни үлгә қилип, немә иш қилиши керәк? (Яритилиш 37:2; Лавийлар 5:1; 1-Коринтлиқлар 1:11)
Акилириниң Йүсүпкә шундақ рәһимсизлик қилишиға немә сәвәпчи болди? (Яритилиш 37:11, 18; Пәнди-нәсиһәт 27:4; Яқуп 3:14—16)
Яқуп һәсрәт чәккәндә, униң немә қилиши тәбиий әһвал? (Яритилиш 37:35; Юһанна 11:33—37)
22-һекайә
Йүсүпниң зинданға ташлиниши
Йүсүп Мисирға елип берилғанда, қанчә яшларда еди? У йәргә барғанда, Йүсүпкә немә болди?
Йүсүп немә сәвәптин зинданға ташланди?
Йүсүп зинданда немә иш қилишқа бәлгүләнди?
Фирәвн зинданға ташлиған баш шарап қуйғучи вә баш навай үчүн, Йүсүп немә иш қилди?
Шарап қуйғучи зиндандин чиққандин кейин, немә иш болди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 39:1—23-айәтләрни оқуң.
Йүсүпниң заманида, зинахорлуқ һәққидә Худаниң язма қанунлири йоқ еди. Ундақта, Йүсүпни Потифарниң аялиниң аздурушини рәт қилишқа немә үндиди? (Яритилиш 2:24; 20:3; 39:9)
Яритилиш 40:1—23-айәтләрни оқуң.
Йүсүпниң Йәһваниң ярдими арқилиқ баш шарап қуйғучиниң чүшиниң мәнасини өрүп бәргәнлигини қисқичә тәсвирләп баян қилиң? (Яритилиш 40:9—13)
Баш навай қандақ чүш көрди? Униң мәнаси қандақ еди? (Яритилиш 40:16—19)
Ишәнчлик вә дана қул бүгүнки күндә Йүсүпни қандақ үлгә қилиду? (Яритилиш 40:8; Зәбур 36:9; Юһанна 17:17; Әлчиләр 17:2, 3)
Яритилиш 40:20, 22 айәтләр, Худаға һәқиқий ибадәт қилғучиларниң туғулған күнни тәбрикләшкә болған көз қаришини чүшинишимизгә қандақ ярдәм бериду? (Вәз 7:1; Маркус 6:21—28)
23-һекайә
Фирәвнниң чүши
Бир күни ахшими, Фирәвнгә немә болди?
Немә үчүн баш шарап қуйғучи Йүсүпни есиға алди?
Рәсимдә көрситилгәндәк, Фирәвн қайси икки чүшни көрди?
Йүсүп у икки чүшниң мәнасини немә дәп чүшәндүрди?
Қандақ қилип, Йүсүп Мисир зиминида Фирәвндинла кейин туридиған муһим бир шәхскә айланди?
Немә үчүн Йүсүпниң акилири Мисирға кәлди? Немә үчүн улар Йүсүпни тонумиди?
Йүсүп қайси чүшни есигә алди? Шу чүшниң ярдимидә у немини чүшинип йәтти?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 41:1—57-айәтләрни оқуң.
Йүсүп башқиларниң диққитини Йәһваға қаритиш үчүн немә иш қилди? Бүгүнки күндә Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар Йүсүпни қандақ үлгә қилалайду? (Яритилиш 41:16, 25, 28; Мәтта 5:16; 1-Петрус 2:12)
Қедимки Мисирниң ашлиқ молчилиқ жиллири билән ачарчилиқ жиллири, бүгүнки күндики Худа хәлиқи билән христиан дунияси оттурисидики роһий әһвални қандақ әкис әттүрүп бериду? (Яритилиш 41:29, 30; Йәшая 65:13, 14; Амос 8:11, 12)
Яритилиш 42:1—8; 50:20-айәтләрни оқуң.
Әгәр жутларда, әмәлдарларға тазим қилип, уларға һөрмәт-еһтирам билдүрүш йәрлик қаидә-йосуни бар болса, Йәһваниң хизмәтчилири шундақ қилса хата боламду? (Яритилиш 42:6)
24-һекайә
Йүсүпниң акилирини синап беқиши
Йүсүп немә үчүн акилирини пайлақчилар дәп әйиплиди?
Яқуп немә үчүн әң кичик оғли Биняминниң Мисирға беришиға рухсәт қилди?
Йүсүпниң җеми қандақ болуп Биняминниң тағариға кирип қалди?
Биняминни азат қилиш үчүн Йәһуда қандақ қилишни оттуриға қойди?
Йүсүпниң акилири қандақ өзгәргән еди?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 42:9—38-айәтләрни оқуң.
Йүсүпниң Яритилиш 42:18-айәттә ейтқан сөзлири, бүгүнки күндә Йәһваниң тәшкилатида мәсъулийити бар кишиләрни немигә диққәт қилишқа агаһландуриду? (Нәһәмия 5:15; 2-Коринтлиқлар 7:1, 2)
Яритилиш 43:1—34-айәтләрни оқуң.
Гәрчә Рубен тунҗа оғул болсиму, Йәһуданиң ака-ука қериндашлириға вәкил болуп сөзлигәнлигини немә ениқ көрситиду? (Яритилиш 43:3, 8, 9; 44:14, 18; 1-Тарихнамә 5:2)
Йүсүп акилирини қандақ синап бақти? Немә үчүн шундақ қилди? (Яритилиш 43:33, 34)
Яритилиш 44:1—34-айәтләрни оқуң.
Йүсүп акилириниң өзини тонуп қалмаслиғи үчүн, қәстән өзини немә иш қилалайдиған қилип көрсәтти? (Яритилиш 44:5, 15; Лавийлар 19:26)
Йүсүпниң акилири өзлириниң әнди инисиға илгирикигә охшаш һәсәтхорлуқ қилмайдиғанлиғини қандақ көрсәтти? (Яритилиш 44:13, 33, 34)
25-һекайә
Аилидики барлиқ кишиләрниң Мисирға көчүши
Йүсүп қериндашлириға өзиниң кимлигини ейтқанда, немә иш йүз бәрди?
Йүсүп меһриванлиқ билән акилириға немини чүшәндүрди?
Фирәвн Йүсүпниң акилири һәққидә аңлиғанда, у немә деди?
Яқупниң аилисидикиләр Мисирға көчкәндә, улар қанчилик көп еди?
Яқупниң аилиси немә дәп аталди? Немә үчүн?
Қошумчә соаллар:
Яритилиш 45:1—28-айәтләрни оқуң.
Муқәддәс Китаптики Йүсүп һәққидики вақиә, Йәһваниң қаримаққа өз хизмәтчилиригә пайдисиз болған әһвални пайдилиқ әһвалға өзгәртәләйдиғанлиғини қандақ көрситиду? (Яритилиш 45:5—8; Йәшая 8:10; Филипиликләр 1:12—14)
Яритилиш 46:1—27-айәтләрни оқуң.
Яқуп сәпәргә атлинип Мисирға маңғанда, Йәһва Яқупниң көңлини хатирҗәм қилиш үчүн немә деди? (Яритилиш 46:1—4)
26-һекайә
Аюпниң Худаға садиқ болуши
Аюп ким?
Шәйтан немә иш қилишқа урунуп бақмақчи болди? Амма, у ғалибә қилаледиму?
Йәһва Шәйтанниң немә иш қилишиға рухсәт бәрди? Немә үчүн?
Немә үчүн Аюпниң аяли униңға: “Худадин тенип өлгин”, деди? (рәсимгә қараң)
Иккинчи рәсимгә қараң, Йәһва Аюпни қандақ бәрикәтлиди? Немә үчүн?
Әгәр биз Аюпқа охшаш Йәһваға садиқ болсақ, қандақ бәрикәтләргә еришимиз?
Қошумчә соаллар:
Аюп 1:1—22-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә, Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар Аюпни өзигә қандақ үлгә қилалайду? (Аюп 1:1; Филипиликләр 2:15; 2-Петрус 3:14)
Аюп 2:1—13-айәтләрни оқуң.
Шәйтанниң зиянкәшлигигә, Аюп вә униң аяли қандақ охшаш болмиған икки хил инкасни қайтурди? (Аюп 2:9, 10; Пәнди-нәсиһәт 19:3; Миха 7:7; Малахи 3:14)
Аюп 42:10—17-айәтләрни оқуң.
Аюпниң бир өмүр Худаға садиқ яшап еришкән мукапити билән Әйсаниң бир өмүр Худаға садиқ яшап еришкәнлири оттурисида қандақ охшашлиқлар бар? (Аюп 42:12; Филипиликләр 2:9—11)
Аюп Худаға садиқлиғини сақлаш арқилиқ бәрикәтләргә еришкән еди. Буни билиш иман-етиқатимизни қандақ күчәйтиду? (Аюп 42:10, 12; Ибранийлар 6:10; Яқуп 1:2—4, 12; 5:11)
27-һекайә
Яман бир падишаниң Мисирға һөкүмран болуши
Рәсимдики, қолида қамча тутқан адәм ким? У кимни қамчилаватиду?
Йүсүп өлгәндин кейин, Исраилларға немә болди?
Мисирлиқлар немә үчүн Исраиллардин қорқти?
Фирәвн, Исраил аяллириниң туғушиға ярдәм беридиған аялларға немә дәп буйруқ қилди?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 1:6—22-айәтләрни оқуң.
Йәһва Ибраһимға бәргән вәдисини қандақ йоллар билән орунлашқа башлиди? (Чиқиш 1:7; Яритилиш 12:2; Әлчиләр 7:17)
Һаятниң муқәддәслигигә болған һөрмитини, ибраний туғут анилири қандақ көрсәтти? (Чиқиш 1:17; Яритилиш 9:6)
Ибраний туғут анилири Йәһваға садиқ болғанлиғи сәвәплик, қандақ мукапатқа еришти? (Чиқиш 1:20, 21; Пәнди-нәсиһәт 19:17)
Ибраһимниң әвлади һәққидә Йәһваниң бәргән вәдисиниң әмәлгә ешишиға тосқунлуқ қилиши үчүн, Шәйтан немә иш қилишқа урунди? (Чиқиш 1:22; Мәтта 2:16)
28-һекайә
Мусаниң қутқузулуп қелиниши
Рәсимдики у бовақ ким? У кимниң бармиғини тутувалған еди?
Аниси Мусани өлүмдин қутқузуп қелиш үчүн немә иш қилди?
Рәсимдики әву кичик қиз ким? У немә иш қилди?
Фирәвнниң қизи бовақни тепивалғанда, Мәрийәм қандақ тәклип-пикирни бәрди?
Мәликә Мусаниң анисиға немә деди?
Қошумчә соал:
Чиқиш 2:1—10-айәтләрни оқуң.
Мусаниң аниси, Мусани балилиқ дәвридин башлап тәлим-тәрбийигә егә қилидиған қандақ пурсәткә еришти? Бүгүнки күндики ата-анилар үчүн у қандақ үлгә қалдурди? (Чиқиш 2:9, 10; Қанун шәрһи 6:6—9; Пәнди-нәсиһәт 22:6; Әфәсликләр 6:4; 2-Тимотий 3:15)
29-һекайә
Мусаниң қечип кетиши
Муса қәйәрдә чоң болди? Муса ата-анисиниң қандақ кишиләр екәнлигини биләтти?
Муса 40 яшқа киргәндә, немә иш қилди?
Муса уруш-җедәл қиливатқан бир Исраил кишигә немә деди? У киши Мусаға немә дәп җавап қайтурди?
Муса немә үчүн Мисирдин қечип кәтти?
Муса қечип қәйәргә барди? У йәрдә ким билән учришип қалди?
Муса Мисирдин қечип кәткәндин кейин, 40 жил немә иш қилди?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 2:11—25-айәтләрни оқуң.
Нурғун жиллар Мисирлиқларниң илим-һекмәтлирини үгәнгинигә қаримай, Муса Йәһва вә униң хәлиқигә болған садақәтмәнлигини қандақ көрсәтти? (Чиқиш 2:11, 12; Ибранийлар 11:24)
Әлчиләр 7:22—29-айәтләрни оқуң.
Муса өз күчигә тайинип, Исраилларни Мисирлиқлардин қутқузушқа урунғанлиғидин, биз қандақ саваққа егә болалаймиз? (Әлчиләр 7:23—25; 1-Петрус 5:6, 10)
30-һекайә
Текәнликниң көйүши
Рәсимдики тағниң исми немә?
Муса қойлирини һайдап таққа барғанда, у көргән ғәлитә ишни тәсвирләп бериң?
Көйүватқан текәнликтин чиққан аваз немә деди? У кимниң авази?
Худа Мусаға өз хәлиқини Мисирдин елип чиқишқа буйруғанда, Муса қандақ җавап бәрди?
Әгәр хәлиқ Мусадин сени ким әвәтти, дәп сориса, Худа униңға немә дәп җавап беришни үгәтти?
Муса хәлиққә өзини Худаниң әвәткәнлигини қандақ испатлиялатти?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 3:1—22-айәтләрни оқуң.
Өзимизни илаһи вәзипини орунлашқа иқтидаримиз йәтмәйдиғандәк һис қилғинимизда, Худаниң қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға ишәнч қилишимизға, Мусаниң кәчүрмиши қандақ ярдәм бериду? (Чиқиш 3:11, 13; 2-Коринтлиқлар 3:5, 6)
Чиқиш 4:1—20-айәтләрни оқуң.
Қириқ жил Медиян зиминида яшаш җәриянида, Мусаниң мүҗәз-хулқида қандақ өзгириш болди? Җамаәткә йетәкчилик қилиш имтиязға егә болушқа интилгәнләр, Мусадин қандақ савақ алалайду? (Чиқиш 2:11, 12; 4:10, 13; Миха 6:8; 1-Тимотий 3:1, 6, 10)
Мусани ойлап көрсәк, Йәһва өз тәшкилати арқилиқ бизгә тәрбийә бәргәндә, немигә ишәнч қилалаймиз? (Чиқиш 4:12—14; Зәбур 103:14; Ибранийлар 12:4—11)
31-һекайә
Муса вә Һарунниң фирәвн билән көрүшүши
Муса билән Һарун исраил хәлқигә мөҗүзиләрни көрсәткәндә, хәлиқ немигә ишәнди?
Муса билән Һарун фирәвнгә немә деди? Фирәвн қандақ җавап қайтурди?
Рәсимдин көрүп турғинимиздәк, Һарун таяқни йәргә ташлиғанда немә иш йүз бәрди?
Йәһва фирәвнни қандақ әдәпләп қойди? Фирәвн қандақ инкас қайтурди?
Онинчи апәттин кейин, немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 4:27—31; 5:1—23-айәтләрни оқуң.
Фирәвн: “Мән Йәһвани тонумаймән”, дегинидә, немини көздә тутуп шундақ дегән еди? (Чиқиш 5:2; 1-Самуил 2:12; Римлиқлар 1:21)
Чиқиш 6:1—13, 26—30-айәтләрни оқуң.
Немә үчүн Йәһва өзәмни Ибраһим, Исһақ, Яқупқа тонутмидим, дәйду? (Чиқиш 3:13, 14; 6:3, БҖ; Яритилиш 12:8, БҖ; 22:14)
Тапшурулған вәзипини орунлашқа, Муса өзиниң иқтидари йәтмәйдиғандәк һис қилған болсиму, Йәһва йәнила Мусани ишләткән еди. Бу нуқтини билиш, бизни немә иш қилишқа илһамландуриду? (Чиқиш 6:12, 30; Луқа 21:13—15)
Чиқиш 7:1—13-айәтләрни оқуң.
Муса вә Һарун җасарәтлик билән Йәһваниң һөкүмини фирәвнгә йәткүзгән еди. Бүгүнки күндә Худа хизмәтчилири уларни қандақ үлгә қилалайду? (Чиқиш 7:2, 3, 6; Әлчиләр 4:29—31)
Йәһва өзиниң мисирлиқларниң илаһлиридин жуқури туридиған, тәңдиши йоқ илаһ екәнлигини қандақ көрсәтти? (Чиқиш 7:12; 1-Тарихнамә 29:12)
32-һекайә
Он апәт
Бу йәрдики рәсимгә қарап, Йәһваниң мисирлиқларға чүшәргән дәсләпки үч апитини тәсвирләп бериң?
Дәсләпки үч апәт билән кейинки башқа апәтләр оттурисида қандақ пәриқ бар еди?
Төрт, бәш вә алтинчи апәтләрдә немә иш йүз бәрди?
Йәттә, сәккиз вә тоққузинчи апәтләрни тәсвирләп бериң?
Онинчи апәттин илгири, Йәһва исраилларни немә иш қилишқа буйриди?
Онинчи апәттә немә иш йүз бәрди? Униңдин кейин исраиллар немә иш қилди?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 7:19—8:23-айәтләрни оқуң.
Гәрчә мисирлиқ сехиргәрләр, Йәһваниң дәсләпки икки апитигә охшаш ишларни қилалиған болсиму, үчинчи апәттә немини етирап қилишқа мәҗбур болди? (Чиқиш 8:18, 19; Мәтта 12:24—28)
Төртинчи апәт, Йәһваниң өз хәлқини қоғдайдиғанлиғини қандақ көрсәтти? Буни билиш, Худа хәлқиниң бешарәт берилгән ‘дәһшәтлик балаю-апәт’ кә йүзлинишигә қандақ ярдәм бериду? (Чиқиш 8:22, 23; Вәһийләр 7:13, 14; 2-Тарихнамә 16:9)
Чиқиш 8:24; 9:3, 6, 10, 11, 14, 16, 23—25 вә 10:13—15, 21—23-айәтләрни оқуң.
Фирәвн вә сехиргәр роһанийлар қайси икки топқа вәкиллик қилған? Бүгүнки күндиму шу икки топ немә иш қилалмайду? (Чиқиш 8:10, 18, 19; 9:14)
Йәһваниң немә үчүн Шәйтанниң бүгүнки күнгичә мәвҗут болуп турушиға йол қойғанлиғини чүшинишимизгә, Чиқиш 9:16-айәт қандақ ярдәм бериду? (Римлиқлар 9:21, 22)
Чиқиш 12:21—32-айәтләрни оқуң.
Өтүп кетиш һейти қандақ қилип нурғун кишиләрниң һаятини қоғдап, уларға ниҗатлиқ елип кәлгән? Бу һейт қандақ бешарәтлик мәнаға егә? (Чиқиш 12:21—23; Юһанна 1:29; Римлиқлар 5:18, 19, 21; 1-Коринтлиқлар 5:7)
33-һекайә
Қизил деңиздин өтүш
Өзлири билән биргә аяллар вә балиларни елип, Мисирдин айрилған исраил әрлириниң сани қанчә? Йәнә кимләр улар билән биллә маңди?
Исраилларни кәткили қойғандин кейин, фирәвн қандақ һис қилди? Шуниң билән, у немә иш қилди?
Мисирлиқларни өз хәлқигә һуҗум қилиштин тосаш үчүн, Йәһва немә иш қилди?
Муса қолидики тайиғини Қизил деңизға қаритип узатқанда, немә иш йүз бәрди? Шуниң билән, исраил хәлқи немә иш қилди?
Мисирлиқлар исраилларни арқисидин қоғлап деңизға киргәндин кейин, немә иш йүз бәрди?
Йәһваниң өзлирини қутқузуп қалғанлиғи үчүн хошал болған вә миннәтдар болғанлиғини исраил хәлқи қандақ көрсәтти?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 12:33—36-айәтләрни оқуң.
Йәһва өз хәлқиниң нурғун жиллар мисирлиқларға қул болуп ишлигән әҗри үчүн, уларни қандақ һәққә ериштүрди? (Чиқиш 3:21, 22; 12:35, 36)
Чиқиш 14:1—31-айәтләрни оқуң.
Мусаниң Чиқиш 14:13, 14-айәтлиридә хатириләнгән сөзлири, бүгүнки күндики Йәһваниң хизмәтчилириниң кәлгүси Армагедон урушиға йүзлинишигә қандақ ярдәм бериду? (2-Тарихнамә 20:17; Зәбур 91:8)
Чиқиш 15:1—8, 20, 21-айәтләрни оқуң.
Немә үчүн Йәһваниң хизмәтчилири уни мәдһийиләп нахша ейтиши керәк? (Чиқиш 15:1, 2; Зәбур 105:2, 3; Вәһийләр 15:3, 4)
Қизил деңиз бойида, Мәрийәм вә башқа аялларниң Йәһвани мәдһийилиши, бүгүнки күндә һәқ Худаға ибадәт қилғучи аялларға қандақ үлгә болалайду? (Чиқиш 15:20, 21; Зәбур 68:11)
34-һекайә
Йеңи бир хил йемәклик
Рәсимдә, кишиләр йәрдин немини жиғип еливатиду? У немә дәп аталған?
Муса манна жиғивелиш тоғрисида хәлиққә қандақ йол-йоруқ бәрди?
