ҚОШУМЧӘ
Иш мәсилилиригә тегишлик талаш-тартишларни һәл қилиш
Коринтлиқларға 1-хәт 6:1—8дә әлчи Паул етиқатдашлар арисидики сот ишлири һәққидә язған. У Коринт шәһиридики бәзи етиқатдашларниң «һәққанийсизларниң сотиға бериш» қарариға тегишлик наразилиғини билдүргән (1-айәт). Әлчи Паул мәсиһийләрниң талаш-тартишларни бу дунияниң сотчилири алдида әмәс, бәлки җамаәтниң ичидә һәл қилиш керәклигиниң муһим сәвәплирини көрсәтти. Келиң, Муқәддәс китапта бу мәслиһәт берилгәнлигиниң бирнәччә сәвәвини қараштуруп, андин бу мәслиһәткә мас кәлмәйдиған бәзи вәзийәтләрни муһакимә қилайли.
Әгәр етиқатдишимиз билән иш мәсилисидә келишмәслик пәйда болса, уни өзүмизчә һәл қилмай, Йәһвадин йол-йоруқ издишимиз муһим (Пәнд-нәсиһәтләр 14:12). Әйса Мәсиһ ейтқандәк, келишмәслик җиддий бир мәсилигә айланмай туруп, уни тез арида һәл қилиш әвзәлирәк (Мәтта 5:23—26). Әпсуски, бәзибир мәсиһийләр тәрсалиқ қилип, һәтта өз қериндашлирини һөкүмәт сотиға бәргән. Паул мундақ дегән: «Силәрниң бир-бириңлар билән сотлишишиңлар — бу силәр үчүн пүтүнләй мәғлубийәт». Немишкә? Буниң асасий сәвәви — мәсиһийниң етиқатдиши билән сотлишиши җамаәткә вә Йәһваниң исмиға дағ кәлтүриду. Шуңа биз Паулниң: «Немишкә силәр үчүн рәнҗип қелиш әвзәлирәк әмәс?»— дегән сөзлиригә җиддий қараймиз (7-айәт).
Йәнә бир сәвәви — Худа җамаәттики талаш-тартишларни һәл қилиш үчүн әҗайип тәртипни орунлаштурған. Җамаәт ақсақаллири Муқәддәс китаптики һәқиқәтни билгәнликтин, даналиққа егә болуп, Паулниң сөзлиригә бенаән, «турмуштики ишларға» тегишлик мәсилиләрдә «қериндашлар оттурисида һөкүм чиқаралайду» (3—5 айәт). Әйса төһмәт яки мәккарлиққа охшаш җиддий гуналарға тегишлик мәсилиләрни һәл қилиш үчүн үч қәдәм қилиш керәклигини көрсәтти: биринчидин, келишмәсликни өз ара биртәрәп қилишқа тиришиш; иккинчидин, буниңдин һеч нәрсә чиқмиса, бир-икки гувачини елип бериш; үчинчидин, бу қәдәмму нәтиҗилик болмиса, мәсилини җамаәткә, йәни ақсақалларға, ейтиш (Мәтта 18:15—17).
Әлвәттә, ақсақалларниң адвокатлар яки содигәрләр болуши натайин, һәмдә уларниң җамаәттики хизмити қанунға яки сода-тиҗарәткә бағлиқ мәслиһәтләрни бериш әмәс. Улар келишмәсликниң һәл қилиниши үчүн кимниң немә қилиши керәклигини ейтмайду. Әксичә, талаш-тартиш қилишқан қериндашларниң Муқәддәс китап принциплириға асасән мәсилини тинч һәл қилишиға ярдәм беришкә тиришиду. Қийин вәзийәтләрдә ақсақаллар наһийилик назарәтчи яки Йәһва гувачилириниң филиалидин мәслиһәт сориса болиду. Лекин Паулниң мәслиһитигә мас кәлмәйдиған вәзийәтләрму болуши мүмкин. Бу қандақ вәзийәтләр?
Бәзи сот дәвалириниң мәхсити ғәрәзлик яки талаш-тартиш әмәс, бәлки пәқәт рәсмийәтчилик яки қанун тәливи болуши мүмкин. Мәсилән, аҗришиш, балиға ғәмхорлуқ қилиш, алимент һәққини орнитиш, суғурта төлимини елиш, банкротлуқ һәққидики мәсилидә несийә бәргүчиләрниң тизимида болуш вә мирасниң қанунлуқ екәнлигини тәкшүрүш охшаш мәсилиләр пәқәт сот арқилиқ биртәрәп қилиниду. Шуниң билән бурадәр яки қериндаш өзини қоғдаш үчүн сотқа дәва бериш тоғра дәп һесаплиған вәзийәтләрму болидуa.
Мәсиһий буни риқабәтчилик роһисиз қилса, әлчи Паулниң мәслиһитигә қарши һәрикәт қилмайдуb. Лекин мәсиһий үчүн әң муһими Йәһваниң исмини мәдһийиләш һәм җамаәттики бирлик вә иттипақни сақлаш болуши керәк. Мәсиһниң шагиртлирини башқилардин пәриқләндүридиған асасий хисләт — меһир-муһәббәт һәм меһир-муһәббәт «өз мәнпәитини көзлимәйду» (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4, 5; Йоһан 13:34, 35).
a Камдин-кам вәзийәтләрдә бирәр мәсиһий башқисиға қарши номусиға тегиш, һуҗум қилиш, қәстән өлтүрүш яки оғрилиққа охшаш еғир җинайәтләрни өткүзүши мүмкин. Шундақ әһвалда мәсиһий бу һәққидә һөкүмәт органиға хәвәрлисә, гәрчә бу ишниң сотта қараштурулушиға яки җинаий иш қозғитилишиға елип кәлсиму, хата иш қилған болмайду.
b Көпирәк мәлуматни тепиш үчүн «Күзитиш мунари» (рус) журналиниң 1997-жил, 15-март саниниң 17—22 бәтлиригә вә 1991-жил, 15-октябрь саниниң 25—28 бәтлиригә қараң.