«Уларниң етиқадиға тәқлит қилиңлар»
1. «Уларниң етиқадиға тәқлит қилиңлар» китавиниң мәзмуни немә һәққидә?
1 Йеқинда өткән регионаллиқ конгрессларниң биридә биз етиқадимизни мустәһкәмләйдиған «Уларниң етиқадиға тәқлит қилиңлар» намлиқ китапни алдуқ. Бу нәширдә Муқәддәс китапта тәсвирләнгән етиқади күчлүк 14 әр вә аялниң үлгиси қараштурулиду. Китап шундақ түзүлгәнки, шу садиқ хизмәтчиләр бизниң тәсәввуримизда гәвлиниду. Униң ярдими билән Йәһваға садиқ хизмәт қилип, қийинчилиқларға учриған реал шәхсләрни көрәләймиз. Шундақла бу китаптики һекайиләрдин елинған савақларни бүгүнки күндә әмәлийәттә қоллансақ болиду (Ибр. 6:12).
2. «Уларниң етиқадиға тәқлит қилиңлар» намлиқ китавиниң бәзибир алаһидиликлирини ейтип бериңлар.
2 Алаһидиликлири. Бу китап қәһриманларниң қачан вә қәйәрдә яшиғанлиғини ениқлашқа ярдәм беридиған вақитлиқ шкалисини вә хәритиләрни өз ичигә алиду. Шундақла, һәрбир бапта «Мулаһизә қилайли...» дегән рамка бар. У бизни оқулғанлар үстидин мулаһизә қилип, үгәнгәнлиримизни әмәлийәттә қоллинишқа дәвәт қилиду. Китаптики пухта ойлаштурулған вә түрлүк бояқлар билән берилгән рәсимләр тәрипләнгән вақиәләрни реал тәсәввур қилишқа ярдәм бериду.
3. Бу әдәбиятни тәтқиқ қилиштин көпирәк пайда елиш үчүн, немә қилишимиз керәк?
3 Өзүңизгә қандақ пайда алалайсиз? Китапниң киришмисидики Рәһбәрлик кеңәшниң хетидә: «Тәсәввур вә һис-туйғулириңларни ишлитиңлар. Муқәддәс китаптики қәһриманларниң немә һис қилғанлиғини һис қилип, улар көргән нәрсиләрни көрүшкә тиришиңлар. Уларниң орнида қандақ қилидиғанлиғиңлар һәққидә ойлинип көрүңлар». Әлвәттә, тәсәввур қилиш һәддидин ташқири пәрәз қилишни билдүрмәйду. Бәлки муқәддәс роһниң васитиси билән йезилған баянатта немә тоғрилиқ ейтиливатқанлиғини көз алдимизға кәлтүрүп, баш қәһриманларға һисдашлиқ көрситишни билдүриду. Буниң үчүн мулаһизигә вақит бөлүш керәк (Нәһ. 8:8).
4. Немишкә «Уларниң етиқадиға тәқлит қилиңлар» китавини тәтқиқ қилиш пайдилиқ?
4 Биз яшаватқан дуния һәр күни түрлүк йоллар билән етиқадимизни вәйран қилишқа яки аҗизлаштурушқа тиришиватиду. Бу китап вә бу китапниң асасини тәшкил қилидиған «Күзәт мунаридики» сәрләвһә — етиқадимизни мустәһкәмләшкә ярдәм беридиған Пәрвәрдигар Йәһвадин кәлгән соғаттур (Яқуп 1:17). Келиңлар, бу китапни өзүмиз чүшинидиған тилда шәхсий яки аиләвий тәтқиқ қилиш арқилиқ толуқ мөлчәрдә пайдилинайли!