Йәһва хәлиққә алтинчи күни немә иш қилишни буйриди? Немә үчүн?
Манна йәттинчи күни үчүн сақлап қоюлғанда, Йәһва қандақ мөҗүзә көрсәтти?
Йәһва қанчә узун вақит манна арқилиқ хәлиқниң қосиғини тойғузди?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 16:1—36, Санлар 11:7—9-айәтләрни оқуң.
Чиқиш 16:8-айәткә асасланғанда, Әйсаниң әгәшкүчилириниң җамаитидә йетәкчилик қилиш вәзиписигә бәлгүләнгәнләрни һөрмәтләш немә үчүн бәк муһим? (Ибранийлар 13:17)
Исраиллар чөлдә жүргәндә, һәр күни Йәһваға тайинишни уларниң есигә қандақ селип турди? (Чиқиш 16:14—16, 35; Қанун шәрһи 8:2, 3)
Әйса манниниң қандақ символлуқ мәнасиниң барлиғини ейтти? Мошу “Әрштин чүширилгән нан” бизни қандақ пайдиға ериштүриду? (Юһанна 6:31—35, 40)
Йәшу 5:10—12-айәтләрни оқуң.
Исраиллар қанчә жил манна йеди? Бу улар үчүн қандақ синақ болди? Биз буниңдин немини үгинәләймиз? (Чиқиш 16:35; Санлар 11:4—6; 1-Коринтлиқлар 10:10, 11)
35-һекайә
Йәһваниң қанун чүшириши
Мисирдин айрилип икки айчә болғанда, исраиллар қәйәргә келип чедир тикишти?
Йәһва Муса пәйғәмбәр арқилиқ исраил хәлқигә немә деди? Хәлиқ немә дәп җавап қайтурди?
Йәһва немә үчүн Мусаға икки таш тахтини бәрди?
Йәһва исраилларға он қанундин сирт, йәнә қайси башқа қанунларни чүшәрди?
Әйса Мәсиһ қайси икки қанунни бәкму муһим дәп тәкитлиди?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 19:1—25; 20:1—21; 24:12—18; 31:18-айәтләрни оқуң.
Чиқиш 19:8-айәттә хатириләнгән сөзләр, өзини беғишлап Әйсаниң әгәшкүчиси болуш немиләрни өз ичигә алидиғанлиғини чүшинишимизгә қандақ ярдәм бериду? (Мәтта 16:24; 1-Петрус 4:1—3)
Қанун Шәрһи 6:4—6; Лавийлар 19:18; Мәтта 22:36—40-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири, өзлириниң Худани вә хошнисини сөйидиғанлиғини қандақ көрситиду? (Маркус 6:34; Әлчиләр 4:20; Римлиқлар 15:2)
36-һекайә
Алтун мозай
Рәсимдә, кишиләр немә иш қиливатиду? Немә үчүн?
Немә үчүн Йәһва аччиқланди? Муса кишиләрниң қиливатқан ишини көргәндә немә иш қилди?
Муса бәзи әрләрни немә иш қилишқа буйриди?
Мошу вақиәдин қандақ саваққа егә болалаймиз?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 32:1—35-айәтләрни оқуң.
Сахта ибадәтни тоғра ибадәткә арилаштурушқа Йәһва қандақ көз қарашта? Мошу вақиәдин немини ениқ көрүвалалаймиз? (Чиқиш 32:4—6, 10; 1-Коринтлиқлар 10:7, 11)
Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар көңүл ечиш үчүн оюн-тамашилар, йәни нахша-уссулларни таллиғанда, немә үчүн чоқум еһтиятчан болуши керәк? (Чиқиш 32:18, 19; Әфәсликләр 5:15, 16; 1-Юһанна 2:15—17)
Лавий қәбилиси адиллиқни яқлашта чиң туруп, қандақ яхши үлгә қалдурди? (Чиқиш 32:25—28; Зәбур 18:25)
37-һекайә
Ибадәт чедири
Рәсимдики әву қурулуш немә дәп аталған? У немә иш қилишқа ишлитилгән еди?
Йәһва немә үчүн Мусани чедирни чугуп асан парчә-парчә қилишқа болидиған қилип ясашқа буйриди?
Чедирниң кичик бөлүмчисиниң аяқ тәрипидики әву сандуқ немә? Униң ичидә немә бар?
Йәһва кимни баш роһанийлиққа таллиди? Униң хизмити немә иш қилиш?
Чедирниң чоңирақ бөлүмчисидики үч нәрсиниң исмини атап бериң?
Ибадәт чедириниң һойлисида қайси икки нәрсә бар? Улар немә ишқа ишлитилгән еди?
Қошумчә соаллар:
Чиқиш 25:8—40; 26:1—37; 27:1—8 вә 28:1-айәтләрни оқуң.
Әһдә сандуғиниң үстидики керублар немигә вәкиллик қилған? (Чиқиш 25:20, 22; Санлар 7:89; 2-Падишалар 19:15)
Чиқиш 30:1—10, 17—21; 34:1, 2; Ибранийлар 9:1—5-айәтләрни оқуң.
Йәһва немә үчүн ибадәт чедирида хизмәт қилидиған роһанийларниң җисманий тазилиғиниң муһимлиғини тәкитлиди? Бу бизни немә иш қилишқа үндәйду? (Чиқиш 30:18—21; 40:30, 31; Ибранийлар 10:22)
Әлчи Павлус ибраний етиқатчи қериндашларға язған хетидә, ибадәт чедири билән қануний әһдиниң аллиқачан күчтин қалғанлиғини қандақ көрсәткән еди? (Ибранийлар 9:1, 9; 10:1)
38-һекайә
Он икки пайлақчи
Рәсимдики әву бир сапақ үзүм қайси җәһәттин диққитиңизни тартти? Уни қәйәрдин елип кәлгән еди?
Немә үчүн Муса Қанан зиминиға 12 пайлақчи әвәтти?
Он пайлақчи қайтип келип, Мусаға немә дәп мәлумат бәрди?
Икки пайлақчи Йәһваға ишәнч бағлиғанлиғини қандақ көрсәтти? Уларниң исимлири немә?
Йәһва немә үчүн аччиқланди? Шуниң билән, у Мусаға немә деди?
Қошумчә соаллар:
Санлар 13:1—33-айәтләрни оқуң.
У зиминға пайлақчи болуп беришкә кимләр талланған? Улар қандақ яхши пурсәткә егә болған еди? (Санлар 13:2, 3, 18—20)
Немә үчүн Йәшу вә Калеб башқа пайлақчиларға охшимайдиған көз қарашта болди? Бу бизгә немини үгитиду? (Санлар 13:28—30; Мәтта 17:20; 2-Коринтлиқлар 5:7)
Санлар 14:1—38-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң йәр йүзидики вәкиллиригә қарши сөзләрни қилиш һәққидә қайси агаһландурушқа чоқум диққәт қилишимиз керәк? (Санлар 14:2, 3, 27; Мәтта 25:40, 45; 1-Коринтлиқлар 10:10)
Өзиниң һәр бир хизмәтчисигә Йәһваниң көңүл бөлидиғанлиғи, Санлар 14:24-айәт қандақ көрситилгән? (1-Падишалар 19:18; Пәнди-нәсиһәт 15:3)
39-һекайә
Һарунниң һасисида гүлләрниң чечәклиши
Кимләр Муса вә Һарунниң һоқуқиға қарши исиян көтәрди? Улар Мусаға немә деди?
Муса Кораһ вә униңға әгәшкән 250 кишигә немә иш қилишни ейтти?
Муса хәлиққә немә деди? Муса сөзләп тохтишиға немә иш йүз бәрди?
Кораһ билән униң 250 әгәшкүчилиригә немә болди?
Һарунниң оғли Әлиазар өлгәнләрниң отданлирини немә қилди? Немә үчүн?
Йәһва немә үчүн Һарунниң һасисидин гүлләр ечилдүрди? (рәсимгә қараң)
Қошумчә соаллар:
Санлар 16:1—49-айәтләрни оқуң.
Кораһ вә униң әгәшкүчилири немә иш қилди? Немә үчүн уларниң қилмиши Йәһваға қарши исиянни ипадилигән? (Санлар 16:9, 10, 18; Лавийлар 10:1, 2; Пәнди-нәсиһәт 11:2)
Кораһ вә җамаәтниң 250 “сәрдари” қандақ хата көз қарашни өзлиридә йетилдүргән еди? (Санлар 16:1—3; Пәнди-нәсиһәт 15:33; Йәшая 49:7)
Санлар 17:1—11; 26:10-айәтләрни оқуң.
Һарунниң үстидә гүлләр чечәклигән һасиси немини ашкарилиди? Йәһва немә үчүн һасини әһдә сандуғиға селип сақлашни буйриди? (Санлар 17:5, 8, 10; Ибранийлар 9:4)
Һарунниң һасисидики аламәттин қандақ муһим саваққа егә болалаймиз? (Санлар 17:10; Әлчиләр 20:28; Филипиликләр 2:14; Ибранийлар 13:17)
40-һекайә
Мусаниң қия ташқа уруши
Исраиллар чөлдә жүргән жилларда, Йәһва уларға қандақ ғәмхорлуқ қилди?
Исраиллар Кадешта лагерь қурғанда, улар немә дәп нарази болушти?
Йәһва қандақ қилип исраиллар вә уларниң мал-варанлирини су билән тәминлиди?
Рәсимдики, қоли билән өзини көрситиватқан киши ким? Немә үчүн у шундақ қилди?
Немә үчүн Йәһва Муса билән Һарунға аччиқланди? Улар қандақ җазаланди?
Һор теғида немә иш йүз бәрди? Ким исраилларниң баш роһанийси болди?
Қошумчә соаллар:
Санлар 20:1—13, 22—29; Қанун Шәрһи 29:5-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң чөлдә исраилларға ғәмхорлуқ қилиш усулидин немини үгинәләймиз? (Қанун Шәрһи 29:5; Мәтта 6:31; Ибранийлар 13:5; Яқуп 1:17)
Муса билән Һарун исраилларниң алдида, Йәһвани улуқлимиған еди, ундақта Йәһва қандақ инкас қайтурди? (Санлар 20:12; 1-Коринтлиқлар 10:12; Вәһийләр 4:11)
Йәһваниң бәргән җазасиға Муса қандақ инкас қайтурди? Буниңдин немини үгинәләймиз? (Санлар 12:3; 20:12, 27, 28; Қанун Шәрһи 32:4; Ибранийлар 12:7—11)
41-һекайә
Мис илан
Рәсимдә, хадиға йөгишип турған у нәрсә немә? Йәһва немә үчүн Мусаға уни хадиға есип қоюшқа буйриди?
Йәһваниң қилған барлиқ яхшилиғиға, хәлиқ миннәтдарлиғини билдүрдиму? Ундақта, улар немә иш қилди?
Худа хәлиқни җазалап зәһәрлик иланни әвәткәндин кейин, хәлиқ Мусадин немә қилишни өтүнди?
Немә үчүн Йәһва Мусани мис илан ясашқа буйриди?
Мошу вақиәдин қандақ саваққа егә болалаймиз?
Қошумчә соаллар:
Санлар 21:4—9-айәтләрни оқуң.
Исраил хәлқиниң Йәһва тәминлигән йемәкликтин нарази болуши тоғрисидики бу вақиә, бизгә қандақ агаһландуруш бериду? (Санлар 21:5, 6; Римлиқлар 2:4)
Кейинки заманларда, исраиллар мис иланни немә үчүн ишләтти? Падиша Һизикия немә иш қилди? (Санлар 21:9; 2-Падишалар 18:1—4)
Юһанна 3:14, 15-айәтләрни оқуң.
Бәлгү қилип хадиға есип қоюлған мис илан, Әйсаниң түврүккә миқлинишини қандақ ениқ сүрәтләп бәргән? (Галатиялиқлар 3:13; 1-Петрус 2:24)
42-һекайә
Сөзләйдиған ешәк
Балақ ким? У немә үчүн Биламни чақирип келишкә адәм әвәтти?
Немә үчүн Биламниң ешиги йолда йетивалди?
Билъам ешәкниң немә дегинини аңлиди?
Периштә Биламға немә деди?
Билам исраилларни қарғашқа урунғанда, немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
Санлар 21:21—35-айәтләрни оқуң.
Немә үчүн исраиллар аморларниң падишаси Сиһон билән Башанниң падишаси Огни мәғлуп қилди? (Санлар 21:21, 23, 33, 34)
Санлар 22:1—40-айәтләрни оқуң.
Билам немә мәхсәттә исраилларни қарғашқа урунған еди? (Санлар 22:16, 17; Пәнди-нәсиһәт 6:16, 18; 2-Петрус 2:15; Йәһуда 11)
Санлар 23:1—30-айәтләрни оқуң.
Гәрчә Билам өзини Йәһваға ибадәт қилғучи сүпитидә көрситип сөзлигән болсиму, униң иш-һәрикити немини ашкарилиди? (Санлар 23:3, 11—14; 1-Самуил 15:22)
Санлар 24:1—25-айәтләрни оқуң.
Муқәддәс Китаптики мошу вақиә, Йәһваниң ирадисиниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғиға болған ишәнчимизни қандақ күчәйтиду? (Санлар 24:10; Йәшая 54:17)
43-һекайә
Йәшуниң башламчи болуши
Рәсимдә, Муса билән турған у икки киши ким?
Йәһва Йәшуға немә деди?
Немә үчүн Муса Небо теғиниң чоққисиға чиқти? У йәрдә, Йәһва Мусаға немә деди?
Муса өлгәндә қанчә яшта еди?
Немә үчүн кишиләр қайғурушти? Бирақ, улар йәнә немә үчүн хошал болди?
Қошумчә соаллар:
Санлар 27:12—23-айәтләрни оқуң.
Йәшу Йәһвадин қандақ еғир вәзипини тапшурувалди? Бүгүнки күндә Йәһва өз хәлқигә ғәмхорлуғини қандақ көрситиду? (Санлар 27:15—19; Әлчиләр 20:28; Ибранийлар 13:7)
Қанун Шәрһи 3:23—29-айәтләрни оқуң.
Йәһва немә үчүн Муса билән Һарунни вәдә қилған зиминға киришигә рухсәт қилмиди? Буниңдин қандақ саваққа егә болалаймиз? (Қанун Шәһри 3:25—27; Санлар 20:12, 13)
Қанун Шәрһи 31:1—8, 14—23-айәтләрни оқуң.
Мусаниң исраиллардин айрилиштин илгири қилған сөзи, Худа бәргән җазани униң кәмтарлиқ билән қобул қилғанлиғини қандақ көрсәтти? (Қанун Шәһри 31:6—8, 23)
Қанун Шәрһи 32:45—52-айәтләрни оқуң.
Худаниң Сөзи бизниң һаятимизға қандақ тәсир қилиши керәк? (Қанун Шәрһи 32:47; Лавийлар 18:5; Ибранийлар 4:12)
Қанун Шәрһи 34:1—12-айәтләрни оқуң.
Гәрчә Муса һеч қачан Йәһвани көрмигән болсиму, Қанун Шәрһи 34:10-айәт, униң Йәһва билән болған мунасивити тоғрисида немини ашкарә қилиду? (Чиқиш 33:11, 20; Санлар 12:8)
44-һекайә
Раһабниң пайлақчиларни йошуруши
Раһаб қәйәрдә туратти?
Рәсимдики икки киши ким? Улар немә үчүн Ериха шәһиригә барған?
Ериханиң падишаси Раһабқа немә дәп буйруқ қилди? Раһаб қандақ җавап қайтурди?
Раһаб икки пайлақчиға қандақ ярдәм қилди? У улардин қандақ яхшилиқ қилишни өтүнди?
Икки пайлақчи Раһабқа қандақ вәдә бәрди?
Қошумчә соаллар:
Йәшу 2:1—24-айәтләрни оқуң.
Исраиллар Ериха шәһиригә қарши қопқанда, Йәһваниң Чиқиш 23:28-айәттә хатириләнгән вәдиси қандақ әмәлгә ашти? (Йәшу 2:9—11)
Ибранийлар 11:31-айәтни оқуң.
Раһабниң қалдурған үлгиси иман-етиқатниң муһимлиғини қандақ тәкитлиди? (Римлиқлар 1:17; Ибранийлар 10:39; Яқуп 2:25)
45-һекайә
Иордан дәриясидин өтүш
Йәһва қандақ мөҗүзә көрсәткәч, исраиллар Иордан дәриясини кесип өтәлиди?
Иордан дәриясидин кесип өтүш үчүн, исраиллар иман-етиқатта қандақ синаққа дуч кәлди?
Йәһва немә үчүн Йәшуға дәрияниң астидин йоған 12 ташни елип чиқишни буйриди?
Роһанийлар Иордан дәриясидин чиқишиға немә иш болди?
Қошумчә соаллар:
Йәшу 3:1—17-айәтләрни оқуң.
Мошу вақиәдә көрситилгәндәк, Йәһваниң ярдими вә бәрикәтлишигә еришиш үчүн немә қилишимиз зөрүр? (Йәшу 3:13, 15; Пәнди-нәсиһәт 3:5; Яқуп 2:22, 26)
Исраиллар вәдә қилинған зиминға өтмәкчи болғанда, Иордан дәриясиниң әһвали қандақ еди? Бу Йәһваниң исмини қандақ улуқлиди? (Йәшу 3:15; 4:18; Зәбур 66:5—7)
Йәшу 4:1—18-айәтләрни оқуң.
Иордан дәриясидин елинған йоған 12 таш, немә мәхсәттә Гилгал дегән җайға тикләнгән еди? (Йәшу 4:4—7)
46-һекайә
Ериха шәһириниң тамлири
Йәһва җәңчиләр вә роһанийларни алтә күн немә иш қилишқа буйриди?
Йәттинчи күни җәңчиләр немә иш қилиши керәк еди?
Рәсимдә көрүп турғиниңиздәк, Ериха шәһириниң тамлириға немә болди?
Немә үчүн деризигә қизил шойна чигип қоюлған еди?
Йәшу җәңчиләрни шәһәр вә униң хәлқини қандақ қилишқа буйриди? Амма, алтун-күмүч, мис вә төмүрләрничу, қандақ қилиш керәк еди?
Икки пайлақчи немә иш қилишқа буйрулди?
Қошумчә соаллар:
Йәшу 6:1—25-айәтләрни оқуң.
Ахирқи заман күнлиридә, Йәһва Гувачилири қиливатқан вәз ейтиш хизмити билән, қедимда исраилларниң йәттинчи күни Ерихани чөгүләп меңиши оттурисида қандақ охшашлиқ бар? (Йәшу 6:15, 16; Йәшая 60:22; Мәтта 24:14; 1-Коринтлиқлар 9:16)
Йәшу 6:26-айәттә хатириләнгән бешарәт, 500 жилчә вақит өткәндин кейин қандақ әмәлгә ашти? Мошу бизгә, Йәһваниң сөзи һәққидә немә үгитиду? (1-Падишалар 16:34; Йәшая 55:11)
47-һекайә
Исраиллар арисидики оғри
Рәсимдики, Ериха шәһиридин елип кәлгән байлиқларни көмүп қоюватқан киши ким? Униңға ярдәмлишиватқанлар кимләр?
Әкан вә униң аилисидикиләрниң қилған иши, немә үчүн шунчә бәк еғир гуна?
Йәшу исраилларниң немә үчүн Ай шәһиригә қарши урушта мәғлуп болғанлиғини сориғанда, Йәһва немә дәп җавап бәрди?
Әкан билән униң аилисидикиләр Йәшуниң алдиға елип келингәндә, уларға немә болди?
Әкан қандақ һөкүм қилинди? Буниңдин қандақ муһим нәрсини үгинәләймиз?
Қошумчә соаллар:
Йәшу 7:1—26-айәтләрни оқуң.
Йәшуниң өз Яратқучиси билән болған мунасивити, униң дугасида қандақ ашкарә болди? (Йәшу 7:7—9; Зәбур 119:145; 1-Юһанна 5:14)
Әканниң мисали немини көрситиду? Бу бизгә қандақ агаһландуруш бериду? (Йәшу 7:11, 14, 15; Пәнди-нәсиһәт 15:3; 1-Тимотий 5:24; Ибранийлар 4:13)
Йәшу 8:1—29-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә етиқатчилар җамаәтчилигигә қарита, һәр биримизниң шәхсән қандақ мәҗбурийити бар? (Йәшу 7:13; Лавийлар 5:1; Пәнди-нәсиһәт 28:13)
48-һекайә
Әқиллиқ гибеонлуқлар
Гибеонлуқлар йеқин әтраптики башқа шәһәрлик қананлиқлардин қандақ пәриқ қилатти?
Рәсимдә көрситилгәндәк, гибеонлуқлар немә иш қилди? Немә үчүн?
Йәшу вә исраилларниң йетәкчилири гибеонлуқларға қандақ вәдә бәрди? Амма, үч күндин кейин улар немә ишни билди?
