Хизмәт маһаритимизни мукәммәлләштүримиз. Өй егиси териккәндә тоғра инкас қайтуруш
Бу немишкә муһим? Биз хизмәттә учритидиған адәмләрниң көпинчиси силиқ-сипайә. Лекин Әйса агаһландурғандәк, бәзилири бизни өч көрүдиған болиду (Йоһ. 17:14). Шуниң үчүн бирси бизгә териксә, һәйран болмаслиғимиз лазим. Мошундақ һаләттә Йәһваниң намидин кәлгәнлигимиздин, Униңға яқидиғандәк һәрикәт қилишни халаймиз (Рим. 12:17—21; Пет. 1-х. 3:15). Мошундақ қилсақ, вәзийәтниң кәскинлишип кетишидин нери болимиз. Буниңдин ташқири, биз жүрүш-турушимиз арқилиқ өй егисигиму вә әтрапта байқаватқанларғиму гувалиқ берәләймиз. Шу сәвәптин улар келәр қетим Гувачиларни тиңшиши мүмкин (Кор. 2-х. 6:3).
Мошу айда мундақ қилип көрүң:
Аиләвий ибадәттә бу вәзийәтләрни мәшиқлинип көрүң.
Терикиватқан өй егиси билән сөзлишип болғандин кейин шеригиңиз билән у адәмгә қандақ қилип яхши җавап беришкә болидиғанлиғини муһакимә қилиң.