Изаһәт
1. Бүйүк Бабилни ениқлаш
Бүйүк Бабил барлиқ сахта динларға вәкиллик қилидиғанлиғини қәйәрдин билдиңиз? (Вәһий 17:5) Буни төвәндикиләрдин биләләймиз:
У пүткүл дунияға тәсир көрситиду. Айәтләрдә Бүйүк Бабил барлиқ милләтләр вә хәлиқләр үстидә олтирип, дунияниң падишалири үстидин һөкүмранлиқ қилиду дәп тәсвирләнгән (Вәһий 17:15, 18).
У сәясий вә ихтисадий тәшкилат әмәс. Бүйүк Бабил вәйран қилинғандин кейин «йәр падишалири» вә «содигәрләр» йәнила мәвҗут болуп туриду (Вәһий 18:9, 15).
У Худа һәққидә ялған тәлимләрни тарқитиду. Бүйүк Бабил пул вә башқа мәнпәәткә еришиш үчүн сәясий һөкүмәтләр билән иттипақлашқан, шуңа паһишә дәп аталған (Вәһий 17:1, 2). У пүткүл инсанларни аздурған вә нурғун қан төкүлүшләргә сәвәпчи болған (Вәһий 18:23, 24).
2. Мәсиһ қачан мәйданға кәлгән?
Муқәддәс китапта Мәсиһ кәлгичә 69 һәптә вақит өтүши керәклиги бәшарәт қилинған (Даниял 9:25ни оқуң).
69 һәптә қачан башланған? 69 һәптә миладидин илгирики 455-жили валий Нәһәмия Йерусалимға қайтип келип, шәһәр сепил тамлирини қайта ясашқа башлиғанда башланған (Даниял 9:25; Нәһәмия 2:1, 5—8).
69 һәптә қанчә узун вақит давамлишиду? Муқәддәс китаптики бәзи бәшарәтләрдә бир күн бир жилни көрситиду (Санлар 14:34; Әзәкиял 4:6). Һәр һәптә йәттә жилни көрсәтсә, бу бәшарәттики 69 һәптә 483 жил давамлишиду (69 һәптә x 7 күн).
69 һәптә қачан ахирлишиду? 483 жил миладидин илгирики 455-жилдин башланса, милади 29-жили ахирлишидуa. Дәл шу жили Әйса пәйғәмбәр чөмдүрүлүштин өтүп, Мәсиһ қилинған! (Луқа 3:1, 2, 21, 22)
3. Қанға мунасивәтлик давалаш усуллири
Мәсиһ әгәшкүчилири қан қуйдурмайду яки өз қенини тәғдим қилмайду. Ундақта, улар өз қенини ишлитип давалаш усуллириға қандақ көзқарашта болиду? Улар шундақ давалаш усуллирини, мәсилән, өз қенини алдин-ала сақлап қоюп, кейин операция җәриянида ишлитишни қобул қилмайду (Қанун шәрһи 15:23).
Мәсиһ әгәшкүчилири бәзи давалаш усуллирини қобул қилиши мүмкин. Мәсилән, қан тәкшүрүш, қанни диализлаш (гемодиализ), қан суюлдуруш (гемодилюция), жүрәк-өпкә машиниси яки қан суюқлиғини жиғивелиш машинисини (реинфузия) қоллиниду. Ташқи кесәл операцияси, тиббий тәкшүрүш усуллири яки һазир қоллиниватқан давалаш усуллирида өз қенини қандақ биртәрәп қилидиғанлиғини һәрбир Мәсиһ әгәшкүчиси чоқум өзи қарар қилиши керәк. Һәрбир дохтурниң мошу давалаш усуллирини қоллиниши бираз пәриқлиқ болуши мүмкин. Шуңа һәрбир Мәсиһ әгәшкүчиси һәрқандақ ташқи кесәл операцияси, тиббий давалаш, тиббий тәкшүрүш яки давалаш усулини қобул қилиштин авал, өз қениниң қандақ ишлитилидиғанлиғини ениқ билиши керәк. Төвәндики соаллар тоғрилиқ ойлап көрүң:
Мәлум миқдардики қан тартип чиқирилса, һәтта әшу чиққан қанниң айлиниши бираз вақитқа тохтап қалса, шу қанни тенимниң бир қисми, уни судәк «йәргә» төкүветишниң һаҗити йоқ дәп қарисам, вижданим йол қоямду? (Қанун шәрһи 12:23, 24)
Әгәр давалиниш җәриянида тенимдин мәлум миқдардики қан тартип чиқирилғандин кейин, дора суюқлуқлири билән арилаштурулуп, қайтидин тенимгә қайтурулсичу? Муқәддәс китап бойичә тәрбийиләнгән вижданим азаплинамду яки әшу давалаш усулини қобул қилимәнму?