Башқа шәһәрликләр гибеонлуқларниң исраиллар билән тиничлиқ келишим түзгәнлигини билгәндә, немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
Йәшу 9:1—27-айәтләрни оқуң.
Гәрчә Йәһва илгири исраил хәлқигә “жутниң олтарғучилирини алдиңдин йоқитармән”, дегән болсиму, гибеонлуқларни аяп қелиши униң қандақ пәзиләтлирини ашкарә қилди? (Йәшу 9:22, 24; Мәтта 9:13; Әлчиләр 10:34, 35; 2-Петрус 3:9)
Гибеонлуқлар билән түзгән келишимгә әмәл қилиш арқилиқ, Йәшу бүгүнки күндики Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилиригә қандақ үлгә қалдурди? (Йәшу 9:18, 19; Мәтта 5:37; Әфәсликләр 4:25)
Йәшу 10:1—5-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә ‘чоң бир топ’, гибеонлуқларни қандақ үлгә қилиду? Шу сәвәп, улар қандақ нишанға айлинип қеливатиду? (Йәшу 10:4; Зәкәрия 8:23; Мәтта 25:35—40; Вәһийләр 12:17)
49-һекайә
Қуяшниң бир орунда тохтап туруши
Рәсимдә, Йәшу немә дәватиду? Немә үчүн?
Йәһва Йәшу вә униң җәңчилиригә қандақ ярдәм бәрди?
Йәшу қанчә падишалиқни йоқатти? Буниң үчүн қанчилик вақит кәтти?
Йәшу немә үчүн Қанан зиминини бөлүп бәрди?
Йәшу өлгәндә қанчә яшта еди? Кейин хәлиққә немә болди?
Қошумчә соаллар:
Йәшу 10:6—15-айәтләрни оқуң.
Исраиллар үчүн Йәһваниң қуяш вә айни бир орунда тохтитип турғанлиғини билиш, бүгүнки күндә бизгә қандақ ишәнч ата қилиду? (Йәшу 10:8, 10, 12, 13; Зәбур 18:3; Пәнди-нәсиһәт 18:10)
Йәшу 12:7—24-айәтләрни оқуң.
Қанан зиминидики 31 падишани мәғлуп қилишниң төһписи әмәлиятта кимгә мәнсүп? Немә үчүн бу бүгүнки күндә биз үчүн бәк муһим? (Йәшу 12:7; 24:11—13; Қанун Шәрһи 31:8; Луқа 21:9, 25—28)
Йәшу 14:1—5-айәтләрни оқуң.
Исраилларниң қәбилилиригә зимин қандақ бөлүп берилди? Буниңдин кәлгүси җәннәттә варислиқ қилиш һәққидә немини көрүп йетәләймиз? (Йәшу 14:2; Йәшая 65:21; Һәзқиял 47:21—23; 1-Коринтлиқлар 14:33)
Һакимлар 2:8—13-айәтләрни оқуң.
Қедимки замандики Йәшуға охшаш, бүгүнки күндә һәқиқәтән чәтнәп етиқатчилар җамаити арисида хата тәлимни тарқитишқа кимләр қарши туриду? (Һакимлар 2:8, 10, 11; Мәтта 24:45—47; 2-Салоникилиқлар 2:3—6; Титус 1:7—9; Вәһийләр 1:1; 2:1, 2)
50-һекайә
Икки җасур аял
Һакимлар қандақ кишиләр? Бир қанчисиниң исмини ейтип бериң?
Дебора қандақ алаһидә имтиязға егә еди? Бу немә иш қилишни өз ичигә алған?
Падиша Ябин вә униң сәркәрдиси Сисера, исраилларға һәйвә қилип қорқутқанда, Дебора Йәһваниң қайси сөзини һаким Бараққа йәткүзди? У кимниң ғалибә шан-шәривигә еришидиғанлиғини ейтти?
Яел өзиниң җасур бир аял екәнлигини қандақ көрсәтти?
Падиша Ябин өлгәндин кейин, немә иш болди?
Қошумчә соаллар:
Һакимлар 2:14—22-айәтләрни оқуң.
Қандақ қилип исраиллар Йәһваниң ғәзивини өз үстигә кәлтүрди? Биз буниңдин қандақ савақ алалаймиз? (Һакимлар 2:20; Пәнди-нәсиһәт 3:1, 2; Һәзқиял 18:21—23)
Һакимлар 4:1—24-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә, Әйсаниң әгәшкүчилири болған аяллар Дебора билән Яелни үлгә қилип, өз ишәнч вә җасурлуғини қандақ намайән қилалайду? (Һакимлар 4:4, 8, 9, 14, 21, 22; Пәнди-нәсиһәт 31:30; 1-Коринтлиқлар 16:13)
Һакимлар 5:1—31-айәтләрни оқуң.
Кәлгүси Армагедон уруши үчүн Худаға дуга қилғинимизда, Барақ билән Дебораниң җәң ғалибә нахшисини қандақ ишлитәләймиз? (Һакимлар 5:3, 31; 1-Тарихнамә 16:8—10; Вәһийләр 7:9, 10; 16:16; 19:19—21)
51-һекайә
Рут билән Наоми
Қандақ болуп Наоми моаблиқларниң жутиға келип қалди?
Рут билән Орпа кимләр?
Наоми Рут билән Орпаға, өз өй хәлқиниң қешиға қайтип кетишни ейтқанда, улар қандақ җавап қайтурди?
Боаз ким? У Рут билән Наомиға қандақ ярдәм бәрди?
Боаз билән Рутниң оғлиниң исми немә? Немә үчүн уни әстә сақлишимиз керәк?
Қошумчә соаллар:
Рут 1:1—17-айәтләрни оқуң.
Рут өзиниң сәмимий меһир-муһәббитини Наомиға қандақ чирайлиқ ибариләр билән ипадилиди? (Рут 1:16, 17)
Немә үчүн Рутниң ипадилигән мүҗәз-хулқи, бүгүнки күндә “башқа қойлар” ниң йәр йүзидики мәсиһ қилинған етиқатчиларға қилған муамилисини ениқ әкис әттүргән дәймиз? (Юһанна 10:16; Зәкәрия 8:23)
Рут 2:1—23-айәтләрни оқуң.
Рут бүгүнки күндики яш аялларға қандақ үлгә қалдурған? (Рут 2:17, 18; Пәнди-нәсиһәт 23:22; 31:15)
Рут 3:5—13-айәтләрни оқуң.
Рут яш бири билән әмәс, бәлки Боаз билән той қилишқа мақул болғанда, Боаз қандақ инкас қайтурди?
Рутниң қалдурған үлгиси, сәмимий меһир-муһәббәт һәққидә бизгә немини үгитиду? (Рут 3:10; 1-Коринтлиқлар 13:4, 5)
Рут 4:7—17-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә, етиқатчи әрләр Боазни қандақ үлгә қилалайду? (Рут 4:9, 10; 1-Тимотий 3:1, 12, 13; 5:8)
52-һекайә
Гидеон вә униң 300 әскири
Исраилларниң бешиға қандақ еғир күнләр кәлди? Немә үчүн?
Йәһва немә үчүн Гидеонға, сениң җәңчилириң бәкму көп деди?
Гидеон қорқсаңлар өйүңларға қайтиңлар дегәндин кейин, қанчилик адәм униң билән қалди?
Рәсимгә қарап, Йәһваниң қандақ усул билән, Гидеонниң қошунини пәқәт 300 җәңчигә қисқартқанлиғини чүшәндүрүң?
Гидеон 300 җәңчини қандақ орунлаштурди? Қандақ қилип исраиллар ғалибигә еришти?
Қошумчә соаллар:
Һакимлар 6:36—40-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң ирадисини ениқ чүшиниш үчүн Гидеон немә иш қилди?
Бүгүнки күндә, Йәһваниң немини ирадә қилғанлиғини қандақ көрүп йетәләймиз? (Пәнди-нәсиһәт 2:3—6; Мәтта 7:7—11; 2-Тимотий 3: 16, 17)
Һакимлар 7:1—25-айәтләрни оқуң.
Һошиярлиқни сақлиған 300 җәңчи билән башқа бепәхәслик қилған җәңчиләрни селиштурсақ, қандақ саваққа егә болалаймиз? (Һакимлар 7:3, 6; Римлиқлар 13:11, 12; Әфәсликләр 5:15—17)
Худди 300 җәңчи Гидеонға қарап униңдин үгәнгәнгә охшаш, улуқ Гидеон йәни Әйса Мәсиһкә қарап немини үгинәләймиз? (Һакимлар 7:17; Мәтта 11:29, 30; 28:19, 20; 1-Петрус 2:21)
Йәһваниң тәшкилатида хизмәт қилғинимизда, мәйли қандақ вәзипә бәлгүләнгән болсун, уни мәмнунлуқ билән қилишимизға, Һакимлар 7:21-айәт қандақ ярдәм бериду? (1-Коринтлиқлар 4:2; 12:14—18; Яқуп 4:10)
Һакимлар 8:1—3-айәтләрни оқуң.
Етиқатчи қериндашлар арисидики талаш-тартишларни бир тәрәп қилишқа тоғра кәлгәндә, Гидеонниң әфраим қәбилиси билән болған талаш-тартишни бир тәрәп қилиш усулидин немини үгинәләймиз? (Пәнди-нәсиһәт 15:1; Мәтта 5:23, 24; Луқа 9:48)
53-һекайә
Жифтахниң вәдиси
Жифтах ким? У қандақ бир заманда яшиған?
Жифтах Йәһваға немә дәп вәдә бәрди?
Немә үчүн Жифтах җәңдә аммонлуқлар үстидин ғалибә қилип өйигә қайтқанда, һәсрәт чекип көңли йерим болди?
Жифтахниң қизи дадисиниң бәргән вәдисини билгәндә, немә деди?
Немә үчүн кишиләр Жифтахниң қизини яхши көрәтти?
Қошумчә соаллар:
Һакимлар 10:6—18-айәтләрни оқуң.
Исраил хәлқиниң Йәһваға садақәтсизлик қилғанлиғи һәққидики тарихий вақиә бизгә қандақ агаһландуруш бериду? (Һакимлар 10:6, 15, 16; Римлиқлар 15:4; Вәһийләр 2:10)
Һакимлар 11:1—11, 29—40-айәтләрни оқуң.
Жифтахниң қизини ‘көйдүрмә қурванлиқ’ сүпитидә атиғанлиғи, һәргизму бир адәмни қурван қилип отта көйдүрүп тәғдим қилиш дегәнлик әмәслигини қандақ билимиз? (Һакимлар 11:31; Лавийлар 16:24; Тәкрар қанун 18:10, 12)
Жифтах қандақ йол билән қизини қурванлиқ сүпитидә тәғдим қилди?
Жифтах өзиниң Йәһваға бәргән вәдисигә вапа қилған. Униң қалдурған үлгисидин немини үгинәләймиз? (Һакимлар 11:35, 39; Вәз 5:4, 5; Мәтта 16:24)
Жифтахниң қизи, толуқ вақит илаһи хизмәт қилишқа интилгән яш етиқатчилар үчүн қандақ яхши үлгә болалайду? (Һакимлар 11:36; Мәтта 6:33; Филипиликләр 3:8)
54-һекайә
Әң күчлүк киши
Йәр йүзидә яшап өткән инсанлар арисидики әң күчлүк адәм ким? Униңға күч-қувәтни ким бәргән?
Рәсимдә көрүп турғиниңиздәк, бир қетим Шимшон чоң бир ширни немә қилди?
Рәсимдә, Шимшон қандақ мәхпий сирини Диләйлаһқа ейтип бериватиду? Буниң филистинликләрниң Шимшонни тутувелиши билән қандақ бағлинишлиғи бар?
Шимшон қандақ қилип өзи билән биргә 3 000 филистинлик дүшмәнни һалак қилди?
Қошумчә соаллар:
Һакимлар 13:1—14-айәтләрни оқуң.
Мануһ вә униң аяли, пәрзәнтлирини тәрбийиләватқан ата-анилар үчүн қандақ яхши үлгә болалайду? (Һакимлар 13:8; Зәбур 127:3; Әфәсликләр 6:4)
Һакимлар 14:5—9; 15:9—16-айәтләрни оқуң.
Муқәддәс Китаптики Шимшонниң ширни өлтүрүши, қоллири бағланған йеңи ағамчини үзүши вә ешәкниң иңәк сөңиги билән 1 000 кишини өлтүрүши тоғрисидики хатириләр, Йәһваниң муқәддәс роһини ишқа селиши һәққидә немини ашкарә қилиду?
Бүгүнки күндә, муқәддәс роһ бизгә қандақ ярдәм бериду? (Һакимлар 14:6; 15:14; Зәкәрия 4:6; Әлчиләр 4:31)
Һакимлар 16:18—31-айәтләрни оқуң.
Шимшон яман билән дост болуп қандақ тәсиргә учриди? Буниңдин қандақ савақ алалаймиз? (Һакимлар 16:18, 19; 1-Коринтлиқлар 15:33)
55-һекайә
Кичик балиниң Худаға хизмәт қилиши
Рәсимдики кичик балиниң исми немә? Әву башқилар кимләр?
Бир күни, Һәнна Йәһваниң ибадәт чедириға барғанда, немә дәп дуга қилди? Йәһва униң дугасиға қандақ җавап қайтурди?
Самуил Йәһваниң ибадәт чедириға елип берилғанда, қанчә яшта еди? Аниси һәр жили униң үчүн немә қилди?
Әлиниң оғуллириниң исимлири немә? Улар қандақ кишиләр еди?
Йәһва Самуилни қандақ чақирди? У Самуилға немә тоғрисида хәвәр бәрди?
Самуил чоң болғанда немә иш қилди? У қериғанда немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
1-Самуил 1:1—28-айәтләрни оқуң.
Аилини тоғра ибадәткә йетәкләштә, Әлқана аилигә баш болғучиларға қандақ яхши үлгә қалдурған? (1-Самуил 1:3, 21; Мәтта 6:33; Филипиликләр 1:10)
Һәннаниң кишини қийин әһвалға чүширип қойидиған мәсилини бир тәрәп қилиш усулидин немини үгинәләймиз? (1-Самуил 1:10, 11; Зәбур 55:22; Римлиқлар 12:12)
1-Самуил 2:11—36-айәтләрни оқуң.
Әли өз оғуллирини Йәһвадин қандақ әзиз көрди? Бу бизгә қандақ агаһландуруш бериду? (1-Самуил 2:22—24, 27, 29; Тәкрар қанун 21:18—21; Мәтта 10:36, 37)
1-Самуил 4:16—18-айәтләрни оқуң.
Җәң мәйданидин қандақ төрт қайғулуқ хәвәр кәлди? У Әлигә қандақ тәсир қилди?
1-Самуил 8:4—9-айәтләрни оқуң.
Исраиллар қандақ қилип Йәһвани шунчә бәк рәнҗитти? Бүгүнки күндә Униң Падишалиғини садақәтмәнлик билән қандақ қоллаймиз? (1-Самуил 8:5, 7; Юһанна 17:16; Яқуп 4:4)
56-һекайә
Исраилниң тунҗа падишаси — Саул
Рәсимдә, Самуил немә иш қиливатиду? Немә үчүн?
Йәһва немә үчүн Саулдин хурсән болди? Саул қандақ адәм еди?
Саулниң оғлиниң исми немә? У немә иш қилди?
Саул немә үчүн Самуилниң келишини күтмәй, қурванлиқни өзи қилди?
Саул һәққидики иш-вақиәләрдин, қандақ саваққа егә болалаймиз?
Қошумчә соаллар:
1-Самуил 9:15—21 вә 10:17—27-айәтләрни оқуң.
Бәзи кишиләр Саул һәққидә һөрмәтсиз гәпләрни қилғанда, алдирақсанлиқ билән һәрикәт қилиштин хали болушиға униң кәмтарлиғи қандақ ярдәм бәргән? (1-Самуил 9:21; 10:21, 22, 27; Пәнди-нәсиһәт 17:27)
1-Самуил 13:5—14-айәтләрни оқуң.
Саул Гилгалда немә гуна өткүзгән еди? (1-Самуил 10:8; 13:8, 9, 13)
1-Самуил 15:1—35-айәтләрни оқуң.
Амаләкниң падишаси Агог билән җәң қилғанда, Саул қандақ еғир гуна өткүзди? (1-Самуил 15:2, 3, 8, 9, 22)
Саул өзини ақлап, мәсъулийәтни башқиларға дөңгәп қоюшқа урунуп, немә иш қилди? (1-Самуил 15:24)
Бүгүнки күндә, бизгә нәсиһәт берилгәндә қайси агаһландурушқа диққәт қилишимиз керәк? (1-Самуил 15:19—21; Зәбур 141:5; Пәнди-нәсиһәт 9:8, 9; 11:2)
57-һекайә
Худаниң Давутни таллиши
Рәсимдики балиниң исми немә? Униң батурлуғини қандақ билимиз?
Давут қәйәрдә яшиған? Униң дадиси вә бовисиниң исимлири немә?
Йәһва немә үчүн Самуилни Бәйтләһәмдики Йишайниң өйигә беришқа буйриди?
Йишай йәттә оғлини Самуилниң алдиға елип кәлгәндә, немә иш болди?
Давутни елип кәлгәндә, Йәһва Самуилға немә иш қилишни ейтти?
Қошумчә соаллар:
1-Самуил 17:34, 35-айәтләрни оқуң.
Давутниң батурлуғи вә Йәһваға таянғанлиғи, мошу вақиәләрдә қандақ тәкитләнгән? (1-Самуил 17:37)
1-Самуил 16:1—14-айәтләрни оқуң.
Башқиларға башқичә нәзәрдә қараш яки пәқәт сиртқиқияпитигә қарап баһа бериштин хали болушимизға, Йәһваниң 1-Самуил 16:7-айәттики сөзи қандақ ярдәм бериду? (Әлчиләр 10:34, 35; 1-Тимотий 2:4)
Саулниң мисали, Йәһва бир кишини муқәддәс роһтин мәһрум қилса, у кишиниң қәлби яман роһ, йәни хата ишларни қилишқа үндәйдиған яман нийәт билән толидиғанлиғини қандақ көрсәтти? (1-Самуил 16:14; Мәтта 12:43—45; Галатиялиқлар 5:16)
58-һекайә
Давут билән Җолят
Җолят исраил қошуниға қандақ җәң елан қилди?
Җолят қанчилик йоған? Падиша Саул Җолятни өлтүргән кишини қандақ мукапатлайдиғанлиғини вәдә қилди?
Давут техи бала болғач, Саул униңға Җолят билән җәңгә чүшәлмәйдиғанлиғини ейтқанда, Давут немә деди?
Җолятқа җавап қайтурғанда, Давут өзиниң Йәһваға ишәнч қилғанлиғини қандақ көрсәтти?
Рәсимдин көрүп турғиниңиздәк, Давут Җолятни өлтүрүш үчүн немә ишләтти? Андин кейин, филистинликләргә немә болди?
Қошумчә соаллар:
1-Самуил 17:1—54-айәтләрни оқуң.
Давутниң қорқмас батур болушиниң сири немә? Униң батурлуғини қандақ үлгә қилалаймиз? (1-Самуил 17:37, 45; Әфәсликләр 6:10, 11)
Көңүл ачқанда яки оюнларни ойниғанда болсун, Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар немә үчүн Җолятқа охшаш риқабәтлишиш роһидин хали болуши керәк? (1-Самуил 17:8; Галатиялиқлар 5:26; 1-Тимотий 4:8)
Давутниң қилған сөзи, униң Йәһваниң яр-йөләктә болидиғанлиғиға ишәнч қилғанлиғини қандақ көрсәтти? (1-Самуил 17:45—47; 2-Тарихнамә 20:15)
Муқәддәс Китаптики мошу вақиәдә, пәқәт икки қошунниң оттурисидики күрәшла әмәс, бәлки йәнә ялған илаһлар билән һәқ Худа оттурисидики җәң тәсвирләнгәнлигини, қандақ көрүп йетәләймиз? (1-Самуил 17:43, 46, 47)
Йәһваға ишәнч қилишта, мәсиһ қилинған Әйсаниң әгәшкүчилириниң қалған әзалири, Давутни өзлиригә қандақ үлгә қилиду? (1-Самуил 17:37; Йәрәмия 1:17—19; Вәһийләр 12:17)
59-һекайә
Давутниң қечип кетиши
Немә үчүн Саул Давутқа һәсәт қилди? Бирақ, Саулниң оғли Йонатан билән Давутниң мунасивити қандақ еди?
Бир күни, Давут Саулға чилтар челип бериватқанда, немә иш йүз бәрди?
Саул, қизи Микални аяллиққа елиш үчүн Давутниң чоқум немә иш қилиши керәклигини ейтти? У немә мәхсәттә шундақ деди?
Рәсимдә көрситилгәндәк, Давут Саулға чилтар челип бериватқанда, қандақ иш үчинчи қетим йүз бәрди?
