Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w20 июнь 17-б.
  • Оқурмәнләрниң соаллири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Оқурмәнләрниң соаллири
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2020
  • Охшаш мәлумат
  • Чөмдүрүлгәндин кейин, «йеңи тәбиәтни» давамлиқ кийиңлар
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2022
  • Мулайимлиқ. Бу пәзиләтниң пайдиси
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2020
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2020
w20 июнь 17-б.

Оқурмәнләрниң соаллири

«Муқәддәс роһниң мевисигә» пәқәт Галатилиқларға 5:22, 23-айәтләрдә йезилған хисләтләр кирәмду?

  • МЕҺИР-МУҺӘББӘТ

  • ХОШАЛЛИҚ

  • ТЕЧЛИҚ

  • СӘВИР-ТАҚӘТ

  • МЕҺРИБАНЛИҚ

  • ҺИММӘТЛИК

  • ЕТИҚАТ

  • МУЛАЙИМЛИҚ

  • ӨЗИНИ ТУТУШ

Бу айәттә тоққуз хисләтниң тизими кәлтүрүлгән: «Муқәддәс роһниң мевиси болса: бу — меһир-муһәббәт, хошаллиқ, течлиқ, сәвир-тақәт, меһрибанлиқ, һиммәтлик, етиқат, мулайимлиқ, өзини тутуш». Худаниң роһи пәқәт мошу тоққуз хисләтни йетилдүрүшимизгә ярдәм бериду дәп ойлишимизниң һаҗити йоқ.

Буни нәдин билимиз? Әлчи Паул муқәддәс роһниң мевисини тилға елиштин илгири мундақ язған: «Тәнниң ишлири болса рошән: бу — җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, бутпәрәслик, җинкәшлик, дүшмәнлик, җедәлләр, қизғанчуқлуқ, дәрғәзәпләр, урушқақлиқ, бөлгүнчилик, мәзһәпчилик, көрәлмәслик, һарақкәшлик, әйш-ишрәтләр вә шуниңдәк ишлар» (Гал. 5:19—21). Қизиқарлиқ йери шуки, Паул сөзини «вә шуниңдәк ишлар» дәп аяқлаштурған. Шундақла у Колосилиқларға 3:5-айәттә башқа «тәнниң ишлири» бар екәнлигини ейтқан. Әлчи Паул тоққуз хисләтни атап өткәндин кейин мундақ дегән: «Буниң һәммисигә қарши һечқандақ қанун йоқ». Шуңа Паул биз муқәддәс роһ ярдими арқилиқ риваҗландурушқа болидиған һәммә есил пәзиләтләрниң тизимлигини атап өтүшкә урунмиған.

Әлчи Паул Тимотийни алтә пәзиләткә, йәни «һәққанийлиққа, Худаға болған вападарлиққа, етиқатқа, меһир-муһәббәткә, тәқабиллиққа [сәвир-тақәт], мулайимлиққа» интилишкә дәвәт қилған (Тим. 1-х. 6:11). Буларниң үчила етиқат, меһир-муһәббәт, мулайимлиқ «муқәддәс роһниң мевисигә» кириду. Амма Тимотийға йәнә һәққанийлиқни, Худаға болған вападарлиқни вә сәвир-тақәтни йетилдүрүши керәк еди (Колосилиқларға 3:12ни селиштуруң; Петрусниң 2-хети 1:5—7).

Шуңа, Галатилиқларға 5:22, 23-айәтләрдә йетилдүрүшкә болидиған һәммә есил пәзиләтләр йезилмиған. Худа роһи «муқәддәс роһниң мевисини», йәни тоққуз пәзиләтләрни йетилдүрүшкә ярдәм бериду. Бирақ роһий җәһәттин йетилгән мәсиһий болуш үчүн, йәнә көп пәзиләтләрни риваҗландуруш вә «Худаниң ирадиси бойичә һәқиқий һәққанийлиқта һәм садиқлиқта яритилған йеңи шәхскә» өзгириш зөрүр (Әфәс. 4:24).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш