Үч күнлүк конгрессқа тегишлик әсләтмиләр
Конгресс кәштиси. Конгресс өтидиған җайниң ишиклири 8:00да ечилиду. Конгресс үч күн уда 9:20дә музыка билән башлиниду. Шу чағда программимиз вақтида башлиниши үчүн, барлиғимиз егилигән җайлиримизға берип олтиришимиз керәк. Программа җүмә вә шәнбә күнлири чүштин кейин тәхминән саат бәштә, йәкшәнбә күни болса саат төрткә йеқин нахша вә дуа билән аяқлишиду.
«Йәһва Худани мәдһийиләп нахша ейтайли». Қедимда Худаниң хәлқи Йәһва Худани нахшиларда мәдһийилигән, шуниңға охшаш бүгүнму нахшилар һәқиқий ибадәттә муһим ролни атқуриду (Зәб. 28:7). Конгрессниң һәрбир қисми нахша билән башлиниду. Бу — үзүлүштә қоюлудиған аддий музыка әмәс, бу музыка Йәһва Худани тонуп билишимиз үчүн алаһидә тәйярланған. Шу сәвәптин, программиниң рәиси музыкиниң башлинишини ейтқанда, параңлиримизни тохтитип, җайлиримизға олтирип, миннәтдарлиқ сезимлиримиз билән музыкини тиңшишимиз керәк. Мошундақ қилип «Күзәт мунариси» җәмийитиниң оркестр әзалириниң әмгигини қәдирләйдиғанлиғимизни көрситимиз. Шу бурадәр-қериндашлар жилиға икки қетим биз үчүн чирайлиқ музыкиларни йезиш үчүн өз пуллирини хираҗәт қилип Паттерсонға (Нью-Йорк) бариду Музыкини диққәт билән тиңшиғандин кейин, һәммимиз бирликтә Падишалиқ нахшилири арқилиқ Йәһва Худани мәдһийилишимиз керәк.
Машина тохтитиш. Мүмкинчилик болса, конгресс өтүдиған җайда машиниларни қойидиған һәқсиз җайлар тәйярлиниду. Адәттә машина қоюдиған җайлар чәкләнгән, шуңа бир машинида көпирәк адәм кәлгини дурус. Мәйип адәмләрниң машинилириға арналған орунларға пәқәт мәхсус һөҗәтлири яки бәлгүлири бар һайдиғучилар қоялайду.
Җай егиләш. Әтигәнлиги ишикләр ечилған чағда, илтимас, конгрессқа кәлгәнләр орун егиләш үчүн өзара чепишмайли. Әксичә, хатирҗәмликни сақлап, башқилар үчүн өз қолайлиқлиримизни қурбан қилишқа тәйяр болайли. Пидакарлиқ роһи бизни һәқиқий мәсиһийләр сүпитидә пәриқ қилип, бизгә нәзәр салған әтраптикиләрни Худани мәдһийиләшкә дәвәт қилиду (Йоһ. 13:34, 35; Кор. 1-х. 13:5; Пет. 1-х. 2:12). Орунларни пәқәт биз билән машинида кәлгәнләр, биллә туридиғанлар яки биз билән Муқәддәс китапни оқуп-үгиниватқанлар үчүн егилисәк болиду. Яшанғанлар вә мәйипләр үчүн мәхсус орунлар болиду. Бу орунлар чәклик болғанлиқтин, яшанған яки мәйип кишигә ярдәм бериш үчүн бир яки икки адәм уларниң йенида олтарса болиду.