Давутниң җенини сақлап қелиши үчүн Микал қандақ ярдәм бәрди? Шуниңдин кейин, Давут йәттә жил немә иш қилди?
Қошумчә соаллар:
1-Самуил 18:1—30-айәтләрни оқуң.
Йонатан билән Давутниң бузулмас достлуқ меһир-муһәббәт ришти, қандақ қилип “башқа қойлар” билән “кичик пада” оттурисидики меһир-муһәббәт һәққидә бешарәт бәргән? (1-Самуил 18:1; Юһанна 10:16; Луқа 12:32; Зәкәрия 8:23)
Қаидә бойичә болғанда, Саулниң падишалиқ вариси Йонатан болатти. Бирақ, Йонатанниң Худа таллиған падишаға пүтүнләй бойсунғанлиғини, 1-Самуил 18:4-айәт қандақ көрситиду?
Саулниң мисалидин һәсәтхорлуқниң еғир гунаға башлайдиғанлиғини қандақ көримиз? Бу бизгә қандақ агаһландуруш бериду? (1-Самуил 18:7—9, 25; Яқуп 3:14—16)
1-Самуил 19:1—17-айәтләрни оқуң.
Йонатан Саулға сөз қилғанда, өз һаяти билән қандақ хәтәргә тавакәлчилик қилған? (1-Самуил 19:1, 4—6; Пәнди-нәсиһәт 16:14)
60-һекайә
Абигаил билән Давут
Рәсимдики Давут билән көрүшкили кәлгән аялниң исми немә? У қандақ аял еди?
Набал ким?
Давут немә үчүн адәмлирини Набалдин илтипат қилишни сорашқа әвәтти?
Набал Давутниң адәмлиригә немә деди? Шуниң билән, Давут қандақ инкас қайтурди?
Абигаил өзиниң әқиллиқ аял екәнлигини қандақ көрсәтти?
Қошумчә соаллар:
1-Самуил 22:1—4-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң әгәшкүчилири болған етиқатчи қериндашларниң чоқум бир-биримизгә яр-йөләктә болушимиз үчүн, Давутниң аилиси қандақ яхши үлгә қалдурған? (Пәнди-нәсиһәт 17:17; 1-Салоникилиқлар 5:14)
1-Самуил 25:1—43-айәтләрни оқуң.
Немә үчүн Набал шунчә пәс киши қилип тәсвирләнгән? (1-Самуил 25:2—5, 10, 14, 21, 25)
Бүгүнки күндә Әйсаниң әгәшкүчилири болған аяллар, Абигаилни өзлиригә қандақ үлгә қилалайду? (1-Самуил 25:32, 33; Пәнди-нәсиһәт 31:26; Әфәсликләр 5:24)
Абигаил Давутни қайси икки яман ишни қилишиға тосқунлуқ қилди? (1-Самуил 25:31, 33; Римлиқлар 12:19; Әфәсликләр 4:26)
Бүгүнки күндә әрләрниң аялларға, Йәһва билән охшаш көз қарашта қаришиға, Давутниң Абигаилниң сөзини илик алғанлиқ мисали қандақ ярдәм бериду? (Әлчиләр 21:8, 9; Римлиқлар 2:11; 1-Петрус 3:7)
61-һекайә
Давутниң падиша болуши
Саул лагерьда ухлап ятқанда, Давут билән Абишай немә иш қилди?
Давут Саулдин немә дәп соал сориди?
Саул қайтип кәткәндин кейин, Давут қәйәргә барди?
Немә үчүн Давут һәсрәт чәкти? Шу сәвәп, у қандақ тәсирлик шеирни язди?
Давут Һибронда падиша болғанда қанчә яшта еди? Униң бәзи оғуллириниң исимлири немә?
Кейин, Давут қәйәрдә падишалиқ қилди?
Қошумчә соаллар:
1-Самуил 26:1—25-айәтләрни оқуң.
Давутниң 1-Самуил 26:11 айәттә хатириләнгән сөзлиридин, униң илаһи орунлаштурушқа қандақ көз қарашта болғанлиғини көримиз? (Зәбур 37:7; Римлиқлар 13:2)
Биз қизғинлиқ билән сәмимий меһир-муһәббәт көрсәткинимиздә, башқиларниң соғ муамилисигә учрисақ, 1-Самуил 26:23-айәттә хатириләнгән Давутниң сөзлири, тоғра көз қарашни сақлишимизға қандақ ярдәм берәләйду? (1-Падишалар 8:32; Зәбур 18:20)
2-Самуил 1:26-айәтләрни оқуң.
Худди Йонатан билән Давутқа охшаш, бүгүнки күндә Әйсаниң әгәшкүчилири қандақ қилип бир-биригә “сәмимий меһир-муһәббәт” көрситәләйду? (1-Петрус 4:8; Колосилиқлар 3:14; 1-Юһанна 4:12)
2-Самуил 5:1—10-айәтләрни оқуң.
Давут падишалиқ тәхтидә қанчә жил олтарди? У падишалиқ қилған мәзгил қайси икки дәвиргә бөлүнгән? (2-Самуил 5:4, 5)
Ким сәвәплик Давутниң шан-шәриви улуқланди? Буниңдин көримизки, бүгүнки күндә, немини чоқум әстә сақлишимиз керәк? (2-Самуил 5:10; 1-Самуил 16:13; 1-Коринтлиқлар 1:31; Филипиликләр 4:13)
62-һекайә
Давутниң өйигә бала-қазаниң келиши
Йәһваниң ярдимидә, ахири Қанан зимини қандақ болди?
Бир күни кәчтә, Давут өз ордисиниң өгүзидә турғанда немә иш йүз бәрди?
Йәһва немә үчүн Давутқа қаттиқ аччиқланди?
Рәсимгә қараң, Йәһва Давутниң гуналирини көрситип бериш үчүн кимни әвәтти? У киши Давутқа немә иш болидиғанлиғини ейтти?
Давут қандақ аваричилиқларға йолуқти?
Давуттин кейин, ким исраилларға падиша болди?
Қошумчә соаллар:
2-Самуил 11:1—27-айәтләрни оқуң.
Давут җәңгә чиқмай, нәтиҗидә Бәтшәба билән еғир гуна өткүзгән еди. Шуниңдин һемишәм алдираш Йәһваға хизмәт қилишниң бизни һимайә қилидиғанлиғини қандақ көримиз?
Давут қандақ гуна ясап қойди? Мошу, бүгүнки күндә Йәһваниң хизмәтчилири үчүн қандақ агаһландуруш бериду? (2-Самуил 11:2; Мәтта 5:27—29; 1-Коринтлиқлар 10:12; Яқуп 1:14, 15)
2-Самуил 12:1—18-айәтләрни оқуң.
Натан пәйғәмбәрниң Давутқа нәсиһәт бериш усулидин, җамаәт ақсақаллири вә ата-анилар немини үгинәләйду? (2-Самуил 12:1—4; Пәнди-нәсиһәт 12:18; Мәтта 13:34)
Немә үчүн Йәһва Давутқа меһриванлиқ билән муамилә қилди? (2-Самуил 12:13; Зәбур 32:5; 2-Коринтлиқлар 7:9, 10)
63-һекайә
Данишмән падиша Сулайман
Йәһва Сулаймандин немә сориди? Сулайман қандақ җавап бәрди?
Сулайманниң тәливидин хурсән болғач, Йәһва униңға немә беришни вәдә қилди?
Икки аял Сулайманниң алдиға қандақ қийин мәсилини һәл қилишқа кәлди?
Сиз рәсимдә көрүп турғандәк, Сулайман мәсилини қандақ һәл қилди?
Сулайманниң һөкүмранлиғи астида, хәлиқ қандақ турмуш кәчүрди? Немә үчүн?
Қошумчә соаллар:
1-Падишалар 3:3—28-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә, Йәһваниң тәшкилатида мәсъулийәт жүкләнгән әр етиқатчилар, 1-Падишалар 3:7 айәттә хатириләнгән Сулайманниң жүрәк сөзлиридин немини үгинәләйду? (Зәбур 119:105; Пәнди-нәсиһәт 3:5, 6)
Сулайманниң дуа-тәләплиридин, қандақ муһим нәрсә үчүн дуа қилишимиз керәклиги һәққидә немини билимиз? (1-Падишалар 3:9, 11; Пәнди-нәсиһәт 30:8, 9; 1-Юһанна 5:14)
Сулайманниң икки аял оттурисидики талаш-тартишни һәл қилиши һәққидики вақиәдин, техиму улуқ Сулайман, йәни Әйса Мәсиһниң кәлгүсидики һөкүмранлиғи тоғрисида немини көрәләймиз? (1-Падишалар 3:28; Йәшая 9:6, 7; 11:2—4)
1-Падишалар 4:29—34-айәтләрни оқуң.
Сулайман өзидә бир итаәтчан қәлб болушни тилигәндә, Йәһва қандақ җавап қайтурди? (1-Падишалар 4:29)
Кишиләрниң Сулайманниң һекмитини аңлаш үчүн көрсәткән тиришчанлиғини ойлап көрсәк, Худаниң Сөзини үгинишкә нисбәтән қандақ көз қарашта болушимиз керәк? (1-Падишалар 4:29, 34; Юһанна 17:3; 2-Тимотий 3:16)
64-һекайә
Сулайманниң ибадәтхана селиши
Сулайманниң, Йәһваниң ибадәтхана қурулушини тамамлиши үчүн қанчилик вақит кәтти? Немә үчүн бәкму нурғун пуллар сәрип қилинди?
Ибадәтханида қанчә асасий ханә бар еди? Ичкирики ханигә немә қоюлди?
Ибадәтхана қурулуши тамам болғанда, Сулайман дуасида немә деди?
Йәһва Сулайманниң дуасидин хурсән болғанлиғини қандақ көрсәтти?
Сулайманниң аяллири уни немә иш қилишқа аздурди? Нәтиҗидә Сулайманға немә болди?
Йәһва немә үчүн Сулайманға қаттиқ аччиқланди? Шуниң билән, Йәһва Сулайманға немә деди?
Қошумчә соаллар:
1-Тарихнамә 28:9, 10-айәтләрни оқуң.
Давутниң 1-Тарихнамә 28:9, 10 айәттә хатириләнгән сөзлирини ойлап көрсәк, кишилик турмушимизда немә иш қилишқа тиришишимиз керәк? (Зәбур 19:14; Филипиликләр 4:8, 9)
2-Тарихнамә 6:12—21, 32—42-айәтләрни оқуң.
Инсан қоли билән ясалған имарәтниң улуқ Худани сиғдуралмайдиғанлиғини Сулайман қандақ көрсәтти? (2-Тарихнамә 6:18; Әлчиләр 17:24, 25)
Сулайманниң 2-Тарихнамә 6:32, 33 айәтлиридики хатириләнгән сөзлири, Йәһваниң қандақ Худа екәнлигини көрситиду? (Әлчиләр 10:34, 35; Галатиялиқлар 2:6)
2-Тарихнамә 7:1—5-айәтләрни оқуң.
Худди исраиллар Худа Йәһваниң улуқлуғини көргәндә, һаяҗандин уни мәдһийилигинигә охшаш, бүгүнки күндә Йәһваниң өз хәлқини бәрикәтләватқанлиғини ойлап көргинимиздә, немә иш қилишимиз керәк? (2-Тарихнамә 7:3; Зәбур 22:22; 34:1; 96:2)
1-Падишалар 11:9—13-айәтләрни оқуң.
Сулайманниң һаят кәчүрмишидин, ахириғичә садақәтмәнликни сақлашниң нәқәдәр муһимлиғини қандақ көрәләймиз? (1-Падишалар 11:4, 9; Мәтта 10:22; Вәһийләр 2:10)
65-һекайә
Падишалиқниң бөлүнүши
Рәсимдики, у икки кишиниң исми немә? Улар қандақ адәмләр?
Ахия учисиға кийгән тонини немә қилди? Униң шундақ қилиши немини билдүриду?
Сулайман Йеробоамни немә қилмақчи болди?
Хәлиқ немә үчүн Йеробоамни он қәбилиниң падишаси қилди?
Йеробоам немә үчүн икки алтун мозайни ясиди? Кейин, узун өтмәй у падишалиқ зиминида немә иш болди?
Икки қәбилә падишалиғиға вә Йерусалимдики Йәһваниң ибадәтханисиға немә болди?
Қошумчә соаллар:
1-Падишалар 11:26—43-айәтләрни оқуң.
Йеробоам қандақ адәм? Әгәр у Худаниң қанунлириға әмәл қилса, Йәһва өзиниң немә иш қилидиғанлиғини вәдә қилған? (1-Падишалар 11:28, 38)
1-Падишалар 12:1—33-айәтләрни оқуң.
Һоқуқини қалаймиқан ишлитиш һәққидә, җамаәт ақсақаллири вә ата-ана болғучилар, Йеробоамниң мисалидин қандақ савақ алалайду? (1-Падишалар 12:13; Вәз 7:7; 1-Петрус 5:2, 3)
Бүгүнки күндә, яшлар кишилик турмушта муһим қарарни чиқарғанда, кимдин мәслиһәт сориса, ишәнчлик көрсәтмигә егә болалайду? (1-Падишалар 12:6, 7; Пәнди-нәсиһәт 1:8, 9; 2-Тимотий 3:16, 17; Ибранийлар 13:7)
Немә сәвәптин, Йеробоам икки мозай бутни тикләп, хәлиқни шуларға чоқунушқа йетәклиди? Бу униң Йәһваға болған иман-етиқатиниң суслиғини қандақ ашкарә қилди? (1-Падишалар 11:37; 12:26—28)
Ким исраил 10 қәбилә падишалиғидики хәлиқни тоғра ибадәт қилишни ташлашқа йетәклиди? (1-Падишалар 12:32, 33)
66-һекайә
Қара нийәт ханим — Изабел
Изабел ким?
Немә үчүн бир күни Аһабниң көңли йерим болди?
Ери Аһабқа Наботниң үзүмзарлиғини елип бериш үчүн Изабел немә иш қилди?
Йәһва Изабелни җазалаш үчүн кимни әвәтти?
Рәсимдә көрүп турғиниңиздәк, Йәһу Изабелниң ордисиға йетип кәлгәндә, немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
1-Падишалар 16:29—33 вә 18:3, 4-айәтләрни оқуң.
Аһаб падишалиқ қилғанда, исраилниң әһвали қандақ яман һаләткә чүшүп қалди? (1-Падишалар 16:33)
1-Падишалар 21:1—16-айәтләрни оқуң.
Йәһваға садақәтмән болуш үчүн Набот қандақ батурлуқ көрсәтти? (1-Падишалар 21:1—3; Лавийлар 25:23—28)
Аһаб үмүтсиз әһвалға дуч кәлгәндә немә иш қилған? Ундақта биз үмүтсиз әһвалға дуч кәлгәндә қандақ қилишимиз керәк? (1-Падишалар 21:4; Римлиқлар 5:3—5)
2-Падишалар 9:30—37-айәтләрни оқуң.
Йәһуниң, Йәһваниң ирадисини орунлаш үчүн көрсәткән қизғинлиғидин немини үгинәләймиз? (2-Падишалар 9:4—10; 2-Коринтлиқлар 9:1, 2; 2-Тимотий 4:2)
67-һекайә
Йәһошафатниң Йәһваға ишәнч қилиши
Йәһошафат ким? У қайси дәвирдә яшиған еди?
Исраил хәлқи немә үчүн қорқушти? Шу сәвәп, улар немә иш қилди?
Йәһошафатниң дуасиға Йәһва қандақ җавап қайтурди?
Җәң башлиништин илгири, Йәһва дүшмәнләрни немә қилди?
Йәһошафатни өзимизгә қайси җәһәттин үлгә қилалаймиз?
Қошумчә соаллар:
2-Тарихнамә 20:1—30-айәтләрни оқуң.
Худаниң садақәтмән хизмәтчилири тәһдиткә учриғанда немә қилиш керәклигини, Йәһошафат қандақ көрсәтти? (2-Тарихнамә 20:12; Зәбур 25:15; 62:1)
Әзәлдин тартип, Йәһва өз хәлқи билән қандақ алақә қилип кәлгән? Ундақта, бүгүнки күндә қандақ алақә қилип келиватиду? (2-Тарихнамә 20:14, 15; Мәтта 24:45—47; Юһанна 15:15)
“Һәммигә қадир Худаниң улуқ күнидики җәң” башланғанда, бизниң әһвалимиз қайси җәһәттин Йәһошафатниң әһвалиға охшап кетиду? (2-Тарихнамә 20:15, 17; 32:8; Вәһийләр 16:14, 16)
Бүгүнки күндә, пидаий вәз ейтқучилар вә ят әл хәлқи арисида вәз ейтқучилар, Лавийларни өзлиригә үлгә қилип, дунияниң һәр қайси җай-җайлиридики хуш хәвәр йәткүзүш хизмитигә қандақ төһпә қошмақта? (2-Тарихнамә 20:19, 21; Римлиқлар 10:13—15; 2-Тимотий 4:2)
68-һекайә
Өлүп қайта тирилгән икки бала
Рәсимдики үч киши кимләр? У кичик балиға немә болған еди?
Бала һәққидә Илияс пәйғәмбәр немә дәп дуа қилди? Кейин немә иш йүз бәрди?
Илияс пәйғәмбәрниң ярдәмчисиниң исми немә?
Бир аял немә сәвәптин Елишани Шунәм шәһиридики өйигә чақирди?
Елиша немә иш қилди? Шуниң билән, өлгән балиға немә болди?
Илияс вә Елиша пәйғәмбәрләрниң қилған ишлири арқилиқ, Йәһва өзиниң қандақ күч-қудрити барлиғини көрсәтти?
Қошумчә соаллар:
1-Падишалар 17:8—24-айәтләрни оқуң.
Елишаниң итаәтчанлиғи билән иман-етиқати қандақ синалди? (1-Падишалар 17:9; 19:1—4, 10)
Немә үчүн Сәрәпәт шәһиридики тул аялниң иман-етиқатини махташқа әрзийду? (1-Падишалар 17:12—16; Луқа 4:25, 26)
Сәрәпәт шәһиридики тул аялниң кәчүрмиши, Мәтта 10:41, 42 айәтләрдә хатириләнгән Әйсаниң сөзиниң һәқиқәт екәнлигини қандақ испатлиди? (1-Падишалар 17:10—12, 17, 23, 24)
2-Падишалар 4:8—37-айәтләрни оқуң.
Меһмандост болуш һәққидә, Шунәм шәһиридики аялдин немини үгинишимизгә әрзийду? (2-Падишалар 4:8; Луқа 6:38; Римлиқлар 12:13; 1-Юһанна 3:17)
Бүгүнки күндә, қандақ қилип Худаниң хизмәтчилиригә меһриванлиқ көрситәләймиз? (Әлчиләр 20:35; 28:1, 2; Галатиялиқлар 6:9, 10; Ибранийлар 6:10)
69-һекайә
Кичик қизчақниң чоң кишигә ярдәм бериши
Рәсимдә, қизчақ әву ханимға немини ейтип бериватиду?
Рәсимдики аял ким? Кичик қизчақ у аялниң өйидә немә иш қиливатиду?
Елиша пәйғәмбәр өз хизмәткарини, Наманға немә қилишни ейтишқа әвәтти? Наман немә үчүн аччиқланди?
Наман өз хизмәтчилириниң сөзигә кирип немә иш қилди? Нәтиҗидә немә болди?
Елиша немә үчүн Наманниң соғитини қобул қилмиди? Бирақ, Геһаз немә иш қилди?
Геһазға немә болди? Биз буниңдин қандақ савақ алалаймиз?
Қошумчә соаллар:
2-Падишалар 5:1—27-айәтләрни оқуң.
Шу исраил қизчақниң мисали, бүгүнки күндә яшларни немә иш қилишқа илһамландуриду? (2-Падишалар 5:3; Зәбур 8:2; 148:12, 13)
Муқәддәс Китапқа асасланған нәсиһәтни қобул қилғанда, Наманниң мисалини әстә мәккәм сақлаш немә үчүн бизгә пайдилиқ? (2-Падишалар 5:15; Ибранийлар 12:5, 6; Яқуп 4:6)
Елиша билән Геһазниң мисалини селиштурсақ, қандақ саваққа егә болалаймиз? (2-Падишалар 5:9, 10, 14—16, 20; Мәтта 10:8; Әлчиләр 5:1—5; 2-Коринтлиқлар 2:17)
70-һекайә
Юнус вә чоң белиқ
Юнус ким? Йәһва Юнус пәйғәмбәргә немә қилишни буйриди?
Юнус, Тәңри Йәһва буйруған җайға беришни халимиғач, немә иш қилди?
Юнус деңизчиларға боран-чапқунни тохтитиш үчүн немә иш қилишни ейтти?
Рәсимдә көрүп турғиниңиздәк, Юнус суға чөкүп кетиватқанда, немә иш йүз бәрди?
Юнус чоң белиқниң қосиғида қанчә вақит турди вә у йәрдә немә иш қилди?
