36-ДӘРИС
Һәммила ишта растчил болуң
Һәммимиз растчил кишиләр билән дост болушни халаймиз. Йәһваму достлириниң сәмимий, растчил болушини үмүт қилиду. Амма һәммила йәрни сахтипәзлик вә ялғанчилиқ қаплиған дунияда растчил болуш асан әмәс. Ундақта, һәммә ишта растчил болушниң қандақ пайдиси бар?
1. Растчил болушниң әң муһим сәвәви немә?
Биз башқиларға растчил болсақ, Йәһвани сөйидиғанлиғимиз вә һөрмәтләйдиғанлиғимизни көрситимиз. Ойлап көрүң: Худа биз ойлаватқан вә қиливатқан барлиқ ишларни билиду (Ибранийларға 4:13). Биз растчил болушни таллиғанда, У буни көриду вә буниңдин көңли сөйиниду. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Йәһва қув-мәккар адәмдин жиркинәр, дурус адәмни болса, йеқин дост тутар» (Пәнд-нәсиһәтләр 3:32, ЙД).
2. Күндилик турмушимизда растчил болушниң қандақ усуллири бар?
Йәһва Худа бизгә һәқиқәтни сөзләңлар дәйду (Зәкәрия 8:16, 17). Бу немини билдүриду? Аилә әзалиримиз, кәсипдашлиримиз, етиқатчи қериндашлиримиз яки һөкүмәт әмәлдарлири билән сөзләшкәндә, ялған сөзлимәймиз яки хата учур бәрмәймиз. Сәмимий яки дурус адәмләр оғрилиқ яки алдамчилиқ қилмайду (Пәнд-нәсиһәтләр 24:28 вә Әфәсликләргә 4:28ни оқуң). Улар барлиқ баҗ-селиқларни төләйду (Римлиқларға 13:5—7). Хуласә қилсақ, биз һәммила ишта растчил болимиз (Ибранийларға 13:18).
3. Растчил болушниң қандақ пайдиси бар?
Сәмимий яки растчил адәм дәп тонулсақ, башқилар бизгә ишиниду. Җамаәттикиләрниң һәммиси растчил адәм болса, өз ара бир-биригә ишинип, бехәтәр аилә кәйпиятини яритиду. Пак вижданимиздин хурсән болимиз. Растчиллиғимиз йәнә Қутқазғучимиз Худа тоғрисидики тәлимләрни зенәтләйду вә җамаәт сиртидикиләрни һәқ ибадәткә җәлип қилалайду (Титқа 2:10).
ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ
Растчил болушқа Йәһва Худаниң қандақ қарайдиғанлиғи, растчиллиқниң сиз үчүн қандақ пайдиси барлиғини көрүң вә турмушта һәрхил вәзийәтләрдә қандақ растчил болалайдиғанлиғиңизни үгиниң.
4. Растчиллиқ Йәһвани хурсән қилиду
Зәбур 44:21 вә Малаки 3:16ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Сизниңчә, немә үчүн мәлум бир ишни йошуруп қалалаймән дәп ойлимаслиғимиз керәк?
Сизниңчә, һәтта қийин әһвалдиму растини ейтсақ, Худа қандақ инкас қайтуриду?
Балилар растчил болса, ата-анилирини хошал қилиду. Бизму растчил болсақ, Йәһва Худаниң қәлби шат-хорамлиққа толиду
5. Һәрдайим растчил болуң
Нурғун инсанлар һәрдайим растчил болуш мүмкин әмәс дейишиду. Амма немә үчүн биз һәрдайим растчил болушимиз керәклигини көрүп беқиң. ВИДЕОНИ көрүң.
Ибранийларға 13:18ни оқуң вә кейин төвәндики вәзийәтләрдә растчил болуш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни муһакимә қилиң:
аилидә
иш орни яки мәктәптә
башқа вәзийәтләрдә
6. Сәмимий яки растчил болуш бизгә пайдилиқ
Биз сәмимий яки растчил болсақ, бәлки шу вақитниң өзидә зиян тартишимиз мүмкин. Амма жирақни көзлигәндә, биз үчүн көп пайдиси бар. Зәбур 34:12—16ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
Растчиллиқ турмушиңизни қандақ яхшилитиду?
А. Әр-аялниң нека риштисини күчәйтиду
Ә. Растчил ишчилар ғоҗайинлириниң ишәнчисигә еришиду
Б. Сәмимий пухралар һөкүмәт әмәлдарлири алдида яхши нам-атаққа еришиду
БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Яхши нийәттә ялған ейтиш хата әмәс».
Немә үчүн Йәһваниң барлиқ ялғанчилиқларни өч көридиғанлиғиға ишинисиз?
ХУЛАСӘ
Йәһва Худа Өз достлириниң барчә гәп-сөзлири вә иш-һәрикәтлиридә растчил болушини үмүт қилиду.
Тәкрарлаш
Һаятимизниң қайси саһалирида растчил болалаймиз?
Растини ейтмай йошуруп қалалаймән дәп ойлаш немә үчүн ахмақлиқ?
Немә үчүн һәммила ишта растчил болушни халайсиз?
ИЗДИНИП КӨРҮҢ
Ата-анилар балилириға растчил болушни қандақ үгитәләйду?
Вәдилиримизни орунлашниң қандақ пайдиси бар?
Баҗ-селиқниң натоғра ишлитилидиғанлиғини билсәкму, немә үчүн уни чоқум төләш керәк?
«Чоқум баҗ-селиқ төләш керәкму?» («Күзитиш мунари» 2011-жил, 1-сентябрь)