4. Айрим туруш
Муқәддәс китап әр-аялға айрим яшимаслиқни ейтиду. Йәнә айрим яшиғанларниң қайта той қилиш һоқуқи болмайдиғанлиғини ениқ көрситиду (Коринтлиқларға 1-хәт 7:10, 11). Амма төвәндики вәзийәтләрдә Мәсиһ әгәшкүчиси айрим яшашни ойлиши мүмкин.
Аилисини тәминләшни рәт қилиш. Әр киши аилисини беқишни рәт қилип, нәтиҗидә аилидикиләр зөрүр турмуш лазимәтликлиригә еришәлмисә (Тимотийға 1-хәт 5:8).
Хорлашқа учраш вә тән-саламәтлигигә еғир тәсир йетиш. Җорисиға зораванлиқ билән муамилә қилип, униң һаяти вә тән-саламәтлигигә хәвп йәткүзсә (Галатилиқларға 5:19—21).
Җорисиниң Йәһва билән болған мунасивитигә еғир хәвп йәткүзүш. Бири җорисиниң Йәһваға ибадәт қилишиға тосқунлуқ қилса (Әлчиләр 5:29).
5. Байрамлар
Мәсиһ әгәшкүчилири Йәһва Худани хурсән қилмайдиған байрамларға қатнашмайду. Бирақ башқа кишиләр шу байрамларға қатнашса, Мәсиһ әгәшкүчилири Муқәддәс китап бойичә тәрбийиләнгән вижданиға асасән бу вәзийәткә қандақ тәқабил турушни қарар қилиши керәк. Бирқанчә мисалларни көрүп бақайли.
Бири сизни байрам билән тәбрикләп, салам бәрсә. Бәлким, сиз аддийла «рәхмәт» дейишиңиз мүмкин. Әгәр қарши тәрәп немә үчүн униңға қайтуруп тәбрик сөзини қилмиғанлиғиңизни билмәкчи болса, сиз байрамни өткүзмәйдиғанлиғиңизни чүшәндүрүп бәрсиңиз болиду.
Әгәр җориңиз Йәһва гувачиси болмиса, у сизниң униң билән бирликтә уруқ-туққанлар билән байрам күни тамақ йейишни ейтса. Әгәр вижданиңиз шу жиғилишқа беришқа йол қойса, бериштин авал өз җориңизға әшу дәстиханда олтарғанда, ғәйри уруп-адәтләр өткүзүлсә, уларға қатнашмайдиғанлиғиңизни алдин-ала чүшәндүрсиңиз болиду.
Ғоҗайиниңиз байрам мәзгилидә сизгә мукапат пулини бәрсә. Чоқум шу мукапат пулини рәт қилишиңиз керәкму? Бундақ қилиш шәрт әмәс. Ойлап көрсиңиз болиду: ғоҗайин мукапат пулини тарқитишни байрамниң бир қисми дәп қарамду яки хизмәтчилириниң җапалиқ ишлигини үчүн миннәтдарлиғини билдүрүшни халамду?
Байрам мәзгилидә бири сизгә соға тәғдим қилса. Соғини бәргән киши, бәлким, мундақ ейтиши мүмкин: «Мән мошу байрамни өткүзмәйдиғанлиғиңизни билимән. Бирақ мошу соғини қобул қилишиңизни үмүт қилимән». Соғини бәргән киши пәқәт яхши нийитини ипадиләп, шу соғини бәрмәкчи болғанму? Әксинчә, у етиқадиңизниң мустәһкәм яки әмәслигини синимақчиму? Яки болмиса, мошу усулда сизни әшу байрамға қатнаштурмақчиму? Сиз қарши тәрәпниң нийитини ойлап көргәндин кейин, шу соғатни қобул қилиш-қилмаслиқни өзүңиз қарар қилишиңиз керәк. Мәйли қандақ қарар қилмайли, биз вижданимизниң пак болушини вә Йәһва Худаға садиқ болуп қелишни үмүт қилимиз (Әлчиләр 23:1).
6. Жуқумлуқ кесәлләр
Биз адәмләрни яхши көримиз. Шуниң үчүн башқиларға жуқумлуқ кесәлни жуқтуруп қоюштин интайин еһтият қилимиз. Мәйли биз жуқумлуқ кесәлгә гириптар болған болайли яки жуқумлуқ кесәлни жуқтурувалғанлиғимизға асасимиз бар болсун, шундақ әһвалларда еһтиятчан болушимиз керәк. Чүнки Муқәддәс китап бизгә: «Йениңдики кишини өзәңдәк сөйгин»,— дәп буйриған (Римлиқларға 13:8—10).