Юнус белиқниң қосиғидин чиққандин кейин, қәйәргә барди? Бу бизгә немини үгитиду?
Қошумчә соаллар:
Юнус 1:1—17-айәтләрни оқуң.
Нинәви хәлқигә вәз ейтиш вәзиписигә нисбәтән, Юнус қандақ һиссиятта болған еди? (Юнус 1:2, 3; Пәнди-нәсиһәт 3:7; Вәз 8:12)
Юнус 2:1, 2, 10-айәтләрни оқуң.
Немә үчүн Юнусниң кәчүрмиши, Йәһваниң дуалиримизға җавап қайтуридиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтиду? (Зәбур 22:24; 34:6; 1-Юһанна 5:14)
Юнус 3:1—10-айәтләрни оқуң.
Дәсләптә Юнусниң тапшурулған вәзипини орунлаштин қачқанлиғиға қаримай, Йәһваниң давамлиқ уни ишлитиши, бизни қандақ илһамландуриду? (Зәбур 103:14; 1-Петрус 5:10)
Нинәви хәлқиниң Юнус пәйғәмбәрниң агаһландурушиға қайтурған инкасидин, хуш хәвәр йәткүзгәндә башқиларға алдин һөкүм қилмаслиқ һәққидә қандақ саваққа егә болалаймиз? (Юнус 3:6—9; Вәз 11:6; Әлчиләр 13:48)
71-һекайә
Худа вәдә қилған җәннәт
Йәшая ким вә қачан яшиған? Тәңри Йәһва Йәшаяға немини көрсәтти?
Җәннәт сөзиниң мәнаси немә? У сизгә немини әслитиду?
Йәһва йеңи җәннәт һәққидә Йәшая пәйғәмбәргә немиләрни йезишқа буйриди?
Немә үчүн Адәм ата билән Һава ана гөзәл маканидин айрилип қалған?
Йәһва өзини сөйидиған кишиләр үчүн немә иш қилидиғанлиғини вәдә бәргән?
Қошумчә соаллар:
Йәшая 11:6—9-айәтләрни оқуң.
Кәлгүсидә йеңи дунияда җан-җаниварлар билән инсанлар оттурисида мәвҗут болидиған тинич-аманлиқни, Худа Сөзи қандақ тәсвирләйду? (Зәбур 148:10, 13; Йәшая 65:25; Һәзқиял 34:25)
Йәшая пәйғәмбәрниң бешарәт сөзи, бүгүнки күндә Йәһваниң хәлқи арисида қандақ әмәлгә ашти? (Римлиқлар 12:2; Әфәсликләр 4:23, 24)
Ким сәвәплик, бүгүнки күндә вә кәлгүси йеңи дунияда, инсанлар тәбиити йәни мүҗәз-хулқида йеңилинип, ямандин яхшиға өзгириду? (Йәшая 48:17, 18; Галатиялиқлар 5:22, 23; Филипиликләр 4:7)
Вәһийләр 21:3, 4-айәтләрни оқуң.
Худа инсанлар арисида яшайду, дегән сөзләрниң символлуқ мәнаси, һәргизму Худаниң йәр йүзидә инсанлар билән биллә яшимайдиғанлиғини, Муқәддәс Китаптики айәтләр қандақ чүшәндүрүп бериду? (Лавийлар 26:11, 12; 2-Тарихнамә 6:18; Йәшая 66:1; Вәһийләр 21:2, 3, 22—24)
Кәлгүсидә қайси ишлар үчүн азаплиниш вә көз-яшларни төкүш йоқ болиду? (Луқа 8:49—52; Римлиқлар 8:21, 22; Вәһийләр 21:4)
72-һекайә
Худаниң падиша Һизикиягә ярдәм бериши
Рәсимдики у адәм ким? У немә үчүн қийинчилиқларға дуч кәлди?
Һизикияниң Худаниң алдиға қойғанлири немә хәтләр? Һизикия немә дәп дуга қилди?
Һизикия қандақ падиша еди? Йәһва Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Һизикиягә қандақ хәвәр йәткүзди?
Рәсимдә көрүп турғиниңиздәк, Йәһваниң периштәси ассурийиликләрни немә қилди?
Гәрчә икки қәбилә падишалиғида бир мәзгил тиничлиқ болған болсиму, Һизикия өлгәндин кейин немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
2-Падишалар 18:1—36-айәтләрни оқуң.
Ассурийәниң җакачиси Рәбшақи исраилларниң иман-етиқатини бошаштурушқа урунуп немә иш қилди? (2-Падишалар 18:19, 21; Чиқиш 5:2; Зәбур 64:3)
Қаршилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһва Гувачилири Һизикияни өзигә қандақ үлгә қилалайду? (2-Падишалар 18:36; Зәбур 39:1; Пәнди-нәсиһәт 26:4; 2-Тимотий 2:24)
2-Падишалар 19:1—37-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә Йәһваниң хәлқи мүшкүл әһвалға дуч кәлгәндә, Һизикияни қандақ үлгә қилиду? (2-Падишалар 19:1, 2; Пәнди-нәсиһәт 3:5, 6; Ибранийлар 10:24, 25; Яқуп 5:14, 15)
Қандақ қилип падиша Синһариб үч қетим мәғлуп болди? У кимни бешарәтлик тәсвирлиди? (2-Падишалар 19:32, 35, 37; Вәһийләр 20:2, 3)
2-Падишалар 21:1—6, 16-айәтләрни оқуң.
Йерусалимда падишалиқ қилғанлар арисида, немә үчүн Манассәни әң залим һөкүмран дейишкә болиду? (2-Тарихнамә 33:4—6, 9)
73-һекайә
Исраилниң әң ахирқи яхши падишаси
Йошия падиша болғанда қанчә яшта еди? У йәттә жил падишалиқ қилғандин кейин немә иш қилишқа башлиди?
Биринчи рәсимгә қараң, Йошия немә иш қиливатиду?
Кишиләр ибадәтханини оңшап түзәватқанда, баш роһаний немини тапти?
Йошия немә үчүн кийим-кечәклирини житти?
Аял пәйғәмбәр Һулдә Йәһвадин кәлгән қандақ хәвәрни Йошиягә йәткүзди?
Қошумчә соаллар:
2-Тарихнамә 34:1—28-айәтләрни оқуң.
Балилиқ чағлири қийинчилиқта өткәнләр үчүн, Йошия қандақ яхши үлгә қалдурған? (2-Тарихнамә 33:21—25; 34:1, 2; Зәбур 27:10)
Йошия падишалиғиниң 8, 12 вә 18-жиллирида, тоғра ибадәт қилишни илгири сүрүш үчүн қандақ муһим қәдәм-басқучни басти? (2-Тарихнамә 34:3, 8)
Ибадәт қилидиған җайни асрап сақлаш һәққидә, падиша Йошия билән баш роһаний Һәлқияниң мисаллиридин немини үгинәләймиз? (2-Тарихнамә 34:9—13; Пәнди-нәсиһәт 11:14; 1-Коринтлиқлар 10:31)
74-һекайә
Қорқмас киши
Рәсимдики яш жигит ким?
Йәрәмия пәйғәмбәрлик хизмитини орунлашқа нисбәтән қандақ ой-хиялда болди? Йәһва униңға немә деди?
Йәрәмия давамлиқ хәлиққә немә дәп хәвәр йәткүзди?
Роһанийлар Йәрәмияни тосқунлуқ қилишқа немә иш қилди?
Исраиллар рәзил турмуш кәчүрүш йолини өзгәртмисә, немә иш йүз бериду?
Қошумчә соаллар:
Йәрәмия 1:1—8-айәтләрни оқуң.
Йәрәмияниң мисалидин көрүвелишқа болидуки, бир киши Йәһваға хизмәт қилиш үчүн немигә тайиниду? (2-Коринтлиқлар 3:5, 6)
Йәрәмияниң мисали, бүгүнки күндә Худаға хизмәт қилидиған яшлар үчүн қандақ яхши үлгә болалайду? (Вәз 12:1; 1-Тимотий 4:12)
Йәрәмия 10:1—5-айәтләрни оқуң.
Бутларға чоқунушниң беһөддә иш екәнлигини көрситиш үчүн Йәрәмия тәсири бар қандақ мисални кәлтүрди? (Йәрәмия 10:5; Йәшая 46:7; Һабақуқ 2:19)
Йәрәмия 26:1—16-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә агаһландуруш хәвирини йәткүзүштә, Йәһваниң Йәрәмия пәйғәмбәргә буйруған: “Сөзлиримниң һәммисини бириниму кам қилмай ейтип бәргин”, дегән буйруғиға, мәсиһ қилинған етиқатчиларниң йәр йүзидики қалған әзалири қандақ әмәл қилиду? (Йәрәмия 26:2; Қанун шәрһи 4:2; Әлчиләр 20:27)
Бүгүнки күндә Йәһваниң агаһландурушини барлиқ милләтләргә йәткүзүштә, Йәрәмияниң мисали Йәһва Гувачилири үчүн қандақ яхши үлгә болалайду? (Йәрәмия 26:8, 12, 14, 15; 2-Тимотий 4:1—5)
2-Падишалар 24:1—17-айәтләрни оқуң.
Йәһудийә падишалиғи Йәһваға садақәтсизлик қилип, қандақ яман ақивәткә дучар болди? (2-Падишалар 24:2—4, 14)
75-һекайә
Бабилондики төрт оғул бала
Рәсимдики төрт оғул бала кимләр? Улар немә үчүн Бабилонға елип кетилгән?
Нәбуқәднәсәр төрт оғул балини қандақ тәрбийилимәкчи болди? Падиша хизмәтчилиригә немә дәп буйруқ қилди?
Даниял өзи вә үч достиниң йемәк-ичмәклиги үчүн немә тәләп қилди?
Он күн көктатларни йегәндин кейин, Даниял вә униң үч достини башқа яшлар билән селиштурғанда, ким сағламирақ көрүнди?
Даниял вә униң дости немә үчүн падишаниң ордисиға елип келинди? Улар қайси җәһәттә роһанийлар вә данишмәнләрдин яхширақ еди?
Қошумчә соаллар:
Даниял 1:1—21-айәтләрни оқуң.
Аздурулушқа қарши туруп, аҗизлиғимиз үстидин ғалиб келиш үчүн чоқум немә иш қилишимиз зөрүр? (Даниял 1:8; Яритилиш 39:7, 10; Галатиялиқлар 6:9)
Бүгүнки күндә, езиқтурулуш яки бесим астида, яшлар худди есил “таам” ға охшаш кишини җәлип қилидиған қайси бәзи ишларға берилип кетиши мүмкин? (Даниял 1:8; Пәнди-нәсиһәт 20:1; 2-Коринтлиқлар 6:17—7:1)
Муқәддәс Китаптики төрт ибраний яш һәққидики хатириләр, бу дунияға хас билим елиш һәққидә қандақ муһим һәқиқәтни көрүп йетишимизгә ярдәм берәләйду? (Даниял 1:20; Йәшая 54:13; 1-Коринтлиқлар 3:18—20)
76-һекайә
Йерусалимниң вәйран қилиниши
Рәсимгә қараң, Йерусалим вә исраил хәлқигә немә иш болди?
Һәзқиял ким? Йәһва Һәзқиялға кишини чөчүтидиған қандақ ишларни көрсәтти?
Исраиллар Йәһвани һөрмәтлимигәч, у немә дәп вәдә қилди?
Исраиллар падиша Нәбуқәднәсәргә қарши чиққандин кейин, падиша немә иш қилди?
Йәһва немә үчүн исраилларниң вәйран болуп, ечинишлиқ һалға чүшүп қелишиға йол қойиду?
Исраилларниң зимини қандақ болуп адәм турмайдиған чөл-қақаслиққа айлинип қалди? Қанчә узақ вақитқа ташлаветилди?
Қошумчә соаллар:
2-Падишалар 25:1—26-айәтләрни оқуң.
Седиқия ким? Униңға немә болди? Бу Муқәддәс Китап бешаритини қандақ әмәлгә ашурди? (2-Падишалар 25:5—7; Һәзқиял 12:13—15)
Исраил хәлқиниң барлиқ садақәтсиз қилмишлири үчүн, Йәһва кимдин һесап алди? (2-Падишалар 25:9, 11, 12, 18, 19; 2-Тарихнамә 36:14, 17)
Һәзқиял 8:1—18-айәтләрни оқуң.
Өзини Әйсаниң әгәшкүчилири дәп атавалған сахта етиқатчилар, қуяшқа чоқунушқан садақәтсиз исраилларни қандақ үлгә қилмақта? (Һәзқиял 8:16; Йәшая 5:20, 21; Юһанна 3:19—21; 2-Тимотий 4:3)
77-һекайә
Улар һәргиз бутқа сәҗдә қилмайду
Бабилон падишаси Нәбуқәднәсәр барчә хәлиқни немә иш қилишқа буйриди?
Даниялниң үч дости немә үчүн алтун һәйкәлгә сәҗдә қилмиди?
Нәбуқәднәсәр үч ибраний яшниң һәйкәлгә сәҗдә қилишиға йәнә бир пурсәт бәргәндә, улар өзиниң Йәһваға ишәнч қилғанлиғини қандақ көрсәтти?
Шадрак, Мишак вә Әбәднеголарни қандақ қилиш тоғрисида, Нәбуқәднәсәр қол астидики адәмләргә немә дәп буйруқ бәрди?
Нәбуқәднәсәр от көйүватқан очақниң ичигә қариғинида, немини көрди?
Падиша немә үчүн Шадрак, Мишак вә Әбәднеголарниң Худасини мәдһийилиди?
Қошумчә соаллар:
Даниял 3:1—30-айәтләрни оқуң.
Үч ибраний яшниң Худаға болған садақәтмәнлиги синаққа дуч кәлгәндә, улар өзлириниң көз қаришини қандақ ипадилиди? Немә үчүн Худаниң барлиқ хизмәтчилири уларни үлгә қилиши керәк? (Даниял 3:17, 18; Мәтта 10:28; Римлиқлар 14:7, 8)
Йәһва Худа падиша Нәбуқәднәсәрни қандақ муһим саваққа егә қилди? (Даниял 3:28, 29; 4:34, 35)
78-һекайә
Тамға йезилған хәт
Бабилон падишаси Йәһваниң Йерусалимдики ибадәтханисидин елип келингән җам вә қачиларни ишлитип чоң зияпәт өткүзүватқанда немә иш йүз бәрди?
Белшазар данишмәнләрни чақирип немә деди? Бирақ, улар немә иш қилалмиди?
Падишаниң аниси униңға немә иш қилишни ейтти?
Даниялниң падишаға ейтип бәргинигә асасланғанда, немә үчүн Худа тамға хәт йезишқа бир қолни әвәтти?
Даниял тамдики хәтләрниң мәнасини немә дәп чүшәндүрди?
Даниял сөз қиливатқан вақитниң өзидә, немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
Даниял 5:1—31-айәтләрни оқуң.
Худадин әйминип қорқуш билән Белшазарниң тамға йезилған хәтни көрүп қорқунуч һис қилиши оттурисида қандақ пәриқ бар? (Даниял 5:6, 7; Зәбур 19:9; Римлиқлар 8:35—39)
Даниял Белшазар вә униң қол астидикиләргә жүрәклик билән сөз қилип, җасарәтликни қандақ көрсәтти? (Даниял 5:17, 18, 22, 26—28; Әлчиләр 4:29)
Йәһваниң барчә каинат үстигә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи, Даниял китави 5-бапта қандақ алаһидә тәкитләнгән? (Даниял 4:17, 25; 5:21)
79-һекайә
Даниял ширларниң өңкүридә
Дариос ким? У Даниялға қандақ муамилидә болди?
Бәзи һәсәтхор кишиләр Дариосни немә иш қилишқа күшкүртти?
Даниял чиқирилған йеңи қанунни билгәндә, немә иш қилди?
Дариос немә үчүн бәкму беарам болуп ухлалмиди? Әтиси әтигәндә, у немә иш қилди?
Даниял Дариосқа немә дәп җавап бәрди?
Даниялни өлтүрүшкә урунған қара нийәт кишиләргә немә болди? Дариос өз падишалиғидики барлиқ хәлиқләргә немә дәп хәт язди?
Қошумчә соаллар:
Даниял 6:1—28-айәтләрни оқуң.
Қедимдә бәзи кишиләр Даниялға сүйиқәст қилишқа урунғандәк, бүгүнки күндә қарши чиққучилар Йәһва Гувачилириниң хизмитини тохтитишқа урунуп немә иш қилмақта? (Даниял 6:7; Зәбур 94:20; Йәшая 10:1; Римлиқлар 8:31)
Бүгүнки күндә, Худа хизмәтчилири һөкүмәткә бойсунушта, Даниялни өзигә қандақ үлгә қилалайду? (Даниял 6:5, 10; Римлиқлар 13:1; Әлчиләр 5:29)
Даниялниң тәврәнмәй “һемишәм” Йәһваға ибадәт қилиш мисалини, қандақ үлгә қилалаймиз? (Даниял 6:16, 20; Филипиликләр 3:16; Вәһийләр 7:15)
80-һекайә
Худа хәлқиниң Бабилондин айрилиши
Рәсимдә тәсвирләнгәндәк, исраиллар немә иш қиливатиду?
Йәһва Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан бешарәтни, Курс қандақ әмәлгә ашурди?
Курс Йерусалимға қайтип кетәлмәйдиған исраилларға немә деди?
Курс кишиләрниң Йерусалимға немини қайтуруп кетишигә рухсәт бәрди?
Исраиллар Йерусалимға қайтип бериш үчүн қанчә узун вақит сәпәр қилди?
Жут чөл-қақас болуп, адәм турмиғиниға қанчә жил болған еди?
Қошумчә соаллар:
Йәшая 44:28-айәтләрни оқуң.
Курс билән мунасивәтлик бешарәтниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғини, Йәһва алаһидә қандақ тәкитлигән? (Йәшая 55:10, 11; Римлиқлар 4:17)
Йәшая пәйғәмбәрниң Курс һәққидә ейтқан бешарити, Пәрвәрдигар Йәһваниң кәлгүсидин бешарәт бериш қудритини қандақ көрсәтти? (Йәшая 42:9; 45:21; 46:10, 11; 2-Петрус 1:20)
Әзра 1:1—11-айәтләрни оқуң.
Қедимки заманда, Йерусалимға қайтип кетәлмигән исраилларға охшаш, бүгүнки күндә немә иш қилиш арқилиқ толуқ вақит Худаға хизмәт қилидиған қериндашлиримизға ярдәм вә мәдәтләрни берәләймиз? (Әзра 1:4, 6; Римлиқлар 12:13; Колосилиқлар 4:12)
81-һекайә
Худаниң ярдимигә ишәнч қилиш
Қанчилик киши Бабилондин Йерусалимға қайтиш узун сәпиригә атланди? Улар йетип кәлгәндә қандақ бир көрүнүшни көрди?
Улар йетип кәлгәндин кейин, улар немини қайтидин ясашқа башлиди? Амма, уларниң дүшмәнлири немә иш қилди?
Һәҗи вә Зәкәрия дегәнләр кимләр? Улар кишиләргә немә иш қилишни ейтти?
Таттинай немә үчүн Бабилонға хәт әвәтти? У қандақ җавап алди?
Әзра Худаниң ибадәтханисини түзәп оңшашниң зөрүр болуватқанлиғини аңлап немә иш қилди?
Рәсимгә қараң, Әзра немә иш үчүн дуа қиливатиду? Униң дуасиға қандақ җавап қайтти? Буниңдин биз немини үгинәләймиз?
Қошумчә соаллар:
Әзра 3:1—13-айәтләрни оқуң.
Әгәрдә биз етиқатчилар җамаити йоқ бир җайға көчүп берип қалсақ, чоқум немә иш қилишни давамлаштурушимиз керәк? (Әзра 3:3, 6; Әлчиләр 17:16, 17; Ибранийлар 13:15)
Әзра 4:1—7-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң хәлқи охшаш болмиған диний-етиқаттики кишиләр билән қандақ алақидә болуши керәклиги тоғрисида, Зерубапил бизгә қандақ яхши үлгә қалдурған? (Чиқиш 34:12; 1-Коринтлиқлар 15:33; 2-Коринтлиқлар 6:14—17)
Әзра 5:1—5,17; 6:1—22-айәтләрни оқуң.
Қарши чиққучилар немә үчүн ибадәтхана қурулушини тохтиталмиди? (Әзра 5:5; Йәшая 54:17)
Йәһудийларниң йетәкчи ақсақаллири қалдурған қайси үлгә, Әйсаниң әгәшкүчилири җамаитиниң ақсақаллирини қаршилиққа дуч кәлгәндә, Йәһвадин йолбашчилиқ сорашқа үндәйду? (Әзра 6:14; Зәбур 32:8; Римлиқлар 8:31; Яқуп 1:5)
Әзра 8:21—23, 28—36-айәтләрни оқуң.