Мувапиқ кийим. Конгресс вақтида биз мошу дунияни әкс әттүридиған кийимдә әмәс, бәлки кичик пеиллиқни көрситидиған мувапиқ кийимдә болушимиз зөрүр (Тим. 1-х. 2:9). Меһманханиниң тизимиға тиркәлгәндә яки униңдин чиққанда яки конгресстин йә авал йә кейин бош вақтимизда, биз һәддидин ташқири азадә яки тар вә келәңсиз кийинмәслигимиз керәк. Шу чағда биз пәхирлинип плакеткини тақап, мүмкин болған әһвалларда гувалиқ беришкә уялмаймиз. Алдимиздики конгресста бизниң ташқи көрүнүшүмиз вә үлгилик жүрүш-турушимиз пәқәт сәмимий адәмләрни Муқәддәс китаптики һаят қутқузуш хәвиригә җәлип қилипла қоймай, бәлки Йәһва Худаниму хурсән қилиду (Зәб. 3:17).
Электронлуқ қурулмилар. Әгәр биз программа башланмай туруп телефонлиримизни вә башқа электронлуқ қурулмилиримизни башқиларға кашила қилмайдиған һаләткә қоюп қойсақ, у чағда биз әдәп-әхлақимиз жуқури екәнлигини көрсәткән болимиз. Фотоаппарат, видеокамера, планшет вә башқа қурулмиларни қолланғанда, биз йенимиздикиләрни ойлап, уларға кашила қилмаймиз һәм алдини тосимаймиз. Яхши әдәп-әхлақ программа болуватқанда, һаҗәтсиз учурларни вә электронлуқ хәтләрни әвәтмәсликни өз ичигә алиду.
Чүшлүк үзүлүш. Үзүлүш вақтида конгресстин кәтмәслик үчүн, тамиғиңизни өзүңиз билән елип келиң. Әгәр һаҗәт болуватса, орундуқниң тегигә патқидәк сумкини елип кәлсиңиз болиду. Йоған аиләвий музлатқуч-сумка, әйнәк қача-қомучларни әкелишкә һәргиз болмайду.
Ианиләр. Конгрессниң уюштурулғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, Ибадәт өйидә яки конгресста дуниявий паалийәт үчүн ихтиярий ианә пулларни бәрсәк болиду. Униң үчүн биз көрүнидиған җайларға орунлаштурулған ианә сандуқлирини пайдилиналаймиз.
Дора-дәрмәк. Дохтурниң көрсәтмиси бойичә дора ичиватқан болсиңиз, илтимас, уни өзүңиз билән елип келишни унтумаң, чүнки конгресста ундақ нәрсиләр болмайду. Инсулинлиқ шприцлар вә жиңниләр — хәтәрлик қалдуқлар, уларни меһманханида яки конгресс өткүзилүдиған җайда адәттики әхләтләр ташлинидиған әхләт сандуқлириға ташлашқа болмайду.
Хәтәрликниң алдин елиш усуллири. Путлишип яки жиқилип чүшмәслик үчүн түз әмәс яки тейилғақ йәрләрдә диққәтлик болуң. Һәр жили қолайсиз аяқ кийим яки пашниси егиз аяқ кийимләрдин җараһәтлинишләр болуватиду. Аяқ кийим аддий вә қолайлиқ болуши керәк, шу чағда пәләмпәйләрдә яки пәнҗирилиқ йолларда меңишқа қолайлиқ вә бехәтәр болиду.
Балаһарвулири вә орундуқлар. Конгресс болидиған җайға балаһарвуларни вә орундуқларни елип келишкә болмайду. Лекин, ата-аниларниң олтарған орундуғиға четип қоюшқа болидиған балилар үчүн кичик һәм бехәтәр орундуқлар болса, рухсәт қилиниду.
Әтир сулар (парфюмерия). Һазир көплигән конгресслар йепиқ сарайларда өтиду. Шуниң үчүн, биз пуриғи күчлүк әтирләрни пайдиланмаслиғимиз нәпәс ағриқлири бар адәмләргә меһир-муһәббәтниң көрсәтмиси болиду (Кор. 1-х. 10:24).
«Пожалуйста, посети этого человека» (S-43) бланкиси. Конгресс вақтида нарәсмий гувалиқ бәргәндә, адәм қизиқиш көрсәтсә, «Пожалуйста, посети этого человека» бланкисини толтурушиңизни сораймиз. Толтурулған бланкини әдәбиятлар бөлүмигә яки конгресстин кейин җамаәт кативиға беришкә болиду.
