Хизмәт маһаритимизни мукәммәлләштүримиз. Китапчиларниң ярдими билән сөһбәтни давамлаштуруш
Немишкә бу муһим? Көп адәмләр бизниң әдәбиятлиримизни оқушни яхши көриду, бирақ улар Муқәддәс Китапни оқуп-үгинишни халимайду. Бәлким улар өзлириниң динини тоғра дәп һесаплайду яки оқуп-үгинишкә вақтимиз йоқ дәп ойлайду. Лекин бизниң әдәбиятларни турақлиқ оқуса, улар Худа Сөзигә болған иштияқини риваҗландуруши мүмкин (Пет. 1-х. 2:2). Еһтимал, қандақту бир мақалә уларға тәсир қилиду. Бәзидә уларниң шараитлири өзгириши мүмкин. Әгәр биз улар билән дайим сөһбәтлишип турсақ, улар очуқ сөзлишидиған болиду һәм биз уларни немә қизиқтуриду вә немигә ғәм қилидиғанлиғини биләләймиз.
Мошу айда мундақ қилип көрүң:
Китапчиларниң ярдими билән сөһбәтлишип турушқа болидиған адәмләрниң тизимини йезиң. Китапчиларни көрситиң һәм келәрки қетим башқа китапчиларниму әкелидиғиниңизни ейтиң.