Мәлум бир ишқа тутуш қилиштин авал чоқум немә иш қилишимиз керәк? Мошу җәһәттә Әзра бизгә қандақ үлгә болалайду? (Әзра 8:23; Зәбур 127:1; Пәнди-нәсиһәт 10:22; Яқуп 4:13—15)
82-һекайә
Мордикай билән Әстир
Мордикай билән Әстир ким?
Падиша Аһашвируш немә үчүн башқа бир аял алмақчи болди? У кимни ханим болушқа таллиди?
Һаман ким? Немә Һаманниң қаттиқ аччиғини кәлтүрди?
Қандақ қанун чиқирилди? Мордикайдин хәвәр кәлгәндин кейин, Әстир немә иш қилди?
Һаманға немә болди? Һәм Мордикайға немә болди?
Исраиллар дүшмәнлириниң қолидин қандақ қутулди?
Қошумчә соаллар:
Әстир 2:12—18-айәтләрни оқуң.
Әстир «мулайимлиқ вә тәмкинлик’ ни йетилдүрүшниң әһмийитини қандақ көрсәтти? (Әстир 2:15; 1-Петрус 3:1—5)
Әстир 4:1—17-айәтләрни оқуң.
Худди Әстир һәқ динни һимайә қилиш үчүн җан пида қилғанға охшаш, бүгүнки күндә Йәһваға болған сөйгү-муһәббәт вә садақитимизни қандақ ипадиләймиз? (Әстир 4:13, 14; Мәтта 5:14—16; 24:14)
Әстир 7:1—6-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә Худаниң көплигән хәлқи худди Әстирдәк, зиянкәшликкә қандақ тавакәл қилмақта? (Әстир 7:4; Мәтта 10:16—22; 1-Петрус 2:12)
83-һекайә
Йерусалим шәһириниң сепил тамлири
Сепил теми йоқ Йерусалим шәһиридә яшаватқан исраиллар қандақ һиссиятта болуши мүмкин?
Нәһәмия ким?
Нәһәмияниң хизмити немә? У хизмәт немә үчүн бәкму муһим?
Нәһәмия қандақ хәвәрни аңлап көңли бәкму азапланди? Шуниң билән, у немә иш қилди?
Падиша Артаһшашта Нәһәмияға қандақ меһир-шәпқәт көрсәтти?
Нәһәмия хәлиқни қурулуш қилишқа қандақ орунлаштурғанлиғи сәвәплик, исраилларниң дүшмәнлири уларни қурулуш қилиштин тохтиталмиди?
Қошумчә соаллар:
Нәһәмия 1:4—6 вә 2:1—20-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң йолбашчилиғини издәп, Нәһәмия немә иш қилди? (Нәһәмия 2:4, 5; Римлиқлар 12:12; 1-Петрус 4:7)
Нәһәмия 3:3—5-айәтләрни оқуң.
Адәттики пухралар билән уларниң жут чоңлири оттурисидики пәриқтин, ақсақаллар билән ярдәмчи хизмәтчиләр немиләрни үгинәләйду? (Нәһәмия 3:5, 27; 2-Салоникилиқлар 3:7—10; 1-Петрус 5:5)
Нәһәмия 4:1—23-айәтләрни оқуң.
Исраилларни күчлүк қаршилиқларға қаримай давамлиқ қурулуш қилишқа һәрикәт қилдурған немә? (Нәһәмия 4:6, 8, 9; Зәбур 50:15; Йәшая 65:13, 14)
Исраилларниң қалдурған үлгиси, бүгүнки күндә бизни немә қилишқа илһамландуриду?
Нәһәмия 6:15-айәтни оқуң.
Йерусалим тамлириниң икки ай ичидә ясилип болуши, иман- етиқатниң күчи һәққидә немини ашкарилиди? (Зәбур 56:3, 4; Мәтта 17:20; 19:26)
84-һекайә
Периштә Җәбраилниң Мәрийәмгә көрүнүши
Рәсимдики у қиз ким?
Җәбраил Мәрийәмгә немә деди?
Гәрчә Мәрийәм бир әр билән биргә болмиған болсиму, униң һамилдар болуп бир оғул туғидиғанлиғини, Җәбраил Мәрийәмгә қандақ чүшәндүрди?
Мәрийәм туққини Елизабетни йоқлап барғанда, немә иш йүз бәрди?
Мәрийәмниң һамилдар болғанлиғини билгәндә, Йүсүп қандақ қилишни ойлиди? Бирақ, у кейин ой-хиялини немә үчүн өзгәртти?
Қошумчә соаллар:
Луқа 1:26—56-айәтләрни оқуң.
Худа һәзрити Әйсаниң һаятини Мәрийәмниң қосиғиға йөткигәндә, Әйса немә үчүн намукәммәлликкә варис болмиған? (Һәҗи 2:11—13; Луқа 1:35; Юһанна 6:69; Ибранийлар 7:26; 10:5)
Әйса һәтта туғулуштин илгири, қандақ улуқланған еди? (Луқа 1:41—43)
Бүгүнки күндә, алаһидә хизмәт қилиш имтиязға егә болған Худа хизмәтчилири үчүн Мәрийәм қандақ яхши үлгә қалдурған? (Луқа 1:38, 46—49; 17:10; Пәнди-нәсиһәт 11:2)
Мәтта 1:18—25-айәтләрни оқуң.
Гәрчә Әйсаниң исми Иммануел қоюлмиған болсиму, у инсан болуп йәр йүзидә яшиғинида, шу Иммануел дегән исимниң мәнасини қандақ рошән ипадилиди? (Мәтта 1:22, 23; Юһанна 14:8—10; Ибранийлар 1:1—3)
85-һекайә
Әйсаниң еғилда туғулуши
Рәсимдики у бовақ ким? Мәрийәм уни қәйәргә ятқузуп қойған еди?
Немә үчүн Әйса мал-варанлар еғилида туғулди?
Рәсимдә, кимләр еғилға кирип кәлмәктә? Бир периштә уларға немә дегән еди?
Әйса зади ким?
Қошумчә соаллар:
Луқа 2:1—20-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң туғулуши һәққидики бешарәтниң әмәлгә ешиши билән қәйсәр Авғустусниң қандақ мунасивити бар? (Луқа 2:1—4; Миха 5:2)
Қандақ қилип бир киши Худаниң “йеқин көргән бәндилири” қатаридин орун алалайду? (Луқа 2:14; Мәтта 16:24; Юһанна 17:3; Әлчиләр 3:19; Ибранийлар 11:6)
Бир қутқазғучи туғулғанлиғи сәвәплик, йәһудийәлик кәмтар падичилар хошал болушқан еди. Ундақта, бүгүнки күндә Худа хизмәтчилириниң шат-хорамлиққа чөмишигә қандақ алаһидә сәвәп бар? (Луқа 2:10, 11; Әфәсликләр 3:8, 9; Вәһийләр 11:15; 14:6)
86-һекайә
Бир юлтузниң кишиләргә йол башлиши
Рәсимдики кишиләр ким? Немә үчүн уларниң арисидики бири қоли билән чақнап турған юлтузни көрсәтмәктә?
Падиша Һирод немә үчүн хапа болди? Һәм у немә иш қилди?
Чақнап турған юлтуз кишиләрни қәйәргә башлап барди? Бирақ, немә үчүн улар өз дөләтлиригә башқа бир йол билән қайтип кәтти?
Һирод қандақ буйруқ чүшәрди? Немә үчүн?
Йәһва Йүсүпни немә дәп агаһландурди?
Йеңи юлтузни бәк чақнатқан зади ким? У немә үчүн шундақ қилған?
Қошумчә соал:
Мәтта 2:1—23-айәтләрни оқуң.
Мунәҗҗимләр Әйсани йоқлап кәлгәндә, Әйса қанчилик чоң болған еди? Шу вақитта у қәйәрдә еди? (Мәтта 2:1, 11, 16)
87-һекайә
Өсмүр Әйса ибадәтханида
Рәсимгә қараң, Әйса қанчә яшта? У һазир қәйәрдә?
Йүсүп аилисидикиләр билән һәр жили немә иш қилатти?
Бир күн йол жүргәндин кейин, Йүсүп билән Мәрийәм немә үчүн кәйнигә йенип Йерусалимға барди?
Йүсүп билән Мәрийәм Әйсани қәйәрдин издәп тапти? Кишиләр немә үчүн һәйран қелишти?
Әйса аниси Мәрийәмгә немә деди?
Худа һәққидә билимгә егә болуш үчүн Әйса ихлас билән үгәнгән еди, биз уни өзимизгә қандақ үлгә қилалаймиз?
Қошумчә соаллар:
Луқа 2:41—52-айәтләрни оқуң.
Гәрчә қанунда пәқәт әрләрниңла һәр жили мәйрәмгә қатнишиши бәлгүләнгән болсиму, Йүсүп билән Мәрийәм бүгүнки күндики ата-анилар үчүн қандақ яхши үлгә болалайду? (Луқа 2:41; Қанун шәрһи 16:16; 31:12; Пәнди-нәсиһәт 22:6)
Ата-аниға итаәт қилишта, Әйса бүгүнки яшларға қандақ яхши үлгә қалдурған? (Луқа 2:51; Қанун шәрһи 5:16; Пәнди-нәсиһәт 23:22; Колосилиқлар 3:20)
Мәтта 13:53—56-айәтләрни оқуң.
Муқәддәс Китапта тилға елинған Әйсаниң төрт инисиниң исимлири немә? Уларниң иккиси кейин етиқатчилар җамаитидә қандақ мәсъулийәтни өз үстигә алған? (Мәтта 13:55; Әлчиләр 12:17; 15:6, 13; 21:18; Галатиялиқлар 1:19; Яқуп 1:1; Йәһуда 1)
88-һекайә
Йәһия пәйғәмбәрниң Әйсани чөмүлдүрүши
Рәсимдики у икки адәм ким?
Бир киши қандақ чөмүлдүрүлди?
Адәттә Йәһия пәйғәмбәр кимни суға чөмүлдүрди?
Әйсаниң Йәһия пәйғәмбәрдин суға чөмүлдүрүшни тәләп қилишида қандақ алаһидә сәвәп бар?
Пәрвәрдигар Йәһва, Әйсаниң суға чөмүлдүрүлгәнлигидин хурсән болғанлиғини қандақ көрсәтти?
Әйса тинич адәм бармас җайға берип 40 күн турғанда, немә иш болди?
Әйсаға тунҗа болуп әгәшкән шагиртлар кимләр? Әйса тунҗа болуп қандақ мөҗүзини көрсәтти?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 3:13—17-айәтләрни оқуң.
Әйса суға чөмүлдүрүшни қобул қилиш арқилиқ өз әгәшкүчилиригә қандақ үлгә қалдурған? (Зәбур 40:7, 8; Мәтта 28:19, 20; Луқа 3:21, 22)
Мәтта 4:1—11-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң чевәрлик билән Муқәддәс Язмиларни ишлитиши, бүгүнки күндә бизни дайим Муқәддәс Китап үгинишкә қандақ үндәйду? (Мәтта 4:5—7; 2-Петрус 3:17, 18; 1-Юһанна 4:1)
Юһанна 1:29—51-айәтләрни оқуң.
Йәһия пәйғәмбәр шагиртлириниң диққитини кимгә қаритишқа чақирди? (Юһанна 1:29, 35, 36; 3:30; Мәтта 23:10)
Юһанна 2:1—12-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң тунҗа мөҗүзиси, Йәһваниң яхши нәрсиләрни өз хизмәтчилиридин айимайдиғанлиғини қандақ көрсәтти? (Юһанна 2:9, 10; Зәбур 84:11; Яқуп 1:17)
89-һекайә
Әйсаниң ибадәтханини тазилап чиқиши
Ибадәтханида немә үчүн җан-җаниварлар сетилатти?
Әйсани немә бәк ғәзәпләндүрди?
Рәсимдә көрүп турғиниңиздәк, Әйса немә иш қилди? Кәптәрләрни сетиватқан кишиләргә, у немә дәп буйруқ қилди?
Әйсаниң шагиртлири, униң шундақ ишларни қиливатқанлиғини көргәндә, немини есигә елишти?
Җәлилийәдин қайтип маңғинида, Әйса йол үстидә қәйәрдин өтти?
Қошумчә соал:
Юһанна 2:13—25-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң ибадәтханидики пул тегишидиғанларға ғәзәпләнгәнлигини ойлап көрсәк, жиғилип Худа ибадәт қилидиған җайда сода-сетиқ қилишқа қандақ көз қарашта болушимиз керәк? (Юһанна 2:15, 16; 1-Коринтлиқлар 10:24, 31—33)
90-һекайә
Қудуқ қешида бир аял билән параңлишиш
Әйса пәйғәмбәр немә үчүн Самарийәдә бир қудуқниң қешида тохтиди? У йәрдә, у бир аялға немә деди?
У аял немә үчүн һәйран қалди? Әйса пәйғәмбәр аялға немә деди? Немә үчүн?
У аял Әйса пәйғәмбәрни қандақ су тоғрисида сөзләватиду, дәп ойлиди? Әмәлиятта у қандақ су һәққидә гәп қилған еди?
Әйса пәйғәмбәрниң у аял һәққидә билгәнлири немә үчүн у аялни һәйран қалдурди? У шу ишларни қандақ билгән?
Қудуқ қешидики аял һәққидики һекайидин қандақ нәрсини үгинәләймиз?
Қошумчә соаллар:
Юһанна 4:5—43 айәтләрни оқуң.
Әйсани үлгә қилип, башқа ирқ яки җәмийәттики орни охшаш болмиған кишиләргә қандақ муамилидә болушимиз керәк? (Юһанна 4:9; 1-Коринтлиқлар 9:22; 1-Тимотий 2:3, 4; Титус 2:11)
Әйсаниң әгәшкүчиси болғанлар роһий җәһәттин қандақ пайда- мәнпийәткә егә болиду? (Юһанна 4:14; Йәшая 58:11; 2-Коринтлиқлар 4:16)
Қизғинлиқ билән билгәнлирини башқиларға ейтқан самарийәлик аялға охшаш, биз үгәнгән билимләр үчүн миннәтдар екәнлигимизни қандақ көрситәләймиз? (Юһанна 4:7, 28; Мәтта 6:33; Луқа 10:40—42)
91-һекайә
Әйсаниң тағда тәлим бериши
Рәсимдә, Әйса қәйәрдә тәлим бериватиду? Униңға йеқин олтарған әву кишиләр кимләр?
Он икки әлчиниң исимлири немә?
Әйса қандақ Падишалиқ һәққидә хуш хәвәр йәткүзүватиду?
Әйса кишиләргә дуга қилиш һәққидә немә дәп тәлим бериватиду?
Кишиләрниң бир-биригә қандақ муамилидә болуши һәққидә Әйса немә деди?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 5:1—12-айәтләрни оқуң.
Өзимизниң Худаға муһтаҗлиғимизни тонуп йәткәнлигимизни қандақ көрситәләймиз? (Мәтта 5:3; Римлиқлар 10:13—15; 1-Тимотий 4:13, 15, 16)
Мәтта 5:21—26-айәтләрни оқуң.
Қериндашлиримиз билән болған мунасивәтниң, Йәһва билән болған мунасивитимизгә тәсир қилидиғанлиғи, Мәтта 5:23, 24-айәтләрдә қандақ тәкитләнгән? (Мәтта 6:14, 15; Зәбур 133:1; Колосилиқлар 3:13; 1-Юһанна 4:20)
Мәтта 6:1—8-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң әгәшкүчилири мәнмәнликни ипадиләйдиған қандақ иш- һәрикәтләрдин хали болуши керәк? (Луқа 18:11, 12; 1-Коринтлиқлар 4:6, 7; 2-Коринтлиқлар 9:7)
Мәтта 6:25—34-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң турмуш лазимәтлирини тәминләйдиғанлиғиға ишәнч қилишимизниң зөрүрлүги һәққидә Әйса немә дәп тәлим бәргән? (Чиқиш 16:4; Зәбур 37:25; Филипиликләр 4:6)
Мәтта 7:1—11-айәтләрни оқуң.
Мәтта 7:5-айәттә тилға елинған җанлиқ тәмсил бизгә немини үгитиду? (Пәнди-нәсиһәт 26:12; Римлиқлар 2:1; 14:10; Яқуп 4:11, 12)
92-һекайә
Мәсиһниң өлгән адәмни тирилдүрүши
Рәсимдики қизчақниң атиси ким? У вә униң аяли немә үчүн бәк әнсиригән еди?
Яир Әйсани тапқанда, немә иш қилди?
Әйса Яирниң өйигә маңғанда, немә иш йүз бәрди? Йол үстидә Яирға өйидин қандақ хәвәр кәлди?
Яирниң өйидики кишиләр немә үчүн Әйсани мәсқирә қилди?
Үч әлчи вә қизниң ата-аниси билән қиз ятқан өйгә киргәндин кейин, Әйса немә иш қилди?
Әйса йәнә кимләрни өлүмдин тирилдүргән еди? Бу немини көрситиду?
Қошумчә соаллар:
Луқа 8:40—56-айәтләрни оқуң.
Қандақ қилип, Әйса пәйғәмбәр хун тәврәш кесилигә гириптар болған аялға һисдашлиқ қилип, өзиниң ғәрәз уқидиған киши екәнлигини көрсәтти? Бүгүнки күндә җамаәт ақсақаллири буниңдин немини үгинәләйду? (Луқа 8:43, 44, 47, 48; Лавийлар 15:25—27; Мәтта 9:12, 13; Колосилиқлар 3:12—14)
Луқа 7:11—17-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң Наин шәһиридики тул аялға көрсәткән һисдашлиғи, немә үчүн йеқин кишилири өлүп кәткәнләргә әң чоң тәсәлла бериду? (Луқа 7:13; 2-Коринтлиқлар 1:3, 4; Ибранийлар 4:15)
Юһанна 11:17—44-айәтләрни оқуң.
Әйса, өлүп кәткән йеқин кишилири үчүн қайғу-һәсрәт чекишниң наһайити тәбиий иш екәнлигини қандақ көрсәтти? (Юһанна 11:33—36, 38; 2-Самуил 18:33; 19:1—4)
93-һекайә
Әйсаниң нурғун кишини тойдуруши
Чөмүлдүргүчи Йәһия пәйғәмбәр қандақ қорқунчлуқ ишқа дучар болди? Шуни аңлап, Әйса немә болди?
Қандақ қилип Әйса өзигә әгәшкән халайиқни тойдурди? Йәп ешип қалған йемәклик қанчилик?
Кечидә шагиртлар немә үчүн қорқуп кетишти? Петрусқа немә болди?
Әйса пәйғәмбәр иккинчи қетим нәччә миң кишини қандақ тойдурди?
Худа бәлгүлигән Падиша сүпитидә Әйса йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилғанда, немә үчүн турмушимиз әҗайип гөзәл болиду?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 14:1—32-айәтләрни оқуң.
Мәтта 14:23—32-айәтләрдин Петрусниң қандақ мүҗәз-хулқини көрәләймиз?
Муқәддәс Китап, Петрусниң кейин алдирақсан мүҗәзини өзгәртип, пишип йетилгәнлигини қандақ көрсәтти? (Мәтта 14:27—30; Юһанна 18:10; 21:7; Әлчиләр 2:14, 37—40; 1-Петрус 5:6, 10)
Мәтта 15:29—38-айәтләрни оқуң.
Худа тәминлигән нәрсиләр үчүн Әйса пәйғәмбәр өз миннәтдарлиғини қандақ көрсәтти? (Мәтта 15:37; Юһанна 6:12; Колосилиқлар 3:15)
Юһанна 6:1—21-айәтләрни оқуң.
Бүгүнки күндә һөкүмәткә һөрмәт көрситип яшашта, Худа хизмәтчилири Әйса пәйғәмбәрни өзлиригә қандақ үлгә қилалайду? (Юһанна 6:15; Мәтта 22:21; Римлиқлар 12:2; 13:1—4)
94-һекайә
Кичик балиларни яхши көрүш
Сәпәрдин қайтип келиватқанда, йол үстидә әлчиләр немә һәққидә талаш-тартиш қилишти?
Әйса пәйғәмбәр немә үчүн бир кичик балини чақирип әлчиләрниң оттурида турғузди?
Әлчиләр қайси җәһәттин кичик балиларға охшаш болуши керәк?
Бир қанчә айлардин кейин, Әйса кичик балиларни яхши көридиғанлиғини қандақ көрсәтти?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 18:1—4-айәтләрни оқуң.
Әйса пәйғәмбәр тәлим бәргәндә, немә үчүн тәмсилләрни ишлитип сөз қилди? (Мәтта 13:34, 36; Маркус 4:33, 34)
Мәтта 19:13—15-айәтләрни оқуң.
Падишалиқниң бәрикәтлиридин ортақ бәһримән болуш үчүн, кичик балиларниң қайси мүҗәз-хулқини чоқум үгинишимиз керәк? (Зәбур 25:9; 138:6; 1-Коринтлиқлар 14:20)
Маркус 9:33—37-айәтләрни оқуң.