Ресторанлар. Үлгилик жүрүш-турушиңлар арқилиқ Йәһва Худани мәдһийиләңлар. Кийгән кийимлиримиз Худаниң хизмәтчлиригә лайиқ болуши керәк. Шундақла шу йәрниң адити бойичә чайпулни бериш тегишлик болса, уни бәргән дурус болиду.
Меһманханилар.
Илтимас, һаҗәт болған бөлмиләрдин артуқ тапшуруқ бәрмәң вә бөлмиңиздә рухсәт қилинғандин артуқ кишиләр яшимаслиғи керәк.
Болмай кәткән әһвалда, меһманханиға бәргән тапшурмиңизни қайтурсиңиз болиду, башқилар сиз тапшуруш қилған бөлмини алалиши үчүн, меһманханиға дәрру хәвәрләш керәк (Мәт. 5:37). Тапшурушни қайтурувелиш илтимасиңизни бәргәндә, илтимасиңиз қобул қилинғанлиғиға көз йәткүзүң. Меһманханидики бөлмигә тапшурушиңизни 48 саат илгири қайтурмисиңиз, төлигән пулиңиз қайтурулуп берилмәйду.
Меһманханиниң бөлмисигә тапшуруш бәргәндә төләм карточкисини қоллансиңиз, адәттә, меһманхана карточкиңизниң һесапчотидин бөлмини иҗаригә елиш һәққидин ташқири меһманханидики қандақту бир зиянчилиқ кәлтүрүлүши мүмкин болған пулниму тутуп қалиду. Меһманхана толуқ һесаплашмиғичә, карточкиңиздики пулни бирнәччә күнгичә қоллиналмайсиз.
Меһманханиниң қолһарвусини пәқәт жүкиңиз тошушқа тәйяр болған һаләттила алсиңиз болиду, андин уни башқилар пайдилиналиши үчүн дәрру қайтуруп бериң.
Меһманханиниң хизмәтчилири жүкни бөлмигә йәткүзүп бәргәндә, шу йәрниң адити бойичә уларға чайпулни бериш тегишлик болса, уни бериш дурус болиду.
Таамларни пәқәт рухсәт қилинған җайлардила тәйярлаш керәк.
Меһманханида әтигәнлик тамақ, кофе яки башқа нәрсиләр берилгән болса, уларни тегишлигидин артуқ алмаңлар.
Меһманханиниң хизмәтчилири билән мунасивитиңларда роһ мевисини көрситиңлар. Улар көп меһманларни күтиду вә сизниң көрсәткән иззәт-һөрмитиңизни, сәвирлигиңизни вә әқил-параситиңизни байқайду.
Ата-анилар лифт, хауз, қарши елиш айвини, спортзал яки меһманханиниң башқа һәрқандақ җайлирида балилирини нәзәрдә тутуши керәк.
«Тәғдим қилинған бөлмиләр тизимида» көрситилгән баһа — иҗаригә берилгән бөлминиң бир күнлүк толуқ баһаси. Әгәр сизниң тапшурушиңиздин ташқири баһа көрситилгән болса, конгрессниң орунлаштуруш бюроси билән дәрру алақилишиң.
Меһманханида бөлмигә тегишлик болған һәрқандақ чүшәнмәсликләр билән учрашсиңиз, конгрессниң орунлаштуруш бюроси билән дәрру алақилишиң.
Пидаийлар хизмити. Пидаий сүпитидә хизмәт қилишни халиғанлар конгресстики пидаий хизмәт қилиш бөлүмигә йолуқуши керәк. Йеши техи он алтигә толмиған балиларму бу хизмәткә қатнишалайду. Лекин балилар бу хизмәтни ата-анисиниң яки ғәмхорчисиниң, йә болмиса ата-аниси ишәш қилип тапшурған чоңлар билән қилалайду.