Жуқумланған киши мошу буйруққа бойсунуп, башқиларни сөйидиғанлиғини қандақ көрситәләйду? Бундақ киши башқилар билән көрүшкәндә, биринчи болуп қучақлишип яки сөйүшүп саламлишиштин сақлиниши керәк. Әгәр бәзиләр өз аилисидикиләрни қоғдаш үчүн шундақ кесили бар кишини өйигә тәклип қилмиса, шу киши буниңға сәлбий инкас қайтурмаслиғи керәк. Чөмдүрүлүштин авал у ақсақаллар кеңишиниң рәисигә ейтиши керәк. Шундақ қилғанда, ақсақаллар чөмдүрүлүштин өтидиған башқа кишиләрни қоғдаш чарә-тәдбирлирини көрәләйду. Муһәббәтлишип жүрүшни башлаштин авал жуқумлуқ кесәлгә гириптар болған киши өзлигидин қан тәкшүртүп көрүши керәк. Бу арқилиқ «пәқәт өз мәнпийәтлириңларға ғәмхорлуқ қилмай, башқиларниңму мәнпийәтлирини ойлаңлар» дегән буйруққа әмәл қилип, башқиларға көңүл бөлидиғанлиғиңизни көрситисиз (Филипиликләргә 2:4).
7. Сода-тиҗарәт вә қануний ишлар
Биз пул яки сода-тиҗарәт ишлирида келишимләрни йезиш арқилиқ нурғун аваричилиқларниң алдини алалаймиз. Башқа Мәсиһ әгәшкүчиси билән келишим түзгәндиму, чоқум шундақ қилишимиз керәк (Йәрәмия 32:9—12). Чүнки бәзидә Худа хизмәтчилириниң пул вә башқа ишларға болған көзқарашлири бир-биридин кичиккинә пәриқлиниши мүмкин. Улар арисидики шундақ кичиккинә мәсилиләрни тезликтә тинч йол билән өз ара һәл қилалиши керәк.
Амма алдамчилиқ яки төһмәт қилишқа охшаш җиддий мәсилиләрни қандақ һәл қилишимиз керәк? (Мәтта 18:15—17ни оқуң) Әйса шундақ мәсилиләрни һәл қилишниң үч қәдимини көрсәткән:
Мәсилини өз ара һәл қилишқа тиришиңлар (15-айәтни көрүң.).
Әгәр мәсилә һәл болмиса, җамаәттики бир яки икки пишип йетилгән етиқатдашларни өзүңиз билән биллә беришкә тәклип қилиң (16-айәтни көрүң.).
Мәсилә йәнила һәл болмиса, шу чағда ақсақаллардин ярдәм сораң (17-айәтни көрүң.).
Көпинчә әһвалларда биз қериндашлиримиз үстидин сотқа әрз қилмаслиғимиз керәк. Чүнки бу Йәһва Худа вә җамаәтниң намиға дағ кәлтүриду (Коринтлиқларға 1-хәт 6:1—8). Бирақ бәзи әһвалларда қанун арқилиқ һәл қилишқа тегишлик ишлар бар. Мәсилән, некадин аҗришиш, балини беқиш һоқуқи, бала беқиш һәққини тәләп қилиш, суғурта төләм пулини тәләп қилиш, вәйран болуш вә вәсийәт билән мунасивәтлик ишларни қануний йолда һәл қилимиз. Бундақ ишларни тинч йол билән сот арқилиқ һәл қилишқа тиришидиған Худа хизмәтчиси Муқәддәс китаптики нәсиһәт сөзлирини бузмайду.
Әгәр еғир җинайәт, йәни басқунчилиқ, балиларни хорлаш, башқиларға қәстән һуҗум қилиш, чоң оғрилиқ яки қатиллиққа охшаш ишлар йүз бәргәндә, Худа хизмәтчиси шундақ ишларни һөкүмәт орунлириға хәвәр қилса, Муқәддәс китап принциплирини бузған болмайду.
a Миладидин илгирики 455-жилидин миладидин илгирики 1-жилғичә 454 жил өткән. Миладидин илгирики 1-жилдин милади 1-жилғичә бир жил өткән (чүнки милади нөлинчи жил йоқ). Милади 1-жилдин милади 29-жилғичә 28 жил. Мошу үч санни қошсақ, җәми 483 жил болиду.