Әйса пәйғәмбәр шагиртлириға жуқури орун мәртивигә қоғлашмаслиқ һәққидә немә дәп тәлим бәрди? (Маркус 9:35; Мәтта 20:25, 26; Галатиялиқлар 6:3; Филипиликләр 2:5—8)
Маркус 10:13—16-айәтләрни оқуң.
Әйсаға йеқинлишиш асан, мулайим киши екәнлигини қандақ көрәләймиз? Җамаәт ақсақаллири униң қалдурған үлгилиридин немини үгинәләйду? (Маркус 6:30—34; Филипиликләр 2:1—4; 1-Тимотий 4:12)
95-һекайә
Әйсаниң кишиләргә тәлим бериш усули
Бир адәм Әйсадин қандақ соал сориди? Немә үчүн?
Бәзи чағларда, Әйса пәйғәмбәр қандақ усулда кишиләргә тәлим бәргән еди? Йәһудийлар билән самарийәликләр һәққидә илгири биз немини үгәнгән?
Әйса сөзлигән һекайидә, Ериха шәһиригә маңған бир йәһудийға сәпәр үстидә немә болған еди?
Бир йәһудий роһаний билән лавий қәбилисидин болған бир адәм шу йолдин өтүп кетиватқанда, немә болди?
Рәсимдә, яриланған йәһудийға ким ярдәм бериватиду?
Әйса һекайисини ахирлаштурғандин кейин, немә дәп соал сориди? У адәм немә дәп җавап бәрди?
Қошумчә соаллар:
Луқа 10:25—37-айәтләрни оқуң.
Әйсадин Муқәддәс Китапни яхши билидиған бир адәм соал сориғанда, у удул җавап беришниң орниға, шу адәмниң өзиниң әқлий хуласә чиқиришиға қандақ ярдәм бәрди? (Луқа 10:26; Мәтта 16:13—16)
Аңлиғучиларниң сәлбий көз қаришини өзгәртиши үчүн Әйса тәмсилдин қандақ пайдиланди? (Луқа 10:36, 37; 18:9—14; Титус 1:9)
96-һекайә
Әйсаниң кесәл кишиләрни сақайтиши
Әйса пәйғәмбәр барғанла җайларда немә иш қилди?
Әйса чөмүлдүрүлүп үч жилчә вақит өткәндин кейин, у әлчиләргә немә деди?
Рәсимдики кишиләр кимләр? Әйса пәйғәмбәр у аялға қандақ ярдәм қилди?
Әйса Мәсиһниң җавави, немә үчүн қаршилашқучи диний йетәкчиләрни хиҗаләт қилди?
Әйса вә униң әлчилири Ериха шәһиридин чиқишиға, у икки қарғу тиләмчиләргә қандақ ярдәм бәрди?
Әйса Мәсиһ немә үчүн мөҗүзиләрни көрсәтти?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 15:30, 31-айәтләрни оқуң.
Әйса Мәсиһ қандақ қилип Йәһваниң күч-қудритини намайән қилди? Мошу бизниң Йәһва вәдә қилған йеңи дуния һәққидә көпирәк чүшәнчигә егә болушимизға қандақ ярдәм бериду? (Зәбур 37:29; Йәшая 33:24)
Луқа 13:10—17-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң дәм елиш күнидә қилған мөҗүзилик ишлири, униң кәлгүсидә миң жил һөкүмранлиқ жүргүзгәндә, инсанийәткә қандақ бәхит-саадәт елип келидиғанлиғини көрсәтти? (Луқа 13:10—13; Зәбур 46:9; Мәтта 12:8; Колосилиқлар 2:16, 17; Вәһийләр 21:1—4)
Мәтта 20:29—34-айәтләрни оқуң.
Мошу айәтләр, Әйсаниң башқиларға ярдәм бериш үчүн һеч қачан вақтини айимайдиғанлиғини қандақ көрситиду? Биз буниңдин немини үгинәләймиз? (Қанун шәрһи 15:7; Яқуп 2:15, 16; 1-Юһанна 3:17)
97-һекайә
Әйсаниң Падиша сүпитидә келиши
Әйса Йерусалимға йеқин йезиға кәлгәндә, у шагиртлирини немә иш қилишқа буйриди?
Рәсимгә қараң, Әйса Мәсиһ Йерусалимға йеқинлашқанда, немә иш йүз бәрди?
Әйсаниң қарғу вә мәйипни сақайтиватқанлиғини көргән кичик балилар немә иш қилишти?
Әйса пәйғәмбәр шу аччиқланған роһанийларға немә деди?
Биз қандақ қилсақ, Әйсани мәдһийилигән шу кичик балилардәк болалаймиз?
Әйсаниң шагиртлири немини билишни бәкму халиған еди?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 21:1—17-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң Падиша сүпитидә Йерусалимға кириши билән, римлиқ қоманданларниң ғалибә билән қайтиши оттурисида қандақ пәриқ бар? (Мәтта 21:4, 5; Зәкәрия 9:9; Филипиликләр 2:5—8; Колосилиқлар 2:15)
Әйса Мәсиһ ибадәтханиға киргәндә, бәзи кичик балилар Зәбур 118-баптики айәтләрни нәқил кәлтүрүп мәдһийә оқушқан еди. Бүгүнки күндә, яшлар шу исраил балилирини қандақ үлгә қилалайду? (Мәтта 21:9, 15; Зәбур 118:25, 26; 2-Тимотий 3:15; 2-Петрус 3:18)
Юһанна 12:12—16-айәтләрни оқуң.
Хәлиқниң Мәсиһ Әйсани хорма дәриғиниң шахлири билән қарши елиши немини билдүриду? (Юһанна 12:13; Филипиликләр 2:10, БҖ; Вәһийләр 7:9, 10)
98-һекайә
Зәйтун теғида
Рәсимгә қараң, қайси киши Әйса? Кимләр униң билән биллә?
Роһанийлар ибадәтханида Әйсани немә қилмақчи болушти? У уларға немә деди?
Әлчиләр Әйсадин немини билмәкчи болушти?
Әйса асманда Падиша болуп һөкүмранлиқ қиливатқанда, қандақ ишларниң йүз беридиғанлиғини, у немә үчүн әлчиләргә ейтип бәрди?
Әйса йәр йүзидики барлиқ рәзилликни йоқ қилиштин илгири, немә ишларниң йүз беридиғанлиғини ейтти?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 23:1—39-айәтләрни оқуң.
Гәрчә Муқәддәс Китапта, инсанлар арисидики һоқуқдарлар нам- унванлар билән чақирилғанлиғи хатириләнгән болсиму, Әйса пәйғәмбәр Мәтта 23:8—11-айәтләрдә, етиқатчилар җамаитидә инсанни махтап көккә көтиридиған нам-унванларни ишлитиш һәққидә немини көрсәтти? (Әлчиләр 26:25; Римлиқлар 13:7; 1-Петрус 2:13, 14)
Пәрисийләр қандақ васитиләр билән, кишиләрни Әйсаниң әгәшкүчиси болуштин тосимақчи болди? (Мәтта 23:13; Луқа 11:52; Юһанна 9:22; 12:42; 1-Салоникилиқлар 2:16)
Мәтта 24:1—14-айәтләрни оқуң.
Сәвирчан болушниң муһимлиғи, Мәтта 24:13 айәттә қандақ тәкитләнгән?
Мәтта 24:13-айәттики, “ахирғичә” сөз-ибарисиниң мәнаси немә? (Мәтта 16:27; Римлиқлар 14:10—12; 2-Коринтлиқлар 5:10)
Маркус 13:3—10-айәтләрни оқуң.
Маркус 13:10-айәттики қайси сөзләр, вәз ейтиш хизмитиниң җиддий болуватқанлиғини көрситиду? Әйсаниң бу сөзлири бизгә қандақ тәсир қилиши керәк? (Римлиқлар 13:11, 12; 1-Коринтлиқлар 7:29—31; 2-Тимотий 4:2)
99-һекайә
Бир өйниң үстинки қәвитидә
Рәсимдә тәсвирләнгәндәк, Әйса вә униң 12 әлчиси немә үчүн бир өйниң үстинки қәвитидики кәң-таша ханида җәм болди?
Чиқип кетиватқан киши ким? У немә қилмақчи болди?
Өтүп кетиш һейтиниң тамиғи йейилип болғанда, Әйса қандақ алаһидә бир дәстихан тәйярлиди?
Өтүп кетиш һейти исраилларға немини әсләткән еди? Әйса тәйярлиған алаһидә дәстихан униң әгәшкүчилиригә немини әслитиду?
Шу кәчлик дәстихан тамиғи йейилип болғандин кейин, Әйса өз шагиртлириға немә деди? Андин кейин улар немә иш қилди?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 26:14—30-айәтләрни оқуң.
Йәһуданиң қәстән Әйсаға сатқунлуқ қилғанлиғини, Мәтта 26:15 айәт қандақ көрситиду?
Әйсаниң қени қандақ икки мәхсәт билән төкүлди? (Мәтта 26:27, 28; Йәрәмия 31:31—33; Әфәсликләр 1:7; Ибранийлар 9:19, 20)
Луқа 22:1—39-айәтләрни оқуң.
Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә Шәйтан кирди, дегән сөзләрни қандақ мәнада чүшинишкә болиду? (Луқа 22:3; Юһанна 13:2; Әлчиләр 1:24, 25)
Юһанна 13:1—20-айәтләрни оқуң.
Юһанна 13:2-айәткә қариғанда, Йәһуда өзиниң қилғанлири үчүн җавапкәр болуши керәкму? Буниңдин Йәһваниң хизмәтчилири қандақ савақ алалайду? (Яритилиш 4:7; 2-Коринтлиқлар 2:11; Галатиялиқлар 6:1; Яқуп 1:13, 14)
Әйса өз шагиртлириға қандақ үлгә көрсәтти? (Юһанна 13:15; Мәтта 23:11; 1-Петрус 2:21)
Юһанна 17:1—26-айәтләрни оқуң.
Немини көздә тутуп, Әйса өз шагиртлири үчүн “бир болсун”, дәп дуа қилған? (Юһанна 17:11, 21—23; Римлиқлар 13:8; 14:19; Колосилиқлар 3:14)
100-һекайә
Һәзрити Әйса бағчида
Үстинки қәвәттики ханидин чиққандин кейин, Әйса вә униң әлчилири қәйәргә барди? У әлчиләргә немә қилишни җекилиди?
Әйса әлчиләрниң қешиға қайтип кәлгәндә, немини көрди? Қанчә қетим шундақ иш йүз бәрди?
Баққа кимләр кирип кәлди? Рәсимдә көрүп турғандәк, Ишқарийотлуқ Йәһуда немә иш қилди?
Йәһуда немә үчүн Әйсани сөйди? Петрус немә иш қилди?
Әйса Петрусқа немә деди? Әйса пәйғәмбәр немә үчүн Худадин периштәләрни әвәтишни соримиди?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 26:36—56-айәтләрни оқуң.
Әйсаниң шагиртлириға нәсиһәт бериш усулини, бүгүнки күндә җамаәт ақсақаллири қандақ үлгә қилалайду? (Мәтта 20:25—28; 26:40, 41; Галатиялиқлар 5:17; Әфәсликләр 4:29, 31, 32)
Башқиларға қарши қурал-ярақ ишлитишкә, Әйса қандақ көз қарашта болған? (Мәтта 26:52; Луқа 6:27, 28; Юһанна 18:36)
Луқа 22:39—53-айәтләрни оқуң.
Бир пәриштә Гетсиманә бағчисида Әйсаға мәдәт бериш үчүн пәйда болған еди, мошу Әйсаниң иман-етиқатта тәвринип қалғанлиғини көрситәмду? Чүшәндүрүң? (Луқа 22:41—43; Йәшая 49:8; Мәтта 4:10, 11; Ибранийлар 5:7)
Юһанна 18:1—12-айәтләрни оқуң.
Әйса өз шагиртлирини қандақ һимайә қилған? Буниңдин биз қандақ үлгә алалаймиз? (Юһанна 10:11, 12; 18:1, 6—9; Ибранийлар 13:6; Яқуп 2:25)
101-һекайә
Әйса Мәсиһниң өлтүрүлүши
Әйсаниң өлүмидә асасий җавапкәрлик кимниң үстидә?
Диний йетәкчиләр Әйсани елип маңғанда, әлчиләр немә иш қилди?
Баш роһаний Қаяпаниң өйидә немә иш йүз бәрди?
Петрус немә үчүн сиртқа чиқип жиғлиди?
Һирод хан Әйсани Пилатусниң алдиға қайтурғандин кейин, алий роһанийлар немә дәп вақирашти?
Җүмә күни чүштин кейин, Әйсаға немә болди? У өзи билән биргә миқланған бир җинайәтчигә немә дәп вәдә бәрди?
Әйса пәйғәмбәр тилға алған кәлгүси җәннәт қәйәрдә болиду?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 26:57—75-айәтләрни оқуң.
Йәһудий алий сот кеңәшмә әзалири, өзлириниң қара көңлини қандақ ашкарә қилди? (Мәтта 26:59, 67, 68)
Мәтта 27:1—50-айәтләрни оқуң.
Немә үчүн, гәрчә Йәһуда пушайман қилған болсиму, чин көңлидин шундақ қилмиған дейишкә болиду? (Мәтта 27:3, 4; Маркус 3:29; 14:21; 2-Коринтлиқлар 7:10, 11)
Луқа 22:54—71-айәтләрни оқуң.
Әйса тутуп кетилгән ахшими, Петрус Әйсадин танған еди, шуниңдин биз қандақ савақ алалаймиз? (Луқа 22:60—62; Мәтта 26:31—35; 1-Коринтлиқлар 10:12)
Луқа 23:1—49-айәтләрни оқуң.
Әйса наһәқчиликкә учриғанда қандақ инкас қайтурған еди? Шуниңдин биз немини үгинәләймиз? (Луқа 23:33, 34; Римлиқлар 12:17—19; 1-Петрус 2:23)
Юһанна 18:12—40-айәтләрни оқуң.
Гәрчә Петрусни вақтинчә қорқунуч чирмавалған болсиму, кейин у әслигә қайтип, ғәйрәтлик билән әлчилик вәзиписини орунлиған еди, биз буниңдин немини үгинәләймиз? (Юһанна 18:25—27; 1-Коринтлиқлар 4:2; 1-Петрус 3:14, 15; 5:8, 9)
Юһанна 19:1—30-айәтләрни оқуң.
Немә үчүн, Әйсани маддий нәрсиләргә нисбәтән тоғра көз қарашни сақлиған дәймиз? (Юһанна 2:1, 2, 9, 10; 19:23, 24; Мәтта 6:31, 32; 8:20)
Әйсаниң өлүштин илгири қилған җакалаш сөзи, Йәһваниң һөкүмранлиқ һоқуқини яқлашниң ғалибигә еришкәнлигини қандақ көрсәтти? (Юһанна 16:33; 19:30; 2-Петрус 3:14; 1-Юһанна 5:4)
102-һекайә
Әйса Мәсиһ тирилди
Рәсимдики аял ким? Әву икки әр ким? Улар қәйәрдә?
Пилатус немә үчүн роһанийларға әскәр әвәтип, Әйсаниң қәбрини қоғдашни ейтти?
Әйса өлгәндин кейин, үчинчи күни таң сәһәрдә бир периштә немә иш қилди? Ундақта роһанийларчу, улар немә қилди?
Бәзи аяллар Әйсаниң қәбрини йоқлап кәлгәндә, немә үчүн һәйран қелишти?
Петрус билән Юһанна немә үчүн Әйсаниң қәбригә жүгрәп барди? Улар немини көрди?
Әйсаниң җәситигә немә болди? Әйса өзиниң тирилгәнлигини көрситиш үчүн немә қилған еди?
Қошумчә соаллар:
Мәтта 27:62—66; 28:1—15-айәтләрни оқуң.
Әйса тирилдүрүлгәндин кейин диний өлүмалар, алий роһанийлар вә пәрисийләр қандақ қилип муқәддәс роһқа қарши гуна қилишти? (Мәтта 12:24, 31, 32; 28:11—15)
Луқа 24:1—12-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң аялларни ишәнчлик гувачилар қатарида көргәнлигини, Әйсаниң тирилиши һәққидики хатириләрдин қандақ көрүвалимиз? (Луқа 24:4, 9, 10; Мәтта 28:1—7)
Юһанна 20:1—12-айәтләрни оқуң.
Әгәр Муқәддәс Китаптики мәлум бир бешарәтниң әмәлгә ашқанлиғини ениқ чүшинәлмигәндә, сәвирчан болушимиз керәк. Мошу нуқтини көрүп йетишимизгә Юһанна 20:8, 9-айәт қандақ ярдәм бериду? (Пәнди-нәсиһәт 4:18; Мәтта 17:22, 23; Луқа 24:5—8; Юһанна 16:12)
103-һекайә
Ишиги тақақлиқ өйгә кириш
Мәрийәм бағвән дәп ойлиған кишигә немә деди? У кишиниң Әйса екәнлигини Мәрийәм қандақ тонуди?
Емаюс йезисиға кетип барған икки шагиртқа немә болди?
Икки шагирт әлчиләргә өзлириниң Әйсани көргәнлигини ейтип бериватқанда, кишини һәйран қалдуридиған қандақ иш йүз бәрди?
Әйса өз әгәшкүчилиригә нәччә қетим көрүнди?
Шагиртлар Әйса Мәсиһни көргәнлигини ейтқанда, Томас немә деди? Бирақ, сәккиз күндин кейин немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
Юһанна 20:11—29-айәтләрни оқуң.
Әйса пәйғәмбәр Юһанна 20:23 айәттә, инсан гунасини кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә дегәнму? Чүшәндүрүң? (Зәбур 49:2, 7; Йәшая 55:7; 1-Тимотий 2:5, 6; 1-Юһанна 2:1, 2)
Луқа 24:13—43-айәтләрни оқуң.
Муқәддәс Китап һәқиқитини қобул қилишқа қәлбимизни қандақ тәйярлаймиз? (Луқа 24:32, 33; Әзра 7:10; Мәтта 5:3; Әлчиләр 16:14; Ибранийлар 5:11—14)
104-һекайә
Әйсаниң асманға чиқип кетиши
Бир новәт, қанчә шагирт Әйсани көргән еди? У уларға немә һәққидә сөз қилған еди?
Худа Падишалиғи дегән немә? Әйса миң жил падишалиқ жүргүзгәндә, йәр йүзиниң әһвали қандақ болиду?
Әйса пәйғәмбәр шагиртлириға қанчә күнгичә көрүнгән еди? Һазир Әйсаниң немә иш қилидиған вақит-саати кәлди?
Әйса пәйғәмбәр асманға чиқип кетиштин илгири, шагиртлириға немә деди?
Рәсимдә, немә иш йүз бериватиду? Әйса көздин қандақ ғайип болди?
Қошумчә соаллар:
1-Коринтлиқлар 15:3—8-айәтләрни оқуң
Әлчи Петрус немә үчүн Әйса Мәсиһниң тирилиши һәққидә ишәнч билән сөз қилди? Бүгүнки күндә Худа хизмәтчилири қайси ишлар һәққидә ишәнч билән сөз қилалайду? (1-Коринтлиқлар 15:4, 7, 8; Йәшая 2:2, 3; Мәтта 24:14; 2-Тимотий 3:1—5)
Әлчиләр 1:1—11-айәтләрни оқуң.
Худди Әлчиләр 1:8 айәттә бешарәт берилгәндәк, вәз ейтиш хизмити қандақ кәң тарқалди? (Әлчиләр 6:7; 9:31; 11:19—21; Колосилиқлар 1:23)
105-һекайә
Йерусалимда күтүш
Рәсимдә көрүнүп турғандәк, Әйсаниң әгәшкүчилири Йерусалимда күтүп турғанда, немә иш йүз бәрди?
Башқа дөләттин Йерусалимға кәлгән меһманлар немә үчүн һәйран болушти?
Петрус кишиләргә немә дәп чүшәндүрди?
Петрусниң сөзини аңлиғандин кейин, кишиләр немә иш қилди? У уларға немә қилишни ейтти?
Милади 33-жили, Ома һейти күнидә қанчилик киши суға чөмүлдүрүлди?
Қошумчә соаллар:
Әлчиләр 2:1—47-айәтләрни оқуң.
Әлчиләр 2:23, 36 айәтләрдә хатириләнгән Петрусниң сөзи, Әйсаниң өлүмигә барчә йәһудий хәлқиниң җавапкәрлиги барлиғини қандақ көрсәтти? (1-Салоникалиқлар 2:14, 15)
Муқәддәс Язмиларға асасән әқлий йәкүн чиқиришта, Петрус қандақ яхши үлгә қалдурған? (Әлчиләр 2:16, 17, 29, 31, 36, 39; Колосилиқлар 4:6)
Әйса “Әршниң Падишалиғиниң ачқучлирини” Петрусқа беришни вәдә қилған еди. Ундақта, Петрус тунҗа ачқучни қандақ ишләтти? (Әлчиләр 2:14, 22—24, 37, 38; Мәтта 16:19)
106-һекайә
Зиндандин азат болуш
Бир күни чүштин кейин, Петрус билән Юһанна Йерусалимдики ибадәтханиға кирип кетиватқанда, немә иш йүз бәрди?
