13-БАП
Талаш-тартишлар пәйда болди
Рәһбәрлик кеңәшниң хәтнә қилиш мәсилисини көрүп чиқиши
1—3. а) Немә сәвәптин биринчи әсирдики җамаәттә бөлгүнчилик пайда болди? ә) Әлчиләр китавиниң бу үзүндисини тәтқиқ қилишниң қандақ пайдисини көрәләймиз?
Хәтнә қилинмисаңлар (Әлчиләр 15:1)
4. Йәһудий хәлқидин чиққан бәзи Мәсиһ әгәшкүчилири қандақ натоғра көзқарашни тарқатқан вә қандақ соал пәйда болди?
5, 6. а) Йәһудий хәлқидин чиққан бәзи Мәсиһ әгәшкүчилири немә үчүн хәтнә қилишни тәләп қилған? ә) Хәтнә қилиш һәққидики келишим Ибраһим билән түзүлгән келишимгә киргәнму? Чүшәндүрүп бериң. (Изаһәткә қараң.)
7. Йәһудийәдин кәлгәнләр немини чүшәнмигән?
Бәс-муназирә вә талаш-тартишларни қилди (Әлчиләр 15:2)
8. Немә үчүн хәтнә қилиш мәсилиси Йерусалимдики рәһбәрлик кеңәшкә әвәтилгән еди?
9, 10. Антакядики бурадәрләр һәмдә Паул билән Барнаба биз үчүн қандақ әҗайип үлгә қалдурған?
11, 12. Немә үчүн Йәһва Худаниң қарарлирини күтүш муһим?
13. Вәз хизмитидә Йәһваниң сәвир-тақитидин қандақ үлгә алалаймиз?
Илһамландуридиған вақиәләрни тәпсилий ейтип бәргән (Әлчиләр 15:3—5)
14, 15. а) Антакядики җамаәт Паул, Барнаба вә һәмрайилириға қандақ һөрмәт көрсәткән? ә) Паул, Барнаба вә һәмрайилири йолда учратқан етиқатчиларни қандақ илһамландурған?
16. Немә үчүн хәтнә қилиш мәсилисини тез һәл қилиш керәк еди?
Әлчиләр һәм ақсақаллар биргә жиғилди (Әлчиләр 15:6—12)
17. Йерусалимдики рәһбәрлик кеңәш кимләрдин тәшкил тапқан вә немә үчүн ақсақалларму бу мәсилини һәл қилишқа қатнашқан?
18, 19. Петрус қандақ күчлүк сөзләрни ейтқан вә уни тиңшиғанлар қандақ хуласигә келиши керәк еди?
20. Қандақ қилип хәтнә қилиш тәрәпдарлири Худани синиған?
21. Барнаба билән Паул муһакимигә қандақ һәссә қошқан?
22—24. а) Бүгүнки күндики Рәһбәрлик кеңәш биринчи әсирдики рәһбәрлик кеңәшни қандақ үлгә қилиду? ә) Ақсақаллар тәшкилаттики тәртипни һөрмәтләшни қандақ көрситәләйду?