Петрус мәйип кишигә немә деди? Петрус у кишигә пулдин бәк қиммәтлик қандақ нәрсини бәрди?
Диний йетәкчиләр немә үчүн аччиқланди? Улар Петрус билән Юһаннани немә қилди?
Петрус диний йетәкчиләргә немә деди? Улар әлчиләрни немә дәп агаһландурди?
Диний йетәкчиләр немә үчүн һәсәт қилишти? Әлчиләр иккинчи қетим зинданға ташланғанда, немә иш йүз бәрди?
Әлчиләр алий кеңәшмигә елип келингәндә, улар немә дәп җавап бәрди?
Қошумчә соаллар:
Әлчиләр 3:1—10-айәтни оқуң.
Гәрчә бүгүнки күндә биздә мөҗүзә көрситиш қабилийити болмисиму, Әлчиләр 3:6 айәттики сөзләр, Падишалиқ хуш хәвириниң қәдир- қиммитини көрүп йетишимизгә қандақ ярдәм бериду? (Юһанна 17:3; 2-Коринтлиқлар 5:18—20; Филипиликләр 3:8)
Әлчиләр 4:1—31-айәтләрни оқуң.
Биз вәз ейтиш хизмитидә қаршилиққа дуч кәлсәк, биринчи әсирдики етиқатчи қериндашларни қандақ үлгә қилишимиз керәк? (Әлчиләр 4:29, 31; Әфәсликләр 6:18—20; 1-Салоникалиқлар 2:2)
Әлчиләр 5:17—42-айәтләрни оқуң.
Қедимдин таки бүгүнки күнгичә, Йәһва Гувачилири әмәс бәзи ғәрәз уқидиған кишиләр, вәз ейтиш хизмитимизгә нисбәтән қандақ көз қарашни сақлап кәлмәктә? (Әлчиләр 5:34—39)
107-һекайә
Истипанниң чалма-кесәк қилиниши
Истипан ким? Худа униң немә қилишиға ярдәм бәргән еди?
Истипанниң қайси сөзи диний йетәкчиләрни қаттиқ ғәзәпләндүрди?
Кишиләр Истипанни шәһәр сиртиға елип чиқип, немә қилди?
Рәсимдики, кишиләрниң чапанлириға қарап турған яш адәм ким?
Өлүштин илгири, Истипан Йәһваға немә дәп дуа қилди?
Истипанни үлгә қилсақ, башқилар бизгә яманлиқ қилса яки яман муамилидә болса, қандақ қилишимиз керәк?
Қошумчә соаллар:
Әлчиләр 6:8—15-айәтләрни оқуң.
Йәһва Гувачилириниң вәз ейтиш хизмитини тохтитишқа урунуп, диний йетәкчиләр қандақ сахтипәзликләрни қилиду? (Әлчиләр 6:9, 11, 13)
Әлчиләр 7:1—60-айәтләрни оқуң.
Алий кеңәшминиң алдида, Истипанниң хуш хәвәрни қәтъий һимайә қилишиға немә ярдәм бәргән еди? Истипанниң мисалидин немини үгинәләймиз? (Әлчиләр 7:51—53; Римлиқлар 15:4; 2-Тимотий 3:14—17; 1-Петрус 3:15)
Вәз ейтиш хизмитимизгә қарши турғучиларға қандақ муамилидә болушни йетилдүрүшимиз лазим? (Әлчиләр 7:58—60; Мәтта 5:44; Луқа 23:33, 34)
108-һекайә
Дәмәшққә баридиған йол үстидә
Истипан өлтүрүлгәндин кейин, Саул немә иш қилди?
Саул Дәмәшққә баридиған йолда кетип барғанда, қандақ һәйран қаларлиқ иш йүз бәрди?
Әйса Мәсиһ Саулға немә иш қилишни ейтти?
Әйса Һананияға қандақ қилиш тоғрисида көрсәтмә бәрди? Қандақ қилип Саул қайта көрәләйдиған болди?
Саул қайси исим билән һәммә кишигә тонулди? Әйса Саулни қандақ хизмәткә салди?
Қошумчә соаллар:
Әлчиләр 8:1—4-айәтләрни оқуң.
Йеңидин қурулған етиқатчилар җамаитигә зиянкәшлик қилиш долқуниниң көтирилиши, хуш хәвәрниң тарқилишиға қандақ түрткә болди? Йеқинки заманда, илгирикигә охшап кетидиған қандақ иш йүз бәрди? (Әлчиләр 8:4; Йәшая 54:17)
Әлчиләр 9:1—20-айәтләрни оқуң.
Әйса қайси үч вәзипини Саулниң орунлиши үчүн тапшурған? (Әлчиләр 9:15; 13:5; 26:1; 27:24; Римлиқлар 11:13)
Әлчиләр 22:6—16-айәтләрни оқуң.
Һананиядәк болуш үчүн немә қилишимиз керәк? Шундақ қилиш немә үчүн муһим? (Әлчиләр 22:12; 1-Тимотий 3:7; 1-Петрус 1:14—16; 2:12)
Әлчиләр 26:8—20-айәтләрни оқуң.
Павлусниң өзгирип, Йәһваниң хизмәтчисигә айлиниши, бүгүнки күндә ери яки аяли Йәһваға хизмәт қилмайдиғанларни немә иш қилишқа илһамландуриду? (Әлчиләр 26:11; 1-Тимотий 1:14—16; 2-Тимотий 4:2; 1-Петрус 3:1—3)
109-һекайә
Петрусниң Корнилий билән көрүшкили бериши
Рәсимдики, йәрдә тизлинип турған киши ким?
Бир периштә Корнилийға немә деди?
Петрус Җаффада Шимонниң өйиниң өгүзисидә турғанда, Худа униңға қандақ көрүнүшни көрүватқандәк хиял қилдурди?
Петрус немә үчүн Корнилийға, униңға сәҗдә қилип чоқунмаслиғи керәклигини ейтти?
Петрус билән биргә кәлгән йәһудий етиқатчилар немә үчүн һәйран болушти?
Петрусниң Корнилийни көргили беришидин, қандақ муһим саваққа егә болушимиз керәк?
Қошумчә соаллар:
Әлчиләр 10:1—48-айәтләрни оқуң.
Падишалиқ хуш хәвирини вәз ейтиш һәққидә, Әлчиләр 10:42 айәттә хатириләнгән Петрусниң сөзидин немини ениқ көрүвелишқа болиду? (Мәтта 28:19; Маркус 13:10; Әлчиләр 1:8)
Әлчиләр 11:1—18-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң йәһудий әмәсләр һәққидә бәргән көрсәтмисини ениқ чүшәнгәндин кейин, Петрус қандақ муамилидә болди? Биз уни қандақ үлгә қилалаймиз? (Әлчиләр 11:17, 18; 2-Коринтлиқлар 10:5; Әфәсликләр 5:17)
110-һекайә
Павлусниң йеңи ярдәмчиси — Тимотий
Рәсимдики яш жигит ким? У қәйәрдә туратти? Униң аписиниң исми немә? Момисиниңчу?
Павлус Тимотийни, жирақлардики хәлиқләргә хуш хәвәр йәткүзүш үчүн Силас билән өзигә қошулушқа тәклип қилғанда, Тимотий қандақ җавап қайтурди?
Әйсаға әгәшкәнләрни “мәсиһ муртлири”, дәп аташ тунҗа болуп қәйәрдин башланған?
Павлус билән Силас вә Тимотий Листрадин айрилғандин кейин, қайси башқа шәһәрләргә барди?
Тимотий Павлусқа ярдәмлишип немә иш қилди? Бүгүнки күндә, яшлар өз-өзидин қайси соални сорап көрүши керәк?
Қошумчә соаллар:
Әлчиләр 9:19—30-айәтләрни оқуң.
Әлчи Павлус хуш хәвәр һәққидә вәз ейтип қаршилиққа дуч кәлгәндә, у еһтиятчанлиқ билән қандақ иш көрди? (Әлчиләр 9:22—25, 29, 30; Мәтта 10:16)
Әлчиләр 11:19—26-айәтләрни оқуң.
Йәһваниң роһиниң хуш хәвәрни вәз қилиш хизмитигә үзлүксиз йетәкчилик қилип келиватқанлиғини, Әлчиләр 11:19—21, 26-айәтләрдин қандақ көрәләймиз?
Әлчиләр 13:13—16, 42—52-айәтләрни оқуң.
Қаршилиқ сәвәплик шагиртларниң роһи чүшүп кәтмигәнлигини, Әлчиләр 13:51, 52-айәтләрдин қандақ көрәләймиз? (Мәтта 10:14; Әлчиләр 18:6; 1-Петрус 4:14)
Әлчиләр 14:1—6, 19—28-айәтләрни оқуң.
Муқәддәс Китап үгинишкә қизиққучилар вә йеңи етиқатчиларниң иман-етиқатта өсүп йетилишигә ярдәм бериштә, артуқчә ғәм-әндишә қилиштин хали болушимизға, “Уларни улар ишәнгән Худавәндә [Йәһваға] тапшурдиләр”, дегән бир җүмлә сөз қандақ ярдәм бериду? (Әлчиләр 14:21—23, БҖ; 20:32; Юһанна 6:44)
Әлчиләр 16:1—5-айәтләрни оқуң.
Тимотийниң өзи халап, хәтнә қилдурушни қобул қилиши, “Һәммисини [хуш хәвәр] үчүн қилурмән”, дегән сөзләрниң муһимлиғини қандақ көрсәтти? (Әлчиләр 16:3; 1-Коринтлиқлар 9:23, БҖ; 1-Салоникилиқлар 2:8)
Әлчиләр 18:1—11, 18—22-айәтләрни оқуң.
Хуш хәвәрни вәз ейтиш хизмитигә йетәкчилик қилишқа Әйсаниң шәхсән өзи арилишидиғанлиғини, Әлчиләр 18:9, 10-айәтләрдин қандақ көрәләймиз? Бүгүнки күндичу, хуш хәвәр йәткүзүштә немигә қәтъий ишәнч қилалаймиз? (Мәтта 28:20)
111-һекайә
Ухлап қалған бала
Рәсимдә, йәрдә ятқан бала ким? У балиға немә болди?
Павлус балиниң өлгәнлигини көргәндә, немә иш қилди?
Павлус, Тимотий вә башқа биргә сәпәр қилғучилар қәйәргә бармақчи болушти? Улар Милет шәһиридә тохтиғанда, немә иш йүз бәрди?
Агабус пәйғәмбәр Павлусни немә дәп агаһландурди? Худди пәйғәмбәр ейтқандәк, немә иш йүз бәрди?
Қошумчә соаллар:
Әлчиләр 20:7—38-айәтләрни оқуң.
Әлчиләр 20:26, 27-айәтләрдә хатириләнгән Павлусниң сөзигә асасән, қандақ қилип биз һәм “Һәр қандақ бир киши қутқузулмиса, мән җавапкәр әмәсмән”, дәп ейталаймиз? (Һәзқиял 33:8; Әлчиләр 18:6, 7)
Җамаәт ақсақаллири башқиларға тәлим бәргәндә, немә үчүн “Өзигә үгитилгән ишәнчлик тәлимдә чиң туруши керәк”? (Әлчиләр 20:17, 29, 30; Титус 1:7—9; 2-Тимотий 1:13)
Әлчиләр 26:24—32-айәтләрни оқуң.
Әйса Мәсиһ тапшурған вәз ейтиш вәзиписини ада қилиш үчүн Павлус өзиниң Рим пухраси салаһийитидин қандақ пайдиланди? (Әлчиләр 9:15; 16:37, 38; 25:11, 12; 26:32; Луқа 21:12, 13)
112-һекайә
Кеминиң ғәриқ болуши
Павлус олтарған кемә Крит арилиға йеқин җайдин өткәндә, немә иш йүз бәрди?
Павлус кемидики кишиләргә немә деди?
Қандақ қилип кемә чугулуп парчилинип кәтти?
Мәһбусларға мәсъул ләшкәр башлиғи қандақ буйруқ қилди? Қанчә киши бехәтәр қирғаққа чиқивалди?
Улар чиқивалған аралниң исми немә? Һава яхшиланғанда, Павлусқа немә болди?
Қошумчә соаллар:
Әлчиләр 27:1—44-айәтләрни оқуң.
Павлусниң Рим сәпири һәққидики хатириләрни оқуғинимизда, Муқәддәс Китапниң тоғрилиғиға болған ишәнчимиз қандақ күчийиду? (Әлчиләр 27:16—19, 27—32; Луқа 1:3; 2-Тимотий 3:16, 17)
Әлчиләр 28:1—14-айәтләрни оқуң.
Гәрчә Малта арилидики кишиләр Йәһваниң хизмәтчилири әмәс болсиму, улар Павлус билән кемә ғәриқ болғанда аман қалған башқиларға “интайин яхши муамилә қилди”. Ундақта, биз Йәһваниң хизмәтчилири башқиларға қандақ муамилидә болушимиз керәк? Қайси усулда? (Әлчиләр 28:1, 2; Ибранийлар 13:1, 2; 1-Петрус 4:9)
113-һекайә
Павлус Рим шәһиридә
Павлус Римда мәһбус болуп турғанда, кимләргә хуш хәвәр йәткүзди?
Рәсимдә, үстәлдә олтарған Павлусни көргили кәлгән киши ким? У Павлус үчүн немә иш қиливатиду?
Епафродит ким? У Филипи шәһиригә қайтқинида, немини биллә елип маңди?
Павлус немә үчүн йеқин дости Филимунға хәт язди?
Павлус түрмидин азат болғанда, немә иш қилди? Бирақ, кейин униңға немә болди?
Йәһва Худа Муқәддәс Китаптики ахирқи бир қанчә язмиларни йезишқа кимни ишләтти? Вәһийләр китави қандақ ишлар һәққидә сөзләйду?
Қошумчә соаллар:
Әлчиләр 28:16—31 вә Филипиликләр 1:13-айәтләрни оқуң.
Павлус Римда түрмидә болғанда, вақитни қандақ ишқа сәрип қилди? Униң тәврәнмәс иман-етиқати етиқатчилар җамаитигә қандақ тәсир көрсәтти? (Әлчиләр 28:23, 30; Филипиликләр 1:14)
Филипиликләр 2:19—30-айәтләрни оқуң.
Павлус Тимотий вә Епафродитқа болған миннәтдарлиғини ипадиләп қандақ сөзләрни қилған? Биз Павлусни қандақ үлгә қилалаймиз? (Филипиликләр 2:20, 22, 25, 29, 30; 1-Коринтлиқлар 16:18; 1-Салоникилиқлар 5:12, 13)
Филимун 1—25-айәтләрни оқуң.
Павлус немигә асасән Филимунни тоғра иш қилишқа үндигән? Буниңдин ақсақаллар бүгүнки күндә қандақ көрсәтмигә егә болалайду? (Филимунға 9; 2-Коринтлиқлар 8:8; Галатиялиқлар 5:13)
Павлусниң җамаәттики башқа етиқатчиларниң вижданини нәзәргә елип, уларни һөрмәтлигәнлигини Филимунға 13, 14-айәтләрдин қандақ көрәләймиз? (1-Коринтлиқлар 8:7, 13; 10:31—33)
2-Тимотий 4:7—9-айәтләрни оқуң.
Худди әлчи Павлусқа охшаш, әгәр ахириғичә садақәтмәнликни сақлисақ, Йәһва бизниму мукапатлайдиғанлиғиға қандақ ишәнч қилалаймиз? (Мәтта 24:13; Ибранийлар 6:10)
114-һекайә
Барлиқ яманлиқниң ахирлишиши
Муқәддәс Китап немә үчүн асмандики атлар һәққидә сөзләйду?
Худа йәр йүзидики яман кишиләр билән қилидиған бир мәйдан уруши немә дәп атилиду? Немә үчүн бу уруш болиду?
Ким қошунға йетәкчилик қилип, бу урушни қилмақчи екәнлигини рәсимдин көрәләймиз? У немә үчүн таҗ кийиду? Униң қолидики қилич немини ашкарә қилиду?
10, 15 вә 33-һекайиләргә қараң, Худа яман кишиләрни йоқ қилса, немә үчүн һәйран болмаслиғимиз керәк?
Яман кишиләр һәтта өзлирини униңға ибадәт қилғучи дәп җакалисиму, Худаниң уларни йоқ қилидиғанлиғини, 36 вә 76-һекайиләрдин қандақ көрәләймиз?
Қошумчә соаллар:
Вәһийләр 19:11—16-айәтләрни оқуң.
Ақ атқа мингүчиниң Әйса екәнлиги, Муқәддәс Китапта қандақ ениқ көрситилгән? (Вәһийләр 1:5; 3:14; 19:11; Йәшая 11:4)
Немә үчүн, Әйсаниң қанға миләнгән тони, чоқум униң пүтүнләй ғалибә қилидиғанлиғини көрситиду, дәймиз? (Вәһийләр 14:18—20; 19:13)
Ақ атқа минип Әйсаға әгишип келиватқан қошун, кимләрни өз ичигә алиду? (Вәһийләр 12:7; 19:14; Мәтта 25:31, 32)
115-һекайә
Йәр йүзидики йеңи җәннәт
Муқәддәс Китап, бизниң кәлгүсидә йәр йүзи җәннәттә қандақ һаят кәчүридиғанлиғимизни көрситиду?
Кәлгүси җәннәттә яшайдиған кишиләр үчүн Муқәддәс Китап қандақ вәдә бериду?
Худа шу әҗайип өзгиришни Әйса Мәсиһ арқилиқ қачан әмәлгә ашуриду?
Әйса пәйғәмбәр йәр йүзидә болғанда қилған ишлири, кәлгүсидә Худа Падишалиғиниң Падишаси болғанда, немә ишларни қилидиғанлиғини көрситиду?
Әйса Мәсиһ вә униң билән биллә асманда падишалиқ қилғучилар йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилғанда, инсанлар үчүн немә ишларни қилиду?
Қошумчә соаллар:
Вәһийләр 5:9, 10-айәтләрни оқуң.
Кәлгүсидә йәр йүзи үстидин миң жил һөкүмранлиқ жүргүзидиғанларниң инсанларға һисдашлиқ қилидиған меһир-шәпқәтлик падишалар вә роһанийлар екәнлигини қандақ көрәләймиз? (Әфәсликләр 4:20—24; 1-Петрус 1:7; 3:8; 5:6—10)
Вәһийләр 14:1—3-айәтләрни оқуң.
Атниң исми билән қозиниң исми 144 000 кишиниң пешанисигә йезилған, дегән сөзләрниң мәнаси немә? (1-Коринтлиқлар 3:23; 2-Тимотий 2:19; Вәһийләр 3:12)
116-һекайә
Мәңгү яшаш үчүн немә қилишимиз керәк?
Мәңгү яшимақчи болсақ, немә иш қилишимиз керәк?
Қандақ қилип, Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ һәққидә билим алалаймиз?
Рәсимдә, йәнә қайси китапни көрдиңиз? Немә үчүн һемишәм Муқәддәс Китап оқушимиз лазим?
Йәһва вә Әйса һәққидә билим алғандин башқа, мәңгүлүк һаятлиққа еришиш үчүн йәнә немә иш қилишимиз керәк?
Илгири оқуған 69-һекайидин қандақ савақ алалаймиз?
Кичик Самуил қандақ үлгә қалдурған? 55-һекайидин немини көрәләймиз?
Әйса Мәсиһни қандақ үлгә қилалаймиз? Кәлгүсидә мәңгү яшашқа муйәссәр болишимиз үчүн чоқум немә иш қилишимиз керәк?
Қошумчә соаллар:
Юһанна 17:3-айәтни оқуң.
Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһни тонуш үчүн пәқәт билим болсила купайә қилмайдиғанлиғини, Муқәддәс Китап қандақ көрситиду? (Мәтта 7:21; Яқуп 2:18—20; 1-Юһанна 2:17)
Зәбур 145:1—21-айәтләрни оқуң.
Йәһвани мәдһийилишимиз үчүн қандақ нурғун сәвәпләр бар? (Зәбур 145:8—11; Вәһийләр 4:11)
Йәһва һәммә инсанға қандақ меһриванлиқ қилиду? Бу немә үчүн бизни Йәһваға йеқинлишишқа үндәйду? (Зәбур 145:9; Мәтта 5:43—45)
Әгәр Йәһвани чин дилимиздин сөйсәк, немә иш қилишқа тәшна болимиз? (Зәбур 119:171, 172, 175; 145:11, 12, 21)